21
Павлусниң Йерусалимға бериши
Андин биз улардин аҗрилип чиққандин кейин, кемә билән удул Қос арилиға қарап йол алдуқ. Әтиси, Родос арилиға, у йәрдин Патара шәһиригә бардуқ. «Андин биз улардин аҗрилип чиққандин кейин, кемә билән удул Қос арилиға қарап йол алдуқ. Әтиси, Родос арилиға, у йәрдин Патара шәһиригә бардуқ» — бу айәттики «биз», «алдуқ» вә «бардуқ» дегән сөзләргә қариғанда, Луқа йәнә Павлусқа һәмраһ болди. Патарада Фәникийә райониға баридиған бир кемини тепип, униңға олтирип йолға чиқтуқ. Сипрус арили көрүнгәндин кейин, уни сол тәрипимиздә қалдуруп өтүп, Сурийәгә қарап меңип, Тур шәһиридә қуруқлуққа чиқтуқ. Чүнки кемә бу йәрдә жүк чүшүрмәкчи еди. «уни , йәни Сипрус арилини сол тәрипимиздә қалдуруп өтүп...» — демәк, «униң җәнубидин айлинип өтүп...». У йәрдә мухлисларни тепип, уларниң йенида йәттә күн турдуқ. Уларға Муқәддәс Роһниң вәһийиси келип, улар Павлусқа айиғиң Йерусалимға басмисун, дәп несиһәт қилди. «Уларға Муқәддәс Роһниң вәһийиси келип, улар Павлусқа айиғиң Йерусалимға басмисун, дәп несиһәт қилди» — «несиһәт қилди» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «несиһәт қилатти».
Муқәддәс Роһ уларға Павлусниң Йерусалимда тартидиған азаплиридин хәвәр бәргән еди. У аллиқачан башқа йәрләрдики мухлислардин мошу хәвәрни аңлиған (20:23). Лекин мошу йәрдә Муқәддәс Роһниң униңға «бармисун» дегән сөзигә қариғанда, униң Йерусалимға бериши Худаниң ирадиси әмәс, дәп ойлашқа майилмиз.
   Рос. 20:23; 21:12. Бирақ биз у йәрдә туруш вақтимиз тошқанда, сәпиримизни давамлаштурдуқ. Уларниң һәммиси, җүмлидин хотун-балилири бизни шәһәрниң сиртиғичә узитип чиқти. Һәммимиз деңиз бойида тизлинип олтирип биллә дуа қилдуқ. Қучағлишип хошлашқандин кейин, биз кемигә чиқтуқ, улар өйлиригә қайтишти.
Тур шәһиридин деңиз сәпиримизни давамлаштуруп, ахирида Питолимайс шәһиригә кәлдуқ. У йәрдики қериндашлар билән көрүшүп, уларниң йенида бир күн турдуқ. Әтиси, у йәрдин айрилип, Қәйсәрийә шәһиригә кәлдуқ. Биз бурун Йерусалимдики «йәттә хизмәткар»дин бири болған, хуш хәвәрчи Филипниң өйигә берип қондуқ. «Биз бурун Йерусалимдики «йәттә хизмәткар»дин бири болған, хуш хәвәрчи Филипниң өйигә берип қондуқ» — Йерусалимдики «йәттә хизмәткар» — 6-бапни көрүң.   Рос. 6:5; 8:29. Бу кишиниң техи ятлиқ қилинмиған, бешарәт-вәһийләрни йәткүзидиған төрт қизи бар еди. Йо. 2:28-29; Рос. 2:17. 10 Биз у йәрдә бир нәччә күн турғандин кейин, Агабус исимлиқ бир пәйғәмбәр Йәһудийә өлкисидин чүшти. Рос. 11:28. 11 Бу киши бизниң алдимизға келип, Павлусниң бәлвеғини қолиға елип, өзиниң пут-қолини бағлап:
— Муқәддәс Роһ мундақ дәйду: — Йәһудийлар бу бәлвағниң егисини Йерусалимда мошундақ бағлап, ят әлликләрниң қолиға тапшуриду! — деди. «Йәһудийлар бу бәлвағниң егисини Йерусалимда мошундақ бағлап, ят әлликләрниң қолиға тапшуриду!» — 21-36-айәтләрни көрүң. Павлус римлиқларниң сориғиға тартилиду. Йәһудийларниң өз адәмлиридин бирини ят әллик кишиләрниң қолиға тапшуруши өзлиригә бәк уятлиқ иш болғачқа, уларниң Павлусқа болған өчмәнлиги наһайити ениқ туриду.   Рос. 20:23; 21:33.
12 Буларни аңлап, һәм биз һәм шу йәрлик кишиләр билән бирликтә Павлустин Йерусалимға бармиғин дәп өтүндуқ. 13 Лекин Павлус җававән:
— Силәр немишкә бунчивала жиғлап, жүригимни езисиләр? Мән Йерусалимда Рәб Әйсаниң нами үчүн тутқун болушла әмәс, шу йәрдә өлүшкиму тәйярмән, — деди.
14 Биз уни қайил қилалмай, ахирида сүкүт қилип:
— Рәбниң ирадиси ада қилинсун! — дедуқ. Мат. 6:10; Луқа 11:2; 22:42.
15 Бу күнләрдин кейин, жүк-тақимизни жиғиштуруп, Йерусалимға чиқип бардуқ. 16 Қәйсәрийәлик мухлислардин бир нәччиси биз билән сәпәрдаш болди; улар Минасон исимлиқ бир кишиниң өйидә қонимиз дәп уни биргә елип маңди; бу киши Сипруслуқ, қери мухлис еди. «улар Минасон исимлиқ бир кишиниң өйидә қонимиз дәп уни биргә елип маңди; бу киши Сипруслуқ, қери мухлис еди» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «улар бизни (Йерусалимдики) өйидә күтмәкчи болған Минасон исимлиқ бир Сипруслуқни биз билән елип, униң өйигә башлап барди».
 
