12
Йерусалим аһалисиниң сүргүн болушиниң сүрәтлиниши
1 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 И инсан оғли, сән асий бир җәмәт арисида турисән; уларниң көрүшкә көзи бар амма көрмәйду, аңлашқа қулиқи бар, амма аңлимайду, чүнки улар асий бир җәмәттур.
■ 3 Вә сән, и инсан оғли, сүргүн болғучиниң жүк-тақлирини тәйярлап қойғин; вә күндүздә уларниң көз алдида сүргүн болғучидәк өз җайиңдин башқа җайға барғин. Гәрчә улар асий бир җәмәт болсиму, еһтималлиғи йоқ әмәски, улар чүшинип йетиду.
4 Күндүздә уларниң көз алдида сүргүн болушқа тәйярлиған жүк-тақлардәк жүк-тақлириңни елип чиқ; андин кәч кирәй дегәндә уларниң көз алдида сүргүн болидиған кишиләрдәк җайиңдин чиқип кәткин;
□ 5 тамни колап тешип, жүк-тақлириңни елип чиққин;
□ 6 уларниң көз алдида буни мүрүңгә елип, гугумда көтирип чиқип кәткин; йәрни көрәлмәслигиң үчүн йүзүңни япқин; чүнки Мән сени Исраил җәмәтигә бешарәт қилдим.
□ 7 Вә мән буйрулған бойичә шундақ қилдим; күндүздә мән сүргүн болғучи кишидәк жүк-тақлиримни елип чиқтим; вә кәч киргәндә қолум билән тамни колап тешип, йүл-тақилиримни чиқирип, гүгүмдә уларниң көз алдида мүрәмгә елип көтирип маңдим.
8 Әтигәндә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилиди: —
9 «И инсан оғли, Исраил җәмәти, йәни асий бир җәмәт, сәндин: «Бу немә қилғиниң» дәп сориған әмәсму?
10 Уларға: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Бу жүкләнгән вәһий Йерусалимдики шаһзадә һәм шу йәрдики барлиқ Исраил җәмәтидикиләр тоғрилиқтур» — дегин.
□ 11 Уларға: «Мән силәр үчүн бешарәт. Мән қандақ қилған болсам, әнди уларғиму шундақ ишлар қилдурулиду; улар әсир болуп сүргүн болиду» — дегин.
12 Улар арисидики шаһзадә өз жүк-тақлирини гугумдә мүрисидә көтирип чиқиду; улар тамни колап тешип төшүктин нәрсилирини чиқириду; у өз йүзини йепип зиминни көрәлмәйдиған болиду.
■ 13 Шуниң билән Өз торумни униң үстигә яйимән, у Мениң қилтиғимда тутулиду; Мән уни Калдийләрниң зимини болған Бабилға апиримән, бирақ у у йәрни өз көзи билән көрмәйду; у шу йәрдә өлиду.
□ ■ 14 Униңға ярдәмләшкән өп-чөрисидикиләрниң һәммисини һәм барлиқ қошунлирини Мән барлиқ шамалға тарқитиветимән; Мән қилични ғилаптин суғуруп уларни қоғлаймән.
■ 15 Мән уларни әлләр арисиға тарқитивәткинимдә, мәмликәтләр ичигә таратқинимда улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
16 Бирақ уларниң ичидики аз бир қисмини, қилич, ачарчилиқ һәм ваба кесилидин халас қилимән; мәхситим шуки, уларға өзлири баридиған әлләрдә өзлиригә жиркиничлик қилмишлирини етирап қилдуруштин ибарәт; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
□
17 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
18 «Инсан оғли, өз нениңни титригән һалда йегин, сүйүңни дир-дир қилип әнсиригән һалда ичкин;
19 һәм шу зиминдики кишиләргә мундақ дәп ейтқин: «Рәб Пәрвәрдигар Йерусалимдикиләр вә Исраил зиминидә туруватқанлар тоғрилиқ мундақ дәйду: «Улар өз ненини әнсирәш ичидә йәйду, сүйини дәккә-дүккидә ичиду; чүнки зиминдә туруватқанларниң җәбир-зулуми түпәйлидин, у йәр һәммиси йәксан қилиниду.
■ 20 Аһалилик шәһәрләр харабә болуп, зимин вәйранә болиду; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр».
21 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
22 «И инсан оғли, Исраил зиминидә: «Күнләр узартилиду, һәр бир аламәт көрүнүш бекарға кетиду» дегән мақални ейтқини немиси?
□ 23 Әнди уларға: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән бу мақални йоқ қилимән; Исраилда бу мақал иккинчи ишлитилмәйду; сән әксичә уларға: «Күнләр йеқинлашти, һәр бир аламәт көрүнүшниң әмәлгә ашурулушиму йеқинлашти» — дегин.
24 Чүнки Исраил җәмәтидә ялған «аламәт көрүнүш» яки адәмни учурудиған палчилиқлар қайта болмайду.
25 Чүнки Мән Пәрвәрдигардурмән; Мән сөз қилимән, һәм қилған сөзүм чоқум әмәлгә ашурулиду, йәнә кечиктүрүлмәйду. Чүнки силәрниң күнлириңларда, и асий җәмәт, Мән сөз қилимән һәм уни әмәлгә ашуримән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар».
26 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
27 «И инсан оғли, мана, Исраил җәмәтидикиләр сениң тоғрилиқ: «У көргән аламәт көрүнүшләр узун күнләрдин кейинки вақитларни көрситиду, у бизгә жирақ кәлгүси тоғрилиқ бешарәт бериду» — дәйду. 28 Шуңа уларға: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мениң сөзлиримдин һеч қайсиси йәнә кечиктүрүлмәйду, бәлки қилған сөзүм әмәлгә ашурулиду, дәйду Рәб Пәрвәрдигар» — дегин».