13
Сахта пәйғәмбәрләргә болған агаһ
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
«И инсан оғли, сән Исраилниң бешарәт бәргүчи пәйғәмбәрлири, йәни өз тәсәввури билән бешарәт бәргүчиләрни әйипләп бешарәт берип: «Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар!» — дегин.
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өз роһиға әгишип маңидиған, һеч вәһийни көрмигән һамақәт пәйғәмбәрләрниң һалиға вай! И Исраил, сениң пәйғәмбәрлириң худди харабиләр арисида жүрүватқан түлкиләрдәк болди. Силәр бөсүлгән җайларға чиқмиғансиләр, униң Пәрвәрдигарниң күнидә болидиған җәңдә пухта туруши үчүн Исраил җәмәтиниң бузулған темини һеч ясимидиңлар. «Силәр бөсүлгән җайларға чиқмиғансиләр, униң Пәрвәрдигарниң күнидә .. Исраил җәмәтиниң бузулған темини һеч ясимидиңлар» — бу гәпму сахта пәйғәмбәрләргә ейтилған: 4-айәт бойичә улар «харабиләр арисида жүргән түлкиләрдәк» болиду — бәлким Исраил җәмийитиниң бузулған әһвалиға задила қаримай, пәқәт өзлири үчүн кичиккинә бир «уга төшүгини» колаш билән шуғуллиниватиду.
«Пәрвәрдигар мундақ дәйду» дегүчиләр болса пәқәт сахта бир көрүнүшни вә ялған пални көргәнләрдин ибарәттур; Пәрвәрдигар уларни әвәтмигән; бирақ улар өз сөзиниң әмәлгә ашурулушини үмүт қилиду. Силәр «Пәрвәрдигар мундақ дәйду» дегиниңларда, Мән һеч сөз қилмиған турсам, силәр сахта бир «аламәт көрүнүш»ни көргән, ялған пални ейтқан әмәсму? Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Силәр ойдурма сөзлигиниңлар, ялған «аламәт көрүнүш»ләрни көргиниңлар түпәйлидин, әнди мана, Мән силәргә қаршимән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Мениң қолум сахта «аламәт көрүнүш»ни көргән вә ялған пални ейтқан пәйғәмбәрләр билән қаршилишиду; улар өз хәлқимниң кеңишидә олтармайду, улар Исраил җәмәтиниң нәсәбнамисидә хатириләнмәйду; улар Исраилниң зиминиға һеч киргүзүлмәйду; шуниң билән силәр Мениң Рәб Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
10 Бәрһәқ, улар теч-аманлиқ болмиғандиму «теч-аманлиқ!» дәп җар селип, хәлқимни езиқтурғанлиғи үчүн, бириси непиз ара тамни қопурса, улар келип пәқәт уни һак сугақ билән ақартип қойғанлиғи үчүн — 11 Тамни һак сугақ билән ақартиватқанларға: «Бу там жиқилиду!» дегин! Кәлкүндәк бир ямғур яғиду! И йоған мөлдүрләр, силәр чүшисиләр! Дәһшәтлик бир шамал чиқиду; «Тамни һак сугақ билән ақартиватқанларға: «Бу там жиқилиду!» дегин!» — Әзакиял сахта пәйғәмбәрләрни мәсъулийәтсиз тамчиларға охшитиду. Непиз бир тамни пухта сугап күчәйтишниң орнида, улар пәқәт чирайлиқ көрүнүш үчүн уни һак билән ақартиду. 12 вә мана, там өрүлүп чүшкәндә, хәқ силәрдин: «Силәр бу тамни сугиған һак сугақ қени!» дәп соримамду?
13 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Өз қәһрим билән дәһшәтлик бир шамал партлитип чиқиримән; Мениң аччиғимдин кәлкүндәк бир ямғур вә һәммини һалак қилидиған қәһрлик мөлдүрләр яғиду. 14 Шуниң билән Мән силәр һак сугақ билән ақартқан тамни ғулитип, униң улини ашкарә қилип, уни йәр билән йәксан қилимән; у ғулап чүшкәндә, силәр униң арисида һалак болисиләр; вә Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр. 15-16 Шундақ қилип Мән қәһримни там һәм уни һак сугақ билән ақартқанларниң үстигә чүшүрүп пиғандин чиқимән; вә: «Там йоқ болди, шундақла уни һак сугақ билән ақартқанлар, йәни Йерусалим тоғрилиқ бешарәт бәргүчи, һеч теч-аманлиқ болмиғандиму у тоғрилиқ теч-аманлиқни көрсәткән «аламәт көрүнүш»ни көргән Исраилниң пәйғәмбәрлириму йоқ болди» — дәймән». «Мән қәһримни там һәм уни һак сугақ билән ақартқанларниң үстигә чүшүрүп пиғандин чиқимән; вә ... дәймән» — мәзкур бешарәттики әң ахирқи айәт бойичә бу «непиз там» Йерусалимни көрситиду, әнди сахта пәйғәмбәрләр униң бузуқ йәрлирини пухта қилмай, пәқәт һәммиси чирайлиқ көрүнсүн дәп уни «сахта бешарәтләр» билән ақартиду.
 
