3
Вә У маңа: — И инсан оғли, еришкиниңни йегин; бу язмини йәп, берип Исраил җәмәтигә сөз қилғин, деди. Йәр. 15:16; 2:8; Вәһ. 10:9
Шуниң билән мән ағзимни ачтим, У маңа язмини йегүзди. У маңа: — И инсан оғли, қосиғиңни тоқ қилип, ичи-бағриңни Мән саңа бәргән бу орам язма билән толдурғин, — деди. Шуниң билән мән йедим, ағзимда у һәсәлдәк татлиқ еди. Зәб. 18:11-12; 118:103; Вәһ. 10:10 Вә У маңа мундақ деди: «И инсан оғли, барғин, Исраил җәмәтигә барғин, Мениң сөзлиримни уларға йәткүзгин. Йәр. 1:17 Чүнки сән ғәйрий йезиқтики яки тили тәс бир әлгә әмәс, бәлки Исраил җәмәтигә әвәтилдиң; — ғәйрий йезиқтики һәм тили тәс, сөзлирини чүшәнгили болмайдиған көп әлләргә әвәтилмидиң; Мән сени шуларға әтәткән болсам, улар саңа қулақ салатти!
Бирақ Исраил җәмәти саңа қулақ салмайду, чүнки уларниң һеч бири Маңа қулақ селишни халимайду; чүнки пүтүн Исраил җәмәтиниң қапиқи тоң вә көңли қаттиқтур. Мана, Мән йүзүңни уларниң йүзлиригә қарши таштәк, вә сениң пешанәңни уларниң пешанилириға қарши таштәк қилдим. Йәр. 1:18; Мик. 3:8 Бәрһәқ, сениң пешанәңни чақмақ тешидин қаттиқ, һәтта алмастәк қилдим. Улардин қорқма, вә улар түпәйлидин дәккә-дүккигә чүшмә; чүнки улар асий бир җәмәттур». Йәр. 1:8,17; 5:3; Әз. 2:6; 1Пет. 3:14
10 Вә У маңа: — И инсан оғли, Мениң саңа ейтмақчи болған һәммә сөзлиримни көңлүңгә пүкүп қойғин, уларни көңүл қоюп аңлиғин. 11 Вә һазир барғин, сүргүн болғанларға, йәни өз елиңдикиләргә сөз қил, улар аңлисун, аңлимисун уларға: «Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду!» — дегин! — деди. Әз. 2:5, 7
12 Шуниң билән Роһ мени көтәрди, мән арқамдин зор шарқириған бир авазни аңлидим — «Пәрвәрдигарниң шан-шәривигә тәшәккүр-мәдһийә өз җайлирида оқулсун!» — «шуниң билән Роһ мени көтәрди,...» — «Роһ», шүбһисизки, Худаниң Роһи.   Әз. 8:3
13 — Һаят мәхлуқларниң қанатлириниң бир-биригә тегишкән авази, вә уларниң йенидики чақларниң авазлири бәһәйвәт шарқирақ бир сада еди. 14 Вә Роһ мени көтирип, жираққа апарди; вә мән қаттиқ азап, роһумдики ғәзәп билән бардим, вә Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумда күчлүк еди. «мән қаттиқ азап, роһумдики ғәзәп билән бардим,...» — Әзакиялниң дәрд-әлими вә роһиниң аччиқлиғи немә үчүн? Шүбһисизки, у Худаниң сөзини аңлап өз хәлқиниң қаттиқ көңүллүклигини чүшинип йетип, интайин азапланған вә уларниң Худаға болған вапасизлиғиға қаттиқ ғәзәпләнгән. 15 Шуниң билән мән Тәл-Абиб шәһиридә сүргүн болғанлар, йәни Кевар дәрияси бойида турғанларниң йениға йетип кәлдим; мән улар турған җайда олтардим; уларниң арисида йәттә күн һаң-таң қетип олтардим. Аюп 2:13
16 Мана йәттә күн тошуп, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
17 «И инсан оғли, Мән сени Исраил җәмәти үчүн күзәтчи қилип тиклидим; сән Мениң ағзимдин сөзни аңлап, уларға Мәндин болған агаһни йәткүзгин. Йәш. 62:6; Әз. 33:7; 1Тим. 3:1
18 Мән рәзилләргә: «Сән җәзмән өлисән» — десәм, бирақ сән уни агаһландурмисаң — йәни бу рәзил адәмни һаятқа еришсун дәп рәзил йолидин яндуруп, уни һаятқа еришсун дәп агаһландурмисаң, шу рәзил адәм өз қәбиһлигидә өлиду; бирақ Мән униң қени үчүн сәндин һесап алимән. «Шу рәзил адәм өз қәбиһлигидә өлиду» — ибраний тилида бу икки бислиқ сөз. Биринчи мәнаси: «У өз қәбиһлиги түпәйлидин өлиду». Иккинчи мәнаси: «У өз қәбиһлиги кәчүрүм қилинмиған һалда өлиду» — демәк, у Худаниң достлуғидин айрилған һалда өлиду. Бизниңчә иккинчи имканийәт бәлким тоғридур. Бәрибир һәммимиз өлимиз; бирақ Худадин айрилған һалда өлүш, һәқиқий һәм қорқунучлуқ өлүмдур.   Әз. 33:8
