«Әгәр бу жиркиничликлириңни көзүмдин нери қилсаң, вә шундақла йолдин йәнә тенәп кәтмисәң,... » — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әгәр бу жиркиничликлириңни көзүмдин нери қилсаң, әнди сән сәргәрдан болмайсән». 2 — әгәр сән: «Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм ичкиниңдә, у қәсәм һәқиқәт, адаләт вә һәққанийлиқ билән болса, ундақта ят әлләрму Униң намида өзлиригә бәхит тилишиду вә Уни өзиниң пәхир-шөһрити қилиду.■ Яр. 22:18; Йәш. 48:1
□4:1 «Мениң йенимға бурулуп қайтип кәл!» — бу ибарә бәлким «сәллимаза товва қил», «иккиләнмә!», «ала көңүллүк болма!» дегән мәнини интайин тәкитләйду. «Әгәр бу жиркиничликлириңни көзүмдин нери қилсаң, вә шундақла йолдин йәнә тенәп кәтмисәң,... » — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әгәр бу жиркиничликлириңни көзүмдин нери қилсаң, әнди сән сәргәрдан болмайсән».
□4:3 «Боз йериңларни чепип ағдуруңлар; тикәнлик арисиға уруқ чачмаңлар!» — бу сирлиқ айәт Йәһудадикиләрни надан деханларға, уларниң һаятлирини ахтарма йәргә охшитиду. «Немишкә һаятимиздин һеч қандақ бәхит, мувәппәқийәт йоқ?» дәп сориса, «Силәр уруқлирини тикәнләр арисиға териған деханларға охшаш, һеч һосуллуқ болмайсиләр» дәп җавап берилиду, әлвәттә. Деханлар һосул көрүш үчүн боз йәрлирини чепип, тикәнләрни жулуп ташлиши керәк болғиниға охшаш, Йәһудийлар өзлирини қозғап қаттиқ товва қилиши керәк, андин бәхитниң һосулини көриду.
□4:4 «қәлбиңларни сүннәт қилиңлар» — сөзмусөз тәрҗимиси: «қәлбиңлардики хәтниликни елип ташлаңлар». Демисәкму, Исраиллар әтлиридә сүннәт қилинғини билән уларниң көңүллири товисиз қаттиқ еди; шуңа пәйғәмбәр: «қәлбиңларни сүннәт қилиңлар» дәп агаһ бериду.
■4:4 Қан. 10:16; 30:6; Йәш. 65:5
□4:5 ««Жиғилиңлар! Мустәһкәм шәһәрләргә қечип кирәйли!» — дәп нида қилиңлар» — бу сөзләр бәлким башқа пәйғәмбәрләргә, яки «хәлиқ падичилири» болған падиша, һөкүмдарлар вә каһинлар қатарлиқларға ейтилиду (9-айәтни көрүң). Демәк, улар өз ихлассизлиғи, итаәтсизлиги түпәйлидин хәлиққә шундақ җар қилишқа мәҗбур қилиниду.
■4:7 Йәш. 5:29; Йәр. 2:15; 5:6
□4:10 «Силәр аман-тинич болисиләр» — бу айәттики: «Силәр аман-тинич болисиләр» дегән сөзләр сахта пәйғәмбәрләрниң сөзидур (6:14, 8:11 қатарлиқларни көрүң).
□4:11 «хәлқимниң қизи» — шундақла «пак қизим болған хәлқим», «Зион қизи» қатарлиқ ибариләр Худаниң Өз хәлқигә яки башқа хәлиқ (мәсилән, «Мисирниң қизи», (46:11))қә болған меһри-шәпқитини, уларға бағлиған муһәббитини көрситидиған мәнини өз ичигә алиду.
□4:13 «Мана, у топ булутлардәк келиду, униң җәң һарвулири қара қуюндәктур, униң атлири бүркүтләрдин тездур!» — «у» кимни көрситидиғанлиғи ейтилмайду. Бирақ алди-кәйни сөзләргә қариғанда, «у» 7-айәттики «әлләрни йоқатқучи» болған дүшмәнни көрситиду. Бәзи алимлар бу сөзләр шималдин келидиған «Скитлар»ни көрситиду, дәп қарайду. Лекин Скитларниң җәң һарвулири йоқ һәм улар шәһәрләрни «қоршавға алғучи»ларму (16-айәт) әмәс; шуңа биз бу сөзләрни Бабиллиқларни вә бәлким ахирқи замандики дәҗҗалниң қошунлирини көрситиду, дәп қараймиз.
□4:20 «чедирилим» ... «пәрдилирим»... — Йәрәмия пәйғәмбәр хәлқиниң азаплирини өзиниңки дәп һес қилип, «хәлқимниң чедирлирим» вә «хәлқимниң пәрдилири» демәй, бәлки «чедирилим» вә «пәрдилирим» тоғрилиқ сөзләйду.
□4:23 «Мән йәр йүзигә қаридим; мана, у шәкилсиз вә қуп-қуруқ болди; асманларғиму қаридим, у нурсиз қалди...» — демисәкму, бу айәттики вә төвәндики айәттики ишлар Йәрәмия пәйғәмбәргә Роһта көрситилгән аламәт көрүнүштур. Бу көрүнүш: (1) Исраил зимини Бабиллиқларниң таҗавузлуғи астида болидиған вәйранә һалитини; вә (2) шуниң билән бир вақитта ахирқи заманлардики һалитини көрситиду. Бу һаләт Худа җаһанни яратқинида йәр-зиминниң авалқи шәкилсиз, тәртипсиз һалитигә охшайду.
■4:27 Йәр. 5:10,18; 30:11; 46:28
□4:30 «өзүңни ясиғиниң» — бәлким Йәһуда ят әлләрдин яр-йөләк издигәндә ялақчилиқ қилғанлиғини көрситиду.
□4:31 «тунҗа балини туққандикидәк азапда болған Зион қизиниң авазини аңлаватимән» — оқурмәнләрниң есидә барки, «Зион» Йерусалим җайлашқан тағ болуп, «Зион» яки «Зион қизи» дегәнниң өзи Йерусалим яки Исраилни билдүриду.