28
Әфраим, йәни «шималий падишалиқ» тоғрилиқ бир бешарәт •••• Бирдин-бир һул немә?
Әфраимдики мәйхорларниң бешидики тәкәббурлуқ билән тақивалған гүллүк таҗиға вай!
Мунбәт җилғиниң бешиға тақивалған,
Йәни уларниң солишип қалған «пәхри» болған гүлигә вай!
И шарапниң әсири болғанлар! «Әфраимдики мәйхорларниң бешидики тәкәббурлуқ билән тақивалған гүллүк таҗиға вай!...» — Әфраимниң бәглири һарақ ичишкә бәк амрақ еди. Уларниң өрп-адитигә асасән, абройлуқ адәмләр олтиришларда гүл таҗ тақайтти. Йәшая пәйғәмбәр, уларниң «пәхри» болған гүли, йәни уларниң «шан-шәриви» солишип кетип йоқай дәп қалди, дәйду. Ач адәм көрүпла йәвалидиған бир тал әнҗирдәк улар йоқап кетиши мүмкин. Һазир болса, тәкәббурлуқ қилидиған яки әйш-ишрәт қилидиған вақит әмәс, бәлки товва қилип пәряд көтириш керәк, дегәнликтур.
«Мунбәт җилға» — шималий падишалиқ (Исраил)ниң пайтәхти болған Самарийә җайлашқан җилғини көрсәтсә керәк.
Мана, Рәб бир күч вә қудрәт егисини һазирлиди;
У болса, мөлдүрлүк җудун һәм вәйран қилғучи борандәк,
Дәһшәт билән ташқан кәлкүн сулиридәк,
Әшәддийләрчә таҗни йәргә уриду.
Әфраимдики мәйхорларниң бешидики тәкәббурлуқ билән тақивалған гүллүк таҗи аяқ астида чәйлиниду;
Вә мунбәт җилғиниң бешида тақивалған,
Уларниң «пәхри» болған солишип қалған гүли болса,
Балдур пишқан әнҗирдәк болиду;
Уни көргән киши көрүпла,
Қолиға елип кап етип жутувалиду.
Шу күнидә, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң қалдиси үчүн шәрәплик бир таҗ,
Шундақла көркәм бир чәмбирәк болиду.
У йәнә һөкүм чиқиришқа олтарғанларға тоғра һөкүм чиқарғучи Роһ,
Вә дәрвазида җәңни чекиндүргүчигә күч болиду. «У йәнә һөкүм чиқиришқа олтарғанларға тоғра һөкүм чиқарғучи Роһ, вә дәрвазида җәңни чекиндүргүчигә күч болиду» — мөтивәрләр хәлиқ үчүн һөкүм чиқириш, сот қилиш үчүн шәһәр дәрвазилирида олтиратти.
Башқа бир хил тәрҗимиси: — «Дүшмәнни дәрвазисиғичә чекиндургүчигә күч болиду» — демәк, һуҗум қилидиғанларға күч болиду.
 
Йерусалимдики әмирләрниң әһвали •••• Ким Худаниң сөзини чүшинәләйду?
Бирақ буларму шарап арқилиқ хаталашти,
Һарақ билән езиқип кәтти: —
Һәм каһин һәм пәйғәмбәр һарақ арқилиқ езиқип кәтти;
Улар шарап тәрипидин жутувелинған;
Улар һарақ түпәйлидин әләң-сәләң болуп езиқип кәтти;
Улар алдин көрүштин адашти,
Һөкүм қилишта езиқишти; «каһин» — муқәддәс ибадәтханида хәлиқләргә вәкил болуп қурбанлиқ қилғучи.   Йәш. 5:11
Чүнки һәммә дәстихан бош орун қалмай қусуқ вә ниҗасәт билән толди. «Һәммә дәстихан бош орун қалмай қусуқ вә ниҗасәт билән толди» — мүмкинчилиги барки, Йәшая орда билән болған мунасивити билән Йерусалимдики әрбабларниң олтиришиға қатнишалайду. Төвәндики айәтләргә қариғанда, олтиришниң сәвәви, Мисир билән Асурийәгә қарши туруш иттипақи тоғрисидики келишим түзгәнликни тәбрикләштин ибарәт еди. Йәшая һәрдайим мундақ иттипақни түзмәсликни тәшәббус қилип, уларниң мазақлириға учриған.
 