19 Бирақ сән әшу рәзил адәмни агаһландурсаңму, у рәзиллигидин, йәни өз рәзил йолидин янмиса, у өз қәбиһлигидә өлиду; лекин сән өз җениңни қутқузуп қалисән.
20 Яки болмиса бир һәққаний адәм өз һәққанийлиғидин йенип, қәбиһлик қилидиған болса, униң алдиға чомақ салсам, у өлиду; чүнки сән уни агаһландурмидиң, у өз гунайида өлиду, вә у қилған һәққаний ишлар әсләнмәйду; бирақ униң қени үчүн сәндин һесап алимән. Әз. 18:24; 33:12,13 21 Вә әгәр сән һәққаний адәмни гуна садир қилма дәп агаһландуруп турсаң, вә у гуна садир қилмиса, у чағда у җәзмән һаят қалиду, чүнки у агаһқа көңүл қойди; шуниң билән сән өз җениңни қутқузуп қалисән». «У чағда у җәзмән һаят қалиду, чүнки у агаһқа көңүл қойди» — бәзи алимлар, Худаниң бу сөзини пәқәт җисманий җәһәттики «өлүм» вә «һаят» дәп қарайду. Худаниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраил билән бекиткән әһдиси бойичә, Исраиллар униң пәрманлирида жүргән болса, умумән ейтқанда, көп бәхитлик, узун өмүрлүк болиду. Бирақ биз бу сөзләр бәлким җисманий тәрәптин болуши мүмкин болсиму, униңдинму муһими, роһий тәрәптинму ейтилған, дәп қараймиз. Демәк, сөзләр мәңгүлүк һаят вә мәңгүлүк өлүмгә қаритилған. Ундақ болмиса һәққаний адәм тоғрилиқ «униң қилған һәққаний ишлири әсләнмәйду» дегән агаһ сөзниң немә қорқунучлуғи болсун?
22 Вә Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумда туратти; У маңа: — Орнуңдин тур, түзләңликкә барғин, Мән шу йәрдә сән билән сөзлишимән, — деди. «У маңа: — Орнуңдин тур, түзләңликкә барғин, мән шу йәрдә сән билән сөзлишимән, — деди» — Худа Әзакиял билән сөзлишиш үчүн униң бир хилвәт җай («түзләңлик» яки «җилға»)ға чиқишини тәләп қилиду.
23 Шуниң билән мән орнумдин туруп, түзләңликкә чиқтим; вә мана, мән Кевар дәрияси бойида туруп көргән шан-шәрәптәк, Пәрвәрдигарниң шан-шәриви шу йәрдә туратти; көрүпла мән дүм жиқилдим. Әз. 1:3 24 Вә Роһ ичимгә кирип мени тик турғузди; У маңа сөз қилип мундақ деди: — «Барғин, өйгә кирип өзүңни бәнд қилғин. Әз. 2:2 25 Вә сән, и инсан оғли, мана, улар арғамчиларни үстүңгә селип, улар билән сени бағлайду; буниң билән сән талаға чиқалмай, әл-жут ичигә һеч кирәлмәйсән. «улар арғамчиларни үстүңгә селип, улар билән сени бағлайду» — «улар» зади ким? Башқа айәтләргә қариғанда Езакиялни «бағлиғанлар» әл-жуттикиләр әмәс; шуңа биз шундақ қараймизки, бу «улар» пәриштиләрдин ибарәт. Худа пәриштиләр арқилиқ «ғайип арғамчилар» яки «роһий арғамчилар» билән Әзакиял пәйғәмбәрни орнидин туралмайдиған қилиду: 4-бап, 8-айәтниму көрүң. 26 Шундақла уларға тәнбиһ бәргүчи болмаслиғиң үчүн, Мән сени гача қилип, тилиңни таңлийиңға чаплаштуримән; чүнки улар асий бир җәмәттур. «Мән сени гача қилип, тилиңни таңлийиңға чаплаштуримән» — бу «гачилиқ» адәттики гәп-сөзни көрситиду; униң арилиқта бәрибир Худа бәргән бешарәтләрни ейтиш мәсъулийити бар еди. Шуңа Худаниң мошу буйруғи билән Әзакиял хәқләр билән һеч саламлашмайтти, адәттикидәк гәпләрниму қилалмайтти. Бу гачилиқ бәш жилдин кейин, 24:27-айәттә түгәйду.   Әз. 2:5 27 Вә Мән сән билән сөзләшкинимдә, ағзиңни ечип, сән уларға: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду!» дәйсән; ким аңлаймән десә аңлисун, ким аңлимаймән десә аңлимисун; чүнки улар асий бир җәмәттур. «Мән сән билән сөзләшкинимдә, ағзиңни ечип, сән уларға: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду!» дәйсән...» — бу икки айәт (26-27)кә қариғанда, Худа Өзи пәйғәмбәрниң «гачилиғи»ни гаһи-гаһи үзиду вә шуниң билән Әзакиял хәлиқкә сөз қилиду. Башқа вақитларда у һеч гәп қилалмайтти.   Әз. 2:5, 7
 
