2
Мән болсам, и қериндашлар, йениңларға барғинимда, Худаниң гувалиқини җакалаш үчүн һеч гәпданлиқ яки әқил-даналиқ ишлитип кәлгән әмәсмән; 1Кор. 1:17; 2:4. чүнки мән араңларда Әйса Мәсиһдин башқа, йәни крестләнгән Мәсиһдин башқа һеч немини билмәсликкә бәл бағлиған едим; мән араңларда болған вақтимда аҗизлиқта, қорқунучта вә титригән һаләттә болаттим; «мән араңларда болған вақтимда аҗизлиқта, қорқунучта вә титригән һаләттә болаттим» — «қорқунучта... болаттим» — бәлким у Худа Өзигә тапшурған бу муқәддәс вәзипини орундалмаслиғидин қорққан болуши мүмкин еди. Униңдин башқа адәмни қорқитидиған көп сәвәпларму болған, әлвәттә («Рос.» 18:9-10).   Рос. 18:1, 3; 2Кор. 10:10. мениң сөзлирим һәм җакалишим болса адәмни қайил қилғидәк инсаний даналиқ сөзләр билән әмәс, бәлки Роһниң аламәт көрситишлири вә күч-қудрәт билән болған еди. «... бәлки Роһниң аламәт көрситишлири вә күч-қудрәт билән болған еди» — «Роһ» Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһтур.   1Кор. 1:17; 2:1; 2Пет. 1:16. Буниңдин мәхсәт силәрниң етиқатиңлар инсаний даналиққа әмәс, бәлки Худаниң күч-қудритигә бағлансун дегәндин ибарәт еди. 2Кор. 4:7.
 