Әмирләр Йәшаяни мазақ қилиду
«У кимгә билим өгәтмәкчиду?
У зади кимни мошу хәвәрни чүшинидиған қилмақчиду?» «У кимгә билим өгәтмәкчиду? У зади кимни мошу хәвәрни чүшинидиған қилмақчиду?» — мошу сөзләр, бәлким, зияпәттә олтарғанлар Йәшаяни мазақ қилидиған сөз болуши мүмкин. Шүбһисизки, улар «Пәқәт Худағила тайинишимиз керәк» дегән хәвәрни интайин аддий, сәбий балиниң көзқариши, халас, дәп қарайтти.
 
Йәшая җавап бериду
10 Еғизландурулғанларға әмәсму?! Әмчәктин айрилған бовақларға әмәсму?! Чүнки хәвәр болса вәзмувәз, вәзмувәздур,
Қурмуқур, қурмуқурдур,
Бу йәрдә азрақ,
Шу йәрдә азрақ болиду... «Еғизландурулғанларға әмәсму?! Әмчәктин айрилған бовақларға әмәсму?!» — мошу сөзләр, бәлким, Йәшаяниң җававиниң башлиниши. Йәшая уларниң «мошу көзқаришиң бәк аддий екән» дегән мазақ гәплирини өзлиригә қайтуруп: «Пәқәт аддий адәмләр, сәбий балидәк кичик пеил кишиләрла мошуларни чүшинәләйду, шундақла Худаниң сөзини қобул қилалайду. Тәкәббур, өзини әқиллиқ чағлайдиғанлар һәргиз чүшинәлмәйду», дәйду.
«Чүнки хәвәр болса вәзмувәз, вәзмувәздур, қурмуқур, қурмуқурдур, бу йәрдә азрақ, шу йәрдә азрақ болиду...» — мошу сөзниң үч муһим нуқтиси бар: —
(1) Йәшая мошу йәрдә китавидики бешарәтләрни толуқ чүшинишкә толиму муһим бир ачқучни бериду. Бешарәтләр бир-бирләп, бириси бу һәқиқәтни тәкитлисә, бириси у һәқиқәтни тәкитләйду, һәммә бешарәт арқилиқ бизгә қандақ қилип Худаға пүтүнләй, әтраплиқ ишинип тайинишни үгитиду.
(2) «вәзмувәз, ... қурмуқур...» ибраний тилида «сав, сав,.... кав, кав, ....» дегәндәк кичик балиниң тәләппузида ейтилиду. Шуниң билән у Худаниң сөзини қобул қилиш үчүн кичик балиға охшаш кичик пеиллиқ болуши керәк дәп тәкитләйду.
(3) бала сөзлигәндәк «сав, сав,.... кав, кав, ....» дегән сөзләр йәнә келип ят бир тилдәк болуп, 11-айәтни тонуштуриду. Төвәндики изаһатниму көрүң.
11 Чүнки дудуқлайдиған ләвләр вә ят бир тил билән У мошу хәлиққә сөз қилиду. «Чүнки дудуқлайдиған ләвләр вә ят бир тил билән У мошу хәлиққә сөз қилиду» — демәк, Йерусалим вә Йәһудалиқлар ят бир дөләт тәрипидин бастурулуп, ят жутқа йөткилиду. Улар Худаниң аддий сөзлирини «балиларчә гәп» дәп мазақ қилип рәт қилиду, нәтиҗидә мошундақ авазлар уларда ямрап кетиду.   1Кор. 14:21
12 У уларға: —
«Мана, арам мошу йәрдә,
Һали йоқларни арам алдуруңлар;
Йеңилиниш мошудур» — дегән,
Бирақ улар һеч немини аңлашни халимиған. «Мана, арам мошу йәрдә, һали йоқларни арам алдуруңлар; йеңилиниш мошудур» — бу сөзләр Йәшая йәткүзгән хәвәрниң җәвһиридур. Худаға тайиниш — арамлиқтур! «Дудуқлайдиған ләвләр вә ят бир тил билән У (Пәрвәрдигар) мошу хәлиққә сөз қилиду... бирақ улар һеч немини аңлашни халимиған» — мәзкур бешарәт (11-13 ) тоғрилиқму «1Кор.» 14:21-22 вә униңға бағлиқ «қошумчә сөз»ниму көрүң.
13 Шуңа Пәрвәрдигарниң сөзи уларға: —
«Вәзмувәз, вәзмувәздур,
Қурмуқур, қурмуқурдур.
Мошу йәргә азрақ,
Шу йәргә азрақ болиду;
Шуниң билән улар алдиға кетиветип,
Путлишип, оңда чүшиду,
Сундурулуп,
Қапқанқа чүшүп тутулуп қалиду. «Шуниң билән улар алдиға кетиветип, путлишип, оңда чүшиду, ...қапқанқа чүшүп тутулуп қалиду» — өзи таллиған йоли билән алға басқини билән, нәтиҗиси һалакәттур, халас.   2Кор. 2:16
14 — Шуңа һәй силәр мазақ қилғучилар, Йерусалимда турған мошу хәлиқни идарә қилғучилар,
Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қоюңлар!
