4
Йерусалимниң муһасиригә елиниши
Әнди сән, и инсан оғли, бир кесәкни елип өз алдиңға қойғин; униң үстигә бир шәһәрни — йәни Йерусалимни оюп қойғин. «бир кесәкни елип өз алдиңға қойғин; униң үстигә бир шәһәрни — йәни Йерусалимни оюп қойғин» — кейинки айәтләргә қариғанда, бу «кесәк» Йерусалим шәһирини ипадиләш үчүн наһайити чоң кесәк болуш керәк еди. Андин уни муһасиригә елип, униңға потәйләрни қуруп, сепилға чиқидиған бир дөңлүк ясап, униң әтрапиға баргаһларни тикип вә сепилни бөскүчи базғанларни тикләп қойғин. 2Пад. 25:1 Бир төмүр тахтини елип, уни өзүң билән шәһәрниң арисиға тиклә; йүзүңни униңға қаритип тиклә; у муһасиригә елиниду, сән өзүң уни муһасиригә алисән; бу ишниң өзи Исраил җәмәтигә бешарәт болиду.
Вә сән, сол йениңға янпашлап ятқин; Исраил җәмәтиниң қәбиһлигини өз үстүңгә қой; солға янпашлап қанчә күн ятсаң, сән шунчә күн уларниң қәбиһлигини көтирисән. «Исраил җәмәтиниң қәбиһлигини өз үстүңгә қой» — мошу айәттики «Исраил җәмәти» болса, «шималий падишалиқ» (он қәбилә иттипақи)ни көрситиду. 7-айәттә «Йәһуда» «җәнубий падишалиқ»ни көрситиду. Мән саңа йетиш керәк болған күнләрни уларниң қәбиһлик қилған жиллири бойичә, йәни үч йүз тохсән күн қилип бекиткәнмән; шуниң билән сән Исраил җәмәтиниң қәбиһлигини көтирисән. Чөл. 14:34
Бу күнләр түгигәндин кейин, сән йәнә оң янпашлап йетип, Йәһуда җәмәтиниң қәбиһлигини көтирисән; саңа қириқ күнни бекиткәнмән, һәр бир күн бир жилни ипадиләйду. «Мән саңа йетиш керәк болған күнләрни .. үч йүз тохсән күн қилип бекиткәнмән; шуниң билән сән Исраил җәмәтиниң қәбиһлигини көтирисән; (5-айәт)... кейин, сән йәнә оң янпашлап йетип, Йәһуда җәмәтиниң қәбиһлигини көтирисән; саңа қириқ күнни бекиткәнмән, һәр бир күн бир жилни ипадиләйду» — Исраилниң 390 жиллиқ җазани вә Йәһуданиң 40 жиллиқ җазани көрүши тоғрилиқ қошумчә сөзимизни көрүң. Вә сән йүзүңни Йерусалимниң муһасирисигә қаритип, йеңиңни түргән һалда, уни әйипләп бешарәт берисән; вә мана, Мән үстүңгә арғамчиларни салимәнки, сән муһасириниң күнлирини түгәтмигичә уян-буянға һеч өрүлмәйсән. «мана, Мән үстүңгә арғамчиларни салимәнки, сән муһасириниң күнлирини түгәтмигичә уян-буянға һеч өрүлмәйсән» — йәнә 3-бап, 25-айәтни көрүң. Бу «арғамчилар» көрүнгән яки ғайиптин болсун, Әзакиялниң сол янҗилип андин оң янҗилип йетишиға ярдәм бәрди. Бәлким кәчтә (көрүватқан хәлиқ униң өйидин чиқип кәткәндин кейин) у өз мәйлигә қоюлған.
Вә сән өзүңгә буғдай, арпа, почақ, қизил маш териқ вә қара буғдайларни елип бир идиш ичигә сал; вә буниңдин өзүң үчүн тамақ тәйярлайсән; сән буни янпашлап ятқан күнләрдә, йәни үч йүз тохсән күндә йәйсән; 10 сән йәйдиған тамақ болса миқдари бойичә һәр күни жигирмә шәкәлдин болуши керәк; сән уни бәлгүләнгән вақитларда йәйсән; «жигирмә шәкәл» — йәни йерим қадақ — тәхминән 230 грам. 11 вә һәр күни суниму норма бойичә, йәни алтидин бир һин ичисән; һәр күндики бәлгүләнгән вақитларда ичисән. «алтидин бир һин» — ондин алтә литр әтрапида. «һәр күндики бәлгүләнгән вақитларда ичисән» — демисәкму, бундақ йемәк-ичмәк ачарчилиққа йүзләнгән әһвалда болиду.
