9
Саулниң Әйсаға етиқат қилиши
Амма шу чағлар Саул һәр нәпәсидә Рәбниң мухлислириға техичә изчил қирғинчилиқ тәһдитлири селиватқан пәйт еди. У Баш каһинниң алдиға берип, «Саул һәр нәпәсидә Рәбниң мухлислириға техичә изчил қирғинчилиқ тәһдитлири селиватқан пәйт еди» — грек тилида «Саулниң һәр нәпәслири Рәбниң мухлислириға техичә изчил қирғинчилиқ тәһдитлири болуп,...».   Рос. 8:3; 22:4; 26:9; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13. Дәмәшқ шәһиридики синагогларға тәвсийә хети йезип беришни сориди. Шундақ болғанда, у Дәмәшқтә Мәсиһ йолидикиләрдин бирәрсини, мәйли әр болсун, аял болсун тепивалсила, бағлап тутқун қилип, Йерусалимға елип келишкә рухсәт болатти. «Мәсиһ йолидикиләр» — мошу йәрдә грек тилида пәқәт ««йол»дикиләр» дейилиду (чүнки етиқатниң пәқәт бирла йоли бардур). «Дәмәшқ шәһиридики синагогларға тәвсийә хети йезип беришни сориди. Шундақ болғанда, у Дәмәшқтә Мәсиһ йолидикиләрдин бирәрсини... тепивалсила, бағлап тутқун қилип, Йерусалимға елип келишкә рухсәт болатти» — Саул тутмақчи болғанлар Мәсиһгә етиқат қилған Йәһудийларла еди (униң Йәһудий әмәсләрниң Мәсиһкә етиқат қилишидин һеч хәвири болмиса керәк).
Дәмәшқтики синагоглар Дәмәшқ шәһирини башқурмиған, әлвәттә. Лекин шәһәрдә Йәһудийларниң тәсири хелә күчлүк болғачқа (23-айәтни көрүң) Саул Йәһудий ишәнгүчиләрни тутмақчи болса, уларниң ярдимини яки рухситини соримиса болмайтти.
Саул йолға чиқип, Дәмәшқ шәһиригә йеқинлашқанда, туюқсиз асмандин күчлүк бир нур чүшүп, униң әтрапини йорутувәтти. Рос. 22:6; 26:31; 1Кор. 15:8; 2Кор. 12:2. У йәргә жиқилди вә өзигә:
— Саул, Саул! Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән? — дегән бир авазни аңлиди. «Саул, Саул!» — адәмниң исмини икки қетим чақириш болса рәбниң униңға болған чоңқур меһир-муһәббитини вә өзигә толиму әзиз екәнлигини көрситиду.
— И Рәб, сән кимсән? — дәп сориди у.
Аваз: — Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Әйсадурмән. Рос. 5:39. Орнуңдин тур, шәһәргә кир, немә қилишиң керәклиги саңа ейтип берилиду» — деди. Луқа 3:10; Рос. 2:37; 16:30.
Униң билән биллә маңған адәмләр авазни аңлисиму, һеч кимни көрәлмигәчкә, шу йәрдә үн чиқиралмай турупла қалди. Дан. 10:7. Саул йәрдин туруп, көзлирини ечип қариди, лекин һеч нәрсини көрәлмиди. Һәмраһлири уни қолидин йетиләп Дәмәшққә елип кирди. У үч күнгичә көзи көрмәс болуп нә йемиди нә ичмиди.
10 Дәмәшқтә Ананияс исимлиқ мәлум бир мухлис бар еди. Рәб униңға бир ғайипанә көрүнүштә көрүнүп уни:
— Ананияс! — дәп чақирди.
— Мана мән, и Рәб, — дәп җавап бәрди у.
11 Рәб униңға:
— Сән дәрһал «Түз» дәп аталған кочиға берип, Йәһуданиң өйидин Тарсуслуқ Саул исимлиқ бирини сорап тап; чүнки мана, у дуа-тилавәт қиливатиду. Рос. 21:39; 22:3. 12 У дуа қиливатқинида, ғайипанә көрүнүштә Ананияс исимлиқ бир кишиниң келип, көзини көридиған қилиш үчүн үстигә қолини тәккүзгәнлигини көрди, — деди.
13 Ананияс:
— И Рәб, мән бу адәмниң хәвирини нурғун кишиләрдин аңлидим, у Йерусалимдики муқәддәс бәндилириңгә шунчә көп зиян-зәхмәт йәткүзгән! «у Йерусалимдики муқәддәс бәндилириңгә шунчә көп зиян-зәхмәт йәткүзгән!» — Инҗилда «муқәддәс бәндиләр» дегән ибарә көп йәрләрдә ишлитилгән. У грекчидә «муқәддәсләр» дәп ипадилиниду. «Тәбирләр»дә ейтқинимиздәк, «муқәддәс» дегән сөз «Худаға аталған», «Худаға хас», «Худаға мәхсус айрилған» дегән мәнини билдүриду.   Рос. 9:1; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13. 14 Һазир у мошу йәрдә намиңға нида қилғанларниң һәммисини тутуп бағлаш үчүн баш каһинлардин һоқуқ апту — деди.
15 Лекин Рәб униңға:
— Баривәр! Чүнки у намимни әлләрниң вә уларниң падишалириниң һәм Исраилларниң алдида аян қилиш үчүн өзүмгә алаһидә таллиған бир әсваптур. «... у намимни әлләрниң вә уларниң падишалириниң һәм Исраилларниң алдида аян қилиш үчүн...» — грек тилида «... у намимни әлләрниң вә уларниң падишалириниң һәм Исраилларниң алдида көтириш үчүн...».
«Әлләр» — ят әлләр, Йәһудий әмәсләр.
   Рос. 13:2; 22:21; Рим. 1:1; Гал. 1:15; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:1. 16 Чүнки мән униңға намим үчүн қанчилик азап-оқубәтләрни тартишиниң муқәррәр екәнлигини аян қилимән, — деди. Рос. 21:11; 2Кор. 11:23.
17 Буниң билән Ананияс берип, шу өйгә кирди; у қоллирини Саулниң үстигә тәккүзүп униңға:
— Қериндаш Саул, Рәб, йәни бу йәргә келиватқан йолуңда саңа көрүнгән Әйса, көзлириңни көрәләйдиған болсун дәп вә сениң Муқәддәс Роһқа толдурулушуң үчүн мени шәхсән өзи әвәтти, — девиди, Рос. 22:12. 18 Саулниң көзлиридин худди белиқ қасириғидәк болған бир нәрсиләр чүшүп, көзлири ечилип көрәләйдиған болди. У орнидин туруп, чөмүлдүрүшни қобул қилди. 19 У ғизаланғандин кейин, қувәтлинип мағдурға кирди.
 
