25
Небоқәднәсар Йерусалим шәһиригә бөсүп кирип, уни ишғал қилиду
Андин шундақ болдики, униң сәлтәнитиниң тоққузинчи жили, онинчи айниң онинчи күнидә Бабил падишаси Небоқәднәсар пүткүл қошуниға йетәкчилик қилип Йерусалимға һуҗум қилишқа кәлди; һәмдә уни қоршивелип баргаһ қуруп, униң әтрапида қаша-потәйләрни қурушти. « Небоқәднәсарниң сәлтәнитиниң тоққузинчи жили, онинчи айниң онинчи күни» — миладийәдин илгири 588-жили, 15-Январ еди.   2Тар. 36:17 Йәр. 32:2; 39:1; 52:4 Шуниң билән шәһәр Зәдәкияниң он биринчи жилиғичә муһасиридә турди. Шу жили төртинчи айниң тоққузинчи күни шәһәрдә еғир қәһәтчилик һәммини басқан вә зиминдикиләр үчүнму һеч аш-озуқ қалмиған еди. «зиминдикиләр үчүнму һеч аш-озуқ қалмиған еди» — башқа бир хил тәрҗимиси «әтрапидики зиминдикиләр үчүнму һеч аш-озуқ қалмиған еди». Бу тәрҗимә тоғра болса, «әтрапидики зиминдикиләр» шәһәр әтрапидики зиминдин қечип панаһ издәп шәһәргә киргәнләрни көрситиду.   Йәр. 52:6 Шәһәр сепили бөсүлди; барлиқ җәңгивар ләшкәрләр қачмақчи болуп, түн кечидә бәдәр тикиветишти. Улар падишаниң бағчисиға йеқин «икки сепил» арилиғидики дәрвазидин кетишти (калдийләр болса шәһәрниң һәрйенида туратти). Улар Иордан җилғисидики «Арабаһ түзләңлиги»ни бойлап қечишти. Лекин калдийләрниң қошуни падишани қоғлап Йерихо түзләңлигидә Зәдәкияға йетишти; униң пүтүн қошуни униңдин тарқилип кәткән еди. Вә улар падишани тутуп, Риблаһ шәһиригә, Бабил падишасиниң алдиға апарди; улар шу йәрдә униң үстигә һөкүм чиқарди. Бабил падишаси Зәдәкияниң оғуллирини униң көз алдида қәтл қилди; андин Зәдәкияниң көзлирини оювәтти; у уни мис кишәнләр билән бағлап, Бабилға елип барди.
 