12 Сән уни арпа көмичи шәклидә қилип йәйсән; сән уни уларниң көз алдида инсан ниҗасити үстидә пиширисән».
13 Пәрвәрдигар: «Исраиллар Мән уларни һайдап чиқиридиған әлләр арисида туруп шу һарам йолда өз ненини һарам йәйду» — деди. «Исраиллар Мән уларни һайдап чиқиридиған әлләр арисида туруп шу һарам йолда өз ненини һарам йәйду» — Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраилларға чоң-кичик тәрәтләр һәрдайим адәмзат турған җайлардин нери қилиниши керәк дәп буйруған (мәсилән, «Қан» 23:13-14). Шуңа «инсан ниҗасити отида» тамақ етиш мошу қанун бойичә болмайтти, әлвәттә.   Һош. 9:3
14 Андин мән: «И Пәрвәрдигар! Мән өзүмни һеч қачан булғап қоймидим, вә яшлиғимдин тартип бүгүнгә қәдәр мән өзи өлгәндин, яки житқучлар боғуп қойған нәрсидин һеч йемигәнмән; һеч қандақ жиркиничлик гөшкә ағзим тегип бақмиған!» — дедим. «Мән өзүмни һеч қачан булғап қоймидим, ... һеч қандақ жиркиничлик гөшкә ағзим тегип бақмиған!» — Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраилларға бәзи гөшләр (мәсилән, чошқа гөши)ни мәнъий қилған («Лав.» 11-бап, «Қан.» 14-бап). Униң үстигә өзлигидин өлгән, яки житқуч һайванлар тәрипидин өлтүрүлгүн һайванларниң гөшләрниму йейишкә болмайтти («Лав.» 22:8). Әзакиял өзи каһин болғачқа, мошу тәләпләр униң үчүн техиму қаттиқ болған.
15 Вә У маңа: «Мана, Мән саңа инсанниң ниҗаситиниң орниға калиниң тезигини бәрдим; сән нениңни шуниң үстидә пиширисән» — деди. «Мән саңа инсанниң ниҗаситиниң орниға калиниң тезигини бәрдим» — алимлар Худаниң мошу сөзлири үстидә икки хил пикирдә болған: (1) Худа Әзакиял пәйғәмбәргә бәргән буйруғини силиқлаштуруп, униңға ниҗаситиниң орнида кала тезигиниң отида (һалал дәп һесапланған) тамақ етишкә рухсәт қилған; (2) Худа пәйғәмбири үчүн мөҗизә яритип, униң ниҗаситини кала тезигигә айландурған; шуниң билән у һалал һалда тамақ йәйдиған болди.
Бизниңчә 2-пикир тоғридур. Чүнки шуниң билән уни күзитип жүргән жутдашлар буни билмәй, униң мошу «ашни һарам һалда йегәнлиги»гә қарап наһайити чөчүп кетәтти. Болмиса, пәйғәмбәрниң адәмни агаһландуридиған иш-һәрикәтлириниң әһмийити йоқ болатти.
16 Вә У маңа: «И инсан оғли, мана Мән Йерусалимда уларға йөләнчүк болған нанни қурутиветимән; улар нанни таразиға селип, уни тәшвиш ичидә йәйду, суни өлчәм билән алақзидилик ичидә ичиду; «Мән Йерусалимда уларға йөләнчүк болған нанни қурутиветимән» — сөзмусөз тәрҗимә қилғанда «Мән Йерусалимда «нан болған һаса»ни сундуриветимән». «Йөләнчүк» дегән сөз ибраний тилида адәттә «таяқ» яки «һаса»ни билдүриду. Мүмкинчилиги барки, қедимки заманларда Йәһудий хәлқи өз нанлирини бир таяқта (зихқа тизилғандәк) көтирип маңатти. Һәрһалда умумий мәнаси бизниң тәрҗимә қилғинимиздәк болиду.   Лав. 26:26; Йәш. 3:1; Әз. 5:16; 14:13 17 Чүнки нан вә су улардин қалиду; улар бир-биригә қаришип дәһшәт басиду, өз қәбиһлигидин қуруп кетиду».
 