15 Чүнки силәр: — «Биз өлүм билән әһдә түздуқ,
Тәһтисара билән биллә бир келишим бекиттуқ;
Қамча ташқиндәк өтүп кәткәндә,
У бизгә тәгмәйду;
Чүнки ялғанчилиқни башпанаһимиз қилдуқ,
Ялған сөзләр астида мөкүнүвалдуқ» — дедиңлар, «Биз өлүм билән әһдә түздуқ, тәһтисара билән биллә бир келишим бекиттуқ... ялған сөзләр астида мөкүнүвалдуқ» — һәр қандақ киши мошундақ сөзләрни ағзи билән демәйду, әлвәттә. Бирақ Йәшая пәйғәмбәр мошу сөзләрни уларниң ағзиға селип, уларниң түзгән әһдисиниң һәқиқий әһмийитини аян қилиду.
Шу чағдики әһдә болса Мисир билән болған еди, бирақ Йәшая бешарәттә шуни беваситә демәйду. Буниң сәвәви бәлким Мисирдики бу әһдә кәлгүсидә адәмни техиму алдайдиған, ахирқи замандики бир әһдини көрситиду. Мошу әһдини Исраил Шәйтанниң вәкили дәҗҗал билән түзиду. «Дан.» 9:27, Инҗил «Вәһ.» 11:2, 13:5ни көрүң.
16 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Мана, Зионда һул болуш үчүн бир Таш,
Синақтин өткүзүлгән бир таш,
Қиммәтлик бир бүҗәк теши,
Ишәшлик һәм муқим һул тешини салғучи Мән болимән.
Униңға ишинип таянған киши һеч һодуқмайду, алдиримайду. «Синақтин өткүзүлгән бир таш» — сөзмусөз тәрҗимә қилғанда, «Синақ теши». Бу ибарә башқиларни синайдиған һәм өзи синақтин өткән бир таш, дегән икки мәнини өз ичигә алса керәк.   Зәб. 117:22; Мат. 21:42; Рос. 4:11; Рим. 9:33; 10:11; Әф. 2:20; 1Пет. 2:6, 7, 8
17 Вә Мән адаләтни өлчәм таниси қилимән,
Һәққанийлиқни болса тик өлчигүч жип қилимән;
Мөлдүр башпанаһи болған ялғанчилиқни сүпүрүп ташлайду,
Вә кәлкүн мөкүвалған җайини тешип әпкетиду. «адаләтни өлчәм таниси қилимән» — яки «тоғра һөкүм қилишни өлчәм таниси қилимән» (26-айәтниму көрүң).
18 Шуниң билән өлүм билән түзгән әһдәңлар бекар қиливетилиду;
Силәрниң тәһтисара билән бекиткән келишимиңлар ақмайду;
Қамча ташқиндәк өтүп кәткәндә,
Силәр униң билән чәйливетилисиләр.
19 У өтүп кетиши биләнла силәрни тутиду;
Һәм сәһәр-сәһәрләрдә,
Һәм кечә-күндүзләрдиму у өтүп туриду,
Бу хәвәрни пәқәт аңлап чүшинишниң өзила вәһимигә чүшүш болиду.
20 Чүнки кариват созулуп йетишқа қисқилиқ қилиду,
Йотқан болса адәм түгүлүп ятсиму тарлиқ қилиду. «Чүнки кариват созулуп йетишқа қисқилиқ қилиду, йотқан болса адәм түгүлүп ятсиму тарлиқ қилиду» — бу кинайилик гәп. Улар Худаниң арамлиғини рәт қилиду, өзиниң арам алмақчи болған йоли болса өзигә һеч арам бәрмәйду.
21 Чүнки Пәрвәрдигар Өз ишини,
Йәни Өзиниң ғәйрий әмилини жүргүзүш үчүн,
Өзигә ят болған ишни вуҗудқа чиқириш үчүн,
Пәразим теғида турғинидәк орнидин туриду,
У Гибеон җилғисида ғәзәпләнгинидәк ғәзәплиниду; «Пәразим теғи» вә «Гибеон җилғиси» — бу икки җайда йүз бәргән ишларни чүшиниш үчүн, Тәвраттики «2Сам.» 5:17-20, 22-айәт қатарлиқларни көрүң. Худа әшу йәрләрдә Давут падишаниң тәхтини мустәһкәмләш үчүн Филистийләр үстидин икки қетим чоң ғәлибә қилған еди. Бирақ Йәшая қобул қилған вәһийгә асасән, адәмни җазалаштики мошундақ ишларниң өзи Худаниң муһәббәтлик тәбиитигә пүтүнләй ғәйрий, түптин ят келидиған, Өзи нәпрәтлинидиған иш екәнлиги аян қилиниду.
22 Шуңа мазақ қилғучилар болмаңлар;
Болмиса, кишәнлириңлар чиң болиду;
Чүнки мән самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигардин бир һалакәт тоғрисида,
Йәни пүткүл йәр йүзигә қәтъийлик билән бекиткән бир һалакәт тоғрисидики хәвәрни аңлиғанмән.
 
