9
Давами
1 Аһ, мениң бешим суниң беши,
Көзүм яшниң булиқи болсииди!
Ундақта хәлқимниң қизи арисидики өлтүрүлгәнләр үчүн кечә-күндүз жиғлайттим!
■ 2 Аһ, мән үчүн чөл-баяванда йолучилар чүшкидәк бир туралғу болсииди!
Ундақта хәлқимни ташлап, улардин айрилған болаттим!
Чүнки уларниң һәммиси зинахорлар,
Мунапиқларниң бир җамаитидур!»
□ ■
Пәрвәрдигарниң сөзиниң давами
3 — Улар оқячи ләшкәрләр оқяйини егилдүргәндәк тилини ялғанчилиққа егилдүрүшкә тәйярлиған; улар зиминда үстүнлүк қазанған, бирақ бу сәмимийлик билән болған әмәс; улар рәзиллик үстигә рәзиллик қилған, Мени һеч тонуп билмигән» — дәйду Пәрвәрдигар.
□ ■ 4 — Һәр бириңлар өз йеқиниңлардин һези болуңлар, қериндашлириңларға һеч таянмаңлар; чүнки һәр бир қериндаш пәқәтла алдиғучи, халас, һәр бир йеқинлириң болса төһмәтхорлуқта жүрмәктә.
■ 5 Улар һәр бири өз йеқинлириға алдамчилиқ қилмақта, һеч ким һәқиқәтни сөзлимәйду; улар өз тилини ялған сөзләшкә үгитиду, улар қәбиһликтә өзлирини упритиду.
6 Улар җәбир-зулум үстигә җәбир-зулум қилмақта, алдамчилиқтин йәнә бир алдамчилиққа өтмәктә; улар Мени тонушни рәт қилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
□ 7 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни еритип тавлап синаймән; хәлқимниң қизиниң рәзиллигигә Маңа башқа йол қалмидиму?
8 Уларниң тили әҗәл оқидур; у алдамчилиқни сөзләйду; һәр бир еғиз сөзидә йеқини билән теч-аманлиқни сөзләйду, лекин көңлидә қилтақ тәйярлайду.
■ 9 Бу ишлар түпәйлидин уларни җазалимай қоямдим? — дәйду Пәрвәрдигар, — Мениң җеним мошундақ бир әлдин қисас алмай қоямду?
■
Келидиған апәт үчүн Йәрәмия мәрсийә оқуйду
10 «Тағлардики яйлақлар үчүн жиға вә налә-пәряд көтиримән,
Даладики отлақлар үчүн мәрсийә оқуймән;
Чүнки улар көйүп кәттики, һеч ким у йәрдин өтмәйду;
Калиларниң һөкирәшлири аңланмайду;
Һәм асмандики учар-қанатлар һәм һайванатларму қечип,
Шу йәрдин кәтти!».
Пәрвәрдигар сөзини давам қилиду
11 — Мән Йерусалимни хараплашқан топ-топ дога, чилбөриләрниң бир туралғуси қилимән;
Йәһуда шәһәрлирини адәм турмайдиған дәриҗидә вайранә қилимән.
■ 12 — Ким бу ишларни чүшинишкә данишмән болиду?
Ким Пәрвәрдигарниң ағзидин сөз елип буларни чүшәндүрәләйду?
Немишкә зимин вәйранә, һеч ким өтмигидәк, көйүп чөл-баявандәк болуп кәтти?
13 Пәрвәрдигар дәйду, — Чүнки улар Мән улар алдиға қойған Тәврат-қанунни ташливәткән, Мениң авазимға қулақ салмиған вә униңда маңмиған,
14 Бәлки өз қәлбидики җаһиллиққа әгәшкән, ата-бовилири уларға өгәткәндәк Баалларниң кәйнигә әгишип кәткән,
□ 15 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән бу хәлиққә кәкрини йегүзимән, уларға өт сүйини ичкүзимән,
■ 16 уларни улар яки ата-бовилири илгири һеч тонумайдиған әлләр арисиға тарқитимән; Мән уларни йоқатқичә уларниң кәйнидин қоғлашқа қилични әвәтимән.
■ 17 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Көңүл қоюңлар, матәмчи аялларни келишкә чақириңлар, жиғлашқа әң уста болған қиз-аялларни чақирип келишкә адәм әвәтиңлар!
□
Йәрәмия Пәрвәрдигарниң сөзлиригә җавап бериду
18 — Бәрһәқ, улар тез кәлсун, биз үчүн зор жиға көтәрсунки, бизниң көзлиримиздинму яшлар тарамлап төкүлсун, чанақлиримиздинму яш тамчилири ақсун — 19 чүнки Зиондин жиға авази аңлинип: — «Биз қанчилик булаң-талаң қилиндуқ! Қанчилик шәрмәндә болдуқ! Улар туралғулиримизни өрүвәтти, биз зиминимизни ташлидуқ!» — дейилиду.
20 Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и аяллар,
Униң ағзидики сөзгә қулақ селиңлар;
Қизиңларға жиғлашни үгитиңлар,
Һәр бириңлар йеқиниңларға мәрсийә оқутуңлар;
21 Чүнки өлүм болса деризилиримиздин ямишип киргән,
Орда-истиһкамлиримизғиму киргән;
У балиларни кочилардин,
Жигитләрни рәстә-мәйданлардин жулуп ташлиған.
22 Йеқинлириңларға уқтуруп: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Бәрһәқ, җәсәтләр далада тезәктәк жиқилиду;
Улар ормичиниң орғиқиниң астиға жиқилған,
Лекин һеч ким жиғмайдиған башақтәк йәргә чечилиду!» — дәңлар!
■
23 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Дана киши даналиғи билән, күчлүк киши күчлүклиги билән, бай байлиқлири билән пәхирлинип махтанмисун;
■ 24 пәхирлинип махтиғучи болса шуниңдин, йәни Мени, йәр йүзидә меһир-муһәббәт, адаләт вә һәққанийлиқни жүргүзгүчи Мән Пәрвәрдигарни тонуп йәткәнлигидин пәхирлинип махтансун; чүнки Мениң хурсәнлигим дәл мошу ишлардиндур, — дәйду Пәрвәрдигар.
25 Мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән хәтнә қилмиғанларни хәтнә қилинғанлар билән биллә җазалаймән;
26 йәни Мисир, Йәһуда, Едом, Аммонийлар вә Моабийлар, җүмлидин чөл-баяванда туруватқан, чекә чачлирини чүшүрүвәткән әлләрни җазалаймән; чүнки бу әлләрниң һәммиси хәтнисиздур; Исраилниң барлиқ җәмәтиму көңлидә хәтнисиздур.
□ ■