118
118-күй •••• Худаниң сөз-калами гөһәрдур! •••• «Елипбә тәртивилик» күй — 1-айәттики изаһатни көрүң
|א| (Аләф) Йолда мукәммәл болғанлар,
Пәрвәрдигар Тәврат-қанунида маңидиғанлар бәхитликтур! « א (Аләф) Йолда мукәммәл болғанлар, Пәрвәрдигар Тәврат-қанунида маңидиғанлар бәхитликтур!» — бу 119-күй «елипбә тәртивилик» күй. Һәр сәккиз айәт бир гуруппа болиду. Һәр бир гуруппидики сәккиз айәт охшаш һәрп билән башлиниду, һәр бир гуруппа (җәмий 22 гуруппа) ибраний тилиниң елипбәлик тәртиви бойичә йеңи бир һәрип билән башлиниду. «Пәрвәрдигар Тәврат-қанунида маңидиғанлар бәхитликтур!» — «Тәврат» (тораһ) дегән сөз ибраний тили болуп, әслидә «йолйоруқ», «тәрбийә» дегән мәнидә, бу йәрдә: «қанун», «тәлим», «Худа бәргән барлиқ китаплар» дегән умумий мәнидә ишлитилиду. Адәттә Муса пәйғәмбәр арқилиқ кәлтүрүлгән Тәвраттики «Яритилиш» «Мисирдин чиқиш» «Лавийлиқлар» «Чөл-баявандики сәпәр» һәм «Қанун шәрһи» дегән алдинқи бәш қисимни көрситиду.   Зәб. 1:1
Униң агаһ-гувалирини тутқанлар,
Уни чин қәлби билән издигәнләр,
Һеч бир һәқсизлиқни қилмиғанлар бәхитликтур!
Улар униң йоллирида маңиду.
Көрсәтмилириңгә әстайидил әмәл қилишимиз үчүн,
Өзүң уларни бекиткәнсән.
Аһ, йоллиримниң йөнилиши бәлгүлимилириңгә әмәл қилишқа бекитилгәй!
Шуниң билән барлиқ әмир-пәрманлириңни әтиварлисам,
Мән йәргә қарап қалмаймән.
Сениң һәққаний һөкүмлириңни үгинип,
Дурус көңүлдин Саңа тәшәккүр ейтимән.
Мән бәлгүлимилириңни чоқум тутимән;
Мени пүтүнләй ташливәтмигәйсән!
|ב| (Бәт) Яш бир жигит қандақ қилип өз йолини пак туталайду?
Сениң сөз-каламиңни аңлап әмәл қилиш биләнла.
10 Пүтүн қәлбим билән мән Сени издидим;
Мени әмирлириңдин адаштурмиғайсән;
11 Гуна қилип Саңа қарши чиқмаслиғим үчүн,
Сөзүңни көңлүмгә мәһкәм пүкүвалдим.
12 Мубарәкдурсән Пәрвәрдигар,
Маңа Өз бәлгүлимилириңни үгәткәйсән.
13 Ләвлирим билән мән баян қилимән,
Ағзиңдики барлиқ һөкүмлириңни.
14 Түрлүк байлиқлардин шатланғандәк,
Агаһ-гувалиқлириңға әгәшкән йолда шатландим.
15 Мән көрсәтмилириң үстидә сеғинип ойлинимән;
Излириңға қарап ойлинимән.
16 Бәлгүлимилириңни хурсәнлик дәп билимән;
Сөз-каламиңни унтумаймән.
17 |ג| (Гимәл) Қулуңға меһриванлиқни көрсәткәйсән, шуниң билән мән яшаймән,
Каламиңға бойсунимән. Зәб. 102:2; 114:7
18 Тәврат-қанунуңдин карамәт сирларни көрүшүм үчүн,
Көзлиримни ачқайсән!
19 Мән бу дунияда мусапирмән;
Әмирлириңни мәндин йошурмиғайсән. Яр. 47:9; 1Тар. 29:15; Зәб. 38:13; Ибр. 11:13
20 Һөкүмлириңгә һәр қачан интизар болуп,
Жүригим езилип кетәй дәп қалди.
21 Сән ләнәткә буйрулған тәкәббурларға тәнбиһ берисән,
Улар әмирлириңдин адишип кетиду.
22 Мәндин аһанәт һәм мәсқирини жираққа кәткүзгәйсән;
Чүнки агаһ-гувалиқлириңни тутимән.
23 Әмирләр олтирип яман гепимни қилишмақта;
Сениң қулуң болса бәлгүлимилириң үстидә сеғинип ойлайду.
24 Сениң агаһ-гувалиқлириң мениң хурсәнлигим,
Мениң мәслиһәтчилиримдур. Зәб. 42:3; 111:1; 118:35, 47, 77, 174;
25 |ד| (Даләт) Мениң җеним тупраққа йепишқан;
Сөз-каламиң бойичә мени йеңиландурғайсән.
26 Өз йоллиримни алдиңда очуқ баян қилдим,
Сән маңа җавап бәрдиң;
Маңа бәлгүлимилириңни үгәткәйсән. Зәб. 24:4; 26:11; 85:11
