3
Яшларға сәмимий агаһландуруш
И оғлум, тәлимимни унтума,
Дегәнлиримни һемишә көңлүңдә чиң тут. «чиң тут» — дегән сөз ибраний тилида: «қоғда, мудапиә қил» дегән мәниниму билдүриду.
Чүнки у саңа бәрикәтлик күнләр, узун өмүр вә хатирҗәмлик қошуп бериду. «бәрикәтлик күнләр» — ибраний тилида «күнләрниң узунлуғи».   Қан. 8:1; 30:20
Меһриван вә һәқ-сәмимий болуштин ваз кәчмә,
Буларни бойнуңға есивал,
Қәлбиңгә пүтивал. «қәлбиңгә пүтивал» — ибраний тилида «қәлбиңдики тахтайға пүтүвал» (Муса пәйғәмбәргә тапшурулған муқәддәс қанун икки таш тахтайға пүтүлгән еди).   Мис. 13:9; Қан. 6:8
Шундақ қилғанда Худа вә бәндиләрниң нәзиридә илтипатқа лайиқ болисән, данишмән һесаплинисән. «илтипатқа лайиқ болисән» — мошу йәрдә ибраний тилида «илтипат» дегән сөз икки бислиқ болуп, иккинчи мәнаси «гөзәллик»тур.
 
Өз әқлиңгә таянмай, Пәрвәрдигарға чин қәлбиң билән таянғин;
Қандақла иш қилсаң, Пәрвәрдигарни тонушқа интил;
У саңа тоғра йолларни көрситиду. «Қандақла иш қилсаң,...» — ибраний тилида «Барлиқ йоллириңда...».   1Тар. 28:9
Өзүңни әқиллиқ санима;
Пәрвәрдигардин әйминип, яманлиқтин жирақ бол. Рим. 12:16
Шундақ қилғиниңда, бу ишлар дәрдиңгә дәрман,
Устиханлириңға илик болиду. «дәрдиңгә дәрман... болиду» — ибраний тилида «киндигиңгә саламәтлик... болиду».
Пәрвәрдигарниң һөрмитини қилип мал-дунияйиңдин һәдийәләрни сунғин,
Етизиңдин тунҗа чиққан мәһсулатлириңдин Униңға атиғин; Мис. 23:19; 34:26; Қан. 26:2-11; Мал. 3:10; Луқа 14:13
10 Шундақ қилғиниңда, амбарлириң ашлиққа толуп ташиду,
Шарап көлчәклириңдә йеңи шарап ешип-тешип туриду. Қан. 28:8
11 И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә бепәрвалиқ қилма,
Униң тәнбиһидин бәзмә. Аюп 5:17; Ибр. 12:5
12 Чүнки, ата әзиз көргән оғлиға тәнбиһ-тәрбийә бәргәндәк,
Пәрвәрдигар кимни сөйгән болса униңға тәнбиһ-тәрбийә бериду. Вәһ. 3:19
13 Даналиққа муйәссәр болған киши,
Йоруқлуққа егә болған киши немидегән бәхитлик-һә!
14 Чүнки даналиқниң пайдиси күмүчниң пайдисидин көптур,
Қиммити сап алтунниңкидинму зиядидур. Аюп 28:15; Зәб. 18:11; Пәнд. 8:11,19; 16:16
15 У ләәл-яқутлардин қиммәтликтур,
Интизар болған һәр қандақ нәрсәңдин һеч бириму униңға тәң кәлмәстур. Пәнд. 8:11
16 Даналиқниң оң қолида узун өмүр,
Сол қолида байлиқ вә шөһрәт бардур.
17 Униң йоллири саңа хуш пурақ туюлур,
Униң барлиқ тәриқилири сени арам тапқузур.
18 У өзини тапқан адәмгә «һаятлиқ дәриғи»дур,
Уни чиң тутқан киши немидегән бәхитлик! «һаятлиқ дәриғи» — шүбһисизки, «Ерән бағчиси»дики Адәм атимиз вә Һава анимизниң бәһримән болушиға тәйярланған «һаятлиқ дәриғи»ни көрситиду (Тәврат, «Яр.» 2:9).
19 Пәрвәрдигар даналиқ билән йәр-зиминни бәрпа қилди,
Һекмәт билән асманни орнатти.
20 Униң билими билән йәрниң чоңқур қатламлири йерилди,
Һәмдә булутлардин шәбнәм чүшти. «йәрниң чоңқур қатламлири йерилди» — бәлким Нуһ пәйғәмбәрниң вақтидики «чоң топан» билән мунасивәтлик бәзи ишларни көрситиши мүмкин («Яр.» 7:11)   Яр. 1:9,10
21 И оғлум! Даналиқ билән билимни көзүңдин чиқарма,
Пишқан һекмәт вә пәм-парасәтни чиң тут.
22 Шуниң билән улар җениңға җан қошиду,
Бойнуңға есилған есил марҗандәк саңа гөзәллик қошиду.
23 Шу чағда йолуңда аман-есән маңалайсән,
Йолда путлашмайсән. Зәб. 36:23-24; 90:9-12
24 Ятқанда һеч немидин қорқмайсән,
Йетишиң биләнла татлиқ ухлайсән. Лав. 6:19; Аюп 11:19; Зәб. 3:6; 4:9; 90:5, 6
25 Бешиңға дәһшәтлик вәһимә чүшкәндә қорқмиғин,
Рәзилләрниң вәйранчилиғидин ғәм қилмиғин! «Рәзилләрниң вәйранчилиғидин ғәм қилмиғин!» — яки «Рәзилләрниң бешиға чүшкән вәйранчилиқтин ғәм қилмиғин!».   Аюп 5:21
26 Чүнки Пәрвәрдигар сениң таянчиңдур,
У путуңни қапқанлардин нери қилиду.
 