Павлусниң Яқуп билән көрүшүши
17 Йерусалимға йәткәндә қериндашлар бизни хошаллиқ билән қарши алди. 18 Әтиси, Павлус биз билән биллә Яқупни көргили барди. Яқуп билән ақсақалларниң һәммиси у йәргә жиғилған еди. 19 Павлус улар билән саламлашқандин кейин, Худаниң өзиниң хизмити арқилиқ әлләр арисида қилған ишлирини бир-бирләп уларға тәпсилий ейтип бәрди. 20 Буларни аңлиғанда, улар Худаға мәдһийә оқуди, андин Павлусқа:
— Көрүватисән, и қериндишим, Йәһудийлар ичидә қанчә миңлиған етиқат қилғучилар бар! Уларниң һәммиси Тәврат қануниға әмәл қилишқа интайин қизғин екән. 21 Улар сениң тоғраңда: «У әлләрниң арисида яшиған пүтүн Йәһудийларға Муса пәйғәмбәргә тапшурулғинидин йенишни, йәни балилирини хәтнә қилдурмаслиқни, Йәһудийларниң әнъәнилиригә риайә қилмаслиқни үгитиду» дәп аңлиди. 22 Әнди қандақ қилиш керәк? Чүнки халайиқ чоқум сениң бу йәргә кәлгәнлигиңни аңлап қалиду. 23 Шуңа бизниң дегинимиздәк қилғин: Аримизда қәсәм ичкән төрт адәм бар. «Аримизда қәсәм ичкән төрт адәм бар» — «қәсәм ичкән» Худаниң алдида ичкән; бу Худаниң разилиғини елиш үчүн яки униңға тәшәккүр ейтиш үчүн болған болса керәк. Бундақ қилиши әмәлийәттә «йеңи әһдә»гә мувапиқ әмәс, бәлки «кона әһдә»гә аит иш еди. 24 Сән уларни елип, улар билән бирликтә Тәвраттики тазилиниш қаидисидин өтүп, уларниң қурбанлиқ чиқимлирини өзүң көтәргин, андин улар чачлирини чүшүрәләйду. Буниң билән, һәммәйлән сән тоғрилиқ аңлиғанлириниң һәммисиниң раст әмәслигини вә сениң өзүң Тәвратқа тәртиви бойичә риайә қиливатлиғиңни билип йетиду. «тазилиниш қаидисидин өтүп...» — «тазилиниш» ибраний тилида болса «таһарәт».
Яқуплар ейтқан шу «Тәврат қануниға әмәл қилишқа интайин қизғин» болған Йәһудий етиқатчилар бәлким Павлусни «Йәһудий әмәсләр»ниң зиминлиридин өтүши билән «напак болди» дәп қариши мүмкин еди.
«Улар чачлирини чүшүрәләйду» — Тәврат, «Чөл.» 6:13-20ни көрүң. «Назарийлар» Худа алдида дуасиниң илтиҗа қилиниши үчүн яки тәшәккүр ейтиши үчүн чачлирини узун қоювитәтти. Қәсәмниң мөһлити тошқанда, авал қурбанлиқ сунуп андин чачлирини чүшүрүветәтти.
25 Амма әлләрдин болған етиқатчиларға кәлсәк, биз уларға пәқәтла бутларға аталған нәрсиләрни йемәслик, қанни вә боғуп союлған һайванниң гөшиниму йейиштин вә җинсий бузуқлуқтин өзлирини сақлаш тоғрилиқ қараримизни өткәнки хәт арқилиқ уқтурдуқ. Яр. 9:4; Мис. 20:3; Рос. 15:23; 1Кор. 8:1.
26 Буниң билән, Павлус у кишиләрни елип, әтиси өзи улар билән биллә тазилиниш қаидисини өткүзүшти; андин у ибадәтханиға кирип, каһинларға өзлириниң паклиниш муддитиниң қачан тошудиғанлиғи, йәни һәр қайсиси үчүн қурбанлиқ қилинишниң қайси күни болидиғанлиғини уқтуруп қойди. «... Павлус у кишиләрни елип, әтиси өзи улар билән биллә тазилиниш қаидисини өткүзүшти; андин у ибадәтханиға кирип, ... һәр қайсиси үчүн қурбанлиқ қилинишниң қайси күни болидиғанлиғини уқтуруп қойди» — бу иш, йәнә Яқупниң тәшәббус қилғини һәмдә униңға Павлусниң қошулуши, униң бу төрт киши билән «тазилиниш»и вә улар билән биллә қурбанлиқ қилиши тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.   Рос. 24:6.
 