Муқәддәс ибадәтханиниң харап қилиниши
Вә бәшинчи айниң йәттинчи күнидә (бу Бабил падишаси Небоқәднәсарниң он тоққузинчи жили еди) Бабил падишасиниң хизмәткари, пасибан беги Небозар-Адан Йерусалимға йетип кәлди. «бәшинчи айниң йәттинчи күни... Бабил падишаси Небоқәднәсарниң он тоққузинчи жили...» — миладийәдин илгири 586-жили, 14-Авғуст еди. «Йәр.» 52:12ниму көрүң. У Пәрвәрдигарниң өйини, падишаниң ордисини вә шәһәрдики барлиқ өйләрни көйдүривәтти; барлиқ бәһәйвәт имарәтләргә у от қоюп көйдүривәтти. 10 Вә пасибан беги йетәкчилигидики калдийләрниң пүткүл қошуни Йерусалимниң әтрапидики пүткүл сепилини өрүвәтти.
11 Пасибан беги Небозар-Адан шәһәрдә қалған башқа кишиләрни, Бабил падишаси тәрәпкә қечип тәслим болғанларни вә қалған һүнәрвәнләрни әсир қилип уларни елип кәтти. «қалған һүнәрвәнләр» — яки «топ-топ адәмләр». 12 Лекин пасибан беги зиминдики әң намратларниң бир қисмини үзүмзарлиқларни пәрвиш қилишқа вә териқчилиқ қилишқа қалдурди.
13 Калдийләр Пәрвәрдигарниң өйидики мистин ясалған икки түврүкни, дас тәгликлирини вә Пәрвәрдигарниң өйидики мистин ясалған «деңиз»ни чеқип, барлиқ мислирини Бабилға елип кәтти. «дас тәгликлири» — булар болса «деңиз»дин кичик болған дасларни көтиридиған тәгликләрни көрситиду. Бу айәтләрдә тилға елинған җабдуқ-бисатларни көпрәк чүшиниш үчүн «1Пад.» 7:8-51-айәтни көрүң.   2Пад. 20:17; Йәр. 20:5; 27:19 14 Улар йәнә ибадәттә ишлитилидиған идишлар, гүҗәк-бәлгүҗәкләр, лахшигирлар, пиялә-тәхсиләр һәм мистин ясалған барлиқ әсвапларни елип кәтти; 15 хушбуйданлар вә қачиларни болса, алтундин ясалған болсиму, күмүчтин ясалған болсиму, уларниң һәммисини пасибан беги елип кәтти. «хушбуйданлар вә қачиларни болса, ... уларниң һәммисини пасибан беги елип кәтти» — бу алтун-күмүч вә мистин ясалған барлиқ қача-қучилар вә барлиқ әсваплар Йәрәмия пәйғәмбәрниң илгәрки бир бешарити бойичә, 54 жилдин кейин Парс императори Қорәшниң пәрмани билән Йерусалимға қайтурулди («Йәр.» 27:21-22ни көрүң). 16 Вә Сулайман падиша Пәрвәрдигарниң өйи үчүн мистин ясатқан икки түврүк вә «деңиз»ни, шундақла дас тәгликлирини елип кәтти; бу мис сайманларниң еғирлиғини өлчәш мүмкин әмәс еди. 17 Биринчи түврүкниң егизлиги он сәккиз гәз, униң үстидики таҗи болса мис болуп, егизлиги үч гәз еди; униң пүтүн айланмиси тор шәклидә һәм анар нусхисида безәлгән еди, һәммиси мистин еди; иккинчи түврүкму униңға охшаш болуп, уму анар нусхисида безәлгән еди. «гәз» яки «җәйнәк»» — җәйнәктин қолниң учиғичә болған арилиқтур, тәхминән 40-45 сантиметр. «егизлиги үч гәз еди» — «Йәр.» 52:22дә «бәш гәз» дейилиду. Сәвәп, бәлким үстидики пәрдазлирини өз ичигә алиду.   1Пад. 7:15; 2Тар. 3:15; Йәр. 52:21
18 Пасибан беги Небузар-Адан болса баш каһин Серая, орунбасар каһин Зәфания вә ибадәтханидики үч нәпәр ишикбақарниму әсиргә алди. 19 У шәһәрдин ләшкәрләрни башқуридиған бир ағват әмәлдарни, шәһәрдин тапқан орда мәслиһәтчилиридин бәшини, йәрлик хәлиқни ләшкәрликкә тизимлиғучи, йәни қошунниң сәрдариниң кативини вә шәһәрдин атмиш нәпәр йәрлик кишини тутти. «бир ағват әмәлдар» — яки пәқәт «бир әмәлдар». 20 Пасибан беги Небузар-Адан буларни Бабил падишасиниң алдиға, Риблаһға елип барди. 21 Бабил падишаси Хамат зиминидики Риблаһда бу кишиләрни қиличлап өлтүрүвәтти.
Шу йол билән Йәһуда өз зиминидин сүргүн қилинди.
 
Йәһуда Бабилға сүргүн қилиниду
22 Йәһуда зиминида қалған кишиләрни, йәни Бабил падишаси Небоқаднәсар қалдурған кишиләрни болса, у уларни идарә қилиш үчүн, уларниң үстигә Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияни тайинлиди. Йәр. 40:5, 9 23 Далада қалған Йәһуданиң ләшкәр башлиқлири һәм ләшкәрлири Бабил падишасиниң Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияни зимин үстигә һөкүмранлиқ қилишқа бәлгүлигәнлигини аңлап қалди; шуниң билән бу ләшкәр башлиқлири адәмлири билән Мизпаһ шәһиригә, Гәдалияниң йениға кәлди; башлиқлар болса Нәтанияниң оғли Ишмаил, Кареаһниң оғли Йоһанан, Нәтофатлиқ Танхумәтниң оғли Серая вә Маакат җәмәтидин бирисиниң оғли Җаазания еди. Йәр. 40:7 24 Гәдалия улар вә адәмлиригә: «Калдийләргә беқиништин қорқмаңлар; зиминда олтирақлишип Бабил падишасиға беқиниңлар, шундақ қилсаңлар силәргә яхши болиду» дәп қәсәм қилди. 25 Әнди йәттинчи айда шундақ болдики, шаһзадә Әлишаманиң нәвриси, Нәтанияниң оғли Ишмаил он адәм елип келип, Гәдалияни һәм Мизпаһда униң йенида турған Йәһудийлар вә Калдийләрни уруп өлтүрди. 26 Шуниң билән барлиқ хәлиқ, кичик болсун, чоң болсун, вә ләшкәр башлиқлири орнидин туруп Мисирға кирди; чүнки улар Калдийләрдин қорқатти.
 