Әқиллиқ деханниң териш-жиғиши тоғрисида бир тәмсил
23 — Қулақ селиңлар, авазимни аңлаңлар;
Тиңшаңлар, сөзлиримни аңлаңлар.
24 Йәр һайдиғучи дехан териш үчүн йәрни күн бойи һайдамду?
У пүтүн күн йәрни ағдуруп,
Чалмиларни езәмду?
25 У йәрниң йүзини тәкшилигәндин кейин,
Қаракөз бәдиянни ташлап,
Зирини чечип,
Буғдайни тапларда селип,
Арпини теришқа бекитилгән җайға,
Қара буғдайни етиз қирлириға теримамду?
26 Чүнки униң Худаси уни тоғра һөкүм қилишқа несиһәт қилиду,
У униңға үгитиду.
27 Бәрһәқ, қаракөз бәдиян чишлиқ тирна билән тепилмәйду;
Тулуқ зирә үстидә һайдалмәйду;
Бәлки қаракөз бәдиян болса қамча билән соқулиду,
Зирә болса төмүр-таяқ билән урулуп дан аҗритилиду.
28 Ун тартишқа данни езиш керәк, амма дехан уни мәңгүгә тепевәрмәйду;
У һарву чақлири яки ат туяқлири билән уни мәңгүгә тепевәрмәйду;
29 Мошу ишму самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардин келиду;
У несиһәт бериштә карамәт,
Даналиқта улуқдур. «Мошу ишму самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардин келиду; у несиһәт бериштә карамәт, даналиқта улуқдур» — 23-29-айәтләрниң әсли текстлиридики бәзи сөзләр наһайити аз учриғачқа, башқа бир нәччә хил тәрҗимилири учрши мүмкин. Бирақ үч иш ениқ туриду: —
(1) Йәр һайдаш һәм данни соқуп аҗритишму көрүнүштә йәргә яки данға қарита «қаттиқ қоллуқ муамилә» қилишқа охшайду; мошу ишлар бәлким Худаниң бизгә ишлитидиған тәрбийә тәдбирлирини билдүруши мүмкин.
(2) Һәммимиз әқиллиқ дехандин үгинәйлиги, у мәхсәтлик һалда һәммә ишни қилиду. У һәргиз йәр һайдаш яки дан соқуп аҗритиштин ибарәт икки ишни зоқлиниш үчүн қилмайду; у ахирқи нишанға қарап, һәр қайси уруқларниң һосулини көзләйду. Худаму охшашла һәммимизгә охшимайдиған тәрбийилик усул қоллинип, биздин һосул чиқармақчи. Униң бәзидә муамилиси «қопал» яки қаттиқ көрүнсиму, у бәрибир һәр қандақ данниң үнүп чиқишиға керәк болған шараитни убдан билиду, һәр биримиздин айрим-айрим һалда һосул чиқириш усулини билиду.
(3) Мәлум бир һосул үчүн һайдап-териш яки дан аҗритиш усули мувапиқ болғини билән, әқиллиқ дехан мошу усулни чәктин ашурувәтмәй ишлитиду. Худа охшашла һәммимизни кичик пеил, муһәббәтлик кишиләрдин қилиш үчүн дәл қандақ һәм қанчилик дәриҗидики муамилини ишлитиш керәклигини билиду.
   Йәр. 32:19
 