Павлусниң ибадәтханида тутқун қилиниши
27 Йәттә күнлүк муддәт тошушқа аз қалғанда, Асия өлкисидин кәлгән бәзи Йәһудийлар Павлусни ибадәтханида көрүп, халайиқни қутритип, униңға қол селип: 28 — Әй Исраиллар, ярдәмдә болуңлар! Һәммә йәрдила, һәммә адәмгә хәлқимизгә, Тәврат қануниға вә ибадәтханиға қарши сөзләрни үгитиватқан адәм дәл шу. Униң үстигә, у йәнә Грекләрни ибадәтханимизға башлап кирип, бу муқәддәс җайни булғиди! — дәп чуқан көтәрди 29 (уларниң бундақ дейишиниң сәвәви, әслидә улар шәһәрдә Әфәсуслуқ Трофимусниң Павлус билән биллә болғанлиғини көргән еди вә Павлус уни ибадәтханиға башлап киргән, дәп ойлиған еди). «... әслидә улар шәһәрдә Әфәсуслуқ Трофимусниң Павлус билән биллә болғанлиғини көргән еди» — Әфәсуслуқ Трофимус Йәһудий әмәс, грек еди, әлвәттә.   Рос. 20:4; 2Тим. 4:20.
30 Шуниң билән, пүтүн шәһәр зил-зилигә кәлди. Халайиқ тәрәп-тәрәптин жүгүрүп келип, Павлусни тутуп, ибадәтханидин сөрәп елип чиқти. Ибадәтханиниң дәрвазилири дәрһал тақиветилди. «Халайиқ тәрәп-тәрәптин жүгүрүп келип, Павлусни тутуп, ибадәтханидин сөрәп елип чиқти. Ибадәтханиниң дәрвазилири дәрһал тақиветилди» — мәхсити шүбһисизки, ибадәтханиниң өзидә қалаймиқанчилиқ чиқмисун үчүн еди. 31 Бу топ адәм Павлусни уруп өлтүрүвәтмәкчи болуп турғанда, пүткүл Йерусалимни малиманчлиқ қаплап кәткәнлиги тоғрисидики бир хәвәр у йәрдә турушлуқ Рим қисминиң миң бешиға йәткүзүлди. «ләшкәр қисминиң миң беши» — грек тилида «хилиарқ»; әмәлийәттә 600 әскәрни башқуратти. 32 Миң беши дәрһал ләшкәр вә бир нәччә йүз бешини елип, топ-топ адәмләрни бастурушқа жүгүрүп кәлди. Миң беши вә әскәрләрни көргән халайиқ Павлусни уруштин тохтиди. 33 Миң беши алдиға өтүп, ләшкәрләрни Павлусни тутуп икки зәнҗир билән бағлашқа буйруди. Андин у:
— Бу адәм ким? У немә гуна қилди? — дәп сориди. Рос. 21:11.
34 Лекин топилаңчиларниң ичидә бәзиләр уни десә, бәзиләр буни дейишип вақиришатти. Малиманчилиқ түпәйлидин миң беши һәқиқий әһвални ениқлашқа амалсиз қелип, ахир Павлусни қәлъәгә елип кетишни буйруди. 35 Лекин Павлус қәлъәниң пәләмпийигә кәлгәндә, топилаңчилар техиму зораванлишип кәткәчкә, ләшкәрләр уни көтиришкә мәҗбур болди. 36 Чүнки уларниң кәйнидин топ-топ адәмләр әгишип меңип:
— У йоқитилсун! — дәп вақиришатти. Луқа 23:18; Юһ. 19:15; Рос. 22:22.
 
