21
Падишаһниң көңли ериқлардики судәк Пәрвәрдигарниң қолидидур;
Пәрвәрдигар қәйәргә тоғрилиса, шу тәрәпкә маңиду.
Инсан өзиниң һәммә қилған ишини тоғра дәп биләр;
Лекин Пәрвәрдигар қәлбдики нийәтләрни таразиға селип тартип көрәр. «Қәлбдики нийәтләр» — ибраний тилида «қәлбләр» дейилиду.   Пәнд. 16:2
Пәрвәрдигарниң нәзиридә,
Һәққанийлиқ билән адаләт жүргүзүш қурбанлиқ қилиштин әвзәлдур. 1Сам. 15:22; Зәб. 49:8-14; Йәш. 1:11, 16; Һош. 6:6
Тәкәббур көзләр, мәғрур қәлб, яманларниң чириғи — һәммиси гунадур. «яманларниң чириғи» — мошу йәрдә «чирақ» бәлким адәмниң роһини, йәни адәмниң әң чоңқур йерини көрситиду (20:27-айәтни көрүң). Башқа бир хил тәрҗимиси «яманларниң һосули».
Әстайидил кишиләрниң ойлири уларни пәқәт баяшатлиққа йетәкләр;
Чечилаңғуларниң ойлири болса, уларни пәқәт йоқсузлуққила йетәкләр. Пәнд. 10:4; 13:4
Яғлима тил билән еришкән байлиқлар,
Өлүмни издәп жүргәнләр қоғлап жүргән бир түтүнла, халас. Пәнд. 10:2, 4; 13:11
Яманларниң залимлиғи өзлирини чирмивалар;
Чүнки улар адаләт йолида меңишни рәт қилған.
Җинайәткар маңидиған йол наһайити әгирдур;
Сап дил адәмниң һәрикити түптүздур.
Соқушқақ хотун билән азадә өйдә биллә турғандин көрә,
Өгүзниң бир булуңида ялғуз йетип қопқан яхши. «Соқушқақ хотун билән азатә өйдә биллә турғандин көрә,...» — яки «Соқушқақ хотун билән азатә өйдә олтарғандин көрә,...».   Пәнд. 21:19; 25:24; 27:15
10 Яман кишиниң көңли яманлиққила һерисмәндур;
У йеқиниғиму шапаәт көрсәтмәс.
11 Һакавурниң җазаға тартилиши, билимсизгә ибрәт болар;
Дана киши қобул қилған несиһәтләрдин техиму көп билим алар. «Һакавурниң...» — яки «Мәсқирә қилғучиниң...».   Пәнд. 19:25
12 Һәққаний Болғучи яманниң өйини көзләр;
У һаман яманларни яманлиққа қоюп жиқитар. «Һәққаний болғучи» — демисәкму «Һәққаний Болғучи» Худа Өзидур.
13 Мискинләрниң налисиға қулиқини йопутуп кари болмиғучи,
Ахири өзи пәряд көтирәр,
Бирақ һеч ким пәрва қилмас.
14 Йошурун соғат ғәзәпни басар;
Йәң ичидә берилгән пара қәһр-ғәзәпни пәсәйтәр. «йәң ичидә» — ибраний тилида «бағир ичидә». «Йошурун соғат ғәзәпни басар... қәһр-ғәзәпни пәсәйтәр» — демисәкму, бу хил пәнд-несиһәт бундақ ишларни тәриплимәйду, пәқәт умумий әһвални тәсвирләйду, халас.   Пәнд. 17:8; 18:16
15 Адаләтни беҗа кәлтүрүш һәққанийларниң хошаллиғидур,
Бирақ яманлиқ қилғучиларға вәһимидур.
16 Һекмәт йолидин езип кәткән киши,
Әрваһларниң җамаити ичидикиләрдин болуп қалар. «Әрваһлар» — өлүкләрниң роһлирини көрситиду.
17 Тамашәға берилгән киши намрат қалар;
Яғ чайнашқа, шарап ичишкә амрақ бейимас.
18 Яман адәм һәққаний адәм үчүн гөрү пулиниң орнида қалар;
Езилгән дурусларниң орниға ипласлар қалар. Пәнд. 11:8
19 Соқушқақ вә териккәк аял билән ортақ турғандин,
Чөл-баяванда ялғуз яшиған яхшидур. Пәнд. 21:9; 25:24
20 Ақиланиниң өйидә байлиқ бар, зәйтун май бар;
Бирақ ахмақлар тапқинини уттурлуқ бузуп-чачар.
21 Һәққанийәт, меһриванлиқни издигүчи адәм,
Һаят, һәққанийәт вә иззәт-һөрмәткә еришәр.
22 Дана киши күчлүкләр шәһириниң сепилиға ямишар,
Уларниң таянчи болған қорғинини ғулитар.
23 Өз тилиға, ағзиға егә болған киши,
Җенини аваричиликләрдин сақлап қалар. Пәнд. 18:21
24 Чоңчилиқ қилғанлар,
«Һакавур», «һали чоң», «мазақчи» атилар.
25 Һорун киши өз нәпсидин һалак болар,
Чүнки униң қоли ишқа бармас;
26 Нәпси яман болуп у күн бойи тама қилип жүрәр;
Бирақ һәққаний адәм һеч немини айимай сәдиқә қилар. Зәб. 36:26
27 Яман адәмниң қурбанлиғи Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Рәзил ғәрәздә әпкелингән болса техиму шундақтур! Пәнд. 15:8; Йәш. 1:13; Йәр. 6:20; Ам. 5:21
28 Ялған гувалиқ қилғучи һалак болар;
Әйни әһвални аңлап сөзлигән кишиниң сөзи әбәткичә ақар. Пәнд. 19:5, 9
29 Яман адәм йүзини қелин қилар;
Дурус киши йолини ойлап пухта басар.
30 Пәрвәрдигарға қарши туралайдиған һеч қандақ даналиқ, әқил-парасәт яки тәдбир йоқтур.
31 Атлар җәң күни үчүн тәйяр қилинған болсиму,
Бирақ ғәлибә-ниҗат пәқәт Пәрвәрдигардиндур. Зәб. 19:8; 32:16-17
 
