16
Көңүлдики нийәтләр инсанға тәвәдур;
Бирақ тилниң җавави Пәрвәрдигарниң илкидидур. Пәнд. 16:1; 19:21; 20:24; Йәр. 10:23
Инсан өзиниң һәммә қилған ишини пак дәп биләр;
Лекин қәлбдики нийәтләрни Пәрвәрдигар таразиға селип тартип көрәр. «қәлбдики нийәтләр» — ибраний тилида «(адәмләрниң) роһлири» дейилиду.   Пәнд. 21:2
Нийәт қилған ишлириңни Пәрвәрдигарға тапшурғин,
Шундақ қилғанда планлириң пишип чиқар. Зәб. 36:5; 54:23; Мат. 6:25; Луқа 12:22; 1Пет. 5:7
Пәрвәрдигар барлиқ мәвҗудийәтниң һәр бирини мәлум мәхсәт билән апиридә қилған;
Һәтта яманларниму балаю-апәт күни үчүн яратқандур. Аюп 21:30
Тәкәббурлуққа толған көңүлләрниң һәр бири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Қол тутушуп бирләшсиму, җазасиз қалмас. «қол тутушуп бирләшсиму,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шубһисизки,...».   Пәнд. 6:17; 8:13; 11:21
Муһәббәт-шәпқәт вә һәқиқәт билән гуналар кафарәт қилинип йепилар;
Пәрвәрдигардин әйминиш адәмләрни яманлиқтин халий қилар. «...гуналар кафарәт қилинип йепилар» — Тәврат дәвридә, гуналар қурбанлиқлар арқилиқ «йепилип кәчүрүм қилинди» (йәни, «кафарәт қилинди»). Инҗил дәвригә кәлгәндила, гуналар «елип ташланди» (мәсилән, «Юһ.» 1:29).
Адәмниң ишлири Пәрвәрдигарни хурсән қилса,
У һәтта дүшмәнлириниму униң билән енақлаштурар.
Һалал алған аз,
Һарам алған көптин әвзәлдур. Зәб. 36:16; Пәнд. 15:16
Инсан көңлидә өз йолини тохтитар;
Амма қәдәмлирини тоғрилайдиған Пәрвәрдигардур.
10 Һәтта падишаниң ләвлиригә қаритип әпсун оқулсиму,
Униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс. «Һәтта падишаниң ләвлиригә қаритип әпсун оқулсиму, униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс» — йәнә икки хил тәрҗимиси бар: (1) «Падишаһниң ләвлиридә Пәрвәрдигарниң вәһийи болса, униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс»; (2) «Падишаһниң ләвлири вәһийгә қарап сөзләйду; униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәслиги керәк».
11 Адил тараза-мизанлар Пәрвәрдигарға хастур;
Тараза ташлириниң һәммисини У ясиғандур. Лав. 19:36; Қан. 25:13-16; Пәнд. 11:1; 20:10, 23
12 Падиша рәзиллик қилса жиркиничликтур,
Чүнки тәхт һәққанийәт биләнла мәһкәм турар.
13 Һәққаний сөзлигән ләвләр падишаларниң хурсәнлигидур;
Улар дурус сөзлигүчиләрни яхши көрәр.
14 Падишаһниң қәһри гоя өлүмниң әлчисидур;
Бирақ дана киши униң ғәзивини тиничландурар. Пәнд. 19:12; 20:2
15 Падишаһниң чирайиниң нури кишигә җан киргүзәр;
Униң шәпқити вақтида яққан «кейинки ямғур»дур. «Униң (падишаниң) шәпқити вақтида яққан «кейинки ямғур»дур» — ибраний тилида: «Униң (падишаниң) шәпқити «кейинки ямғурлар»ни әпкәлгән булуттур». «Кейинки ямғурлар» Исраилда 3-айда йеғип, әтиязлиқ зираәтләрни пишириштәк һалқилиқ рольни ойнайду. Шуңа һәр бир дехан «кейинки ямғур»ға тәшнадур, улар уни бәк қәдирләйду.   Пәнд. 19:12
16 Даналиқ елиш алтун елиштин нәқәдәр әвзәлдур;
Йорутулушни таллаш күмүчни таллаштин шунчә үстүндур! Аюп 28:15; Зәб. 18:11; 118:72; Пәнд. 3:14,15; 8:11,19
17 Дурус адәмниң егиз көтирилгән йоли яманлиқтин айрилиштур;
Өз йолиға еһтият қилған киши җенини сақлап қалар.
18 Мәғрурлуқ һалак болуштин авал келәр,
Тәкәббурлуқ жиқилиштин авал келәр. Пәнд. 11:2; 17:19
19 Кәмтәр болуп мискинләр билән барди-кәлдидә болуш,
Тәкәббурлар билән һарам мал бөлүшкәндин әвзәлдур.
20 Кимки ишни пәм-парасәт билән қилса пайда тапар;
Пәрвәрдигарға таянған болса, бәхит-саадәт көрәр. «Кимки ишни пәм-парасәт билән қилса пайда тапар» — яки «несиһәт сөзигә көңүл қойған пайда тапар».   Зәб. 2:12; 33:9-10; 124:1; Йәш. 30:18; Йәр. 17:7
21 Көңли дана киши сәгәк атилар;
Йеқимлиқ сөзләр адәмләрниң билимини ашурар.
22 Пәм-парасәт өзигә егә болғанларға һаятлиқниң булиқидур;
Әқилсизләргә тәлим бәрмәкниң өзи әқилсизликтур. Пәнд. 13:14
23 Ақиланә кишиниң қәлби ағзидин әқил чиқирар;
Униң ләвзигә билимни зиядә қилар.
24 Йеқимлиқ сөзләр гоя һәсәлдур;
Көңүлләрни хуш қилип тәнгә давадур.
25 Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар,
Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур. Пәнд. 14:12
26 Ишлигүчиниң иштийи уни ишқа салар;
Униң қарни униңға һайдакчилик қилар. «Униң қарни униңға һайдакчилик қилар» — ибраний тилида «Униң ағзи униңға һайдакчилик қилар».
27 Муттәһәм киши яман гәпни колап жүрәр;
Униң ләвлири лавулдап турған отқа охшар. «Муттәһәм киши» — ибраний тилида «Белиалниң оғли» дейилиду. «Белиал»ниң мәнаси «әрзимәс» дегәнлик болуп, бәлким Иблисни көрситиду.   Пәнд. 12:18
28 Әгир адәм җедәл-маҗира туғдурғучидур;
Ғәйвәтчи йеқин достларни айриветәр. Пәнд. 15:18; 26:21; 29:22
29 Зораван киши йеқин адимини аздурар;
Уни яман йолға башлап кирәр. «Уни яман йолға башлап кирәр» — ибраний тилида «Уни яхши әмәс бир йолға башлап кирәр».
30 Көзини жумувалған киши яман нийәтни ойлар;
Левини чишлигән киши яманлиққа тәйярдур. «Көзини жумувалған киши» — яки «көз қисқучи киши», «көзини чимилдатқучи адәм».   Пәнд. 6:13,14
31 Һәққанийәт йолида ақарған чач,
Адәмниң шөһрәт таҗидур. «Һәққанийәт йолида ақарған чач, адәмниң шөһрәт таҗидур» — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Ақ чач болса адәмниң шөһрәт таҗидур; у һәққанийәт йолида пәйда болиду».
32 Асан аччиқлимайдиған киши палвандин әвзәлдур;
Өзини тутувалған шәһәр алғандинму үстүндур. «Өзини тутувалған» — ибраний тилида: «Өз роһини идарә қилидиған» дегән сөзләр билән ипадилиниду.
33 Чәк етәккә ташланғини билән,
Лекин нәтиҗиси пүтүнләй Пәрвәрдигардиндур.
 