Йәһоакинниң сүргүн болуш җәряни
Йәр. 52:31-34
27 Вә шундақ болдики, Йәһуда падишаси Йәһоакин сүргүн болған оттуз йәттинчи жили он иккинчи айниң жигирмә йәттинчи күни муну иш йүз бәрди; Әвил-Меродақ Бабилға падиша болған биринчи жили, Йәһуда падишаси Йәһоакинниң қәддини көтирип, уни зиндандин чиқарди; «он иккинчи айниң жигирмә йәттинчи күни» — «Йәр.» 52:31дә «он икки айниң жигирмә бәшинчи күни» дейилиду. Азат болуш җәрянида нәччә күн өтсә керәк. 28 У униңға мулайим сөз қилип, униң орнини өзи билән биргә Бабилда турған башқа падишаларниң орнидин жуқури қилди; 29 Шуниң билән Йәһоакин зиндандики кийимлирини селиветип, өмриниң қалған һәр бир күнидә һәрдайим падиша билән биллә һәмдәстихан болушқа муйәссәр болди. 30 Униң несивиси болса, Бабил падишасиниң униңға беғишлиған дайимлиқ илтипати еди; бу илтипат күндилик еди, йәни униңға өмриниң һәр бир күни муйәссәр қилинған.

25:1 « Небоқәднәсарниң сәлтәнитиниң тоққузинчи жили, онинчи айниң онинчи күни» — миладийәдин илгири 588-жили, 15-Январ еди.

25:1 2Тар. 36:17 Йәр. 32:2; 39:1; 52:4

25:3 «зиминдикиләр үчүнму һеч аш-озуқ қалмиған еди» — башқа бир хил тәрҗимиси «әтрапидики зиминдикиләр үчүнму һеч аш-озуқ қалмиған еди». Бу тәрҗимә тоғра болса, «әтрапидики зиминдикиләр» шәһәр әтрапидики зиминдин қечип панаһ издәп шәһәргә киргәнләрни көрситиду.

25:3 Йәр. 52:6

25:8 «бәшинчи айниң йәттинчи күни... Бабил падишаси Небоқәднәсарниң он тоққузинчи жили...» — миладийәдин илгири 586-жили, 14-Авғуст еди. «Йәр.» 52:12ниму көрүң.

25:11 «қалған һүнәрвәнләр» — яки «топ-топ адәмләр».

25:13 «дас тәгликлири» — булар болса «деңиз»дин кичик болған дасларни көтиридиған тәгликләрни көрситиду. Бу айәтләрдә тилға елинған җабдуқ-бисатларни көпрәк чүшиниш үчүн «1Пад.» 7:8-51-айәтни көрүң.

25:13 2Пад. 20:17; Йәр. 20:5; 27:19

25:15 «хушбуйданлар вә қачиларни болса, ... уларниң һәммисини пасибан беги елип кәтти» — бу алтун-күмүч вә мистин ясалған барлиқ қача-қучилар вә барлиқ әсваплар Йәрәмия пәйғәмбәрниң илгәрки бир бешарити бойичә, 54 жилдин кейин Парс императори Қорәшниң пәрмани билән Йерусалимға қайтурулди («Йәр.» 27:21-22ни көрүң).

25:17 «гәз» яки «җәйнәк»» — җәйнәктин қолниң учиғичә болған арилиқтур, тәхминән 40-45 сантиметр. «егизлиги үч гәз еди» — «Йәр.» 52:22дә «бәш гәз» дейилиду. Сәвәп, бәлким үстидики пәрдазлирини өз ичигә алиду.

25:17 1Пад. 7:15; 2Тар. 3:15; Йәр. 52:21

25:19 «бир ағват әмәлдар» — яки пәқәт «бир әмәлдар».

25:22 Йәр. 40:5, 9

25:23 Йәр. 40:7

25:27 «он иккинчи айниң жигирмә йәттинчи күни» — «Йәр.» 52:31дә «он икки айниң жигирмә бәшинчи күни» дейилиду. Азат болуш җәрянида нәччә күн өтсә керәк.