27 Мени көрсәтмилириңниң йолини чүшинидиған қилғайсән,
Андин мән карамәтлириң үстидә сеғинип ойлинимән.
28 Җеним қайғу билән ерип кетиду;
Сөз-каламиң бойичә мени күчләндүргәйсән.
29 Мәндин алдамчи йолни нери қилғайсән;
Шәпқәт қилип маңа Тәврат-қанунуңни беғишлиғайсән;
30 Мән һәқиқәт-садақәт йолини талливалдим;
Һөкүмлириңни алдимда қойдум.
31 Агаһ-гувалириңни чиң тутимән;
Пәрвәрдигар, мени уятқа қалдурмиғайсән.
32 Сән мениң қәлбимни кәң-азатә қилишиң билән,
Әмирлириң йолиға әгишип жүгүримән.
33 |ה| (Хе) И Пәрвәрдигар, бәлгүлимилириңниң йолини маңа аян қилғайсән;
Мән уни ахирғичә тутимән.
34 Мени йорутқайсән, мән Тәврат-қанунуңни тутимән,
Шундақла пүтүн қәлбим билән униңға әмәл қилимән.
35 Мени әмирлириңниң йолида маңидиған қилғайсән;
Чүнки уларни хурсәнлик дәп билимән.
36 Мениң қәлбимни шәхсий мәнпәәткә әмәс,
Бәлки агаһ-гувалиқлириңға майил қилғайсән.
37 Көзлиримни сахтини көрүштин яндурғайсән;
Мени йолуңда җанландурғайсән;
38 Сән қулуңға болған вәдәңни әмәлгә ашурғайсән;
Шуниң билән хәқләр Сәндин әйминиду. «Сән қулуңға болған вәдәңни әмәлгә ашурғайсән; Шуниң билән хәқләр Сәндин әйминиду» — башқа бир нәччә тәрҗимилири бар, җүмлидин: «Сениң әйминишиңгә берилгән қулуң үчүн вәдәңни әмәлгә ашурғайсән».
39 Мән қорққан шәрмәндиликни нери кәткүзгәйсән;
Чүнки Сениң һөкүмлириң әладур.
40 Мана, мән көрсәтмилириңгә тәшна болуп кәлдим;
Өз һәққанийитиңдә мени җанландурғайсән;
41 |ו|: (Вав) Вә меһир-муһәббәтлириң йенимға кәлсун, и Пәрвәрдигар;
Вәдәң бойичә ниҗатлиғиң йенимға кәлсун; « ו: (Вав) Вә меһир-муһәббәтлириң йенимға кәлсун, и Пәрвәрдигар....» — мошу сәккиз айәт (41-48-айәт) һәммиси ибраний тилида: «вав» билән башлиниду; уйғур тилидики «вә» мошу «вав»дин (әрәб тилиниң вастиси билән) кәлгән.
42 Шунда мәндә мени мәсқирә қилғучиға бәргидәк җавап болиду;
Чүнки сөзүңгә тайинимән.
43 Вә ағзимдин һәқиқәтниң сөзини елип ташлимиғайсән;
Чүнки һөкүмлириңгә үмүт бағлидим;
44 Шунда мән Сениң Тәврат-қанунуңни һәр қачан тутимән,
Бәрһәқ, әбәдил-әбәткичә тутимән;
45 Шунда мән азатиликтә маңимән;
Чүнки көрсәтмилириңни издидим.
46 Шунда мән падишалар алдида агаһ-гувалиқлириң тоғрилиқ сөзләймән,
Бу ишларда мән йәргә қарап қалмаймән.
47 Вә әмирлириңни хурсәнлик дәп билимән,
Чүнки уларни сөйүп кәлдим;
48 Мән сөйүп кәлгән әмирлириңгә қоллиримни созуп интилимән,
Вә бәлгүлимилириң үстидә сеғинип ойлинимән. «мән сөйүп кәлгән әмирлириңгә қоллиримни созуп интилимән» — яки «мән сөйүп кәлгән әмирлириңгә қоллиримни созуп көтиримән».
49 |ז| (Заин) Сән қулуңға бәргән сөзүңни,
Йәни маңа үмүт беғишлиған каламиңни әслигәйсән.
50 У болса дәрдимгә болған тәсәллидур;
Чүнки сөз-вәдәң мени җанландурди.
51 Тәкәббурлар әшәддий һақарәтлигини билән,
Лекин Тәврат-қанунуңдин һеч чәтнимидим.
52 Қедимдә бекитилгән һөкүмлириңни ядимға кәлтүрдүм, и Пәрвәрдигар,
Шундақ қилип өзүмгә тәсәлли бәрдим.
53 Тәврат-қанунуңни ташливәткән рәзилләр вәҗидин,
Отлуқ ғәзәп мәндә қайнап ташти.
54 Мусапир болуп турған җайимда,
Көрсәтмилириң мениң нахшилирим болди.
55 Кечидә, и Пәрвәрдигар, намиңни әсләп жүрдум,