Һалбуки, камаләткә йәткәнләр арисида биз даналиқни баян қилимиз; бу даналиқ бу дәвирдики даналиқ әмәс, яки бу дәвирдики һөкүмранларниң даналиғи әмәс (улар заваллиққа йүз тутқандур); Аюп 28:21; 1Кор. 15:24. амма биз бир сирни ашкарилап, Худаниң бир даналиқини баян қилимиз; Худа әслидә ашкарә қилинмиған бу даналиқни барлиқ дәвирләрдин бурун бизниң шан-шәрәпкә муйәссәр болушимиз үчүн бекиткән еди. «биз бир сирни ашкарилап, Худаниң бир даналиқини баян қилимиз...» — «Әфәсуслуқларға»дики «кириш сөз»имиздә ейтқинимиздәк, Инҗилда «сир» дегән сөзниң алаһидә мәнаси бар. Сир (грек тилида «мистерион») Худа әсли йошуруп кәлгән, әнди һазир ашкарилиған мәлум бир иштин ибарәттур.   Рим. 16:25; 1Кор. 4:1. Бу даналиқни бу дәвирдики һөкүмранларниң һеч қайсиси чүшинип йәтмигән еди; уни чүшинип йәткән болса, шан-шәрәпниң Егиси болған Рәбни крестлимигән болатти. «бу дәвирдики һөкүмранлар» — бу сөз бәлким бу дуниядики падиша-һөкүмдарларни қутритидиған, уларға езитқулуқ қилидиған җин-шәйтанларни көрсәтсә керәк.   Мат. 11:25; Юһ. 7:48; 16:3; Рос. 3:17; 13:27; 2Кор. 3:14; 1Тим. 1:13. Һалбуки, Тәвратта пүтүлгәнндәк: —
«Өзини сөйгәнләргә Худаниң тәйярлиғанлири —
Дәл һеч қандақ көз көрмигән,
Һеч қандақ қулақ аңлимиған,
Һеч қандақ көңүл ойлап бақмиған нәрсиләрдур». «Өзини сөйгәнләргә Худаниң тәйярлиғанлири —дәл һеч қандақ көз көрмигән, һеч қандақ қулақ аңлимиған, һеч қандақ көңүл ойлап бақмиған нәрсиләрдур» — «Йәш.» 64:4.   Йәш. 64:3.
10 Амма бу нәрсиләрни Худа Роһи арқилиқ аян қилди; чүнки Роһ болса һәммә ишларни, һәтта Худаниң чоңқур тәглирини инчикиләп излигүчидур; «чүнки Роһ болса һәммә ишларни, һәтта Худаниң чоңқур тәглирини инчикиләп излигүчидур» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһтур.   Мат. 13:11; 2Кор. 3:18. 11 Чүнки инсанларда, инсанниң көңлидикини билгүчи шу инсанниң роһидин башқа нәрсә барму? Шуниңға охшаш, Худаниң Роһидин башқа, Худаниң көңлидикилирини билгүчи йоқтур. «инсанларда, инсанниң көңлидикини билгүчи шу инсанниң роһидин башқа нәрсә барму?» — «инсанниң көңлидики» мошу йәрдә шу мәлум кишиниң шәхсий вә қәлбидики ишларни алайитән көрситиду.   Пәнд. 27:19; Йәр. 17:9. 12 Амма бизниң қобул қилғинимиз болса бу дуниядики роһ әмәс, бәлки Худадин кәлгән Роһтур; дәл шундақ болғачқа биз Худа тәрипидин бизгә сехийлиқ билән ата қилинған нәрсиләрни билип йетәләймиз. «бу дуниядики роһ» — Шәйтан. «Бу дуниядики роһ» мошу йәрдә бәлким Шәйтанниң көз-қарашлири, «әқиллири»ни көрситиши мүмкин.   Рим. 8:15. 13 Бу иш-шәйиләрни инсаний даналиқтин үгитилгән сөзләр билән әмәс, бәлки Муқәддәс Роһтин үгитилгән сөзләр билән, роһий ишларни роһий сөзләр билән чүшәндүрүп сөзләймиз. «Роһтин үгитилгән сөзләр билән» — «Роһ» Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһтур.   1Кор. 1:17; 2:4; 2Пет. 1:16 14 Амма «җанға тәвә» киши Худаниң Роһиниң ишлирини қобул қилмайду, чүнки бу ишлар униңға нисбәтән әхмиқаниликтур; у уларни һеч чүшинип йетәлмәйду, чүнки улар роһ билән пәриқ етилип баһалиниши керәктур. ««җанға тәвә» киши» — «җанға тәвә» болған киши тоғрилиқ «Римлиқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң. «Җанға тәвә» болған киши Муқәддәс Роһқа егә болмиған кишидур; «ишәнмигән киши» дегили болиду. Шуңа, у Худаниң Роһиға әмәс, бәлки һәрдайим өз җени (әқил-пикир, зеһин, көңүл-калла, һессиятлар)ға тайинип ишларни пәриқ етиду. «Роһий киши» яки «Роһқа тәвә болған киши» болса өз роһида Муқәддәс Роһниң тәрбийә-тәлимини қобул қилип ишларни тоғра пәриқ етиду. «улар роһ билән пәриқ етилип баһалиниши керәктур» — бу 14- вә 15-айәтләрдики «пәриқ етиш» вә «пәриқ етип баһалиниш» грек тилида бирла пеил билән ипадилиниду. 15 Роһқа тәвә киши һәммә ишларға баһа берәләйду; амма униңға болса һеч ким баһа берәлмәйду. «Роһқа тәвә киши» — «Роһқа тәвә» (яки «роһий киши») — Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә маңидиған киши.   Пәнд. 28:5. 16 Чүнки ким Рәбниң ой-көңлини чүшинип йетип, Униңға мәслиһәтчи болалисун? Амма биз болсақ Мәсиһниң ой-көңлигә егимиз. «ким Рәбниң ой-көңлини чүшинип йетип, униңға мәслиһәтчи болалисун?» — «Йәш.» 40:13.   Йәш. 40:13; Рим. 11:34.
 
 

2:1 1Кор. 1:17; 2:4.

2:3 «мән араңларда болған вақтимда аҗизлиқта, қорқунучта вә титригән һаләттә болаттим» — «қорқунучта... болаттим» — бәлким у Худа Өзигә тапшурған бу муқәддәс вәзипини орундалмаслиғидин қорққан болуши мүмкин еди. Униңдин башқа адәмни қорқитидиған көп сәвәпларму болған, әлвәттә («Рос.» 18:9-10).