 

28:1 «Әфраимдики мәйхорларниң бешидики тәкәббурлуқ билән тақивалған гүллүк таҗиға вай!...» — Әфраимниң бәглири һарақ ичишкә бәк амрақ еди. Уларниң өрп-адитигә асасән, абройлуқ адәмләр олтиришларда гүл таҗ тақайтти. Йәшая пәйғәмбәр, уларниң «пәхри» болған гүли, йәни уларниң «шан-шәриви» солишип кетип йоқай дәп қалди, дәйду. Ач адәм көрүпла йәвалидиған бир тал әнҗирдәк улар йоқап кетиши мүмкин. Һазир болса, тәкәббурлуқ қилидиған яки әйш-ишрәт қилидиған вақит әмәс, бәлки товва қилип пәряд көтириш керәк, дегәнликтур. «Мунбәт җилға» — шималий падишалиқ (Исраил)ниң пайтәхти болған Самарийә җайлашқан җилғини көрсәтсә керәк.

28:6 «У йәнә һөкүм чиқиришқа олтарғанларға тоғра һөкүм чиқарғучи Роһ, вә дәрвазида җәңни чекиндүргүчигә күч болиду» — мөтивәрләр хәлиқ үчүн һөкүм чиқириш, сот қилиш үчүн шәһәр дәрвазилирида олтиратти. Башқа бир хил тәрҗимиси: — «Дүшмәнни дәрвазисиғичә чекиндургүчигә күч болиду» — демәк, һуҗум қилидиғанларға күч болиду.

28:7 «каһин» — муқәддәс ибадәтханида хәлиқләргә вәкил болуп қурбанлиқ қилғучи.

28:7 Йәш. 5:11

28:8 «Һәммә дәстихан бош орун қалмай қусуқ вә ниҗасәт билән толди» — мүмкинчилиги барки, Йәшая орда билән болған мунасивити билән Йерусалимдики әрбабларниң олтиришиға қатнишалайду. Төвәндики айәтләргә қариғанда, олтиришниң сәвәви, Мисир билән Асурийәгә қарши туруш иттипақи тоғрисидики келишим түзгәнликни тәбрикләштин ибарәт еди. Йәшая һәрдайим мундақ иттипақни түзмәсликни тәшәббус қилип, уларниң мазақлириға учриған.

