««Ақилларниң әқиллири» йошурунивалиду» — демәк, уларниң әқли һеч әсқатмайду һәм башқилар алдида көрүнүшкә хиҗил болиду. ■ Йәр. 49:7; Об. 8; Мат. 11:25; 1Кор. 1:19
□29:1 «Ариәл» — Йерусалимни көрситиду, у «Худаниң қурбанлиқ суписиниң беши» дегәнлик, йәни қурбангаһқа от салидиған орун. Мошу исим, Худаға ибадәт қилидиған җай һәм Худаниң отиға учрайдиған җай екәнлигини билдүриду. Бәлким шу бабтики мәнаси шуки, Йерусалим Пәрвәрдигарға ибадәт қилидиған орун әмәс, бәлки итаәтсизлик түпәйлидин униң отлуқ ғәзивигә учрайдиған орун болуп қалди, дегәнлик. «Йәнә бир жил жилларға қошулсун» — мәнаси бәлким, «бир жилдин кейин» — демәк (2-8-айәткә асасән), Асурийә бир жилдин кейин Йерусалимни муһасиригә алиду. Ундақ болса, бешарәт миладийәдин илгәрки 702-жили берилгән. Толуқ айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: — «Жиллар көпрәк өтсун, һейт-байрамлар йәнила өткүзүлсун» қатарлиқ. Икки хил тәрҗимиси охшашла, вақитму яки һейт-байрамлардики диний паалийәтләрму силәрни қутқузмайду, дегән мәнини билдүриду.
□29:3 «Мән сени қапсап чедирлар тиктүрүп... потәйлири билән сени қоршивалимән» — бешарәт Асурийәниң һуҗумини көрсәткән әмәс, бәлки «барлиқ әлләрниң нурғунлиған қошунлири»ниң бир һуҗумини көрситиду (7-айәт); шуңа у Асурийәниң таҗавузидин кейин берилгән болса керәк. Униң үстигә, Худа «Ариәл»ни (һәр қетим ниҗатини рәт қилиши түпәйлидин) Бабилдин андин Римлиқлардин (миладийәдин кейинки 70-йил) қутқузған әмәс. Шуңа бешарәт ахирқи замандики көп әл-жутларниң (7-айәт) Йерусалимға, шундақла Исраилға қилидиған һуҗумини көздә тутиду.
■29:5 Аюп 21:18; Зәб. 1:4; 34:5; Йәш. 17:13; 30:13
□29:6 «...сәндин һесап алиду» — ибраний тилида «...сени йоқлайду».
□29:8 «... ойғанса, мана у һалидин кетиду, у йәнила уссузлуққа тәшна болиду; мана Зион теғиға қарши җәң қиливатқан әлләрниң нурғунлиған қошунлири дәл шундақ болиду» — демәк, бу чүшни көргән киши башқа әлләрниң қошунлирини көрситиду. Чүшидә көргән «тамақ-су» барлиқ әлләр жутувалмақчи болған Йерусалимни көрситиду. Әлләр «Йерусалим бизниңки» дәп хам хиял қилип, туюқсиз һәммидин айрилип, мәғлуп болиду.
□29:9 «Әнди арисалди боливерип, қаймуқуп кетиңлар!...» — бу айәт интайин муһим. Йәшая Асурийә яки башқа бесип киргән таҗавузчилардин қутулушни аллибурун алдин-ала ейтқан (36-37-бапларни көрүң). Әнди мошу қутулушларни көргәнләр йәнила Худаға ишәнмәй «тәсадипийлиқтин болған» яки «Мисир билән болған иттипақтин болған» десә қандақ болиду? Әгәр улар шу чағда «арисалди» болса, һеч қарарға техи кәлмисә, улар һәр қандақ бир ишта баш қатуридиған болиду. Йәшая уларниң шундақ каҗлиқ қилидиғанлиғини алдин билгән (Худаниң агаһини 6:10-айәттә көрүң). Шуңа у кинайә қилип, уларни шундақ қилишқа дәвәт қилиду.
□29:10 «Пәрвәрдигар силәргә ғәпләт уйқиси басқучи бир роһни төкүп... алдин көргүчиләрниму чүмкивәтти» — жуқуриқи изаһатта ейтқинимиздәк, улар Пәрвәрдигарниң карамәтлирини йәнила етирап қилмиғандин кейин, Худа уларни техиму өз каҗлиғида бекитип қойиду. Шундақ қилғини билән У уларни техи ташливәтмигән; У уларға әң ахирқи бир пурсәтни яритип бериду. Бу пурсәт 14-айәттә алдин-ала ейтилиду.
□29:12 «Китап саватсиз бирисигә берилип... у: — «Мән саватсиз» — дәйду» — саватлиқ киши болса «китап печәтләнгән» (печәтни бузушқа өзүмни аварә қилмаймән) дегән банини көрситиду. Саватсиз киши болса әлвәттә оқуялмайду; бирақ у саватлиқ кишидинму оқуп беришни соримайду. Демәк, нурғун адәмләр бу икки хил кишиләргә охшаш Худаниң бәргән вәһийсигә пәрвайим пәләк дәп жүривериду.
