Адәттики әһвал астида «муқәддәс қанунни билмигәнләр» Йәһудий әмәсләр («ят әлләр») ни көрситиду, «муқәддәс қанунни билгәнләр» Йәһудийларни көрситиду.
«Тәврат» вә «Тәврат қануни» тоғрилиқ «Тәбирләр»ниму көрүң. 13 (чүнки Худаниң алдида қанунни аңлиғанлар әмәс, бәлки қанунға әмәл қилғучилар һәққаний һесаплиниду. ■ Мат. 7:21; Яқ. 1:22; 1Юһа. 3:7. 14 Чүнки Тәврат қанунини билмәйдиған әлликләр тәбиий һалда бу қанунға уйғун ишларни қилса, гәрчә бу қанундин хәвәрсиз болсиму, Тәврат қануни уларда көрүнгән болиду. 15 Уларниң бу қилғанлири өз қәлблиригә қанун тәләплириниң пүтүклүк екәнлигини көрситиду; шуниңдәк, уларниң виҗданлириму өзлиригә һәқиқәтниң гувачиси болуп, ой-пикирлири өзини әйипләйду яки өзини ақлайду) 16 — мән йәткүзүп келиватқан бу хуш хәвәргә асасән Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ инсанларниң қәлбидә пүккән мәхпий ишлар үстидин һөкүм чиқиридиған күнидә жуқурида ейтилған ишлар чоқум йүз бериду.□ «жуқурида ейтилған ишлар чоқум йүз бериду» — «жуқурида ейтилған ишлар» 6-12-айәтләрдә ейтилған ишларни, демәк Худаниң сорақ қилидиғинини көрситиду. ■ Мат. 25:31.
■2:1 2Сам. 12:5; Мат. 7:1; 1Кор. 4:5.
■2:6 Зәб. 61:13; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; Рим. 14:12; 1Кор. 3:8; 2Кор. 5:10; Гал. 6:5; Вәһ. 2:23; 22:12.
□2:7 «һөрмәт-еһтирам вә бақийлиқ...» — грек тилида «һөрмәт-еһтирам вә чиримәслик...».
□2:9 «Йәһудийларға, андин Грекләргә...» — «Грекләр» (яки «Юнанлиқлар») мошу йәрдә вә 10-айәттә грек тилида , барлиқ Йәһудий әмәс әлликләр вә милләтләргә вәкил келиду.
■2:11 Қан. 10:17; 2Тар. 19:7; Аюп 34:19; Рос. 10:34; Гал. 2:6; Әф. 6:9; Кол. 3:25; 1Пет. 1:17.
□2:12 «Тәврат қануни» — яки пәқәт «қанун» яки «муқәддәс қанун», мошу йәрдә вә төвәндики барлиқ айәтләрдә Худа Муса пәйғәмбәргә чүшүргән қанунни көрситиду. Бу қанун Муқәддәс Китапниң авалқи бәш қисмини тәшкил қилған; шуңа Йәһудий хәлқи бәзидә мошу бәш қисимни «қанун-йолйоруқ» (ибраний тилида «Тораһ») дәп атайду. Әрәб тилидики «Тәврат» мошу сөздин чиққан. Адәттики әһвал астида «муқәддәс қанунни билмигәнләр» Йәһудий әмәсләр («ят әлләр») ни көрситиду, «муқәддәс қанунни билгәнләр» Йәһудийларни көрситиду. «Тәврат» вә «Тәврат қануни» тоғрилиқ «Тәбирләр»ниму көрүң.
■2:13 Мат. 7:21; Яқ. 1:22; 1Юһа. 3:7.
□2:16 «жуқурида ейтилған ишлар чоқум йүз бериду» — «жуқурида ейтилған ишлар» 6-12-айәтләрдә ейтилған ишларни, демәк Худаниң сорақ қилидиғинини көрситиду.
□2:17 «Худаға тәвәмән дәп махтансаң...» — грек тилида «Худада махтансаң...».
□2:24 «Силәрниң қилмишиңлар түпәйлидин Худаниң нами таипиләр арисида күпүрлүкқа учримақта» — «Йәш.» 52:5.
□2:25 «Тәврат қануниға әмәл қилсаң, хәтнә қилинғиниңниң әһмийити болиду, лекин униңға хилаплиқ қилсаң, хәтнә қилинғиниң хәтнә қилинмиғандәк һесаплиниду.» — демисәкму, Йәһудийлар Тәврат қануни бойичә хәтнә қилиду. Хәтниликниң өзи «Мән Худаниң адимимән» дегәнликни вә «Йәһудий болуш»ниң символи дәп қарилатти.
□2:29 «роһида Йәһудий болғини һәқиқий Йәһудийдур; униң хәтнә қилинғини хәтнә қанун дәстури арқилиқ әмәс, бәлки қәлбидә, роһтиндур» — «Роһтиндур» болса, Муқәддәс Роһтиндур. Бәзи алимлар «Роһтин»ни «роһта» дәп чүшиниду, шундақла бундақ айәтни «...хәтнә қәлбдә, роһта,... дәстуридин әмәстур» дәп тәрҗимә қилиду. Хәтнә тоғрилиқ «Әзакиял», «Филиппилиқларға» вә «Колоссиликләргә»дики «қошумчә сөз»лиримизни көрүң. «Бундақ кишиниң тәриплиниши инсанлар тәрипидин әмәс, бәлки Худа тәрипидин болиду» — ибраний тилида «Йәһуда» дегәнниң әслий мәнаси «махташ», «тәрипләш», «тәрип» дегәнликтур. Шуңа айәтниң тегидики мәнаси: ««Һәқиқий Йәһудий» болуш үчүн, у Худа тәрипидин тәрипләнгән («Йәһуда») болуши керәк.
■2:29 Қан. 10:16; Йәр. 4:4; Фил. 3:2, 3; Кол. 2:11.