□62:4 «Мениң хошаллиғим дәл униңда!» — ибраний тилида «Хефзибаһ». «Никаһланған» — ибраний тилида «Биюлаһ».
□62:6 «Мән сепиллириңда күзәтчиләрни бекитип қойдум, и Йерусалим, улар күндүзму һәм кечисиму арам алмайду; и Пәрвәрдигарни әсләткүчи болғанлар, сүкүт қилмаңлар!» — Мәсиһ мошу «күзәтчиләр»ни, йәни «Пәрвәрдигарни әсләткүчиләр»ни өзигә охшаш Зион үчүн тохтимай дуа қилиш хизмитигә бекиткән. Уларниң дуалири Өзиниңкигә охшаш болиду (1-айәтни көрүң).
□62:10 «Өтүңлар, дәрвазилардин өтүңлар! Хәлиқниң йолини түз қилип тәйярлаңлар! Йолни көтириңлар, көтириңлар; ташларни елип ташливетиңлар» — йолни, Исраилдики тарқилип кәткән, башқа жутларда сүргүн болғанлар, шундақла Худани издигән мусапирлар билән биллә Зионға кәлмәкчи болғанлар үчүн тәйярлаңлар, демәкчи болса керәк.
□62:11 «Қара, сениң ниҗат-қутулушуң келиватиду!... Униң Өзиниң инъами Өзигә һәмраһ болиду» — айәтниң иккинчи қисмиға қариғанда, муну «ниҗат-қутулуш» бир шәхс, йәни Мәсиһниң Өзидур; «Униң алған мукапити» һәм «Униң Өзиниң инъами» 10- һәм 12-айәткә қариғанда дәл Өзи қутқузған «хәлқим» һәм «хәлиқ-милләтләр»дин ибарәттур.
□62:12 «Вә хәқләр уларни: «Пак-муқәддәс хәлиқ»... дәйду» — «улар» дәл 10-айәттә дейилгән, Зионға кәлмәкчи болған «хәлиқ» һәм «хәлиқ-милләтләр»дур. «Сән болсаң: «Интилип издәлгән»,... дәп атилисән» — «сән» Зионниң өзини көрситиду.