□29:13 «Мошу хәлиқ ағзи билән Маңа йеқинлашқанда... қәлби болса Мәндин жирақ турғачқа, Мәндин болған қорқуши болса, пәқәт инсан балисиниң пәтивалиридинла болиду, халас» — «Мат.» 15:7-9, «Мар.» 7:6-7ни көрүң.
□29:14 «Шуңа мана, Мән мошу хәлиқ арисида йәнә бир карамәт көрситимән; карамәт бир ишни карамәт билән қилимән» — Худа уларға сәвир-тақәт билән йәнә бир пурсәт бәрмәкчи. Бу пурсәтниң немә екәнлиги ениқ тилға елинмиған. Бирақ бу йәрдә дейилгән сөзләргә қариғанда бу карамәтниң «Асурийәдин қутулуш» дегән мөҗизидин бир нәччә һәссә жуқурилиғи, әҗайиплиғи, карамәтлиги вә тилсиматлиғи бар болуши мүмкин. Биз йәнә шундақ дәп қараймизки, Йәшая пәйғәмбәр мошу ишни китавиниң қалған қисмида бизгә ейтип бериду; оқурмәнләрниң өзи уни оқуп чүшинәләйду. «Шуниң билән уларниң данишмәнлириниң даналиғи йоқилиду; уларниң ақиллириниң әқиллири йошурунувалған болиду» — Худаниң ишлигән мошу карамитиниң нәтиҗиси дуниядики «данишмәнлик»ни өз-өзидин хиҗил қилиду. «1Кор.» 1:19ни көрүң. ««Ақилларниң әқиллири» йошурунивалиду» — демәк, уларниң әқли һеч әсқатмайду һәм башқилар алдида көрүнүшкә хиҗил болиду.
■29:14 Йәр. 49:7; Об. 8; Мат. 11:25; 1Кор. 1:19
□29:17 «Ливан мевилик бағға айландурулмамду? Мевилик бағ болса орман һесапланмамду?» — Ливан кона заманлардин тартип орманлири билән даңқи чиққан район болуп кәлгән. Мошу орман билән униң «мевилик бағ»лириниң рольлири алмаштурулған болса, ундақта жуқури орунда турғанлар яки тәкәббурлар пәс (бирақ йәнила яхши вә мевә беридиған) орунға бекитилиду вә кәмтәрләр болса жуқури орунға қоюлиду, демәкчи. Қандақла болмисун, нурғун кишиләрниң орунлирида алмишиш йүз бериду.
□29:21 «(Улар) дәрвазида туруп рәзилликкә тәнбиһ бәргүчи үчүн қапқан тәйярлап қойиду» — шәһәр дәрвазиси сот қилидиған җай еди.
□29:22 Шуңа Ибраһим үчүн бәдәл төләп қутқузған Пәрвәрдигар Яқупниң җәмәти тоғрилиқ мундақ дәйду: — «Һазир болса Яқуп хиҗиллиққа қалмайду, һазир болса у тит-тит болуп чирайи татирип кәтмәйду» — демәк: — (1) «Яқуп өз пәрзәнтлири (җәмәти) тоғрисида хиҗил болмайду». Яқуп һаят вақтида өзиниң он икки оғлиниң қилмишлиридин наһайити хиҗил болуп жүрәтти («Яр.» 34-бапни көрүң). Андин Яқуп кейинки дәвирдә пәрзәнтлириниң қилғанлирини көргән болса, техиму хиҗил болған болатти! Бирақ «һазир болса» (кәлгүсидә) адил, һәққаний, сап диллиқ «йеңидин туғулған», йеңи бир пәрзәнти, йеңи бир Исраил вуҗудқа келиду; Яқуп (тирилгән вақтида) улардин һеч хиҗил болмайду, әлвәттә. (2) «Униң чирайи татирип кәтмәйду» — Өз оғуллириниң бир-биригә һәсәтхор болғанлиғи түпәйлидин Яқуп көп җапа тартқан. У Йүсүпни «өлтүрүлгән» дәп узун жиллар матәм тутқан, андин әң яхши көридиған Биняминни «йоқап кәтти» дәп әнсирәп өләй дәп қалған. Бирақ өз пәрзәнтлири тоғрисида әнсирәшниң һаҗити йоқ — чүнки «һазир болса» һәр бири Худаниң башпанаһида аман-есән мәңгү туриду, шундақла бир-бири билән енақ өтүшиду.
□29:23 «Яқуп қолумниң ишлигән әмили болған, өз арисида турған әвлатлирини көргән вақтида...» — мошу 22-24-айәттә һәм Яқупниң өзини (Исраилни) һәм униң әвлатлирини (Исраилларни) көрситиду. Яқупниң өзи уларни көрүш үчүн өлүмдин тирилиши керәк, әлвәттә.