57
57-күй •••• Залим һөкүмранларни Худа җазалиғай!
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Һалак қилмиғайсән» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күйи: —
 
И қудрәт егилири, силәр һәқиқәтән адаләтни сөзләватамсиләр?
И инсан балилири, адил һөкүм чиқирамсиләр? «Силәр һәқиқәтән адаләтни сөзләватамсиләр?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Адаләт зувансиз болуп қалдиму? Немишкә сөзлимәйсиләр?». Буниңға охшап кетидиған башқа бир нәччә тәрҗимиләр бар. Бәлким сүргүн болған Давутниң көздә тутқини (әсли өзини һөрмәтләйдиған) ордидики әмәлдарларниң униң дәвасини Саул падиша алдида сөзлимигини.
Яқ, силәр көңлүңләрдә яманлиқ тәйярлайсиләр;
Йәр йүзидә өз қолуңлар билән қилидиған зораванлиқни өлчәватисиләр.
Рәзилләр анисиниң қосиғидила езип кетиду;
Улар туғулупла йолдин адишип, ялған сөзләйду.
Уларниң зәһири иланниң зәһиридур;
Улар өз қулиқини пүтүк қилған гас кобра иландәк, Зәб. 139:3
Мәйли иланчилар шунчә чирайлиқ сеһирлисиму,
У нәй авазиға қәтъий қулақ салмайду. «Мәйли иланчилар шунчә чирайлиқ сеһирлисиму» — «иланчи»: челип иланларни ойнитидиған киши.
И Худа, уларниң ағзидики чишлирини сундурувәткәйсән!
Мошу яш ширларниң тоңкай чишлирини чеқивәткәйсән, и Пәрвәрдигар!
Улар еқип кәткән сулардәк өтүп кәткәй;
Улар оқларни чәнләп атқанда,
Оқлири учсиз болуп кәткәй!
Қулулә йол маңғанда изи йоқилип кәткәндәк,
Улар йоқап кәтсун;
Аялниң чүшүп кәткән һамилисидәк,
Улар күн көрмисун!
10 Қазан янтақларниң иссиғини сәзгичә,
(Мәйли улар юмран пети, яки от туташқан болсун)
У уларни тозутиветиду. «Қазан янтақларниң иссиғини сәзгичә, (мәйли улар юмран пети, яки от туташқан болсун) у уларни тозутиветиду» — толуқ айәтниң бир нәччә хил тәрҗимилири бар; уларниң һәммисиниң умумий мәнаси бу тәрҗимигә охшап кетиду.
11 Һәққаний адәм Худаниң интиқамини көргәндә хошал болиду;
Өз излирини рәзилләрниң қенида жуйиду.
12 Шуңа адәмләр: «Дәрвәқә, һәққанийлар үчүн инъам бардур;
Дәрвәқә йәр йүзидә һөкүм жүргүзгүчи бир Худа бардур» — дәйду.
 
 

57:1-2 «Силәр һәқиқәтән адаләтни сөзләватамсиләр?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Адаләт зувансиз болуп қалдиму? Немишкә сөзлимәйсиләр?». Буниңға охшап кетидиған башқа бир нәччә тәрҗимиләр бар. Бәлким сүргүн болған Давутниң көздә тутқини (әсли өзини һөрмәтләйдиған) ордидики әмәлдарларниң униң дәвасини Саул падиша алдида сөзлимигини.

57:5 Зәб. 139:3

57:6 «Мәйли иланчилар шунчә чирайлиқ сеһирлисиму» — «иланчи»: челип иланларни ойнитидиған киши.

57:10 «Қазан янтақларниң иссиғини сәзгичә, (мәйли улар юмран пети, яки от туташқан болсун) у уларни тозутиветиду» — толуқ айәтниң бир нәччә хил тәрҗимилири бар; уларниң һәммисиниң умумий мәнаси бу тәрҗимигә охшап кетиду.