27 Пәқәт қолуңдин кәлсила, һаҗәтмәнләрдин яхшилиқни айимиғин.
28 Қолум-хошнилириң сениңдин өтнә сорап кирсә, «Қайтип кетип, әтә кәлгин, әтә берәй» — демигин.
29 Хошнаңға зиянкәшлик нийитидә болма,
Чүнки у саңа ишинип йениңда хатирҗәм яшайду.
30 Бириси саңа зиян йәткүзмигән болса,
Униң билән сәвәпсиз маҗиралашма. «сәвәпсиз маҗиралашма» — яки «сәвәпсиз дәвалашма».
31 Зулумхор кишигә һәсәт қилма,
Униң йол-тәдбирлиридин һеч немини таллима. Зәб. 36:1; 72:3; Пәнд. 23:17
32 Чүнки қиңғир йолларни маңидиғанлар Пәрвәрдигарниң нәзиридә жиркиничликтур,
Лекин Униң сирдаш достлуғи дурус яшаватқан адәмгә тәәллуқтур. Аюп 29:4; Зәб. 24:9,12,14
33 Пәрвәрдигарниң ләнити рәзиллик қилғучиниң өйидидур,
Лекин У һәққаний адәмниң өйигә бәхит ата қилур. Лав. 26:14-45; Қан. 28:15-68; Мал. 2:2
34 Бәрһәқ, мәсқирә қилғучиларни У мәсқирә қилиду,
Лекин кичик пеил кишиләргә шәпқәт көрситиду. Яқ. 4:6; 1Пет. 5:5
35 Даналар шөһрәткә варислиқ қилиду,
Лекин һамақәтләр рәсва қилиниду. «Лекин һамақәтләр рәсва қилиниду» — яки «Лекин У (Худа) һамақәтләрни номусқа қалдуриду» (ибраний тилида кинайә ишлитип, ахирқи сөз «көтирилиду» болиду).
 
 

3:1 «чиң тут» — дегән сөз ибраний тилида: «қоғда, мудапиә қил» дегән мәниниму билдүриду.

3:2 «бәрикәтлик күнләр» — ибраний тилида «күнләрниң узунлуғи».

3:2 Қан. 8:1; 30:20

3:3 «қәлбиңгә пүтивал» — ибраний тилида «қәлбиңдики тахтайға пүтүвал» (Муса пәйғәмбәргә тапшурулған муқәддәс қанун икки таш тахтайға пүтүлгән еди).

3:3 Мис. 13:9; Қан. 6:8

3:4 «илтипатқа лайиқ болисән» — мошу йәрдә ибраний тилида «илтипат» дегән сөз икки бислиқ болуп, иккинчи мәнаси «гөзәллик»тур.

3:6 «Қандақла иш қилсаң,...» — ибраний тилида «Барлиқ йоллириңда...».

3:6 1Тар. 28:9

3:7 Рим. 12:16

3:8 «дәрдиңгә дәрман... болиду» — ибраний тилида «киндигиңгә саламәтлик... болиду».

3:9 Мис. 23:19; 34:26; Қан. 26:2-11; Мал. 3:10; Луқа 14:13

3:10 Қан. 28:8

3:11 Аюп 5:17; Ибр. 12:5

3:12 Вәһ. 3:19

3:14 Аюп 28:15; Зәб. 18:11; Пәнд. 8:11,19; 16:16

3:15 Пәнд. 8:11

3:18 «һаятлиқ дәриғи» — шүбһисизки, «Ерән бағчиси»дики Адәм атимиз вә Һава анимизниң бәһримән болушиға тәйярланған «һаятлиқ дәриғи»ни көрситиду (Тәврат, «Яр.» 2:9).

3:20 «йәрниң чоңқур қатламлири йерилди» — бәлким Нуһ пәйғәмбәрниң вақтидики «чоң топан» билән мунасивәтлик бәзи ишларни көрситиши мүмкин («Яр.» 7:11)

3:20 Яр. 1:9,10

3:23 Зәб. 36:23-24; 90:9-12

3:24 Лав. 6:19; Аюп 11:19; Зәб. 3:6; 4:9; 90:5, 6

3:25 «Рәзилләрниң вәйранчилиғидин ғәм қилмиғин!» — яки «Рәзилләрниң бешиға чүшкән вәйранчилиқтин ғәм қилмиғин!».

3:25 Аюп 5:21

3:30 «сәвәпсиз маҗиралашма» — яки «сәвәпсиз дәвалашма».

3:31 Зәб. 36:1; 72:3; Пәнд. 23:17

3:32 Аюп 29:4; Зәб. 24:9,12,14

3:33 Лав. 26:14-45; Қан. 28:15-68; Мал. 2:2

3:34 Яқ. 4:6; 1Пет. 5:5

3:35 «Лекин һамақәтләр рәсва қилиниду» — яки «Лекин У (Худа) һамақәтләрни номусқа қалдуриду» (ибраний тилида кинайә ишлитип, ахирқи сөз «көтирилиду» болиду).