□11:2 «Йерусалимға қайтқанда» — грек тилида «Йерусалимға чиққанда».
■11:3 Мис. 23:32; 34:15; Қан. 7:2; Юһ. 18:28.
□11:12 «һеч иккиләнмәй улар билән биллә бериш...» — яки «(Йәһудий яки Йәһудий әмәсләрни) һеч айримай улар билән биллә бериш...». «мошу алтә қериндаш» — шүбһисизки Йоппа шәһиридин кәлгән алтә қериндашниң шу чағда Петрусниң һәмраһлиғида болғанлиғини көрситиду.
■11:12 Рос. 10:19; 15:7.
□11:14 «у саңа сени вә пүткүл аиләңгә ниҗатлиқ йәткүзидиған бир хәвәрни ейтип бериду» дегән екән» — грек тилида «у саңа сени вә пүткүл аиләңгә қутқузуш васитә болған бир нәччә сөзләрни ейтип бериду».
□11:15 «Муқәддәс Роһ худди башта бизниң үстимизгә чүшкинидәк» — расул Петрусниң «башта» дегән сөзидин ениқки, у вә башқа етиқатчиларға нисбәтән Муқәддәс Роһниң өзлиригә кәлгәнлиги толуқ бир йеңи башлиниш болған еди.
■11:16 Йәш. 44:3; Йо. 2:28-29; Мат. 3:11; Мар. 1:8; Луқа 3:16; Юһ. 1:26; Рос. 1:5; 2:4; 19:4.
□11:19 «зиянкәшликкә учрап...» — грек тилида «азап-оқубәтләргә учрап...». «Сипрус арили вә Антакя шәһири қатарлиқ җайлар...» — бу Антакя «Сурийәдики Антакя» еди.
□11:20 «.. Рәб Әйсаниң хуш хәвирини Грекләргиму йәткүзди» — «Грекләр» «Йәһудий әмәсләр» еди, әлвәттә.
□11:21 «...товва қилип Рәбгә бағланди» — грек тилида «...(«өз йолидин») бурулуп Рәбгә бағланди».
□11:22 «... Шуниң билән улар Барнабасни Антакяғичә арилап өтүшкә әвәтти» — мәхсити бәлким, әһвални билип беқип, һәқиқий етиқатчилар болса уларни риғбәтләндүрүш еди.
□11:23 «Барнабас ... Худаниң меһри-шәпқитини көрди...» — бу дегәнликниң бәлким көп җәһәтлири бардур: — (1) адәмләр һәқиқәтән товва қилип рәбгә бағланса бу шүбһисизки, Худаниң меһри-шәпқитиниң зор нәтиҗисидур; (2) Худаниң меһри-шәпқити билән етиқатчиларда һәр хил мевә — муһәббәт, хошаллиқ, хатирҗәмлик қатарлиқлар пәйда болиду; (3) җамаәтниң өсүши вә көпийиши пәқәт Худаниң меһри-шәпқити биләнла болиду.
■11:23 Рос. 13:43; 14:22.
□11:26 «мухлисларниң «Христианлар» дәп тунҗа атилиши Антакядин башланди» — «Христианлар» дегән сөз бәлким авал «хрестос» («ахмақ» дегән мәнидә) дегән сөздин кәлгән мәсқирә характеридики сөз болуши мүмкин; лекин ахир берип асасий мәнаси яхши чиқти, йәни «Мәсиһләнгән Қутқазғучиниң (Мәсиһниң) адәмлири» («Мәсиһ» болса ибраний тилида «Машияһ» — грек тилида «Мәсиһләнгән Қутқазғучи»).
□11:28 «Агабус... Роһниң Вәһийи билән ... алдин-ала ейтти» — «Роһ» мошу йәрдә Муқәддәс Роһ, әлвәттә.
□11:29 «Буниң билән Антакядики мухлисларниң һәр бири өз қурбиға қарап пул жиғип, Йәһудийәдә туруватқан қериндашларға ярдәм беришни қарар қилди» — немишкә улар Йәһудийәдики қериндашларға алаһидә ярдәм әвәтмәкчи? (1) Йәһудий қериндашлар авал Худаниң хизмитини алға сүртүш үчүн көп йәрләрни сетивәткән еди («Рос.» 2-бап); (2) Йерусалим вә Йәһудийә өлкисидә болған зиянкәшлик бәк еғир болғачқа, етиқатчиларниң иқтисадий зийини бәлким аз әмәс еди.