8
8-күй •••• Худаниң инсан балисиға болған улуқ плани
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Гиттиф»та орунлансун дәп, Давут язған күй: —
 
И, Өз һәйвәңни асманлардинму жуқури тиклигән Пәрвәрдигар Рәббимиз,
Пүткүл йәр йүзидә намиң шунчә шәрәпликтур! ««Гиттиф»та орунлансун дәп...» — «Гиттиф» алимларниң пәрзичә «Гат» шәһиридин чиққан бир хил саз.
Өз рәқиплириң түпәйлидин,
Дүшмән вә қисасчиларниң ағзини етишкә,
Бовақлар вә әмгүчиләрниң ағзидин күч тиклидиңсән. Мат. 21:16
Мән бармақлириңниң ясиғини болған асманлириңға,
Сән мәзмут бекиткән ай-юлтузларға қариғинимда,
Сән инсанни сеғинидикәнсән,
Әнди адәм дегән немә еди?
Сән униң йениға келип йоқлайдикәнсән,
Инсан балиси қанчилик немә еди? Аюп 7:17; Зәб. 143:3; Ибр. 2:6
Чүнки Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиттиңсән,
Сән униңға шан-шәрәп вә шөһрәтләрни таҗ қилип бәрдиң. «Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиттиңсән...» — башқа икки хил тәрҗимиси бар: (1) «Сән униң орнини Худаниңкидин азғинә төвән бекиткәнсән»; (2) «Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин бир мәзгилликла төвән қилғансән».
Уни қолуңниң ясиғанлирини идарә қилишқа тиклидиң;
Сән барлиқ нәрсиләрни униң пути астиға қойғансән, 1Кор. 15:27
Җүмлидин барлиқ қой-калилар,
Даладики барлиқ җаниварлар,
Асмандики учар-қанатлар,
Деңиздики белиқлар,
Деңизларниң йоллиридин өткүчиләрниң барлиғини пути астиға қойдуң.
10 И Пәрвәрдигар Рәббимиз, пүткүл йәр йүзидә намиң немидегән шәрәплик-һә!
 
 

8:1-2 ««Гиттиф»та орунлансун дәп...» — «Гиттиф» алимларниң пәрзичә «Гат» шәһиридин чиққан бир хил саз.

8:3 Мат. 21:16

8:5 Аюп 7:17; Зәб. 143:3; Ибр. 2:6

8:6 «Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиттиңсән...» — башқа икки хил тәрҗимиси бар: (1) «Сән униң орнини Худаниңкидин азғинә төвән бекиткәнсән»; (2) «Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин бир мәзгилликла төвән қилғансән».

8:7 1Кор. 15:27