101
101-күй
1-2 Езилгәнниң дуаси: У һалидин кәткәндә, дад-пәрядини Пәрвәрдигар алдиға төккәндә: —
Дуайимни аңлиғайсән, и Пәрвәрдигар;
Пәрядим алдиңға йетип кирсун!
3 Йүзүңни мәндин қачурмиғайсән;
Қисилған күнүмдә маңа қулақ салғайсән;
Мән нида қилған күндә, маңа тез җавап бәргин!
4 Мана, күнлирим ис-түтәктәк түгәп кетиду,
Устиханлирим отун-чоғларға охшаш көйди!
■ 5 Жүригим зәхмә йәп чөпләр хазан болғандәк қуруп кәтти,
Һәтта ненимни йейишни унтудум.
6 Мән аһу-зар тартқанлиғимдин,
Әтлирим сүңәклиримгә чаплишип қалди.
7 Чөл-баявандики сақийқуштәк,
Вәйранчилиқта қонуп жүргән һувқушқа охшаймән.
8 Ухлимай сәгәк туруп күзәттимән;
Өгүздә ялғуз қалған қушқач кәбимән.
9 Дүшмәнлирим күн бойи мени мәсқирә қилмақта,
Мени һақарәтлигәнләр исмимни ләнәт орнида ишләтмәктә.
10-11 Қәһриң һәм аччиғиң түпәйлидин,
Күлни нан дәп йәватимән,
Ичимлигимни көз йешим билән арилаштуримән;
Чүнки Сән мени көтирип, андин йәргә урдуң.
12 Күнлирим қуяш узартқан көләңгидәк йоқулай дәп қалди,
Өзүм болсам чөпләр хазан болғандәк қуруп кәттим.
□ 13 Лекин Сән, Пәрвәрдигар, әбәдий турисән,
Сениң нам-шөһритиң дәвирдин-дәвиргичидур.
14 Сән орнуңдин турисән,
Зионға рәһим қилисән;
Чүнки униңға шәпқәт көрситиш вақти кәлди,
Һә, вақит-саити йетип кәлди!
15 Чүнки қуллириң униң ташлиридин хурсәнлик тапиду,
Һәм туприғиғиму ичини ағритиду;
16 Әлләр Пәрвәрдигарниң намидин,
Йәр йүзидики шаһлар шан-шәривиңдин әйминиду.
17 Мана, Пәрвәрдигар Зионни қайтидин қурғанда,
У Өз шан-шәривидә көрүниду!
18 У ғериб-мискинниң дуасиға етивар бериду;
Уларниң дуасини һәргиз кәмситмәйду.
19 Булар кәлгүси бир әвлат үчүн хатирилиниду;
Шуниң билән кәлгүсидә яритилидиған бир хәлиқ Яһни мәдһийәләйду;
□ 20-21 Чүнки У әсирләрниң аһ-зарлирини аңлай дәп,
Өлүмгә буйрулғанларни азат қилай дәп,
Егиздики муқәддәс җайидин еңишип нәзәр салди,
Әршләрдин Пәрвәрдигар йәргә қариди;
22-23 Шундақ қилип, улар Пәрвәрдигарниң хизмитидә болайли дегәндә,
Йәни әл-мәмликәтләр җәм жиғилған вақтида —
Пәрвәрдигарниң нами Зионда,
Униң шәрәплири Йерусалимда җакалиниду!
24 Бирақ У мени йолда мағдурсизландуруп,
Күнлиримни қисқартти.
25 Мән: «Тәңрим, өмрүмниң йеримида мени елип кәтмә!» — дедим.
— «Сениң жиллириң дәвирдин дәвиргичидур,
□ 26 Сән йәрни әлмисақтинла бәрпа қилғансән,
Асманларни һәм қоллириң ясиғандур;
27 Улар йоқ болуп кетиду,
Бирақ Сән давамлиқ туриверисән;
Уларниң һәммиси кийимдәк конирап кетиду;
Уларни кона тон кәби алмаштурсаң,
Шунда улар кийим-кечәк йәңгүшләнгәндәк йәңгүшлиниду.
28 Бирақ Сән өзгәрмигүчидурсән,
Жиллириңниң тамами йоқтур.
29 Қуллириңниң балилириму туривериду,
Уларниң әвлади һозуриңда мәзмут яшайду!».