25
Һәр түрлүк қанун-бәлгүлимиләр
Әгәр икки киши бир нәрсини талишип қелип, һөкүм беришни тәләп қилип сот алдиға кәлсә, ундақта сорақчилар дәваға һөкүм чиқирип һәқдарни һәқ, гунайи бар адәмни гунакар дәп җакалисун. Әгәр гунакар адәм дәрригә лайиқ болса, сорақчи уни өзиниң алдида йәргә ятқузуп, униң қилған гунайиға лайиқ санап дәррилисун. Лекин пәқәт қириқ дәррила урулсун; шуниңдин зиядә урулмисун, көп урулса шу қериндишиң көз алдиңда кәмситилгән болиду. 2Кор. 11:24
Сән хаман тепиватқан калиниң ағзини боғмиғин. 1Кор. 9:9; 1Тим. 5:18
Әгәр бир йәрдә туридиған қериндаш ака-иниларниң бири бала йүзи көрмәй өлүп кәтсә, өлгән кишиниң аяли ят бир кишигә тәгмисун; бәлки униң ериниң биртуққан қериндиши униң қешиға кирип уни хотунлуққа елип, биртуққан қериндашлиқ бурчини ада қилсун; Мат. 22:24; Мар. 12:19; Луқа 20:28 өлгән қериндишиниң исми Исраилдин өчүрүлмәслиги үчүн аялниң тунҗа балисиға униң исми қоюлсун.
Лекин әгәр бу киши йәңгисини елишни халимиса, йәңгиси шәһәр дәрвазисидики ақсақалларниң қешиға берип: «Еримниң биртуққан қериндиши өз қериндишиниң исмини Исраилда қалдурушқа унимиди; у мән үчүн биртуққан қериндашлиқ бурчини ада қилишқа унимиди», дәп ейтсун. Рут 4:7
Андин униң шәһиридики ақсақаллар уни чақиртип униңға несиһәт қилсун; әгәр у: «Мән уни хотунлуққа елишни халимаймән», дәп чиң турувалса, йәңгиси ақсақалларниң көз алдида униң қешиға берип, униң путидин кәшини салдуруп, йүзигә төкүрүп: «Бир туққан қериндиши үчүн аилә қурушқа унимиған кишигә шундақ қилинсун!» дәп җакалисун. Рут 4:5 10 Шу кишиниң нами Исраилниң ичидә: «Кәши селинғучиниң өйи» дәп аталсун.
11 Әгәр икки адәм бир-бири билән урушуп қалғинида бириниң аяли өз еригә ярдәмлишип ерини урғучиниң қолидин аҗратмақчи болуп, қолини узитип урғучиниң җан йерини тутувалса, 12 ундақта сән униңға һеч рәһим қилмай қолини кесивәт. «сән униңға һеч рәһим қилмай...» — ибраний тилида «көзүң уни һеч айимай...».
13 Сениң халтаңда чоң-кичик икки хил тараза теши болмисун.
14 Өйүңдә чоң-кичик икки хил әфаһ сақлима. «әфаһ» — ашлиқ-данларниң өлчәм бирлиги, тәхминән 20 яки 27 литр.
15 Тараза тешиң топтоғра, дурус болсун; әфаһиңму топтоғра, дурус болсун. Шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминда өмрүң узун болиду. 16 Чүнки кимки шундақ ишлар қилса, кимки наһәқ иш қилса, Худайиң Пәрвәрдигарниң алдида жиркиничлик санилиду. Пәнд. 11:1
 
Амаләкләрдин келидиған хәтәрни йоқитиш
17 Мисирдин чиқип келиватқиниңларда Амаләкләрниң силәргә немә қилғинини есиңларда тутуңлар; Мис. 17:8 18 улар Худадин қорқмай, йолда силәргә учрап, силәр һерип-чарчап һалиңлар қалмиған чағда, кәйниңларда қалған аҗиз кишиләрни уруп йоқатмидиму? У Худадин һеч қорқмиди. 19 Шуңа, Пәрвәрдигар Худайиң мирасиң болсун дәп саңа егиләшкә беридиған зиминда, Пәрвәрдигар Худайиң әтрапиңдики барлиқ дүшмәнлириңдин аманлиқ бәргинидә, Амаләкләрниң намини асманниң тегидә әсләнмигидәк дәриҗидә өчүрүвәт; бу ишни унутма.
 
 

25:3 2Кор. 11:24

25:4 1Кор. 9:9; 1Тим. 5:18

25:5 Мат. 22:24; Мар. 12:19; Луқа 20:28

25:7 Рут 4:7

25:9 Рут 4:5

25:12 «сән униңға һеч рәһим қилмай...» — ибраний тилида «көзүң уни һеч айимай...».

25:14 «әфаһ» — ашлиқ-данларниң өлчәм бирлиги, тәхминән 20 яки 27 литр.

25:16 Пәнд. 11:1

25:17 Мис. 17:8