12
Аял кишиниң туғуттин кейинки «паклиниши»
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Исраилларға сөз қилип мундақ дегин: — «Аял киши һамилдар болуп оғул туғса, адәт көрүп ағриқ болған күнлиридикидәк йәттә күнгичә напак саналсун. «адәт көрүп ағриқ болған күнлири» — ибраний тилида «айрим туруш күнлири». Қиз-аяллар адәт көргән вақтида «напак» һесаплинип, ери билән биллә болса ериму кәч киргичә «напак» һесаплиниду, шундақла муқәддәс ибадәтханиға кирсә яки қурбанлиқларниң гөшлиридин йесә болмайду. Лекин Тәврат-Инҗил бойичә һәр қандақ вақитларда Худаниң хәлқи дуа-ибадәт қилса боливериду! Сәккизинчи күни оғли болса хәтнә қилинсун. «хәтнә қилинсун» — ибраний тилида «униң хәтнилиги кесилсун» дегән сөзләр билән ипадилиниду.   Яр. 17:12; Луқа 1:59; 2:21; Юһ. 7:22 Аял болса шуниңдин кейин оттуз үч күнгичә «қан паклиниш»та турсун; паклиниш күнлири тамам болмиғичә һеч бир муқәддәс нәрсигә тәгмисун, муқәддәс җайғиму кирмисун. «шуниңдин кейин оттуз үч күнгичә «қан паклиниш»та турсун» — аял өз еригә йеқинлишиш тәрәптә «пак» һесаплинатти, лекин муқәддәс чедирға кирип қурбанлиқ қилишқа болмайтти. Әгәр у қиз туғса ундақта адәт күнлиридикидәк икки һәптигичә напак туруп, андин атмиш алтә күнгичә «қан паклиниш»та турсун.
Мәйли оғул яки қиз туғсун, қан паклиниш күнлири тамам болғандин кейин у аял көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир яшқа киргән қозини, гуна қурбанлиғи үчүн бир бачка яки пахтәкни елип җамаәт чедириниң кириш ағзиға, каһинниң қешиға кәлтүрсун. Каһин уни Пәрвәрдигарниң алдида сунуп, шу аял үчүн кафарәт кәлтүриду; шуниң билән у хунидин пак болиду. Оғул яки қиз туққан аял тоғрисидики қанун-бәлгүлимә мана шудур.
Әгәр униң қозиға қурби йәтмисә, у икки пахтәк яки икки бачка кәлтүрсун; уларниң бири көйдүрмә қурбанлиқ үчүн, йәнә бири гуна қурбанлиғи үчүн болиду; шу йол билән каһин униң үчүн кафарәт кәлтүриду; у аял пак болиду. «Әгәр униң қозиға қурби йәтмисә...» — ибраний тилида: — «Әгәр униң қоза елишқа қоли қисқилиқ қилса...». «у аял пак болиду» — бу бабтики «аялларниң паклиғи» дегән тема тоғрилиқ көп уқушмаслиқлар болғачға, биз у тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
 
 

12:2 «адәт көрүп ағриқ болған күнлири» — ибраний тилида «айрим туруш күнлири». Қиз-аяллар адәт көргән вақтида «напак» һесаплинип, ери билән биллә болса ериму кәч киргичә «напак» һесаплиниду, шундақла муқәддәс ибадәтханиға кирсә яки қурбанлиқларниң гөшлиридин йесә болмайду. Лекин Тәврат-Инҗил бойичә һәр қандақ вақитларда Худаниң хәлқи дуа-ибадәт қилса боливериду!

12:3 «хәтнә қилинсун» — ибраний тилида «униң хәтнилиги кесилсун» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

12:3 Яр. 17:12; Луқа 1:59; 2:21; Юһ. 7:22

12:4 «шуниңдин кейин оттуз үч күнгичә «қан паклиниш»та турсун» — аял өз еригә йеқинлишиш тәрәптә «пак» һесаплинатти, лекин муқәддәс чедирға кирип қурбанлиқ қилишқа болмайтти.

12:8 «Әгәр униң қозиға қурби йәтмисә...» — ибраний тилида: — «Әгәр униң қоза елишқа қоли қисқилиқ қилса...». «у аял пак болиду» — бу бабтики «аялларниң паклиғи» дегән тема тоғрилиқ көп уқушмаслиқлар болғачға, биз у тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.