□2:1 «Исраилниң шәрәп-җуласи» ... «(Худаниң) Өз тәхтипәри» — булар Худаниң муқәддәс ибадәтханисини көздә тутуши мүмкин.
□2:2 «Яқупниң барлиқ туралғулири» — «Яқуп» мошу айәтләрдә Яқупниң әвлатлирини, йәни Исраилларни көрситиду, әлвәттә. «Йәһуданиң қизиниң қәлъә-қорғанлириниң һәммисини ғулатти» — «қәлъә-қорғанлири» бәлким Йәһуданиң мустәһкәм шәһәрлирини көрситиду.
□2:3 «У қаттиқ ғәзәптә Исраилниң һәммә мүңгүзлирини кесивәтти» — Тәвратта, «мүңгүз»ләр көп һалларда адәмләрниң аброй-шөһритини билдүриду. Мошу йәрдә Исраилниң пәхри болған абройлуқ мөтивәрлирини яки батур әзимәтлирини көрситиши мүмкин. Мүңгүзләр адәмниң бешидин өскән әмәс! «У Яқупни көйдүрүвәтти» — мошу йәрдә «Яқуп» Яқупниң (Исраилниң) зимини вә шәһәр-йезилирини көрситиду.
□2:6 «У Униң кәписини бағчини пачақлатқандәк пачақлатти» — «Униң кәписи» мошу йәрдә йәнә муқәддәс ибадәтханини көрситиду; гәрчә ибадәтхана ғайәт зор имарәт болсиму, ибадәтхана Худа алдида пәқәт бир «кәпә», вақитлиқ бир нәрсә, халас. «У ибадәт сорунлирини йоқитивәтти» — яки «у ибадәт сорунини йоқитивәтти». Бу кейинки тәрҗимә тоғра болса, уму ибадәтханини көрситиду. «Пәрвәрдигар Зионда һейт-байрамлар һәм шабатларни хәлқиниң есидин чиқиривәтти» — «шабатлар», (йәни «шабат күнлири») — «шабат» дәм елиш күни, Худа Исраилға: Силәргә муқәддәс күн болсун дәп бекиткән, шәнбә күнини көрситиду.
□2:8 «Пәрвәрдигар ... униңға һалак өлчәм танисини тартип қойған» — демәк, Һәммигә Қадир Худа Йерусалимниң һалак болушини аллиқачан тәпсилий өлчәп қойған еди.
□2:9 «Униң дәрвазилири йәр тегигә ғәриқ болуп кәтти» — кона заманларда шәһәрниң қовуқ-дәрвазилири мөтивәрләр сорақ қилиш, несиһәт қилиш, мәслиһәт беришкә олтиридиған җай еди (5:14ни көрүң). «Тәвраттики тәрбийә-йолйоруқ» — яки «Тәврат». Ибраний тилида «тәврат» дегән сөз «йолйоруқ», «тәрбийә» дегән мәнидә. «Пәйғәмбәрлири Пәрвәрдигардин вәһий-көрүнүшләрни издәп тапалмайду» — «пәйғәмбәрлири» Худаниң пәйғәмбәрлири әмәс, бәлки «Йәһуданиң пәйғәмбәрлири». Бу кинайилик гәп, у «сахта пәйғәмбәрләр»ни көрситиду (14-айәт, «Йәр.» 14:13-18ниму көрүң); Әзакиял пәйғәмбәр вә Йәрәмия пәйғәмбәр аллиқачан Йерусалимниң вәйран қилиниши тоғрилиқ алдин-ала тәпсилий бешарәт бәргән еди.
□2:12 «Йемәк-ичмәк нәдә?» — ибраний тилида: «Нан-шарап нәдә?». Қурғақчилиқ түпәйлидин бәлким пәқәт шарапла қалдиму, су йоқмиду?
□2:13 «Мән дәрдиңгә гувачи болуп, сени немигә охшитармән? Сени немигә селиштурармән, и Йерусалим қизи? Саңа тәсәлли бериштә, немини саңа тәң қилармән, и Зионниң пак қизи?...» — айәттики барлиқ сөзләр бәлким Зионниң дәрд-әлимини өлчигили болмайдиғанлиғини көрситиши мүмкин (ахирида «яраң» тоғрилиқ сөзләйду). «...сениң яраң деңиздәк чәксиздур» — ибраний тилида «... сениң бөсүлгән җайиң деңиздәк чәксиздур».
□2:14 «...сән үчүн көргәнлири ялған бешарәтләр» — «бешарәтләр» ибраний тилида «жүкләр» яки «жүклигән бешарәтләр». Адәттә «жүк» дегән сөз бешарәтниң еғирлиғини, вәзинини, муһим сөз екәнлигини көрситиду. Бу йәрдә «жүк», шүбһисизки, һәҗвий гәп болуп, мошундақ кишиләрниң «бешарәтлири» кишиләргә һеч илһам яки мәдәт бәрмәй, әксичә, әмәлийәттә, адәмләргә «еғир жүк» артидиғанлиқни көрситиду.«Езитқулуқ»ниң башқа бир хил тәрҗимиси «чиқиришқа (йәни, сүргүн болушқа) сәвәпчи» дегән болиду.
□2:15 «Йениңдин өтүватқанларниң һәммиси саңа қарап чаваклишиду» — бу «чаваклишиш» мәсқирә қилишни билдүрсә керәк. Йәрусалемни күрситиған «гөзәлликниң җәвһири» «пүткүл җаһанниң хурсәнлиги» дегән ибариләр «Зәб.» 49:2 вә 47:3дин елинған.
□2:17 «Қедимдин тартип Өзиниң бекиткән сөзигә әмәл қилди...» — Пәрвәрдигар узундин буян (Муса пәйғәмбәр дәвридин тартип) Исраилға бутпәрәслик вә итаәтсизликниң ақивити тоғрилиқ агаһландуруп кәлгән еди.
□2:22 «Мени тәрәп-тәрәпләрдин бесишқа вәһимиләрни чақирдиң» — «Йәр.» 20:3 вә 10ни көрүң.