57
Қараңғулуқта берилгән нур
Һәққаний адәм аләмдин өтиду,
Һеч ким буниңға көңүл бөлмәйду;
Меһриван адәмләр жиғип елип кетилиду,
Бирақ һеч ким ойлап чүшинәлмәйдуки,
Һәққаний адәмләр яман күнләрни көрмисун дәп жиғип елип кетилиду. Зәб. 11:1-2; Мик. 7:2
У болса арам-хатирҗәмлик ичигә кириду;
Йәни өзлириниң дурус йолида маңған һәр бир киши,
Өз орнида йетип арам алиду. «...дурус йолида маңған һәр бир киши, өз орнида йетип арам алиду» — «өз орнида йетип арам алиду» дегәнниң мәнаси, «орнида сәкратта ятқан» яки «гөрдә ятқан» дегәнлик болса керәк; мәйли қайси мәнидә болсун, асасий мәнаси, улар өлүши биләнла уларниң роһи Худаниң арамиға кириду.
 
«Паһишә аял», униң «балилири» һәм товва қилған адәм
Бирақ сәнләр, и җадугәр аялниң балилири,
Зинахор билән паһишә аялниң нәсли;
Буяққа йеқин келиңлар;
Силәр кимни мазақ қиливатисиләр?
Яки кимгә қарши ағзиңларни калчайтип,
Тилиңларни узун чиқирисиләр?
Силәр болсаңлар асийлиқтин төрәлгән балилар,
Алдамчилиқниң нәсли әмәсмусиләр?
Һәр бир чоң дәрәқ астида,
Һәр бир йешил дәрәқ астида шәһванийлиқ билән көйүп кәткүчи,
Кичик балиларни җилғиларға һәм хада ташларниң йериқлириға елип сойғучисиләр! «Һәр бир йешил дәрәқ астида шәһванийлиқ билән көйүп кәткүчи, кичик балиларни җилғиларға һәм хада ташларниң йериқлириға елип сойғучисиләр!» — Қанаанда (Пәләстиндә) бутпәрәслик интайин пәскәшлишип учиға чиққан еди: (1) Пәләстинликләр «Баал» дегән мәбудқа «Йәрни мунбәт, аялларни туғумчан қилиду» дәп чоқунған. Мошу бутни «һәрикәткә кәлтүрүш үчүн» улар дәл-дәрәқләр (болупму дайим йешил туридиған дәрәқләр астида) шу мәбудқа «нәзир қилинған» паһишә аяллар билән җинсий мунасивәт өткүзәтти; (2) улар «өлүмни башқуридиған» «Молоқ» дегән башқа бир мәбудни «мәмнун қилиш» үчүн, өз балилирини отқа ташлайтти яки қиличлайтти. Йәшаяниң мошу йәрдә бу икки ишни тилға елиши, буларниң паҗиәлик маһийитини көрсәтмәкчи; улар бир буттин «балиларни сорап», андин уларни йәнә бир бутқа атап сойиду.
Бирақ мошу йәрдә бутпәрәслик қилидиғанлар Пәләстиндикиләр әмәс, бәлки «Пәләстинликләрдин бутпәрәсликни үгәнгән» Исраилларниң өзи. Улар әслидә өзлирини Мисирдин қутқузған Худасиға «садиқ, вападар аял»дәк болуши керәк еди; бирақ буниң орнида, улар «паһишә аял» һәм униң балилири болуп кәткән еди.
Ериқтики силиқланған ташлар арисида сениң несивәң бардур;
Шулар, шуларла сениң тәқсиматиңдур;
Шундақ, сән уларға атап «шарап һәдийәси»ни қуюп,
Уларға «ашлиқ һәдийә»ниму сунуп бәрдиңғу;
Әнди мошуларға рази болуп Өзүмни бесивалсам боламти? «Ериқтики силиқланған ташлар арисида сениң несивәң бардур» — мошуниң мәнаси бәлким ериқта ятқан ташлар суниң еритиши билән бәзидә тәбиий һалда адәмзатниң шәклигә кәлгән болуп, хәлиқ тәрипидин өз бутлири болушқа таллиниду. Йәшая мошу йәрдә «силиқланған ташлар» дегән сөзни ишлитип чақчақ қилиду. Бу ибраний тилида «хәләк» дегән бирла сөз билән ипадилиниду вә: «тейилғақ, алдамчи, хәтәрлик», дегән йәнә бир мәниниму билдүриду.