Павлусниң гувалиқ берип ақлиниши
37 Кәләгә әкирилишигә аз қалғанда, Павлус миң бешиға:
— Сизгә бир еғиз сөз қилсам боламдикин? — дәп сориди.
Миң беши: — Грекчә биләмсән? 38 Ундақта, илгири исян көтирип, «хәнҗәрчи қатиллар»дин төрт миң адәмни башлап чөлгә қечип кәткән һелиқи Мисирлиқ әмәсмусән? — дәп сориди. «хәнҗәрчи қатиллар» — Рим империйәсигә қарши турған әң әшәддий сиясий еқим еди. Улар адәм өлтүрүшкә ишлитидиған әң яхши көридиған қурал кийим ичидә йошурушқа қолайлиқ болған хәнҗәр еди.
39 Лекин Павлус: — Мән Йәһудий, Киликийә өлкисидики улуқ шәһәр Тарсусниң пухрасимән. Халайиққа бир нәччә еғиз сөз қилишимға иҗазәт қилишиңизни өтүнимән, — деди. Рос. 9:11,30.
40  Миң беши иҗазәт беривиди, Павлус пәләмпәйдә туруп, халайиққа қол ишарити қилди. Қаттиқ җим-җитлиқ басқанда, у ибраний тилида сөзләшкә башлап: — «у ибраний тилида сөзләшкә башлап..» — «ибраний тилида» — Арамий диалектида болуши мүмкин.
 
 

21:1 «Андин биз улардин аҗрилип чиққандин кейин, кемә билән удул Қос арилиға қарап йол алдуқ. Әтиси, Родос арилиға, у йәрдин Патара шәһиригә бардуқ» — бу айәттики «биз», «алдуқ» вә «бардуқ» дегән сөзләргә қариғанда, Луқа йәнә Павлусқа һәмраһ болди.

21:3 «уни , йәни Сипрус арилини сол тәрипимиздә қалдуруп өтүп...» — демәк, «униң җәнубидин айлинип өтүп...».

21:4 «Уларға Муқәддәс Роһниң вәһийиси келип, улар Павлусқа айиғиң Йерусалимға басмисун, дәп несиһәт қилди» — «несиһәт қилди» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «несиһәт қилатти». Муқәддәс Роһ уларға Павлусниң Йерусалимда тартидиған азаплиридин хәвәр бәргән еди. У аллиқачан башқа йәрләрдики мухлислардин мошу хәвәрни аңлиған (20:23). Лекин мошу йәрдә Муқәддәс Роһниң униңға «бармисун» дегән сөзигә қариғанда, униң Йерусалимға бериши Худаниң ирадиси әмәс, дәп ойлашқа майилмиз.

21:4 Рос. 20:23; 21:12.

21:8 «Биз бурун Йерусалимдики «йәттә хизмәткар»дин бири болған, хуш хәвәрчи Филипниң өйигә берип қондуқ» — Йерусалимдики «йәттә хизмәткар» — 6-бапни көрүң.

21:8 Рос. 6:5; 8:29.

21:9 Йо. 2:28-29; Рос. 2:17.