Саулниң Дәмәшқтә хуш хәвәр җакалиши
20  Саул Дәмәшқтики мухлисларниң йенида бир нәччә күн турди вә вақитни өткүзмәй синагогларға кирип, «У киши Худаниң Оғлидур» дәп Әйсани җакалашқа башлиди. 21 Уни аңлиғанлар сөзлиридин интайин һәйран болушуп:
— Бу адәм Йерусалимда бу намға нида қилғучиларни қаттиқ вәйран қилған һелиқи адәм әмәсму? Бу йәргиму мошундақларни бағлап баш каһинларға тутуп бериш мәхситидә кәлгәнмиду? — дейишти.
22 Лекин Саулниң қайил қилиш күчи барғансери ешип, Әйсаниң Мәсиһ екәнлигини испатлап Дәмәшқтики Йәһудийларни паракәндичиликкә чөмдүрди. «Саулниң қайил қилиш күчи барғансери ешип,..» — яки, «Саул барғансери күчләндүрүлүп,...». «Дәмәшқтики Йәһудийларни паракәндичиликкә чөмдүрди» — яки «Дәмәшқтики Йәһудийларни буни рәт қилишқа амалсиз қалдурди».
23 Көп күнләрдин кейин, Йәһудийлар Саулни йоқатмаққа қәст қилмақчи болди. 24 Лекин Саул уларниң сүйқәстидин хәвәр тапти; уни тутуп өлтүрүш үчүн улар кечә-күндүз шәһәрниң қовуқлирида пайлап жүрди. 2Кор. 11:32. 25 Лекин мухлислар бир күни кечидә уни чоң севәткә олтарғузуп, сепил камаридин чүшүрди. «уни ... сепил камаридин чүшүрди» — яки, «уни... күнгүридин чүшүрди». «2Кор.» 11:33ниму көрүң.   Йә. 2:15; 1Сам. 19:12.
 
