8
Муқәддәс бәндиләр үчүн сәдиқә қилиш
1 Амма, и қериндашлар, биз силәргә Худаниң Македонийәдики җамаәтләргә беғишлиған меһри-шәпқитини аян қилмақчимиз; 2 улар зор еғир җапа-мушәққәттә синалғинида, қаттиқ намрат әһвалда ешип ташқан шатлиғи билән уларниң очуқ қоллуғиниң байлиғи урғуп чиқти; 3 чүнки уларниң күчиниң баричә, һәтта күчидин артуқ хәйр-сахавәт қилғанлиғиға өзүм гува. Улар ихтияри билән шундақ қилип, 4 биздин муқәддәс бәндиләргә шу ярдәмдә болушниң бәхитигә вә шериклигигә муйәссәр болушни қаттиқ өтүнди;■ Рос. 11:29; Рим. 15:26; 1Кор. 16:2; 2Кор. 9:1. 5 шундақ қилип, улар күткинимиздәк әмәс, үмүт қилғинимиздин ешип өзлирини авал Рәбгә, андин Худаниң ирадиси билән бизгиму беғишлиди; 6 шуңа, Титус силәрдә бу меһриванлиқни башлиған екән, биз Титустин силәрни буниңға несипдаш қилип уни ада қилишқа өтүндуқ.
7 Амма силәр һәр тәрәптә, йәни ишәштә, сөздә, билимдә, толуқ әстайидиллиқта һәм бизгә болған меһир-муһәббитиңларда әвзәл болғиниңлардәк, мошу меһирлик иштиму өзүңларни әвзәл көрситиңлар.□ «бизгә болған меһир-муһәббитиңларда...» — башқа бир көчүрүлмидә: «бизниң силәргә болған меһир-муһәббитимиздә...» дейилиду (бу көчүрмә тоғра болса мәнаси бәлким: «бизниң силәргә болған меһир-муһәббитимиздин илһам-тәсәлли алғанлиғиңлар»ни көрсәтсә керәк). 8 Мән бу гәп билән силәргә буйруқ қилмақчи әмәсмән, бәлки башқиларниң қизғинлиғи арқилиқ муһәббитиңларниң һәқиқийлигини испатлимақчимән. 9 Чүнки силәр Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқитини билисиләр — гәрчә у бай болсиму, силәрни дәп йоқсул болдики, силәр униң йоқсуллуғи арқилиқ бейитилисиләр. 10 Мән бу тоғрилиқ пикримни оттуриға қойимән — бу силәргә пайдилиқ, чүнки силәр алдинқи жилила сәдиқә қилишта вә шуниңға ирадә бағлашта яхши башлидиңлар. □ «силәр алдинқи жилила сәдиқә қилишта вә шуниңға ирадә бағлашта яхши башлидиңлар» — «1Кор.» 16:2ни көрүң. 11 Әнди һазир уни ада қилиңлар; қизғин ирадә бағлиғиниңлардәк, бар дунияйиңлар билән шу ишқа әмәл қилиңлар. 12 Чүнки хәйр-сахавәткә бәл бағлиғучиға нисбәтән, соғиниң Худаға яриғидәк болуши қолида йоққа әмәс, бәлки қолида бариға бағлиқтур. ■ Пәнд. 3:28; Мат. 12:43; Луқа 21:3; 1Пет. 4:10. 13 Чүнки бу башқиларниң жүкини йениклитимән дәп, өзүңларни қийнаңлар дегиним әмәс, 14 бәлки силәрдә артуқ болғини һазирчә уларниң кам йерини толдурғинидәк, күнләрниң биридә уларда артуқ болғини силәрниң кам йериңларни толдуриду; шуниң билән тәңлишиду. 15 Худди муқәддәс язмиларда: «Көп жиққанларниңкидин ешип қалмиди, аз жиққанларниңму кәмлик қилмиди» дәп йезилғандәк болғай.□ «Көп жиққанларниңкидин ешип қалмиди, аз жиққанларниңму кәмлик қилмиди» — «Мис.» 16:18. ■ Мис. 16:18.