Тәврат-қанунуңни тутуп кәлдим. Зәб. 15:7; 41:9
56 Мән буниңға несип болдум,
Чүнки мән көрсәтмилириңкә итаәт қилип кәлдим.
57 |ח| (Хәт) Өзүң мениң несивәмдурсән, и Пәрвәрдигар;
«Сениң сөз-каламиңни тутай» — дедим. «Өзүң мениң несивәмдурсән, и Пәрвәрдигар; «Сениң сөз-каламиңни тутай» — дедим» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Мениң несивәм, и Пәрвәрдигар, Сениң сөз-каламиңни тутуштин ибарәттур, — дедим».
58 Мән пүтүн қәлбим билән дидариңға интилип йелиндим;
Вәдәң бойичә маңа шапаәт көрсәткәйсән. «Мән пүтүн қәлбим билән дидариңға интилип йелиндим» — яки «Мән пүтүн қәлбим билән илтипатиңға интилип йелиндим».
59 Мән йоллириң үстидә ойландим,
Аяқлиримни агаһ-гувалиқлириңға қаритип буридим.
60 Мән алдиридим, һеч кечикмидим,
Сениң әмирлириңгә әмәл қилишқа.
61 Рәзилләрниң асарәтлири мени чирмивалғини билән,
Мән Тәврат-қанунуңни һеч унтумидим.
62 Һәққаний һөкүмлириң үчүн,
Түн кечидә тәшәккүр ейтқили қопимән.
63 Мән Сәндин қорқидиғанларниң,
Көрсәтмилириңгә әгәшкәнләрниң һәммисиниң үлпитидурмән.
64 Җаһан, и Пәрвәрдигар, Сениң өзгәрмәс муһәббитиң билән толди;
Маңа бәлгүлимилириңни үгәткәйсән.
65 |ט| (Тәт) Сөз-каламиң бойичә, и Пәрвәрдигар,
Өз қулуңға меһриванлиқни көрситип кәлгәнсән.
66 Маңа убдан пәриқ етишни вә билимни үгәткәйсән;
Чүнки мән әмирлириңгә ишәндим.
67 Мән азапқа учраштин бурун йолдин азған,
Бирақ һазир сөзүңни тутимән.
68 Сән меһривандурсән, меһриванлиқ қилисән,
Маңа бәлгүлимилириңни үгәткәйсән.
69 Тәкәббурлар маңа қара чаплашти;
Бирақ көрсәтмилириңгә пүтүн қәлбим билән итаәт қилимән.
70 Уларниң қәлби туймас болуп кәтти;
Бирақ мән болсам Тәврат-қанунуңни хурсәнлик дәп билимән. «Уларниң қәлби туймас болуп кәтти» — дегән сөз ибраний тилида «Уларниң қәлби майлиқ болуп кәтти» дәп елинған.
71 Азапқа учриғиним яхши болди,
Шуниң билән бәлгүлимилириңни үгәндим.
72 Мән үчүн ағзиңдики қанун-тәлим,
Миңлиған алтун-күмүч тәңгидин әвзәлдур. Зәб. 18:11
73 |י| (Йод) Сениң қоллириң мени ясиған, мени мустәһкәмлиди;
Мени йорутқайсән, әмирлириңни үгинимән. Аюп 10:9; Зәб. 138:13-16
74 Сәндин әйминидиғанлар мени көрүп шатлиниду;
Чүнки мән сөз-каламиңға үмүт бағлап кәлдим.
75 И Пәрвәрдигар, Сениң һөкүмлириңниң һәққаний екәнлигини,
Вападарлиғиңдин мени азапқа салғиниңни билимән. «Сениң һөкүмлириңниң һәққаний екәнлигини ... билимән» — ибраний тилида «Сениң һөкүмлириңниң һәққанийлиқтур ... дәп билимән».
76 Аһ, қулуңға бәргән вәдәң бойичә,
Өзгәрмәс муһәббитиң тәсәллийим болсун.
77 Мениң яшишим үчүн,
Рәһимдиллиқлириң йенимға кәлсун;
Чүнки Тәврат-қанунуң мениң хурсәнлигимдур.
78 Тәкәббурлар хиҗаләттә қалсун;
Чүнки улар маңа ялғанчилиқ билән тәтүрлүк қилған;
Мән болсам, көрсәтмилириң үстидә сеғинип ойлинимән.
79 Сәндин әйминидиғанлар мән тәрәпкә бурулуп кәлсун;
Агаһ-гувалиқлириңни билгәнләрму шундақ болсун.
80 Көңлүм бәлгүлимилириңдә мукәммәл болсун;
Шуниң билән йәргә қарап қалмаймән.
81 |כ| (Каф) Җеним ниҗатлиғиңға тәлмүрүп һалидин кетәй дәватиду;
Мән сөз-каламиңға үмүт бағлидим.
82 Көзүм сөз-вәдәңгә тәлмүрүп түгишәй деди,
«Сән қачанму маңа тәсәлли берәрсән» — дәп.