Саул Йерусалимда
26 Саул Йерусалимға йетип берип, у йәрдики мухлисларға қошулмақчи болди, лекин уларниң һәммиси униң мухлис екәнлигигә ишәнмәй, униңдин қорқти. Рос. 22:17. 27 Бирақ Барнабас уни елип берип, расуллар билән көрүштүрди. У уларға Саулниң Дәмәшқниң йолида Рәбни қандақ көргәнлигини, Рәбниңму униңға гәп қилғанлиғини чүшәндүрди вә униң Дәмәшқтә Әйсаниң намида қандақ җүръәтлик билән сөз-калам йәткүзгәнлигини уқтурди. Рос. 11:25. 28 Буниң билән, Саул Йерусалимда расуллар билән биллә очуқ-ашкарә жүрүп, жүрәклик һалда Рәбниң намида сөз-калам йәткүзәтти. «Саул Йерусалимда расуллар билән биллә очуқ-ашкарә жүрүп...» — грек тилида «Саул Йерусалимда расуллар билән биллә кирип-чиқип...». 29 У йәнә грекчә сөзлишидиған Йәһудийлар биләнму сөзлишип муназирилишәтти; нәтиҗиси, улар униңға қәст қилмақчи болди. 30 Қериндашлар бу иштин хәвәр тепип, уни Қәйсәрийә шәһиригә елип берип, андин у йәрдин Тарсус дегән шәһәргә йолға салди.
31 У чағда, пүткүл Йәһудийә, Галилийә вә Самарийәдики җамаәтләр бир мәзгил течлиққа еришип, етиқатта қурулди; Рәбниң қорқунучида меңип, Муқәддәс Роһниң риғбәт-тәсәллиси билән уларниң санлириму барғансери көпәймәктә еди. «у чағда...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шуниң билән...» яки «шуңа...».
 
Петрус Лидда вә Йоппа шәһәрлиридә яратқан мөҗизиләр
32 Шу вақитларда шундақ болдики, Петрус һәр қайси җайларни арилап жүргәндә, Лидда шәһиридики муқәддәс бәндиләрниму йоқлашқа чүшти. 33 У йәрдә у Әнеяс исимлиқ бир адәмни учратти. Бу адәм паләч болуп, орун тутуп ятқили сәккиз жил болған екән. «орун тутуп...» — грек тилида «палас тутуп...». 34 Петрус униңға:
— Әнеяс, Әйса, йәни Мәсиһ болғучи сени сақайтиду. Орнуңдин туруп, палисиңни жиғиштур! — деди.
У дәрһал орнидин турди. 35  Әнеясни көргән Лидда шәһиридики вә Шарон районидикиләрниң һәммиси товва қилип Рәбгә бағланди. «...Шарон районидикиләрниң һәммиси товва қилип Рәбгә бағланди» — грек тилида «Шарон районидикиләрниң һәммиси (өз йолидин) бурулуп Рәбгә бағланди».
36 Йоппа шәһиридә болса Табита исимлиқ бир аял мухлис бар еди (униң исми грекчидә «Доркас» еди). У һәрдайим яхши әмәлләр вә хәйр-сахавәтлик ишларға бериләтти. «Йоппа шәһири» — крек тилида исми «Йоппа». Һазирқи исми «Җаффа» яки «Хайфа». «...Табита....Доркас...» — «Табита» ибраний тилида, «Доркас» грек тилида «җәрән» дегән мәнидә. 37 Шу күнләрдә шундақ болдики, у кесәл болуп, өлүп кәтти. Кишиләр җәсәтни жуюп, үстүнки қәвәттики бир өйгә ятқузуп қойди. 38 Йоппа шәһири Лидда шәһиригә йеқин болғачқа, Йоппадики мухлислар Петрусниң Лиддада екәнлигини аңлап, униң алдиға икки адәм әвәтти. Улар: «Һаял болмай йенимизға кәлсәң!» — дәп йелинди. 39 Петрус орнидин туруп улар билән биллә Йоппаға барди. Йоппаға йетип келиши билән улар уни үстүнки қәвәттики өйгә башлап чиқти. Барлиқ тул аяллар Петрусниң әтрапиға олишип, жиға-зерә қилишип униңға Доркасниң улар билән биллә болған вақтида өзлиригә тикип бәргән көйнәк-кийимлирини көрситишти.
40 Лекин Петрус һәммәйләнни чиқириветип, тизлинип олтирип дуа қилди. Андин у җәсәткә қарап:
— Табита, орнуңдин тур! — деди.
Табита көзини ечип, Петрусни көрүп, орнида олтарди.
41 Петрус униңға қолини узитип уни йөләп турғузди вә муқәддәс бәндиләр билән тул аялларни чақирип, Доркасни уларға тирик тапшуруп бәрди. 42 Бу хәвәр пүткүл Йоппаға тарқилип, нурғун кишиләр Рәбгә етиқат қилди. «Бу хәвәр пүткүл Йоппаға тарқилип...» — мошу йәрдә «Йоппа» Йоппа (Җаффа) шәһириниң әтрапидики пүткүл йәрләрни көрсәтсә керәк. (һазирқи исми «Хайфа»). 43 Шундақ болдики, Петрус Йоппада Симон исимлиқ бир көнчиниң өйидә узун күнләр турди.
 