«Несивәң» ибраний тилида «халақ» дегән сөз билән ипадилиниду. Муса пәйғәмбәр әслидә Исраилға: «Пәрвәрдигар силәрниң несивәңлардур» дегән болсиму, улар өзигә тегишлик болған несивиниң («халақ»иниң) орнида бир «хәләк»ни, йәни бир «алдамчи нәрсә»ни таллиған. «мошуларға рази болуп Өзүмни бесивалсам боламти?» — демәк, мошу ишлардин өтүп җазалимай қоюшум һәргиз мүмкин әмәс.
Сән жуқури, егиз бир тағ үстидә орун-көрпә селип қойдуң,
Сән әшу йәрдиму қурбанлиқларни қилишқа чиқтиң. «Сән әшу йәрдиму қурбанлиқларни қилишқа чиқтиң» — улар һеч номус қилмай, очуқ-ашкарә (егиз тағ үстидә) бутпәрәслик қилип туратти.
Ишикләрниң кәйнигә вә кәйни кешәклиригә «әсләтмилириң»ни бекитип қойдуң,
Чүнки сән Мәндин айрилдиң,
Сән ялаңачлинип орнуңға чиқтиң;
Орун-көрпәңни кеңәйтип херидарлириң билән өзүң үчүн әһдиләштиң;
Уларниң орун-көрписигә көңлүң чүшти,
Сән уларда күч-һоқуқни көрүп қалдиң. «Ишикләрниң кәйнигә вә кәйни кешәклиригә «әсләтмилириң»ни бекитип қойдуң» — Муса пәйғәмбәр Исраилларға Худаниң паклиғини әслитиш йолида өй ишигиниң сиртқи икки йениға Тәвраттики бир қанчә сөзни оюш яки тахта үстигә пүтүп чаплашни буйруған еди. «Паһишә аял» мошу «әсләтмиләр»ни сиртиға әмәс, ичигә бекиткән. Аял учиға чиққан бир бутпәрәс болғини билән, йәнила «Пәрвәрдигар бар болса мени җазалайду» дәп әнсирәп (башқилардин йошурун һалда) мошу тахтиларни бекиткән. Бирақ униң мундақ қилғини Худани бутларниң қатариға қойғиниға баравәр. «Паһишә аял»ға нисбәтән, мошу әсләтмә тахтиларни ишик кәйнидә бекитиш пүтүнләй хурапий бир иш, улар униң үчүн «тилтумар»ға охшашла, халас (Тәвратта тилтумарлар мәнъий қилинған, әлвәттә).
«Сән уларда күч-һоқуқни көрүп қалдиң» — әслидә «сән уларда бир қолни көрүп қалдиң» дегәнлик. «Бир қол» бәлким «азғинә күч-һоқуқ»ни билдүрүши мүмкин. «паһишә аял» мошуни көрүпла дәрһал «буниңдин пайдиланмисам болмайду» дәп 9-айәттики ишларни қилди.
Сән зәйтун мейи һәдийисини елип,
Әтирлириңни үстибешиңгә болушиға чечип,
Падишаһниң алдиға бардиң;
Әлчилириңни жираққа әвәтип,
Һәтта тәһтисараға йәткичә өзүңни пәс қилдиң. «Сән зәйтун мейи һәдийисини елип,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «өзүңгә (хушпурақ) майни сүртүп...». «Сән... падишаниң алдиға бардиң; әлчилириңни жираққа әвәтип, һәтта тәһтисараға йәткичә өзүңни пәс қилдиң» — Йәшая 1-37-бапларда худасиз дөләтләр билән һеч иттипақлашмаслиқни қайта-қайта дәвәт қилған. Паһишә аял «падиша»ни өзигә мәтпун қилмақчи болуп, дәл «иттипақлашмаслиқ»ниң әксини қилмақчи болған. Әнди «паһишә аял» зади қайси «падиша»ниң алдиға барди? Әслидә Исраилниң өз падишаси бар еди. Бирақ Худа Йәшая арқилиқ уларға йәнә кинайилик гәп қилип: Силәр худасиз әлниң падишасиниң алдиға берип униңдин ярдәм сорисаңлар, у падиша кәлгүсидә силәрниң падишасиңлар болиду, демәкчи.
10 Сән бесип маңған барлиқ йоллириңда чарчиғиниң билән,
Йәнә: «Поқ йәптимән, болди бәс!» дәп қоймидиң техи,
Езип жүрүшкә йәнила күчүңни жиғдиң,
Һеч җақ тоймидиң.
11 Сән зади кимдин жүрәкзадә болуп, қорқуп жүрисән,
Ялған гәп қилип, Мени есиңгә һеч кәлтүрмәй,
Көңлүңдин һеч өткүзмидиң.
Мән узунғичә сүкүттә туруп кәлдим әмәсму?