 

16:1 Пәнд. 16:1; 19:21; 20:24; Йәр. 10:23

16:2 «қәлбдики нийәтләр» — ибраний тилида «(адәмләрниң) роһлири» дейилиду.

16:2 Пәнд. 21:2

16:3 Зәб. 36:5; 54:23; Мат. 6:25; Луқа 12:22; 1Пет. 5:7

16:4 Аюп 21:30

16:5 «қол тутушуп бирләшсиму,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шубһисизки,...».

16:5 Пәнд. 6:17; 8:13; 11:21

16:6 «...гуналар кафарәт қилинип йепилар» — Тәврат дәвридә, гуналар қурбанлиқлар арқилиқ «йепилип кәчүрүм қилинди» (йәни, «кафарәт қилинди»). Инҗил дәвригә кәлгәндила, гуналар «елип ташланди» (мәсилән, «Юһ.» 1:29).

16:8 Зәб. 36:16; Пәнд. 15:16

16:10 «Һәтта падишаниң ләвлиригә қаритип әпсун оқулсиму, униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс» — йәнә икки хил тәрҗимиси бар: (1) «Падишаһниң ләвлиридә Пәрвәрдигарниң вәһийи болса, униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс»; (2) «Падишаһниң ләвлири вәһийгә қарап сөзләйду; униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәслиги керәк».

16:11 Лав. 19:36; Қан. 25:13-16; Пәнд. 11:1; 20:10, 23

16:14 Пәнд. 19:12; 20:2

16:15 «Униң (падишаниң) шәпқити вақтида яққан «кейинки ямғур»дур» — ибраний тилида: «Униң (падишаниң) шәпқити «кейинки ямғурлар»ни әпкәлгән булуттур». «Кейинки ямғурлар» Исраилда 3-айда йеғип, әтиязлиқ зираәтләрни пишириштәк һалқилиқ рольни ойнайду. Шуңа һәр бир дехан «кейинки ямғур»ға тәшнадур, улар уни бәк қәдирләйду.

16:15 Пәнд. 19:12

16:16 Аюп 28:15; Зәб. 18:11; 118:72; Пәнд. 3:14,15; 8:11,19

16:18 Пәнд. 11:2; 17:19

16:20 «Кимки ишни пәм-парасәт билән қилса пайда тапар» — яки «несиһәт сөзигә көңүл қойған пайда тапар».

16:20 Зәб. 2:12; 33:9-10; 124:1; Йәш. 30:18; Йәр. 17:7

16:22 Пәнд. 13:14

16:25 Пәнд. 14:12

16:26 «Униң қарни униңға һайдакчилик қилар» — ибраний тилида «Униң ағзи униңға һайдакчилик қилар».

16:27 «Муттәһәм киши» — ибраний тилида «Белиалниң оғли» дейилиду. «Белиал»ниң мәнаси «әрзимәс» дегәнлик болуп, бәлким Иблисни көрситиду.

16:27 Пәнд. 12:18

16:28 Пәнд. 15:18; 26:21; 29:22

16:29 «Уни яман йолға башлап кирәр» — ибраний тилида «Уни яхши әмәс бир йолға башлап кирәр».

16:30 «Көзини жумувалған киши» — яки «көз қисқучи киши», «көзини чимилдатқучи адәм».

16:30 Пәнд. 6:13,14

16:31 «Һәққанийәт йолида ақарған чач, адәмниң шөһрәт таҗидур» — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Ақ чач болса адәмниң шөһрәт таҗидур; у һәққанийәт йолида пәйда болиду».

16:32 «Өзини тутувалған» — ибраний тилида: «Өз роһини идарә қилидиған» дегән сөзләр билән ипадилиниду.