 

9:1 «Саул һәр нәпәсидә Рәбниң мухлислириға техичә изчил қирғинчилиқ тәһдитлири селиватқан пәйт еди» — грек тилида «Саулниң һәр нәпәслири Рәбниң мухлислириға техичә изчил қирғинчилиқ тәһдитлири болуп,...».

9:1 Рос. 8:3; 22:4; 26:9; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13.

9:2 «Мәсиһ йолидикиләр» — мошу йәрдә грек тилида пәқәт ««йол»дикиләр» дейилиду (чүнки етиқатниң пәқәт бирла йоли бардур). «Дәмәшқ шәһиридики синагогларға тәвсийә хети йезип беришни сориди. Шундақ болғанда, у Дәмәшқтә Мәсиһ йолидикиләрдин бирәрсини... тепивалсила, бағлап тутқун қилип, Йерусалимға елип келишкә рухсәт болатти» — Саул тутмақчи болғанлар Мәсиһгә етиқат қилған Йәһудийларла еди (униң Йәһудий әмәсләрниң Мәсиһкә етиқат қилишидин һеч хәвири болмиса керәк). Дәмәшқтики синагоглар Дәмәшқ шәһирини башқурмиған, әлвәттә. Лекин шәһәрдә Йәһудийларниң тәсири хелә күчлүк болғачқа (23-айәтни көрүң) Саул Йәһудий ишәнгүчиләрни тутмақчи болса, уларниң ярдимини яки рухситини соримиса болмайтти.

9:3 Рос. 22:6; 26:31; 1Кор. 15:8; 2Кор. 12:2.

9:4 «Саул, Саул!» — адәмниң исмини икки қетим чақириш болса рәбниң униңға болған чоңқур меһир-муһәббитини вә өзигә толиму әзиз екәнлигини көрситиду.

9:5 Рос. 5:39.

9:6 Луқа 3:10; Рос. 2:37; 16:30.

9:7 Дан. 10:7.

9:11 Рос. 21:39; 22:3.

9:13 «у Йерусалимдики муқәддәс бәндилириңгә шунчә көп зиян-зәхмәт йәткүзгән!» — Инҗилда «муқәддәс бәндиләр» дегән ибарә көп йәрләрдә ишлитилгән. У грекчидә «муқәддәсләр» дәп ипадилиниду. «Тәбирләр»дә ейтқинимиздәк, «муқәддәс» дегән сөз «Худаға аталған», «Худаға хас», «Худаға мәхсус айрилған» дегән мәнини билдүриду.

9:13 Рос. 9:1; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13.

9:15 «... у намимни әлләрниң вә уларниң падишалириниң һәм Исраилларниң алдида аян қилиш үчүн...» — грек тилида «... у намимни әлләрниң вә уларниң падишалириниң һәм Исраилларниң алдида көтириш үчүн...». «Әлләр» — ят әлләр, Йәһудий әмәсләр.

9:15 Рос. 13:2; 22:21; Рим. 1:1; Гал. 1:15; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:1.

9:16 Рос. 21:11; 2Кор. 11:23.

9:17 Рос. 22:12.

9:22 «Саулниң қайил қилиш күчи барғансери ешип,..» — яки, «Саул барғансери күчләндүрүлүп,...». «Дәмәшқтики Йәһудийларни паракәндичиликкә чөмдүрди» — яки «Дәмәшқтики Йәһудийларни буни рәт қилишқа амалсиз қалдурди».

9:24 2Кор. 11:32.

9:25 «уни ... сепил камаридин чүшүрди» — яки, «уни... күнгүридин чүшүрди». «2Кор.» 11:33ниму көрүң.

9:25 Йә. 2:15; 1Сам. 19:12.

9:26 Рос. 22:17.

9:27 Рос. 11:25.

9:28 «Саул Йерусалимда расуллар билән биллә очуқ-ашкарә жүрүп...» — грек тилида «Саул Йерусалимда расуллар билән биллә кирип-чиқип...».

9:31 «у чағда...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шуниң билән...» яки «шуңа...».

9:33 «орун тутуп...» — грек тилида «палас тутуп...».

9:35 «...Шарон районидикиләрниң һәммиси товва қилип Рәбгә бағланди» — грек тилида «Шарон районидикиләрниң һәммиси (өз йолидин) бурулуп Рәбгә бағланди».

9:36 «Йоппа шәһири» — крек тилида исми «Йоппа». Һазирқи исми «Җаффа» яки «Хайфа». «...Табита....Доркас...» — «Табита» ибраний тилида, «Доркас» грек тилида «җәрән» дегән мәнидә.

9:42 «Бу хәвәр пүткүл Йоппаға тарқилип...» — мошу йәрдә «Йоппа» Йоппа (Җаффа) шәһириниң әтрапидики пүткүл йәрләрни көрсәтсә керәк. (һазирқи исми «Хайфа»).