28:9 «У кимгә билим өгәтмәкчиду? У зади кимни мошу хәвәрни чүшинидиған қилмақчиду?» — мошу сөзләр, бәлким, зияпәттә олтарғанлар Йәшаяни мазақ қилидиған сөз болуши мүмкин. Шүбһисизки, улар «Пәқәт Худағила тайинишимиз керәк» дегән хәвәрни интайин аддий, сәбий балиниң көзқариши, халас, дәп қарайтти.

28:10 «Еғизландурулғанларға әмәсму?! Әмчәктин айрилған бовақларға әмәсму?!» — мошу сөзләр, бәлким, Йәшаяниң җававиниң башлиниши. Йәшая уларниң «мошу көзқаришиң бәк аддий екән» дегән мазақ гәплирини өзлиригә қайтуруп: «Пәқәт аддий адәмләр, сәбий балидәк кичик пеил кишиләрла мошуларни чүшинәләйду, шундақла Худаниң сөзини қобул қилалайду. Тәкәббур, өзини әқиллиқ чағлайдиғанлар һәргиз чүшинәлмәйду», дәйду. «Чүнки хәвәр болса вәзмувәз, вәзмувәздур, қурмуқур, қурмуқурдур, бу йәрдә азрақ, шу йәрдә азрақ болиду...» — мошу сөзниң үч муһим нуқтиси бар: — (1) Йәшая мошу йәрдә китавидики бешарәтләрни толуқ чүшинишкә толиму муһим бир ачқучни бериду. Бешарәтләр бир-бирләп, бириси бу һәқиқәтни тәкитлисә, бириси у һәқиқәтни тәкитләйду, һәммә бешарәт арқилиқ бизгә қандақ қилип Худаға пүтүнләй, әтраплиқ ишинип тайинишни үгитиду. (2) «вәзмувәз, ... қурмуқур...» ибраний тилида «сав, сав,.... кав, кав, ....» дегәндәк кичик балиниң тәләппузида ейтилиду. Шуниң билән у Худаниң сөзини қобул қилиш үчүн кичик балиға охшаш кичик пеиллиқ болуши керәк дәп тәкитләйду. (3) бала сөзлигәндәк «сав, сав,.... кав, кав, ....» дегән сөзләр йәнә келип ят бир тилдәк болуп, 11-айәтни тонуштуриду. Төвәндики изаһатниму көрүң.

28:11 «Чүнки дудуқлайдиған ләвләр вә ят бир тил билән У мошу хәлиққә сөз қилиду» — демәк, Йерусалим вә Йәһудалиқлар ят бир дөләт тәрипидин бастурулуп, ят жутқа йөткилиду. Улар Худаниң аддий сөзлирини «балиларчә гәп» дәп мазақ қилип рәт қилиду, нәтиҗидә мошундақ авазлар уларда ямрап кетиду.

28:11 1Кор. 14:21

28:12 «Мана, арам мошу йәрдә, һали йоқларни арам алдуруңлар; йеңилиниш мошудур» — бу сөзләр Йәшая йәткүзгән хәвәрниң җәвһиридур. Худаға тайиниш — арамлиқтур! «Дудуқлайдиған ләвләр вә ят бир тил билән У (Пәрвәрдигар) мошу хәлиққә сөз қилиду... бирақ улар һеч немини аңлашни халимиған» — мәзкур бешарәт (11-13 ) тоғрилиқму «1Кор.» 14:21-22 вә униңға бағлиқ «қошумчә сөз»ниму көрүң.

28:13 «Шуниң билән улар алдиға кетиветип, путлишип, оңда чүшиду, ...қапқанқа чүшүп тутулуп қалиду» — өзи таллиған йоли билән алға басқини билән, нәтиҗиси һалакәттур, халас.

28:13 2Кор. 2:16

28:15 «Биз өлүм билән әһдә түздуқ, тәһтисара билән биллә бир келишим бекиттуқ... ялған сөзләр астида мөкүнүвалдуқ» — һәр қандақ киши мошундақ сөзләрни ағзи билән демәйду, әлвәттә. Бирақ Йәшая пәйғәмбәр мошу сөзләрни уларниң ағзиға селип, уларниң түзгән әһдисиниң һәқиқий әһмийитини аян қилиду. Шу чағдики әһдә болса Мисир билән болған еди, бирақ Йәшая бешарәттә шуни беваситә демәйду. Буниң сәвәви бәлким Мисирдики бу әһдә кәлгүсидә адәмни техиму алдайдиған, ахирқи замандики бир әһдини көрситиду. Мошу әһдини Исраил Шәйтанниң вәкили дәҗҗал билән түзиду. «Дан.» 9:27, Инҗил «Вәһ.» 11:2, 13:5ни көрүң.