Сән йәнила Мәндин һеч қорқуп бақмидиң! «Мән узунғичә сүкүттә туруп кәлдим әмәсму?» — демәк, Худа узун вақитқичә сәвир-тақәт қилип Исраилни җазалимай кәлди.   Йәш. 42:14
12 Сениң «һәққанийлиғиң»ни һәм «төһпилириң»ни баян қилимән: —
Уларниң саңа һеч пайдиси йоқтур!
13 Чирқириғанлириңда сән жиғип топлиған бутлар келип сени қутқузсун!
Бирақ шамал пүв қилип уларниң һәммисини учуруп кетиду,
Бир нәпәсла уларни елип кетиду;
Бирақ Маңа таянғучи зиминға мираслиқ қилиду,
Мениң муқәддәс теғимға егидарчилиқ қилиду. Зәб. 33:8-11
14  Шу чағда: — «Йолни көтириңлар, көтириңлар, уни тәйярлаңлар,
Хәлқимниң йолини бошитип барлиқ путликашаңларни елип ташлаңлар» дейилиду. «Йолни көтириңлар, көтириңлар, уни тәйярлаңлар, хәлқимниң йолини бошитип барлиқ путликашаңларни елип ташлаңлар» — мошу айәттики бешарәт бәлким ахирқи замандики «Зионға қайтиш» тоғрилиқ ейтилиду.
15 Чүнки нами «Муқәддәс» Болғучи,
Жуқири һәм Алий Болғучи,
Әбәдил-әбәткичә һаят Болғучи мундақ дәйду: —
«Мән жуқури һәмдә муқәддәс җайда,
Һәм шундақла роһи сунуқ һәм кичик пеил адәм билән биллә туримәнки,
Кичик пеил адәмниң роһини йеңилаймән,
Дили сунуқниң көңлини йеңилаймән.
16 Чүнки Мән һәргиз мәңгүгә әрз қилип әйиплимәймән,
Һәм әбәдил-әбәткичә ғәзәпләнмәймән;
Шундақ қилсам инсанниң роһи Мениң алдимда суслишип йоқайду,
Өзүм яратқан нәпәс егилири түгишиду. Зәб. 102:8-10; Ибр. 12:9
17 Униң өз нәпсанийәтлик қәбиһлигидә Мән униңдин ғәзәплинип, уни урғанмән;
Мән униңдин йошурун туруп, униңға ғәзәпләнгәнлигим билән,
У йәнила арқисиға чекингиничә өз йолини меңивәрди;
18-19 Мән униң йоллирини көрүп йәткән тәғдирдиму,
Мән уни сақайтимән;
Мән уни йетәкләймән,
Мән ләвләрниң мевисини яритимән,
Униңға вә униңдики һәсрәт чәккүчиләргә йәнә тәсәлли беримән;
Жирақ туруватқанға, йеқин туруватқанғиму мутләқ арам-хатирҗәмлик болсун!
Вә Мән уни сақайтимән! «Униңға вә униңдики һәсрәт чәккүчиләргә...» — мошу йәрдә «вә» яки «йәни». «... Мән уни сақайтимән; мән уни йетәкләймән, мән ләвләрниң мевисини яритимән, ... жирақ туруватқанға, йеқин туруватқанғиму мутләқ арам-хатирҗәмлик болсун!» — бу 15-18-айәтләрдики мошу бешарәт бизниңчә Исраилни көрситиду. Бирақ шундақ болсиму, әмәлийәттә Йәшая қәстән бизгә кимни көрсәткәнлигини ейтип бәрмәйду. Шуниң билән һәр бир гунакар, өз гунайидин товва қилғуси бар һәр бир адәм, мошу сөзләрни дора сүпитидә өз гунайиниң ярилириға яқиду.
«Ләвләргә мевә яритимән» дегәнниң мәнаси немә? Худаға нисбәтән ләвләрдики «һәқиқий мевә»ниң башлиниши товва қилидиған сөзләр болуши керәк. Адәмниң Худаға товва қилидиған, гуна түпәйлидин қаттиқ пушайминини билдүридиған сөзләрниму Худа яратқан, адәмләр товва қилғанда өзлирини Худаниң қучиғиға ташлиши керәк, униң рәһим-шәпқитигә пүтүнләй ишиниши керәк, демәкчи. У бәрибир аҗизларниң Ниҗаткар-Қутқузғучисидур. «Күчлүк адәмләр» болса бәлким һәргиз гунадин қутқузулмайду. Чүнки улар Худаға әмәс, бәлки һәрдайим өз-өзигә тайиниду.
20 Бирақ рәзилләр болса тиничилинишни һеч билмәйдиған,
Долқунлири лай-латқиларни урғутуватқан,
Давалғуватқан деңиздәктур.
21 Рәзилләргә, — дәйду Худайим — һеч арам-хатирҗәмлик болмас. Йәш. 48:22
 
