34
Пәрвәрдигар Зәдәкияға шум хәвәр йәткүзиду
Бабил падишаси Небоқаднәсар, пүтүн қошуни вә һөкүмранлиғиға беқинған барлиқ падишалиқлар вә әлләрниң һәммиси Йерусалимға вә униң әтрапидики барлиқ шәһәрләргә җәң қилған вақтида, Пәрвәрдигардин Йәрәмияға кәлгән сөз: — 2Пад. 25; Йәр. 52
Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Зәдәкияниң йениға берип униңға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, бу шәһәрни Бабил падишасиниң қолиға тапшуримән, у униңға от қоюп көйдүриветиду. Йәр. 21:10; 32:29 Сән болсаң, униң қолидин қачалмайсән; бәлки сән тутулуп униң қолиға тапшурулисән; сениң көзлириң Бабил падишасиниң көзлиригә қарайду, униң билән йүз туранә сөзлишисән вә сән Бабилға сүргүн болуп кетисән. Йәр. 32:4
Лекин, и Йәһуда падишаси Зәдәкия, Пәрвәрдигарниң сөзини аңла; Пәрвәрдигар сениң туғраңда мундақ дәйду: — Сән қилич билән өлмәйсән; сән аман-течлиқта өлисән; ата-бовилириң болған өзүңдин илгәрки падишалар үчүн матәм тутуп хушбуй яққандәк улар охшашла сән үчүнму хушбуй яқиду; улар сән үчүн: «Аһ, шаһим!» дәп матәм тутиду; чүнки Мән шундақ вәдә қилғанмән, — дәйду Пәрвәрдигар. «Сән үчүн хушбуй яқиду» — ибраний тилида сөзмусөз болса «сән үчүн көйдүриду» дегәнликтур. Хәқләрниң көйдүргини болса, бизниңчә хушбуй болуши керәк еди. Әмәлийәттә Тәврат һәм Инҗилда өлгәнләр үчүн һәр қандақ қурбанлиқ-һәдийә, нәзир-чирағниң һеч қандақ пайдиси йоқ, дәп көрситилиду.
Андин Йәрәмия пәйғәмбәр бу сөзләрниң һәммисини Йәһуда падишаси Зәдәкияға Йерусалимда ейтти. Шу чағда Бабил падишасиниң қошуни Йерусалимда вә Йәһудадики қалған шәһәрләрдә, йәни Лақишта вә Азикаһта җәң қиливататти; чүнки Йәһудадики мустәһкәм шәһәрләр арисидин пәқәт буларла ишғал болмиған еди.
 
Өз қуллириға увал қилғанларға агаһ бериш
Падиша Зәдәкия қуллиримизға азатлиқ җакалайли дәп Йерусалимдикиләрниң һәммиси билән әһдини кесип түзгәндин кейин, Пәрвәрдигардин төвәндики бу сөз Йәрәмияға кәлди «әһдини кесип түзүш» — кона заманларда икки тәрәп бир-бири билән әһдә түзмәкчи болса, авал кала яки қойни союп, нимтә (икки парчә) қилип парчилайтти; андин икки тәрәп союп икки парчә қилған малниң оттурисидин тәң өтүп бир-биригә қәсәм қилатти. Бу ишниң әһмийити бәлким: «Қайсимиз әһдини бузсақ, Худа уни бу сойған малға охшаш қилсун!» демәкликтур. 18-20-айәтләрни көрүң.   Мис. 21:2 (әһдә бойичә һәр бири өз ибраний қуллирини, әр болсун, қиз-аял болсун, қоюветиши керәк еди; һеч қайсиси өз қериндиши болған Йәһудийни қуллуқта қалдурмаслиғи керәк еди. «әһдә бойичә һәр бири өз ибраний қуллирини, ... қоюветиши керәк еди; һеч қайсиси өз қериндиши болған Йәһудийни қуллуқта қалдурмаслиғи керәк еди» — мүмкинчилиги барки, бу әһдә пәқәт бу әмирләргә қолайлиқ болуши үчүн түзүлгән еди. Қәһәтчилик болған вақитта, өз қуллириға озуқ бериш мәсъулийитидин қечип, қуллирини кәткүзиветәтти. 10 Әһдигә қошулған барлиқ әмирләр вә барлиқ хәлиқ шуниңға, йәни һәр қайсимиз өз қули яки дедигини қоюветәйли, уларни қуллуқта қалдурувәрмәйли дегән сөзигә бойсунди. Улар бойсунуп уларни қоювәтти. 11 Лекин униңдин кейин улар бу йолдин йенип қоювәткән қул-дедәкләрни өзигә қайтурувалди. Улар буларни қайтидин мәҗбурий қул-дедәк қиливалди). «Лекин униңдин кейин улар бу йолдин йенип қоювәткән қул-дедәкләрни өзигә қайтурувалди... қул-дедәк қиливалди» — бу вақиә Бабилниң қошуни Йерусалимни қоршивелиштин вақитлиқ ваз кечип Мисир билән җәң қилишқа кәткән вақтида болған болуши мүмкин. Әмирләр вә хәлиқ бәлким хәтәрлик пәйт биздин өтүп кәтти, Худадин қорқиверишимизниң һаҗити йоқ, дейиши мүмкин еди. 21-22-айәтләрни 35-бап, 5-7-айәтләр билән селиштуруң.
12 — Шу чағда Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
13 Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән ата-бовилириңларни Мисирниң зиминидин, йәни «қуллуқ өйи»дин чиқарғинимда, улар билән әһдә түзгән едим; 14  шу әһдә бойичә һәр бириңлар йәттинчи жилида силәргә өзини сатқан һәр қайси қериндишиңлар болған ибраний кишилирини қоюветишиңлар керәк; у қуллуғуңда алтә жил болғандин кейин, сән уни азатлиққа қоюветишиң керәк, дегән едим. Лекин ата-бовилириңлар буни аңлимай һеч қулақ салмиған. Мис. 21:2; Қан. 15:12 15 Лекин силәр болсаңлар, шу яман йолдин йенип, көз алдимда дурус ишни көрүп, һәр бириңлар өз йеқиниға «азат бол» дәп җакалидиңлар, шуниңдәк Өз намим билән аталған өйдә әһдә түзүдиңлар; 16 лекин силәр йәнә йенип Мениң намимға дағ кәлтүрүп, һәр бириңлар өз райиға қоювәткән қулни һәм ихтияриға қоювәткән дедәкни қайтурувелип қайтидин өзүңларға қул-дедәк болушқа мәҗбурлидиңлар.
17 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр маңа қулақ салмидиңлар, һәр бириңлар өз қериндишиңларға, һәр бириңлар өз йеқиниңларға азат болуңлар дәп һеч җакалимидиңлар; мана, Мән силәргә бир хил азатлиқни — йәни қиличқа, вабаға вә қәһәтчиликкә болған бир азатлиқни җакалаймән; силәрни йәр йүзидики барлиқ падишалиқларға бир вәһшәт басқучи қилимән. Қан. 28:25; Йәр. 15:4; 24:9,10 18 Шуниң билән Мән әһдәмни бузған, көз алдимда кесип түзгән әһдиниң сөзлиригә әмәл қилмиған кишиләрни болса, улар өзлири союп икки парчә қилип, оттурисидин өткән һелиқи мозайдәк қилимән; 19 Йәһуданиң әмирлири вә Йерусалимниң әмирлири, ордидики әләмдарлар, каһинлар, шуниңдәк мозайниң икки парчисиниң оттурисидин өткән барлиқ хәлиқни болса, 20 Мән уларни дүшмәнлириниң қолиға, җенини издигүчиләрниң қолиға тапшуримән; шуниң билән җәсәтлири асмандики учар-қанатларға вә зиминдики һайванларға озуқ болиду; Йәр. 7:33; 16:4; 19:7 21 Йәһуда падишаси Зәдәкия вә униң әмирлириниму дүшмәнлириниң қолиға, җенини издигүчиләрниң қолиға, шундақла силәргә һуҗум қилиштин чикинип турған Бабил падишасиниң қошуниниң қолиға тапшуримән. Йәр. 37:11 22 Мана, Мән әмир қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар, вә улар бу шәһәр алдиға йәнә келиду; улар униңға һуҗум қилип от қоюп көйдүриветиду; вә Мән Йәһуданиң шәһәрлирини вәйранә, һеч адәмзатсиз қилимән.
 