28:16 «Синақтин өткүзүлгән бир таш» — сөзмусөз тәрҗимә қилғанда, «Синақ теши». Бу ибарә башқиларни синайдиған һәм өзи синақтин өткән бир таш, дегән икки мәнини өз ичигә алса керәк.

28:16 Зәб. 117:22; Мат. 21:42; Рос. 4:11; Рим. 9:33; 10:11; Әф. 2:20; 1Пет. 2:6, 7, 8

28:17 «адаләтни өлчәм таниси қилимән» — яки «тоғра һөкүм қилишни өлчәм таниси қилимән» (26-айәтниму көрүң).

28:20 «Чүнки кариват созулуп йетишқа қисқилиқ қилиду, йотқан болса адәм түгүлүп ятсиму тарлиқ қилиду» — бу кинайилик гәп. Улар Худаниң арамлиғини рәт қилиду, өзиниң арам алмақчи болған йоли болса өзигә һеч арам бәрмәйду.

28:21 «Пәразим теғи» вә «Гибеон җилғиси» — бу икки җайда йүз бәргән ишларни чүшиниш үчүн, Тәвраттики «2Сам.» 5:17-20, 22-айәт қатарлиқларни көрүң. Худа әшу йәрләрдә Давут падишаниң тәхтини мустәһкәмләш үчүн Филистийләр үстидин икки қетим чоң ғәлибә қилған еди. Бирақ Йәшая қобул қилған вәһийгә асасән, адәмни җазалаштики мошундақ ишларниң өзи Худаниң муһәббәтлик тәбиитигә пүтүнләй ғәйрий, түптин ят келидиған, Өзи нәпрәтлинидиған иш екәнлиги аян қилиниду.

28:29 «Мошу ишму самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигардин келиду; у несиһәт бериштә карамәт, даналиқта улуқдур» — 23-29-айәтләрниң әсли текстлиридики бәзи сөзләр наһайити аз учриғачқа, башқа бир нәччә хил тәрҗимилири учрши мүмкин. Бирақ үч иш ениқ туриду: — (1) Йәр һайдаш һәм данни соқуп аҗритишму көрүнүштә йәргә яки данға қарита «қаттиқ қоллуқ муамилә» қилишқа охшайду; мошу ишлар бәлким Худаниң бизгә ишлитидиған тәрбийә тәдбирлирини билдүруши мүмкин. (2) Һәммимиз әқиллиқ дехандин үгинәйлиги, у мәхсәтлик һалда һәммә ишни қилиду. У һәргиз йәр һайдаш яки дан соқуп аҗритиштин ибарәт икки ишни зоқлиниш үчүн қилмайду; у ахирқи нишанға қарап, һәр қайси уруқларниң һосулини көзләйду. Худаму охшашла һәммимизгә охшимайдиған тәрбийилик усул қоллинип, биздин һосул чиқармақчи. Униң бәзидә муамилиси «қопал» яки қаттиқ көрүнсиму, у бәрибир һәр қандақ данниң үнүп чиқишиға керәк болған шараитни убдан билиду, һәр биримиздин айрим-айрим һалда һосул чиқириш усулини билиду. (3) Мәлум бир һосул үчүн һайдап-териш яки дан аҗритиш усули мувапиқ болғини билән, әқиллиқ дехан мошу усулни чәктин ашурувәтмәй ишлитиду. Худа охшашла һәммимизни кичик пеил, муһәббәтлик кишиләрдин қилиш үчүн дәл қандақ һәм қанчилик дәриҗидики муамилини ишлитиш керәклигини билиду.

28:29 Йәр. 32:19