83 Чүнки мән ислинип қуруп кәткән тулумдәк болдум,
Бирақ бәлгүлимилириңни унтумаймән.
84 Қулуңниң күнлири қанчә болиду?
Маңа зиянкәшлик қилғанларни қачан җазалайсән?
85 Тәкәббурлар маңа ориларни колиған;
Бу ишлар Тәвратиңға мухалиптур;
86 Сениң барлиқ әмирлириң ишәшликтур;
Улар йолсизлиқ билән мени қистимақта;
Маңа ярдәм қилғайсән!
87 Улар мени йәр йүзидин йоқатқили қил қалди;
Бирақ мән болсам, көрсәтмилириңдин ваз кәчмидим.
88 Өзгәрмәс муһәббитиң бойичә мени җанландурғайсән,
Вә ағзиңдики агаһ-гувалиқлириңни тутимән.
89 |ל| (Ламәд) Мәңгүгә, и Пәрвәрдигар,
Сөз-каламиң әршләрдә бекитилгәндур.
90 Сениң садақитиң дәвирдин-дәвиргичидур;
Сән йәр-зиминни муқим бекиткәнсән, у мәвҗут болуп туриду. Топ. 1:4
91 Сениң һөкүм-қанунийәтлириң билән булар бүгүнки күндиму туриду;
Чүнки барлиқ мәвҗудатлар Сениң хизмитиңдидур. «Сениң һөкүм-қанунийәтлириң билән булар бүгүнки күндиму туриду» — «булар» болса 89-айәттә тилға елинған Худаниң сөз-калами вә 90-айәттә тилға елинған йәр-зимин болса керәк.
92 Сениң Тәврат-қанунуң хурсәнлигим болмиған болса,
Азавимда йоқап кетәр едим.
93 Мән Сениң көрсәтмилириңни һәргиз унтумаймән;
Чүнки мошулар арқилиқ маңа һаятлиқ бәрдиң;
94 Мән Сениңкидурмән, мени қутқузғайсән;
Чүнки мән көрсәтмилириңни издәп кәлдим.
95 Рәзилләр мени һалак қилишни күтмәктә;
Бирақ мән агаһ-гувалириңни көңлүмдә тутуп ойлаймән.
96 Мән һәммә мукәммәлликниң чеки бар дәп билип йәттим;
Бирақ Сениң әмир-каламиң чәксиз кәңдур!
97 |מ| (Мәм) Аһ, мениң Тәврат-қанунуңға болған муһәббитим нәқәдәр чоңқурдур!
Күн бойи у мениң сеғинип ойлайдиғинимдур.
98 Әмирлириң һәрдайим мән билән биллә турғачқа,
Мени дүшмәнлиримдин дана қилиду;
99 Барлиқ устазлиримдин көп йорутулғанмән,
Чүнки агаһ-гувалириң сеғинишимдур.
100 Мән қерилардин көпрәк чүшинимән,
Чүнки көрсәтмилириңгә итаәт қилип кәлдим.
101 Сөз-каламиңға әмәл қилишим үчүн,
Аяқлиримни һәммә яман йолдин тарттим. «Аяқлиримни һәммә яман йолдин тарттим» — «тарттим» — ибраний тилида «бағлидим» яки «чүшәклидим».
102 Һөкүмлириңдин һеч чиқмидим;
Чүнки маңа үгәткән Сән өзүңдурсән.
103 Сөзлириң тилимға шунчә шерин тетийду!
Ағзимда һәсәлдин татлиқтур! Зәб. 18:11; Пәнд. 8:11
104 Көрсәтмилириңдин мән йорутулдум;
Шуңа барлиқ сахта йолни өч көримән.
105 |נ| (Нун) Сөз-каламиң айиғим алдидики чирақ,
Йолумға нурдур.
106 Қәсәм ичтим, әмәл қилимәнки,
Мән һәққаний һөкүмлириңни тутимән. Нәһ. 10:30
107 Зор азап-оқубәтләрни чәктим, и Пәрвәрдигар;
Сөз-каламиң бойичә мени җанландурғайсән.
108 Қобул қилғайсән, и Пәрвәрдигар, ағзимдики халис қурбанлиқларни,
Маңа һөкүмлириңни үгәткәйсән. «Ағзимдики халис қурбанлиқлар» — «халис қурбанлиқ» Муса пәйғәмбәр алаһидә бәлгүлигән бир хил қурбанлиқ еди. Бирақ бу йәрдә бу ибарә пәқәт көчмә мәнидә ишлитилгән.
109 Җенимни алиқинимда дайим елип жүримән,
Бирақ Тәврат-қанунуңни пәқәт унтумаймән.
110 Рәзилләр мән үчүн қилтақ қурди;
Бирақ көрсәтмилириңдин адашмидим.
111 Агаһ-гувалиқлириңни мирас қилип мәңгүгә қобул қилдим;
Чүнки улар көңлүмниң шатлиғидур.
112 Мән көңлүмни бәлгүлимилириңгә мәңгүгә әмәл қилишқа,
Йәни ахирғичә әмәл қилишқа майил қилдим.