 

57:1 Зәб. 11:1-2; Мик. 7:2

57:2 «...дурус йолида маңған һәр бир киши, өз орнида йетип арам алиду» — «өз орнида йетип арам алиду» дегәнниң мәнаси, «орнида сәкратта ятқан» яки «гөрдә ятқан» дегәнлик болса керәк; мәйли қайси мәнидә болсун, асасий мәнаси, улар өлүши биләнла уларниң роһи Худаниң арамиға кириду.

57:5 «Һәр бир йешил дәрәқ астида шәһванийлиқ билән көйүп кәткүчи, кичик балиларни җилғиларға һәм хада ташларниң йериқлириға елип сойғучисиләр!» — Қанаанда (Пәләстиндә) бутпәрәслик интайин пәскәшлишип учиға чиққан еди: (1) Пәләстинликләр «Баал» дегән мәбудқа «Йәрни мунбәт, аялларни туғумчан қилиду» дәп чоқунған. Мошу бутни «һәрикәткә кәлтүрүш үчүн» улар дәл-дәрәқләр (болупму дайим йешил туридиған дәрәқләр астида) шу мәбудқа «нәзир қилинған» паһишә аяллар билән җинсий мунасивәт өткүзәтти; (2) улар «өлүмни башқуридиған» «Молоқ» дегән башқа бир мәбудни «мәмнун қилиш» үчүн, өз балилирини отқа ташлайтти яки қиличлайтти. Йәшаяниң мошу йәрдә бу икки ишни тилға елиши, буларниң паҗиәлик маһийитини көрсәтмәкчи; улар бир буттин «балиларни сорап», андин уларни йәнә бир бутқа атап сойиду. Бирақ мошу йәрдә бутпәрәслик қилидиғанлар Пәләстиндикиләр әмәс, бәлки «Пәләстинликләрдин бутпәрәсликни үгәнгән» Исраилларниң өзи. Улар әслидә өзлирини Мисирдин қутқузған Худасиға «садиқ, вападар аял»дәк болуши керәк еди; бирақ буниң орнида, улар «паһишә аял» һәм униң балилири болуп кәткән еди.

57:6 «Ериқтики силиқланған ташлар арисида сениң несивәң бардур» — мошуниң мәнаси бәлким ериқта ятқан ташлар суниң еритиши билән бәзидә тәбиий һалда адәмзатниң шәклигә кәлгән болуп, хәлиқ тәрипидин өз бутлири болушқа таллиниду. Йәшая мошу йәрдә «силиқланған ташлар» дегән сөзни ишлитип чақчақ қилиду. Бу ибраний тилида «хәләк» дегән бирла сөз билән ипадилиниду вә: «тейилғақ, алдамчи, хәтәрлик», дегән йәнә бир мәниниму билдүриду. «Несивәң» ибраний тилида «халақ» дегән сөз билән ипадилиниду. Муса пәйғәмбәр әслидә Исраилға: «Пәрвәрдигар силәрниң несивәңлардур» дегән болсиму, улар өзигә тегишлик болған несивиниң («халақ»иниң) орнида бир «хәләк»ни, йәни бир «алдамчи нәрсә»ни таллиған. «мошуларға рази болуп Өзүмни бесивалсам боламти?» — демәк, мошу ишлардин өтүп җазалимай қоюшум һәргиз мүмкин әмәс.

57:7 «Сән әшу йәрдиму қурбанлиқларни қилишқа чиқтиң» — улар һеч номус қилмай, очуқ-ашкарә (егиз тағ үстидә) бутпәрәслик қилип туратти.