2:3 Рос. 18:1, 3; 2Кор. 10:10.

2:4 «... бәлки Роһниң аламәт көрситишлири вә күч-қудрәт билән болған еди» — «Роһ» Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһтур.

2:4 1Кор. 1:17; 2:1; 2Пет. 1:16.

2:5 2Кор. 4:7.

2:6 Аюп 28:21; 1Кор. 15:24.

2:7 «биз бир сирни ашкарилап, Худаниң бир даналиқини баян қилимиз...» — «Әфәсуслуқларға»дики «кириш сөз»имиздә ейтқинимиздәк, Инҗилда «сир» дегән сөзниң алаһидә мәнаси бар. Сир (грек тилида «мистерион») Худа әсли йошуруп кәлгән, әнди һазир ашкарилиған мәлум бир иштин ибарәттур.

2:7 Рим. 16:25; 1Кор. 4:1.

2:8 «бу дәвирдики һөкүмранлар» — бу сөз бәлким бу дуниядики падиша-һөкүмдарларни қутритидиған, уларға езитқулуқ қилидиған җин-шәйтанларни көрсәтсә керәк.

2:8 Мат. 11:25; Юһ. 7:48; 16:3; Рос. 3:17; 13:27; 2Кор. 3:14; 1Тим. 1:13.

2:9 «Өзини сөйгәнләргә Худаниң тәйярлиғанлири —дәл һеч қандақ көз көрмигән, һеч қандақ қулақ аңлимиған, һеч қандақ көңүл ойлап бақмиған нәрсиләрдур» — «Йәш.» 64:4.

2:9 Йәш. 64:3.

2:10 «чүнки Роһ болса һәммә ишларни, һәтта Худаниң чоңқур тәглирини инчикиләп излигүчидур» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһтур.

2:10 Мат. 13:11; 2Кор. 3:18.

2:11 «инсанларда, инсанниң көңлидикини билгүчи шу инсанниң роһидин башқа нәрсә барму?» — «инсанниң көңлидики» мошу йәрдә шу мәлум кишиниң шәхсий вә қәлбидики ишларни алайитән көрситиду.

2:11 Пәнд. 27:19; Йәр. 17:9.

2:12 «бу дуниядики роһ» — Шәйтан. «Бу дуниядики роһ» мошу йәрдә бәлким Шәйтанниң көз-қарашлири, «әқиллири»ни көрситиши мүмкин.

2:12 Рим. 8:15.

2:13 «Роһтин үгитилгән сөзләр билән» — «Роһ» Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһтур.

2:13 1Кор. 1:17; 2:4; 2Пет. 1:16

2:14 ««җанға тәвә» киши» — «җанға тәвә» болған киши тоғрилиқ «Римлиқларға»дики «кириш сөз»имизни көрүң. «Җанға тәвә» болған киши Муқәддәс Роһқа егә болмиған кишидур; «ишәнмигән киши» дегили болиду. Шуңа, у Худаниң Роһиға әмәс, бәлки һәрдайим өз җени (әқил-пикир, зеһин, көңүл-калла, һессиятлар)ға тайинип ишларни пәриқ етиду. «Роһий киши» яки «Роһқа тәвә болған киши» болса өз роһида Муқәддәс Роһниң тәрбийә-тәлимини қобул қилип ишларни тоғра пәриқ етиду. «улар роһ билән пәриқ етилип баһалиниши керәктур» — бу 14- вә 15-айәтләрдики «пәриқ етиш» вә «пәриқ етип баһалиниш» грек тилида бирла пеил билән ипадилиниду.

2:15 «Роһқа тәвә киши» — «Роһқа тәвә» (яки «роһий киши») — Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә маңидиған киши.

2:15 Пәнд. 28:5.

2:16 «ким Рәбниң ой-көңлини чүшинип йетип, униңға мәслиһәтчи болалисун?» — «Йәш.» 40:13.

2:16 Йәш. 40:13; Рим. 11:34.