 

21:2 «Қәлбдики нийәтләр» — ибраний тилида «қәлбләр» дейилиду.

21:2 Пәнд. 16:2

21:3 1Сам. 15:22; Зәб. 49:8-14; Йәш. 1:11, 16; Һош. 6:6

21:4 «яманларниң чириғи» — мошу йәрдә «чирақ» бәлким адәмниң роһини, йәни адәмниң әң чоңқур йерини көрситиду (20:27-айәтни көрүң). Башқа бир хил тәрҗимиси «яманларниң һосули».

21:5 Пәнд. 10:4; 13:4

21:6 Пәнд. 10:2, 4; 13:11

21:9 «Соқушқақ хотун билән азатә өйдә биллә турғандин көрә,...» — яки «Соқушқақ хотун билән азатә өйдә олтарғандин көрә,...».

21:9 Пәнд. 21:19; 25:24; 27:15

21:11 «Һакавурниң...» — яки «Мәсқирә қилғучиниң...».

21:11 Пәнд. 19:25

21:12 «Һәққаний болғучи» — демисәкму «Һәққаний Болғучи» Худа Өзидур.

21:14 «йәң ичидә» — ибраний тилида «бағир ичидә». «Йошурун соғат ғәзәпни басар... қәһр-ғәзәпни пәсәйтәр» — демисәкму, бу хил пәнд-несиһәт бундақ ишларни тәриплимәйду, пәқәт умумий әһвални тәсвирләйду, халас.

21:14 Пәнд. 17:8; 18:16

21:16 «Әрваһлар» — өлүкләрниң роһлирини көрситиду.

21:18 Пәнд. 11:8

21:19 Пәнд. 21:9; 25:24

21:23 Пәнд. 18:21

21:26 Зәб. 36:26

21:27 Пәнд. 15:8; Йәш. 1:13; Йәр. 6:20; Ам. 5:21

21:28 Пәнд. 19:5, 9

21:31 Зәб. 19:8; 32:16-17