□22:1 «Бу улуқ күй тоғрилиқ изаһат» — Пәләстиндики қойлар билән падичиниң мунасивити наһайити йеқин. У улар билән кечә-күндүз биллә болиду, уларға исим қойиду. Йеңи яйлаққа көчкәндә, падичи қойларниң бешида меңип, уларни чақирип йетәкләйду; уларниң беши тикәнликтә ярилинип қалса, падичи май билән сүрүп «мәсиһ қилиду»; бәзи падичилар һәтта амрақ қойлириға алаһидә қәдәһтин шарап ичуриду.
■22:1 Йәш. 40:11; Йәр. 23:4; Әз. 34:23; Юһ. 10:11; 1Пет. 2:25; Вәһ. 7:17
□22:3 «У вуҗудумни йеңилайду» — «йеңилайду» ибраний тилида бу сөз «товиға қайтуриду» яки «товва қилдуриду» дегән мәнини өз ичигә алиду.
□22:6 «барлиқ күнлиримдә яхшилиқ вә өзгәрмәс шәпқәт маңа әгишип һәмраһ болиду» —яки «барлиқ күнлиримдә маңа әгишип һәмраһ болған өзгәрмәс шәпқәт немидигән яхши!». «мәңгүдин-мәңгүгә Пәрвәрдигарниң дәргаһида яшаймән!» — «Пәрвәрдигарниң дәргаһи» ибраний тилида «Пәрвәрдигарниң өйидә». Давут бу күйни язғанда Йерусалимдики муқәддәс ибадәтхана техи мәвҗут әмәс еди.