Титусниң вә хизмәтдашлириниң вәзиписи
16 Амма Титусниң қәлбигә силәргә болған көйүмүмгә охшаш көйүмни салған Худаға тәшәккүрләр болғай; 17 чүнки у дәрһәқиқәт бизниң илтимасимизни қобул қилғини билән, өзиниң силәргә күчлүк көйүми болғачқа, у өзлүгидин йениңларға барди; 18 амма биз униңға барлиқ җамаәтләр арисида хуш хәвәр хизмитидә тәрипләнгән қериндашни һәмраһ қилип әвәттуқ; 19 шуниңдәк у пәқәт шу тәрәптила әмәс, бәлки җамаәтләр тәрипидин бу хәйрлик ишта бизгә һәмсәпәр болушқа талливелинған еди. Әнди биз бу хәйр-сахавәтни болса, Рәбниң шан-шәривини һәм ярдәмдики қизғинлиғимизни көрситиш үчүн уни йәткүзүш хизмитидә болимиз; 20 шундақ қилип биз бу мол соғини мәсъул болуп йәткүзүштә һәр қандақ адәмниң бизниң үстимиздин төһмәт қилмаслиғи үчүн еһтият қилимиз. 21 Чүнки биз пәқәт Рәбниң алдидила әмәс, бәлки инсанларниң көз алдидиму ишимизни дурус қилишқа көңүл бөлүп келиватимиз. □ «Чүнки биз пәқәт Рәбниң алдидила әмәс, бәлки инсанларниң көз алдидиму ишимизни дурус қилишқа көңүл бөлүп келиватимиз» — Тәврат, «Пәнд.» 3:4ни көрүң. ■ Рим. 12:17. 22 Биз йәнә улар билән биллә көп ишларда интайин әстайидиллиғи нурғун қетим испатланған қериндашни әвәтмәкчимиз; һазир униң силәргә бағлиған зор ишәши түпәйлидин униң интайин әстайидиллиғи техиму күчлүк болди. 23 Титус тоғрилиқ соаллар болса у мениң һәмраһим вә хизмитиңларда болған һәмкаримдур; башқа икки қериндишимиз болса, улар җамаәтләрниң әлчилири, Мәсиһниң шан-шәривидур. 24 Шуңа, җамаәтләрниң көз алдида муһәббитиңларниң испатини, шундақла бизниң силәрдин пәхирлинишлиримизниң бекар әмәслигини уларға көрситиңлар.
■8:4 Рос. 11:29; Рим. 15:26; 1Кор. 16:2; 2Кор. 9:1.
□8:7 «бизгә болған меһир-муһәббитиңларда...» — башқа бир көчүрүлмидә: «бизниң силәргә болған меһир-муһәббитимиздә...» дейилиду (бу көчүрмә тоғра болса мәнаси бәлким: «бизниң силәргә болған меһир-муһәббитимиздин илһам-тәсәлли алғанлиғиңлар»ни көрсәтсә керәк).
□8:10 «силәр алдинқи жилила сәдиқә қилишта вә шуниңға ирадә бағлашта яхши башлидиңлар» — «1Кор.» 16:2ни көрүң.
■8:12 Пәнд. 3:28; Мат. 12:43; Луқа 21:3; 1Пет. 4:10.
□8:15 «Көп жиққанларниңкидин ешип қалмиди, аз жиққанларниңму кәмлик қилмиди» — «Мис.» 16:18.
□8:21 «Чүнки биз пәқәт Рәбниң алдидила әмәс, бәлки инсанларниң көз алдидиму ишимизни дурус қилишқа көңүл бөлүп келиватимиз» — Тәврат, «Пәнд.» 3:4ни көрүң.