113 |ס| (Самәқ) Ала көңүлләрни өч көрүп кәлдим;
Сөйгиним болса, Тәврат-қанунуңдур. «Ала көңүлләр» — яки «әстайидил әмәсләр».
114 Сән мениң далда җайим, мениң қалқанимдурсән;
Сөз-каламиңға үмүт бағлидим.
115 Мән Худайимниң әмирлиригә әмәл қилишим үчүн,
Мәндин нери болуңлар, и рәзиллик қилғучилар!
116 Яшишим үчүн,
Вәдәң бойичә мени йөлигәйсән;
Үмүтүмниң алдида мени йәргә қаратмиғайсән.
117 Мени қоллап қувәтлигәйсән, шунда мән аман-есән жүримән;
Вә бәлгүлимилириңни һәрдайим қәдирләймән.
118 Бәлгүлимилириңдин азғанларниң һәммисини нәзириңдин сақит қилдиң;
Чүнки уларниң алдамчилиғи қуруқтур.
119 Сән йәр йүзидики барлиқ рәзилләрни дашқалдәк шаллап тазилайсән;
Шуңа мән агаһ-гувалиқлириңни сөйимән.
120 Әтлирим Сениңдин болған әймиништин титрәйду;
Һөкүмлириңдин қорқуп жүримән.
121 |ע| (Айин) Мән дурус һөкүмләрни вә адаләтни жүргүздум;
Мени әзгүчиләргә ташлап қоймиғайсән;
122 Өз қулуң үчүн яхшилиққа капаләт болғайсән;
Тәкәббурларға мени әзгүзмигәйсән.
123 Көзүм ниҗатлиғиңға тәшна болуп,
Һәм һәққанийитиң тоғрилиқ вәдәңгә тәлмүрүп түгишәй дәп қалди;
124 Өзгәрмәс муһәббитиң билән қулуңға муамилә қилғайсән;
Бәлгүлимилириңни маңа үгәткәйсән.
125 Мән Сениң қулуңдурмән;
Агаһ-гувалиқлириңни билип йетишим үчүн мени йорутқайсән.
126 Пәрвәрдигар һәрикәткә келиш вақти кәлди!
Чүнки улар Тәврат-қанунуңни бекар қиливетиду.
127 Шу сәвәптин әмирлириңни алтундин артуқ сөйимән,
Сап алтундин артуқ сөйимән;
128 Шуңа һәммә ишларни башқуридиған барлиқ көрсәтмилириңни тоғра дәп билимән;
Барлиқ сахта йолни өч көримән.
129 |פ| (Пе) Агаһ-гувалиқлириң карамәттур;
Шуңа җеним уларға әгишиду.
130 Сөзлириңниң йешими нур елип келиду;
Наданларниму йорутиду. Зәб. 18:8
131 Ағзимни ечип һасирап кәттим,
Чүнки әмирлириңгә тәшна болуп кәлдим.
132 Намиңни сөйгәнләргә болған адитиң бойичә,
Җамалиңни мән тәрәпкә қаритип шәпқәт көрсәткәйсән.
133 Қәдәмлиримни сөзүң билән тоғрилиғайсән;
Үстүмгә һеч қәбиһликни һөкүм сүргүзмигәйсән.
134 Мени инсанниң зулумидин қутулдурғайсән,
Шуниң билән Сениң көрсәтмилириңгә итаәт қилимән.
135 Җамалиңниң нурини қулуңниң үстигә чачтурғайсән;
Маңа бәлгүлимилириңни үгәткәйсән. Зәб. 4:7
136 Көзлиримдин яш ериқлири ақиду,
Чүнки инсанлар Тәврат-қанунуңға бойсунмайду.
137 |צ| (Тсадә) Һәққанийдурсән, и Пәрвәрдигар;
Һөкүмлириң тоғридур.
138 Сән агаһ-гувалиқлириңни һәққанийлиқта буйруған;
Улар толиму ишәшликтур!
139 Отлуқ муһәббитим өзүмни йоқитиду,
Чүнки мени хар қилғучилар сөзлириңгә писәнт қилмайду.
140 Сөзүң толуқ синап испатланғандур;
Шуңа қулуң уни сөйиду. 2Сам. 22:31; Зәб. 11:7; 17:31; Пәнд. 30:5
141 Мән териқтәктурмән, кәмситилгәнмән,
Бирақ көрсәтмилириңни унтумаймән.
142 Сениң һәққанийитиң әбәдий бир һәққанийәттур,
Тәврат-қанунуң һәқиқәттур.
143 Пешкәллик вә азап маңа чирмишивалди;
Бирақ әмирлириң мениң хурсәнликлиримдур.
144 Сениң агаһ-гувалиқлириңниң һәққанийлиғи әбәдийдур;
Яшиғин дәп, мени йорутқайсән.
145 |ק| (Коф) Мән пүтүн қәлбим билән Саңа нида қилдим, и Пәрвәрдигар;
Маңа җавап бәргәйсән;
Мән бәлгүлимилириңни тутимән.
146 Мән Саңа нида қилимән;
Мени қутқузғайсән; агаһ-гувалиқлириңға әгишимән.