 

3:1 Йәр. 15:16; 2:8; Вәһ. 10:9

3:3 Зәб. 18:11-12; 118:103; Вәһ. 10:10

3:4 Йәр. 1:17

3:8 Йәр. 1:18; Мик. 3:8

3:9 Йәр. 1:8,17; 5:3; Әз. 2:6; 1Пет. 3:14

3:11 Әз. 2:5, 7

3:12 «шуниң билән Роһ мени көтәрди,...» — «Роһ», шүбһисизки, Худаниң Роһи.

3:12 Әз. 8:3

3:14 «мән қаттиқ азап, роһумдики ғәзәп билән бардим,...» — Әзакиялниң дәрд-әлими вә роһиниң аччиқлиғи немә үчүн? Шүбһисизки, у Худаниң сөзини аңлап өз хәлқиниң қаттиқ көңүллүклигини чүшинип йетип, интайин азапланған вә уларниң Худаға болған вапасизлиғиға қаттиқ ғәзәпләнгән.

3:15 Аюп 2:13

3:17 Йәш. 62:6; Әз. 33:7; 1Тим. 3:1

3:18 «Шу рәзил адәм өз қәбиһлигидә өлиду» — ибраний тилида бу икки бислиқ сөз. Биринчи мәнаси: «У өз қәбиһлиги түпәйлидин өлиду». Иккинчи мәнаси: «У өз қәбиһлиги кәчүрүм қилинмиған һалда өлиду» — демәк, у Худаниң достлуғидин айрилған һалда өлиду. Бизниңчә иккинчи имканийәт бәлким тоғридур. Бәрибир һәммимиз өлимиз; бирақ Худадин айрилған һалда өлүш, һәқиқий һәм қорқунучлуқ өлүмдур.

3:18 Әз. 33:8

3:20 Әз. 18:24; 33:12,13

3:21 «У чағда у җәзмән һаят қалиду, чүнки у агаһқа көңүл қойди» — бәзи алимлар, Худаниң бу сөзини пәқәт җисманий җәһәттики «өлүм» вә «һаят» дәп қарайду. Худаниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраил билән бекиткән әһдиси бойичә, Исраиллар униң пәрманлирида жүргән болса, умумән ейтқанда, көп бәхитлик, узун өмүрлүк болиду. Бирақ биз бу сөзләр бәлким җисманий тәрәптин болуши мүмкин болсиму, униңдинму муһими, роһий тәрәптинму ейтилған, дәп қараймиз. Демәк, сөзләр мәңгүлүк һаят вә мәңгүлүк өлүмгә қаритилған. Ундақ болмиса һәққаний адәм тоғрилиқ «униң қилған һәққаний ишлири әсләнмәйду» дегән агаһ сөзниң немә қорқунучлуғи болсун?

3:22 «У маңа: — Орнуңдин тур, түзләңликкә барғин, мән шу йәрдә сән билән сөзлишимән, — деди» — Худа Әзакиял билән сөзлишиш үчүн униң бир хилвәт җай («түзләңлик» яки «җилға»)ға чиқишини тәләп қилиду.

3:23 Әз. 1:3

3:24 Әз. 2:2

3:25 «улар арғамчиларни үстүңгә селип, улар билән сени бағлайду» — «улар» зади ким? Башқа айәтләргә қариғанда Езакиялни «бағлиғанлар» әл-жуттикиләр әмәс; шуңа биз шундақ қараймизки, бу «улар» пәриштиләрдин ибарәт. Худа пәриштиләр арқилиқ «ғайип арғамчилар» яки «роһий арғамчилар» билән Әзакиял пәйғәмбәрни орнидин туралмайдиған қилиду: 4-бап, 8-айәтниму көрүң.

3:26 «Мән сени гача қилип, тилиңни таңлийиңға чаплаштуримән» — бу «гачилиқ» адәттики гәп-сөзни көрситиду; униң арилиқта бәрибир Худа бәргән бешарәтләрни ейтиш мәсъулийити бар еди. Шуңа Худаниң мошу буйруғи билән Әзакиял хәқләр билән һеч саламлашмайтти, адәттикидәк гәпләрниму қилалмайтти. Бу гачилиқ бәш жилдин кейин, 24:27-айәттә түгәйду.

3:26 Әз. 2:5

3:27 «Мән сән билән сөзләшкинимдә, ағзиңни ечип, сән уларға: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду!» дәйсән...» — бу икки айәт (26-27)кә қариғанда, Худа Өзи пәйғәмбәрниң «гачилиғи»ни гаһи-гаһи үзиду вә шуниң билән Әзакиял хәлиқкә сөз қилиду. Башқа вақитларда у һеч гәп қилалмайтти.

3:27 Әз. 2:5, 7