 

4:1 «бир кесәкни елип өз алдиңға қойғин; униң үстигә бир шәһәрни — йәни Йерусалимни оюп қойғин» — кейинки айәтләргә қариғанда, бу «кесәк» Йерусалим шәһирини ипадиләш үчүн наһайити чоң кесәк болуш керәк еди.

4:2 2Пад. 25:1

4:4 «Исраил җәмәтиниң қәбиһлигини өз үстүңгә қой» — мошу айәттики «Исраил җәмәти» болса, «шималий падишалиқ» (он қәбилә иттипақи)ни көрситиду. 7-айәттә «Йәһуда» «җәнубий падишалиқ»ни көрситиду.

4:5 Чөл. 14:34

4:6 «Мән саңа йетиш керәк болған күнләрни .. үч йүз тохсән күн қилип бекиткәнмән; шуниң билән сән Исраил җәмәтиниң қәбиһлигини көтирисән; (5-айәт)... кейин, сән йәнә оң янпашлап йетип, Йәһуда җәмәтиниң қәбиһлигини көтирисән; саңа қириқ күнни бекиткәнмән, һәр бир күн бир жилни ипадиләйду» — Исраилниң 390 жиллиқ җазани вә Йәһуданиң 40 жиллиқ җазани көрүши тоғрилиқ қошумчә сөзимизни көрүң.

4:8 «мана, Мән үстүңгә арғамчиларни салимәнки, сән муһасириниң күнлирини түгәтмигичә уян-буянға һеч өрүлмәйсән» — йәнә 3-бап, 25-айәтни көрүң. Бу «арғамчилар» көрүнгән яки ғайиптин болсун, Әзакиялниң сол янҗилип андин оң янҗилип йетишиға ярдәм бәрди. Бәлким кәчтә (көрүватқан хәлиқ униң өйидин чиқип кәткәндин кейин) у өз мәйлигә қоюлған.

4:10 «жигирмә шәкәл» — йәни йерим қадақ — тәхминән 230 грам.

4:11 «алтидин бир һин» — ондин алтә литр әтрапида. «һәр күндики бәлгүләнгән вақитларда ичисән» — демисәкму, бундақ йемәк-ичмәк ачарчилиққа йүзләнгән әһвалда болиду.

4:13 «Исраиллар Мән уларни һайдап чиқиридиған әлләр арисида туруп шу һарам йолда өз ненини һарам йәйду» — Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраилларға чоң-кичик тәрәтләр һәрдайим адәмзат турған җайлардин нери қилиниши керәк дәп буйруған (мәсилән, «Қан» 23:13-14). Шуңа «инсан ниҗасити отида» тамақ етиш мошу қанун бойичә болмайтти, әлвәттә.

4:13 Һош. 9:3

4:14 «Мән өзүмни һеч қачан булғап қоймидим, ... һеч қандақ жиркиничлик гөшкә ағзим тегип бақмиған!» — Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраилларға бәзи гөшләр (мәсилән, чошқа гөши)ни мәнъий қилған («Лав.» 11-бап, «Қан.» 14-бап). Униң үстигә өзлигидин өлгән, яки житқуч һайванлар тәрипидин өлтүрүлгүн һайванларниң гөшләрниму йейишкә болмайтти («Лав.» 22:8). Әзакиял өзи каһин болғачқа, мошу тәләпләр униң үчүн техиму қаттиқ болған.

4:15 «Мән саңа инсанниң ниҗаситиниң орниға калиниң тезигини бәрдим» — алимлар Худаниң мошу сөзлири үстидә икки хил пикирдә болған: (1) Худа Әзакиял пәйғәмбәргә бәргән буйруғини силиқлаштуруп, униңға ниҗаситиниң орнида кала тезигиниң отида (һалал дәп һесапланған) тамақ етишкә рухсәт қилған; (2) Худа пәйғәмбири үчүн мөҗизә яритип, униң ниҗаситини кала тезигигә айландурған; шуниң билән у һалал һалда тамақ йәйдиған болди. Бизниңчә 2-пикир тоғридур. Чүнки шуниң билән уни күзитип жүргән жутдашлар буни билмәй, униң мошу «ашни һарам һалда йегәнлиги»гә қарап наһайити чөчүп кетәтти. Болмиса, пәйғәмбәрниң адәмни агаһландуридиған иш-һәрикәтлириниң әһмийити йоқ болатти.

4:16 «Мән Йерусалимда уларға йөләнчүк болған нанни қурутиветимән» — сөзмусөз тәрҗимә қилғанда «Мән Йерусалимда «нан болған һаса»ни сундуриветимән». «Йөләнчүк» дегән сөз ибраний тилида адәттә «таяқ» яки «һаса»ни билдүриду. Мүмкинчилиги барки, қедимки заманларда Йәһудий хәлқи өз нанлирини бир таяқта (зихқа тизилғандәк) көтирип маңатти. Һәрһалда умумий мәнаси бизниң тәрҗимә қилғинимиздәк болиду.

4:16 Лав. 26:26; Йәш. 3:1; Әз. 5:16; 14:13