147 Мән таң атмай орнумдин туруп пәряд көтиримән;
Сөз-каламиңға үмүт бағлидим. Зәб. 5:4; 87:14; 129:6
148 Вәдилириң үстидә сеғинип ойлиниш үчүн,
Түндики җесәкләр алмашмай туруп көзүм ечилиду. Зәб. 57:8; 63:1, 6
149 Өзгәрмәс муһәббитиң бойичә авазимни аңлиғайсән;
И Пәрвәрдигар, һөкүмлириң бойичә мени җанландурғайсән.
150 Қәбиһ нийәткә әгәшкәнләр маңа йеқинлашти,
Улар Тәврат-қанунуңдин жирақтур.
151 И Пәрвәрдигар, Сән маңа йеқин турисән;
Барлиқ әмирлириң һәқиқәттур.
152 Узундин бери агаһ-гувалиқлириңдин үгәндимки,
Уларни мәңгүгә инавәтлик қилғансән.
153 |ר| (Рәш) Мениң хар болғинимни көргәйсән, мени қутулдурғайсән;
Чүнки Тәврат-қанунуңни унтумидим.
154 Мениң дәвайимни сориғайсән, һәмҗәмәт болуп мени қутқузғайсән;
Вәдәң бойичә мени җанландурғайсән.
155 Ниҗатлиқ рәзилләрдин жирақтур;
Чүнки улар бәлгүлимилириңни издимәйду.
156 Рәһимдиллиқлириң көптур, и Пәрвәрдигар;
Һөкүмлириң бойичә мени җанландурғайсән.
157 Маңа зиянкәшлик қилғучилар һәм мени хар қилғучилар көптур;
Бирақ агаһ-гувалиқлириңдин һеч чәтнимидим.
158 Мән асийлиқ қилғучиларға қарап йиргәндим,
Чүнки улар сөзүңни тутмайду. «Мән асийлиқ қилғучиларға қарап йиргәндим» — яки «Мән асийлиқ қилғучиларға қарап азапландим».
159 Сениң көрсәтмилириңни шунчә сөйгәнлигимни көргәйсән;
Өзгәрмәс муһәббитиң бойичә мени җанландурғайсән, и Пәрвәрдигар.
160 Сөз-каламиңни муҗәссәмлигәндә андин һәқиқәт болур;
Сениң һәр бир адил һөкүмүң әбәдийдур. «Сөз-каламиңни муҗәссәмлигәндә андин һәқиқәт болур» — бу наһайити муһим бир җүмлә. Толуқ, әтраплиқ һәқиқәтни пәқәт Муқәддәс Китаптики бир айәттинла билгили болмайду, бәлки көп айәтләрниң жиғиндиси арқилиқла («муҗәссәмлигәндә») андин «толуқ һәқиқәт» яки «һәр тәрәплик һәқиқәт» чиқиду.
161 |ש| (Шийн) Әмирләр бекардин-бекар маңа зиянкәшлик қилиду;
Бирақ жүригим каламиң алдидила титрәйду.
162 Бириси зор олҗа тапқандәк,
Вәдәңдин хошаллинимән.
163 Сахтилиқтин нәпрәтлинип жиркинимән;
Сөйгиним Тәврат-қанунуңдур.
164 Һәққаний һөкүмлириң түпәйлидин,
Күндә йәттә қетим Сени мәдһийиләймән.
165 Тәвратиңни сөйгәнләрниң зор хатирҗәмлиги бар;
Һеч нәрсә уларни путлалмас.
166 Мән ниҗатлиғиңға үмүт бағлап күттүм, и Пәрвәрдигар,
Әмирлириңгә әмәл қилип.
167 Җеним агаһ-гувалиқлириңға әгишиду,
Уларни интайин сөйимән.
168 Барлиқ йоллирим алдиңда болғач,
Көрсәтмилириң һәм агаһ-гувалиқлириңға әгишимән.
169 |ח| (Тав) Мениң пәрядим алдиңға йеқин кәлсун, и Пәрвәрдигар;
Каламиң бойичә мени йорутқайсән.
170 Йелинишим алдиңға кәлсун;
Вәдәң бойичә мени қутулдурғайсән.
171 Маңа бәлгүлимилириңни үгитишиң үчүн,
Ләвлиримдин мәдһийиләр урғуп чиқиду.
172 Тилим сөзүңни күйләп нахша ейтиду,
Чүнки әмирлириңниң һәммиси һәққанийдур.
173 Қолуң маңа ярдәмгә тәйяр болсун;
Чүнки мән көрсәтмилириңни талливалдим.
174 Мән ниҗатлиғиңға тәлмүрүп тәшна болуп кәлдим, и Пәрвәрдигар;
Сениң Тәвратиң мениң хурсәнлигимдур.
175 Җеним яшисун, у Сени мәдһийиләйду,
Сениң һөкүмлириң маңа ярдәм қилсун.
176 Мән йолдин адашқан қойдәк тәмтирәп қалдим;
Қулуңни издигәйсән;
Чүнки әмирлириңни унтуп қалғиним йоқ. Йәш. 53:6; Луқа 15:4-7
 
