□46:1 «Бәл» — Бабилниң «баш бут»и, «Небо» униң «оғли» еди. Мошу бешарәттә Йәшая пәйғәмбәр Бабил шәһири дүшмәнниң қолиға чүшкәндә, хәқләр бутлирини сақлап қелиш үчүн башқа бир жутқа йөткимәкчи болғанлиғини алдин ала көриду. Шу җәрянда бутларни йәргә қоюш керәк болғачқа, пәйғәмбәр «Бәлниң тиз пүккәнлигини, Небониң еңишиватқанлиғи»ни көрүп мазақ қилиду. «Уларниң мәбудлири улақларниң земмисигә, калиларниң зиммисигә чүшти...» — бутлар улақниң башқурушиға өткәндәк қилиду. «Силәр көтәргән нәрсилириңлар» — Бабилдики диний мурасимларда, пухраларниң бутларни көтирип кочиларни айландуруши керәк еди. Бирақ әслидә Бабиллиқлар һөрмәт билән «көтәргән нәрсиләр» һазир аддий боғчилардәк улақларға артилди.
□46:2 «Улар , йәни Бабиллиқлар яки уларниң улақлири еңишиду, бирликтә тиз пүкишиду; улар мошу жүкни қутқузалмайду,...» — демәк, бутлар адәм яки улақларға жүк болған өзлирини қутқузалмайла қалмай, бәлки улақларниму һалсизландуриду.
□46:3 «И Яқупниң җәмәти, ... анаңларниң қосиғидики чағдин тартип үстүмгә артилғанлар, балиятқудики чағдин тартип көтирилип кәлгәнләр...» — һәқиқий Худа адәмниң көтиришигә муһтаҗ әмәс, бәлки Өзи Өз хәлқигә ғәмхорлуқ қилип уларни көтириду.
■46:5 Йәш. 40:18, 25
■46:9 Йәш. 45:5, 14, 18, 21, 22; 48:12
■46:10 Зәб. 32:11; Пәнд. 19:21; 21:30; Ибр. 6:17
□46:11 «Күнчиқиштин житқуч бир қушни ...жирақ жуттин чақирғучидурмән...» — «житқуч бир қуш» Қорәшни көрситиду. Униң бир тәрипиниң әшәддийлигини Худа Исраилдин йошурмайду.
□46:12 «һәққанийлиқтин жирақ кәткән җаһиллар» — Худа жуқурида Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ 41:2-3, 25-, 44:24-45:11дә Исраилларни Бабилдин кәлгүсидики «Қорәш» дегән бир падиша арқилиқ қутқузимән, дәп җакалиқан. «Җаһиллар» болса Худаниң бу «Қорәш план»ини яқтурмайдиған Исраилларни көрсәтсә керәк; уларниң яқтурмайдиғанлиғи болса Қорәш Йәһудий әмәс, бәлки Парс болғанлиғи үчүн болиду.
□46:13 «Мән һәққанийлиғимни йеқин қилимән, у жирақлашмайду; шуниңдәк Мениң ниҗатим һәм кечикмәйду; Мән Зионға ниҗат йәткүзүп... беримән» — Худа йәнила меһри-шәпқитини көрситип, һәтта «җаһиллар»ғиму Қорәшниң ишлири арқилиқ ниҗатқа еришиштики пурсәтни кәлтүримән, дәйду.