117
117-күй •••• «Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун!»
Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, чүнки У меһривандур;
Униң меһир-муһәббити мәңгүдур!
Исраил: «Униң меһир-муһәббити мәңгүдур» — десун!
Һарун җәмәти: «Униң меһир-муһәббити мәңгүдур» — десун!
Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар: «Униң меһир-муһәббити мәңгүдур» — десун!
Қистақта қелип Яһға нида қилдим;
Яһ җавап берип, мени кәңри-азатиликтә турғузди.
Пәрвәрдигар мән тәрәптидур, мән қорқмаймән;
Инсан мени немә қилалисун? Рим. 8:31
Пәрвәрдигар маңа ярдәм қилғучилар арисида болуп, мениң тәрипимдидур;
Өчмәнлиримниң мәғлубийитини көримән.
Пәрвәрдигарни башпанаһим қилиш,
Инсанға тайиништин әвзәлдур; Зәб. 61:10, 11; 145:3; Йәр. 17:5, 7
Пәрвәрдигарни башпанаһим қилиш,
Әмирләргә тайиништин әвзәлдур.
10 Барлиқ әлләр мени қоршивалди;
Бирақ Пәрвәрдигарниң нами билән уларни һалак қилимән; «Барлиқ әлләр мени қоршивалди; бирақ Пәрвәрдигарниң нами билән уларни һалак қилимән;...» — бу күйдики 10-29-айәтләр кимни көрсәткәнлигини оқурмәнләр Инҗил, «Матта», «Маркус» һәм «Луқа» қисмилиридики ахирқи нәччә баблардин көрәләйду.   Зәб. 17:44, 48, 49; Иәш. 11:1-10; Рим. 15:12
11 Улар мени қоршивалди; бәрһәқ, қоршивалди;
Бирақ Пәрвәрдигарниң нами билән мән уларни һалак қилимән;
12 Улар һәриләрдәк мени қоршивалди;
Улар йеқилған янтақ отидәк тезла өчүрүлиду;
Чүнки Пәрвәрдигарниң нами билән мән уларни һалак қилимән.
13 Сән дүшмән мени зәрб билән иттәрдиң,
Жиқилғили тас қалдим;
Бирақ Пәрвәрдигар маңа ярдәмдә болди.
14 Күчүм вә нахшам болса Яһдур;
У мениң ниҗатлиғим болди!
15 Һәққанийларниң чедирлирида шатлиқ вә ниҗатлиқниң тәнтәнилири яңритилмақта;
Пәрвәрдигарниң оң қоли зәпәр қучмақта!
16 Пәрвәрдигарниң оң қоли егиз көтирилгән!
Пәрвәрдигарниң оң қоли зәпәр қучмақта! Луқа 1:51
17 Мән өлмәймән, бәлки яшаймән,
Яһниң қилғанлирини җакалаймән.
18 Пәрвәрдигар маңа қаттиқ тәрбийә бәргән болсиму,
Бирақ У мени өлүмгә тапшурмиди.
19 Һәққанийәт дәрвазилирини маңа ечип бериңлар;
Мән киримән, Яһни мәдһийиләймән. Йәш. 26:2
20 Бу Пәрвәрдигарниң дәрвазисидур;
Һәққанийлар буниңдин кириду!
21 Мән саңа тәшәккүр ейтимән;
Чүнки Сән маңа җавап қайтурдуң,
Һәм мениң ниҗатлиғим болдуң.
22 Тамчилар ташливәткән таш болса,
Буҗәк теши болуп тикләнди. «Тамчилар ташливәткән таш болса, бүҗәк теши болуп тикләнди» — «Мат.» 20:42ни көрүң.   Йәш. 8:14; 28:16; Мат. 21:42; Мар. 12:10; Луқа 20:17; Рос. 4:11; Рим. 9:33; Әф. 2:20; 1Пет. 2:4, 7
23 Бу иш Пәрвәрдигардиндур,
Бу көзимиз алдида карамәт болди. Йәш. 29:14
24 Бу Пәрвәрдигар яратқан күндур;
Биз униңда шатлинип хурсән болимиз.
25 Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар, Сәндин өтүнимән;
Сәндин өтүнимән, бизни яшнатқайсән! «Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар!» — ибраний тилида «Һошанна!» дегән сөз. «Мат.», 21:9ни көрүң.   Мат. 21:9, 15; Мар. 11:9, 10; Юһ. 12:13
26 Пәрвәрдигарниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун!
Биз Пәрвәрдигарниң өйидә туруп саңа «Мубарәк!» дәп товлидуқ.
27 Пәрвәрдигар Тәңридур;
У үстимизгә нур бәргән;
Һейтлиқ қурбанлиқни танилар билән бағлаңлар,
— Қурбангаһниң мүңгүзлиригә илип бағлаңлар. «Һейтлиқ қурбанлиқни танилар билән бағлаңлар, — қурбангаһниң мүңгүзлиригә илип бағлаңлар» — муқәддәс ибадәтханидики қурбангаһниң төрт бүрҗикиниң һәр биригә бир «мүңгүз» (илмәк) бекитилгән. «Муқәддәс чедир»ни көрситидиған схемиларни көрүң.
28 Сән мениң Илаһимдурсән,
Мән Саңа тәшәккүр ейтимән;
Мениң Худайим, мән Сени улуқлаймән.
29 Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар;
Чүнки У меһривандур;
Униң меһир-муһәббити мәңгүдур!
 
 

117:6 Рим. 8:31

117:8 Зәб. 61:10, 11; 145:3; Йәр. 17:5, 7

117:10 «Барлиқ әлләр мени қоршивалди; бирақ Пәрвәрдигарниң нами билән уларни һалак қилимән;...» — бу күйдики 10-29-айәтләр кимни көрсәткәнлигини оқурмәнләр Инҗил, «Матта», «Маркус» һәм «Луқа» қисмилиридики ахирқи нәччә баблардин көрәләйду.

117:10 Зәб. 17:44, 48, 49; Иәш. 11:1-10; Рим. 15:12

117:16 Луқа 1:51

117:19 Йәш. 26:2

117:22 «Тамчилар ташливәткән таш болса, бүҗәк теши болуп тикләнди» — «Мат.» 20:42ни көрүң.

117:22 Йәш. 8:14; 28:16; Мат. 21:42; Мар. 12:10; Луқа 20:17; Рос. 4:11; Рим. 9:33; Әф. 2:20; 1Пет. 2:4, 7

117:23 Йәш. 29:14

117:25 «Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар!» — ибраний тилида «Һошанна!» дегән сөз. «Мат.», 21:9ни көрүң.

117:25 Мат. 21:9, 15; Мар. 11:9, 10; Юһ. 12:13

117:27 «Һейтлиқ қурбанлиқни танилар билән бағлаңлар, — қурбангаһниң мүңгүзлиригә илип бағлаңлар» — муқәддәс ибадәтханидики қурбангаһниң төрт бүрҗикиниң һәр биригә бир «мүңгүз» (илмәк) бекитилгән. «Муқәддәс чедир»ни көрситидиған схемиларни көрүң.