 

118:1 « א (Аләф) Йолда мукәммәл болғанлар, Пәрвәрдигар Тәврат-қанунида маңидиғанлар бәхитликтур!» — бу 119-күй «елипбә тәртивилик» күй. Һәр сәккиз айәт бир гуруппа болиду. Һәр бир гуруппидики сәккиз айәт охшаш һәрп билән башлиниду, һәр бир гуруппа (җәмий 22 гуруппа) ибраний тилиниң елипбәлик тәртиви бойичә йеңи бир һәрип билән башлиниду. «Пәрвәрдигар Тәврат-қанунида маңидиғанлар бәхитликтур!» — «Тәврат» (тораһ) дегән сөз ибраний тили болуп, әслидә «йолйоруқ», «тәрбийә» дегән мәнидә, бу йәрдә: «қанун», «тәлим», «Худа бәргән барлиқ китаплар» дегән умумий мәнидә ишлитилиду. Адәттә Муса пәйғәмбәр арқилиқ кәлтүрүлгән Тәвраттики «Яритилиш» «Мисирдин чиқиш» «Лавийлиқлар» «Чөл-баявандики сәпәр» һәм «Қанун шәрһи» дегән алдинқи бәш қисимни көрситиду.

118:1 Зәб. 1:1

118:17 Зәб. 102:2; 114:7

118:19 Яр. 47:9; 1Тар. 29:15; Зәб. 38:13; Ибр. 11:13

118:24 Зәб. 42:3; 111:1; 118:35, 47, 77, 174;