21:10 Рос. 11:28.

21:11 «Йәһудийлар бу бәлвағниң егисини Йерусалимда мошундақ бағлап, ят әлликләрниң қолиға тапшуриду!» — 21-36-айәтләрни көрүң. Павлус римлиқларниң сориғиға тартилиду. Йәһудийларниң өз адәмлиридин бирини ят әллик кишиләрниң қолиға тапшуруши өзлиригә бәк уятлиқ иш болғачқа, уларниң Павлусқа болған өчмәнлиги наһайити ениқ туриду.

21:11 Рос. 20:23; 21:33.

21:14 Мат. 6:10; Луқа 11:2; 22:42.

21:16 «улар Минасон исимлиқ бир кишиниң өйидә қонимиз дәп уни биргә елип маңди; бу киши Сипруслуқ, қери мухлис еди» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «улар бизни (Йерусалимдики) өйидә күтмәкчи болған Минасон исимлиқ бир Сипруслуқни биз билән елип, униң өйигә башлап барди».

21:23 «Аримизда қәсәм ичкән төрт адәм бар» — «қәсәм ичкән» Худаниң алдида ичкән; бу Худаниң разилиғини елиш үчүн яки униңға тәшәккүр ейтиш үчүн болған болса керәк. Бундақ қилиши әмәлийәттә «йеңи әһдә»гә мувапиқ әмәс, бәлки «кона әһдә»гә аит иш еди.

21:24 «тазилиниш қаидисидин өтүп...» — «тазилиниш» ибраний тилида болса «таһарәт». Яқуплар ейтқан шу «Тәврат қануниға әмәл қилишқа интайин қизғин» болған Йәһудий етиқатчилар бәлким Павлусни «Йәһудий әмәсләр»ниң зиминлиридин өтүши билән «напак болди» дәп қариши мүмкин еди. «Улар чачлирини чүшүрәләйду» — Тәврат, «Чөл.» 6:13-20ни көрүң. «Назарийлар» Худа алдида дуасиниң илтиҗа қилиниши үчүн яки тәшәккүр ейтиши үчүн чачлирини узун қоювитәтти. Қәсәмниң мөһлити тошқанда, авал қурбанлиқ сунуп андин чачлирини чүшүрүветәтти.

21:25 Яр. 9:4; Мис. 20:3; Рос. 15:23; 1Кор. 8:1.

21:26 «... Павлус у кишиләрни елип, әтиси өзи улар билән биллә тазилиниш қаидисини өткүзүшти; андин у ибадәтханиға кирип, ... һәр қайсиси үчүн қурбанлиқ қилинишниң қайси күни болидиғанлиғини уқтуруп қойди» — бу иш, йәнә Яқупниң тәшәббус қилғини һәмдә униңға Павлусниң қошулуши, униң бу төрт киши билән «тазилиниш»и вә улар билән биллә қурбанлиқ қилиши тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

21:26 Рос. 24:6.

21:29 «... әслидә улар шәһәрдә Әфәсуслуқ Трофимусниң Павлус билән биллә болғанлиғини көргән еди» — Әфәсуслуқ Трофимус Йәһудий әмәс, грек еди, әлвәттә.

21:29 Рос. 20:4; 2Тим. 4:20.

21:30 «Халайиқ тәрәп-тәрәптин жүгүрүп келип, Павлусни тутуп, ибадәтханидин сөрәп елип чиқти. Ибадәтханиниң дәрвазилири дәрһал тақиветилди» — мәхсити шүбһисизки, ибадәтханиниң өзидә қалаймиқанчилиқ чиқмисун үчүн еди.

21:31 «ләшкәр қисминиң миң беши» — грек тилида «хилиарқ»; әмәлийәттә 600 әскәрни башқуратти.

21:33 Рос. 21:11.

21:36 Луқа 23:18; Юһ. 19:15; Рос. 22:22.

21:38 «хәнҗәрчи қатиллар» — Рим империйәсигә қарши турған әң әшәддий сиясий еқим еди. Улар адәм өлтүрүшкә ишлитидиған әң яхши көридиған қурал кийим ичидә йошурушқа қолайлиқ болған хәнҗәр еди.

21:39 Рос. 9:11,30.

21:40 «у ибраний тилида сөзләшкә башлап..» — «ибраний тилида» — Арамий диалектида болуши мүмкин.