□17:3 «узун пәйлик чоң бир бүркүт Ливанға келип...» — тәмсилдики «Ливан» Йерусалимни көрситиду.
□17:4 «У (чоң бүркүт) әң жуқури юмран бихини үзүвелип, уни содигәрниң зиминиға апирип, тиҗарәтчиләрниң шәһиригә тикти» — тәмсилдики биринчи «чоң бүркүт» — Бабилниң императори Небоқаднәсар еди. У миладийәдин илгәрки 598-жилида Йерусалимға келип, Йәкония (яш падиша)ни, бәзи хан аилисидикиләр вә зиминдики әң уста һүнәрвәнләрни Бабилға апарди. Бу тәмсил 12-21-айәттә чүшәндүрүлиду.
□17:6 «У өсүп, кәң йейилип, пәс бойлуқ үзүм тели болуп чиқти» — «үзүм тели» Зәдәкия падишани көрситиду. У әслидә (Худаниң ирадиси бойичә) Бабил императориға беқинип ронақ тапти.
□17:7 «Әнди кәң қанатлиқ,... йәнә бир чоң бүркүт пәйда болди» — иккинчи чоң бүркүт шүбһисизки, Мисир падишаси (Псамметикус ИИ).
□17:15 «Бирақ у (Зәдәкия) Мисир бизгә атлар һәм чоң қошунни тәминлисун дәп әлчилирини шу йәргә әвәтип, униңға (Небоқаднәсарға) асийлиқ қилди» — бу айәттә интайин муһим сөз бар. Небоқаднәсар өзи бутпәрәс «капир», еди. Бирақ ениқ туридуки, Худаға ишәнгән, ишәнмигән болсун, Өз хәлқидин бириси башқа бириси билән әһдә яки тохтам қилған болса, Худа мошундақ әһдини Өзиниңки дәп қарайду; һәр қандақ етиқатчи башқа бир етиқатчи билән яки капир билән әһдә түзсә, вә әһдисини бузса, Худаниң Өзигә қарши чиққан болиду. 19-20-айәтни көрүң.
□17:17 «Болидиған җәңдә, улар келип нурғун кишиләрни қириш үчүн сепилға чиқидиған дөңлүкләрни селип,...» — «улар» мошу йәрдә Бабиллиқларни көрситиду. «Пирәвн күчлүк қошун һәм нурғунлиған әскәрләрни башлап кәлсиму, униң үчүн һеч немә қилип берәлмәйду» — дәрвәқә Пирәвнниң ярдими йоққа чиқти («Йәр.» 37-бап, 5-, 21-айәтни вә 32-бап, 1-2-айәтни селиштүрүп көрүң).
■17:17 2Пад. 25:1; Йәш. 29:3; Әз. 4:2
□17:19 «бәрһәқ, у кәмситкән қәсимим һәмдә бузған әһдәмни болса, буларни өз бешиға кийгүзимән» — йәнә диққәт қилишқа әрзийдуки, Небоқаднәсар Зәдәкияға ичкүзгән қәсәм вә униң билән түзгән әһдини Худа «Мениң қәсимим», «Мениң әһдәм» дәйду.
■17:20 Йәр. 4:12; 25:31; Әз. 12:13; 32:3
■17:21 Әз. 5:10, 12; 12:14; 16:40
□17:24 «... Мәнки Пәрвәрдигар егиз дәрәқни пәс қилдим, пәс дәрәқни егиз қилдим, йешил дәрәқни қағҗираттим, қақшал дәрәқни көкәртип барақсан қилдим» — шүбһисизки, бу ахирқи тәмсил Қутқузғучи-Мәсиһ вә Униң сәлтәнитини көрситиду. Һәр бир Исраилий киши Мәсиһниң Давут падишаниң нәслидин чиққанлиғини биләтти.