«Аял пәйғәмбәрләр» тоғрилиқ бешарәт
17 «Әнди сән, и инсан оғли, өз тәсәввури бойичә бешарәт бәргүчи өз хәлқиңниң қизлириға йүзүңни қаритип, уларни әйипләп бешарәт берип мундақ дегин: —
18 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Өз беғишлириниң һәр биригә сеһирлик биләйүзүкләрни қадап, җанларни қапқанқа елиш үчүн һәр қандақ егиз-пакар адәмләрниң бешиға пәрәнчини ясиғанларға вай! Әнди силәр өз хәлқимниң җанлирини қапқанқа чүшүрүп, җанлириңларни сақ қалдуримиз дәватамсиләр? «Өз беғишлириниң һәр биригә сеһирлик биләйүзүкләрни қадап, ... һәр қандақ егиз-пакар адәмләрниң бешиға пәрәнчини ясиғанларға вай!» — аяллар бу «биләйүзүк» вә «пәрәнҗә»ләрни қандақ ишләткәнлиги анчә ениқ болмисиму, лекин шүбһисизки, улар арқилиқ сеһирлик, җадугәрлик йолида һәр қандақ адәмләрни дәмиди қилип өз индикигә кәлтүрмәкчи болған; 19-айәт техиму көп тәпсилатларни бизгә тәминләйду. 19 Нәччә тутам арпа, нәччә чишләм нанни дәп силәр Маңа күпүрлүк қилип, ялған сөзгә қулақ салидиған Мениң хәлқимгә ялғанчилиғиңлар арқилиқ өлмәскә тегишликлирини өлтүрүп, тирик қалмаслиққа тегишликлирини һаят қалдурмақчимусиләр? Мик. 3:5
20 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән силәрниң қушларни қапқанқа чүшүргәндәк кишиләрни қапқанқа чүшүргүчи сеһирлик «теңиқ»лириңларға қаршимән, Мән уларни билигиңлардин житип ташлаймән; шуниң билән силәр қушларни қапқанқа чүшүргәндәк тутқан кишиләрни әркинликкә учуриветимән.
21 Мән силәрниң пәрәнҗилириңларниму житип ташливетип, хәлқимни қолуңлардин қутқузимән; улар йәнә қолуңларда олҗа болуп турмайду; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
22 Силәр ялғанчилиқ билән, Өзүм азар бәрмигән һәққаний адәмләрниң көңлигә азар бәргәнлигиңлар үчүн, шундақла рәзил адәмләрниң һаятини сақлап қутқузушқа уларни рәзил йолидин яндурмай, әксичә уларниң қолини күчәйткиниңлар үчүн, 23 силәр қуруқ «аламәт көзүнүш»ләрни иккинчи болуп көрмәйсиләр, яки ялған палчилиқ қилмайсиләр; Мән Өз хәлқимни қолуңлардин қутқузимән; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр».
 
 

13:5 «Силәр бөсүлгән җайларға чиқмиғансиләр, униң Пәрвәрдигарниң күнидә .. Исраил җәмәтиниң бузулған темини һеч ясимидиңлар» — бу гәпму сахта пәйғәмбәрләргә ейтилған: 4-айәт бойичә улар «харабиләр арисида жүргән түлкиләрдәк» болиду — бәлким Исраил җәмийитиниң бузулған әһвалиға задила қаримай, пәқәт өзлири үчүн кичиккинә бир «уга төшүгини» колаш билән шуғуллиниватиду.

13:11 «Тамни һак сугақ билән ақартиватқанларға: «Бу там жиқилиду!» дегин!» — Әзакиял сахта пәйғәмбәрләрни мәсъулийәтсиз тамчиларға охшитиду. Непиз бир тамни пухта сугап күчәйтишниң орнида, улар пәқәт чирайлиқ көрүнүш үчүн уни һак билән ақартиду.

13:15-16 «Мән қәһримни там һәм уни һак сугақ билән ақартқанларниң үстигә чүшүрүп пиғандин чиқимән; вә ... дәймән» — мәзкур бешарәттики әң ахирқи айәт бойичә бу «непиз там» Йерусалимни көрситиду, әнди сахта пәйғәмбәрләр униң бузуқ йәрлирини пухта қилмай, пәқәт һәммиси чирайлиқ көрүнсүн дәп уни «сахта бешарәтләр» билән ақартиду.

13:18 «Өз беғишлириниң һәр биригә сеһирлик биләйүзүкләрни қадап, ... һәр қандақ егиз-пакар адәмләрниң бешиға пәрәнчини ясиғанларға вай!» — аяллар бу «биләйүзүк» вә «пәрәнҗә»ләрни қандақ ишләткәнлиги анчә ениқ болмисиму, лекин шүбһисизки, улар арқилиқ сеһирлик, җадугәрлик йолида һәр қандақ адәмләрни дәмиди қилип өз индикигә кәлтүрмәкчи болған; 19-айәт техиму көп тәпсилатларни бизгә тәминләйду.

13:19 Мик. 3:5