57:8 «Ишикләрниң кәйнигә вә кәйни кешәклиригә «әсләтмилириң»ни бекитип қойдуң» — Муса пәйғәмбәр Исраилларға Худаниң паклиғини әслитиш йолида өй ишигиниң сиртқи икки йениға Тәвраттики бир қанчә сөзни оюш яки тахта үстигә пүтүп чаплашни буйруған еди. «Паһишә аял» мошу «әсләтмиләр»ни сиртиға әмәс, ичигә бекиткән. Аял учиға чиққан бир бутпәрәс болғини билән, йәнила «Пәрвәрдигар бар болса мени җазалайду» дәп әнсирәп (башқилардин йошурун һалда) мошу тахтиларни бекиткән. Бирақ униң мундақ қилғини Худани бутларниң қатариға қойғиниға баравәр. «Паһишә аял»ға нисбәтән, мошу әсләтмә тахтиларни ишик кәйнидә бекитиш пүтүнләй хурапий бир иш, улар униң үчүн «тилтумар»ға охшашла, халас (Тәвратта тилтумарлар мәнъий қилинған, әлвәттә). «Сән уларда күч-һоқуқни көрүп қалдиң» — әслидә «сән уларда бир қолни көрүп қалдиң» дегәнлик. «Бир қол» бәлким «азғинә күч-һоқуқ»ни билдүрүши мүмкин. «паһишә аял» мошуни көрүпла дәрһал «буниңдин пайдиланмисам болмайду» дәп 9-айәттики ишларни қилди.

57:9 «Сән зәйтун мейи һәдийисини елип,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «өзүңгә (хушпурақ) майни сүртүп...». «Сән... падишаниң алдиға бардиң; әлчилириңни жираққа әвәтип, һәтта тәһтисараға йәткичә өзүңни пәс қилдиң» — Йәшая 1-37-бапларда худасиз дөләтләр билән һеч иттипақлашмаслиқни қайта-қайта дәвәт қилған. Паһишә аял «падиша»ни өзигә мәтпун қилмақчи болуп, дәл «иттипақлашмаслиқ»ниң әксини қилмақчи болған. Әнди «паһишә аял» зади қайси «падиша»ниң алдиға барди? Әслидә Исраилниң өз падишаси бар еди. Бирақ Худа Йәшая арқилиқ уларға йәнә кинайилик гәп қилип: Силәр худасиз әлниң падишасиниң алдиға берип униңдин ярдәм сорисаңлар, у падиша кәлгүсидә силәрниң падишасиңлар болиду, демәкчи.

57:11 «Мән узунғичә сүкүттә туруп кәлдим әмәсму?» — демәк, Худа узун вақитқичә сәвир-тақәт қилип Исраилни җазалимай кәлди.

57:11 Йәш. 42:14

57:13 Зәб. 33:8-11

57:14 «Йолни көтириңлар, көтириңлар, уни тәйярлаңлар, хәлқимниң йолини бошитип барлиқ путликашаңларни елип ташлаңлар» — мошу айәттики бешарәт бәлким ахирқи замандики «Зионға қайтиш» тоғрилиқ ейтилиду.

57:16 Зәб. 102:8-10; Ибр. 12:9

57:18-19 «Униңға вә униңдики һәсрәт чәккүчиләргә...» — мошу йәрдә «вә» яки «йәни». «... Мән уни сақайтимән; мән уни йетәкләймән, мән ләвләрниң мевисини яритимән, ... жирақ туруватқанға, йеқин туруватқанғиму мутләқ арам-хатирҗәмлик болсун!» — бу 15-18-айәтләрдики мошу бешарәт бизниңчә Исраилни көрситиду. Бирақ шундақ болсиму, әмәлийәттә Йәшая қәстән бизгә кимни көрсәткәнлигини ейтип бәрмәйду. Шуниң билән һәр бир гунакар, өз гунайидин товва қилғуси бар һәр бир адәм, мошу сөзләрни дора сүпитидә өз гунайиниң ярилириға яқиду. «Ләвләргә мевә яритимән» дегәнниң мәнаси немә? Худаға нисбәтән ләвләрдики «һәқиқий мевә»ниң башлиниши товва қилидиған сөзләр болуши керәк. Адәмниң Худаға товва қилидиған, гуна түпәйлидин қаттиқ пушайминини билдүридиған сөзләрниму Худа яратқан, адәмләр товва қилғанда өзлирини Худаниң қучиғиға ташлиши керәк, униң рәһим-шәпқитигә пүтүнләй ишиниши керәк, демәкчи. У бәрибир аҗизларниң Ниҗаткар-Қутқузғучисидур. «Күчлүк адәмләр» болса бәлким һәргиз гунадин қутқузулмайду. Чүнки улар Худаға әмәс, бәлки һәрдайим өз-өзигә тайиниду.

57:21 Йәш. 48:22