 

34:1 2Пад. 25; Йәр. 52

34:2 Йәр. 21:10; 32:29

34:3 Йәр. 32:4

34:5 «Сән үчүн хушбуй яқиду» — ибраний тилида сөзмусөз болса «сән үчүн көйдүриду» дегәнликтур. Хәқләрниң көйдүргини болса, бизниңчә хушбуй болуши керәк еди. Әмәлийәттә Тәврат һәм Инҗилда өлгәнләр үчүн һәр қандақ қурбанлиқ-һәдийә, нәзир-чирағниң һеч қандақ пайдиси йоқ, дәп көрситилиду.

34:8 «әһдини кесип түзүш» — кона заманларда икки тәрәп бир-бири билән әһдә түзмәкчи болса, авал кала яки қойни союп, нимтә (икки парчә) қилип парчилайтти; андин икки тәрәп союп икки парчә қилған малниң оттурисидин тәң өтүп бир-биригә қәсәм қилатти. Бу ишниң әһмийити бәлким: «Қайсимиз әһдини бузсақ, Худа уни бу сойған малға охшаш қилсун!» демәкликтур. 18-20-айәтләрни көрүң.

34:8 Мис. 21:2

34:9 «әһдә бойичә һәр бири өз ибраний қуллирини, ... қоюветиши керәк еди; һеч қайсиси өз қериндиши болған Йәһудийни қуллуқта қалдурмаслиғи керәк еди» — мүмкинчилиги барки, бу әһдә пәқәт бу әмирләргә қолайлиқ болуши үчүн түзүлгән еди. Қәһәтчилик болған вақитта, өз қуллириға озуқ бериш мәсъулийитидин қечип, қуллирини кәткүзиветәтти.

34:11 «Лекин униңдин кейин улар бу йолдин йенип қоювәткән қул-дедәкләрни өзигә қайтурувалди... қул-дедәк қиливалди» — бу вақиә Бабилниң қошуни Йерусалимни қоршивелиштин вақитлиқ ваз кечип Мисир билән җәң қилишқа кәткән вақтида болған болуши мүмкин. Әмирләр вә хәлиқ бәлким хәтәрлик пәйт биздин өтүп кәтти, Худадин қорқиверишимизниң һаҗити йоқ, дейиши мүмкин еди. 21-22-айәтләрни 35-бап, 5-7-айәтләр билән селиштуруң.

34:14 Мис. 21:2; Қан. 15:12

34:17 Қан. 28:25; Йәр. 15:4; 24:9,10

34:20 Йәр. 7:33; 16:4; 19:7

34:21 Йәр. 37:11