41
Иккинчи Бөлүм •••• 41-күй •••• Худаға тәшна болған мусапирниң дуаси
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған «Масқил»: —
 
Кейик ериқлардики суға тәшна болғандәк,
Җеним саңа тәшнадур, и Худа. «Кораһниң оғуллири үчүн йезилған «Масқил»» — «Кораһ» Муса вә Һарун пәйғәмбәргә қарши исян көтәргән киши. Бирақ көрүнүп туридуки, униң әвлатлири Худаниң йолида маңатти. Улар бәлким «каһин» (қурбанлиқ қилғучи) болуп, муқәддәс ибадәтханида ибадәт хизмитидә Зәбурдики йеқимлиқ мәдһийә нахшилирини ейтиш билән шуғулланған.
Бу күйдин қариғанда, язғучи Исраилниң шималий падишалиғидики Ливан дегән хилвәт тағлиқ райониға сүргүн қилинған.
«Масқил» — «Масқил»ниң мәнаси бизгә намәлум; бәзи алимлар уни «тәрбийилик» дегәнни билдүриду, дәп қарайду; йәни бәзиләр уни «маһирлиқ билән ейтилсун» дегәнни билдүриду, дәп қарайду.
Мениң җеним Худаға, һаят Тәңригә интизардур;
Аһ, мән қачанму Худаниң һозурида көрүнүшкә мүйәссәр болимән? Зәб. 62:1-3
Мениң кечә-күндүз йегиним көз яшлирим болуп кәлгән;
Хәқләр күн бойи мәндин: «Худайиң қәйәрдә?» дәп сорайду. Зәб. 79:6
Өткән күнләрни әсләп,
Җенимниң дәрдлирини төкүватимән
(Мән көпчилик билән кетиветип,
Худаниң өйигә тәнтәнә қилип меңип,
Хошаллиқта Һәмдусана оқуп, нахша ейтип,
Һейтни тәбриклигән топ-топ қошундәк, җамаәт билән биллә бараттим!).
— И җеним, Сән тенимдә немишкә бундақ қайғурисән?
Немишкә ичимдә бундақ мәйүслинип кәттиң?
Худаға үмүт бағла;
Чүнки Униң җамалидин чиққан ниҗатлиқтин,
Мән Уни йәнила улуқлаймән, — Мениң Худайимни! Зәб. 42:5
Җеним ичимдә мәйүслинип кәтти;
Шуңа мән Сени сеғинимән;
Һәтта мусапирлиқта Иордан дәрияси бойидики вадиларда,
Һәрмон тағлирида, Мизар теғидиму Сени сеғинимән.
Сениң шарқиратмилириңниң авазлириға,
Чоңқур һаң билән чоңқур һаң маслишип һөкиримәктә.
Сениң һәммә долқунлириң һәм қайнам-ташқинлириң мени ғәриқ қилди.
Күндүзи Пәрвәрдигар өзгәрмәс муһәббитини маңа буйруйду,
Кечилири Униң нахшиси,
Вә һәм һаятим болған Тәңригә қилған дуа маңа һәмраһ болиду.
10 Мән Қорам Тешим болған Худаға: —
«Мени немишкә унтуп қалдиң?
Мән немишкә дүшмәнниң зулумиға учрап,
Һемишә азап чекип жүрүватимән?» — дәймән. Zǝb. 34:11-17; 37:7; 42:2
11 Сүйәклиримни әзгәндәк рәқиплирим мени мәсқирә қилип әйипләйду;
Улар күн бойи мәндин: «Худайиң қәйәрдә?» — дәп соримақта.
12 И җеним, тенимдә немишкә бундақ қайғурисән?
Немишкә ичимдә бундақ мәйүслинип кәттиң?
Худаға үмүт бағла;
Чүнки мән Уни йәнила мәдһийиләймән,
Йәни чирайимға саламәтлик, ниҗатлиқ ата қилғучи Худайимни мәдһийиләймән!
У мениң Худайимдур!
 
 

41:1-2 «Кораһниң оғуллири үчүн йезилған «Масқил»» — «Кораһ» Муса вә Һарун пәйғәмбәргә қарши исян көтәргән киши. Бирақ көрүнүп туридуки, униң әвлатлири Худаниң йолида маңатти. Улар бәлким «каһин» (қурбанлиқ қилғучи) болуп, муқәддәс ибадәтханида ибадәт хизмитидә Зәбурдики йеқимлиқ мәдһийә нахшилирини ейтиш билән шуғулланған. Бу күйдин қариғанда, язғучи Исраилниң шималий падишалиғидики Ливан дегән хилвәт тағлиқ райониға сүргүн қилинған. «Масқил» — «Масқил»ниң мәнаси бизгә намәлум; бәзи алимлар уни «тәрбийилик» дегәнни билдүриду, дәп қарайду; йәни бәзиләр уни «маһирлиқ билән ейтилсун» дегәнни билдүриду, дәп қарайду.

41:3 Зәб. 62:1-3

41:4 Зәб. 79:6

41:6 Зәб. 42:5

41:10 Zǝb. 34:11-17; 37:7; 42:2