118:26 Зәб. 24:4; 26:11; 85:11

118:38 «Сән қулуңға болған вәдәңни әмәлгә ашурғайсән; Шуниң билән хәқләр Сәндин әйминиду» — башқа бир нәччә тәрҗимилири бар, җүмлидин: «Сениң әйминишиңгә берилгән қулуң үчүн вәдәңни әмәлгә ашурғайсән».

118:41 « ו: (Вав) Вә меһир-муһәббәтлириң йенимға кәлсун, и Пәрвәрдигар....» — мошу сәккиз айәт (41-48-айәт) һәммиси ибраний тилида: «вав» билән башлиниду; уйғур тилидики «вә» мошу «вав»дин (әрәб тилиниң вастиси билән) кәлгән.

118:48 «мән сөйүп кәлгән әмирлириңгә қоллиримни созуп интилимән» — яки «мән сөйүп кәлгән әмирлириңгә қоллиримни созуп көтиримән».

118:55 Зәб. 15:7; 41:9

118:57 «Өзүң мениң несивәмдурсән, и Пәрвәрдигар; «Сениң сөз-каламиңни тутай» — дедим» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Мениң несивәм, и Пәрвәрдигар, Сениң сөз-каламиңни тутуштин ибарәттур, — дедим».

118:58 «Мән пүтүн қәлбим билән дидариңға интилип йелиндим» — яки «Мән пүтүн қәлбим билән илтипатиңға интилип йелиндим».

118:70 «Уларниң қәлби туймас болуп кәтти» — дегән сөз ибраний тилида «Уларниң қәлби майлиқ болуп кәтти» дәп елинған.

118:72 Зәб. 18:11

118:73 Аюп 10:9; Зәб. 138:13-16

118:75 «Сениң һөкүмлириңниң һәққаний екәнлигини ... билимән» — ибраний тилида «Сениң һөкүмлириңниң һәққанийлиқтур ... дәп билимән».

118:90 Топ. 1:4

118:91 «Сениң һөкүм-қанунийәтлириң билән булар бүгүнки күндиму туриду» — «булар» болса 89-айәттә тилға елинған Худаниң сөз-калами вә 90-айәттә тилға елинған йәр-зимин болса керәк.

118:101 «Аяқлиримни һәммә яман йолдин тарттим» — «тарттим» — ибраний тилида «бағлидим» яки «чүшәклидим».

118:103 Зәб. 18:11; Пәнд. 8:11

118:106 Нәһ. 10:30

118:108 «Ағзимдики халис қурбанлиқлар» — «халис қурбанлиқ» Муса пәйғәмбәр алаһидә бәлгүлигән бир хил қурбанлиқ еди. Бирақ бу йәрдә бу ибарә пәқәт көчмә мәнидә ишлитилгән.

118:113 «Ала көңүлләр» — яки «әстайидил әмәсләр».

118:130 Зәб. 18:8

118:135 Зәб. 4:7

118:140 2Сам. 22:31; Зәб. 11:7; 17:31; Пәнд. 30:5

118:147 Зәб. 5:4; 87:14; 129:6

118:148 Зәб. 57:8; 63:1, 6

118:158 «Мән асийлиқ қилғучиларға қарап йиргәндим» — яки «Мән асийлиқ қилғучиларға қарап азапландим».

118:160 «Сөз-каламиңни муҗәссәмлигәндә андин һәқиқәт болур» — бу наһайити муһим бир җүмлә. Толуқ, әтраплиқ һәқиқәтни пәқәт Муқәддәс Китаптики бир айәттинла билгили болмайду, бәлки көп айәтләрниң жиғиндиси арқилиқла («муҗәссәмлигәндә») андин «толуқ һәқиқәт» яки «һәр тәрәплик һәқиқәт» чиқиду.

118:176 Йәш. 53:6; Луқа 15:4-7