Бәзи алимлар бу сөзләрни: «Андин Пәрвәрдигар ... рәһим-шәпқәтни көрситиду... бәрһәқ мундақ дәйду: ... » дәп тәрҗимә қилиду.
□2:1 «Зион теғида канай челиңлар» — «Зион» яки «Зион теғи» — Йерусалим шәһири, җүмлидин муқәддәс ибадәтхана җайлашқан тағдур. «Зион» бәлким «көрүнәрлик» дегән мәнидә. У дайим Худаниң Өз хәлқигә һимайә болғиниға символ болиду. «канай челиңлар» — ибраний тилида «бурға челиңлар».
■2:1 Йо. 1:15; Зәф. 1:14, 15
□2:8 «Қуралларға етилсиму, яриланмай өтүп маңиду» — бир нәччә хил тәрҗимиси болуши мүмкин. Ибраний тилини чүшиниш тәс.
■2:10 Йәш. 13:10; Әз. 32:7; Йо. 2:31, 3:15
■2:11 Йәр. 30:7; Ам. 5:18; Зәф. 1:15
□2:13 «Кийим-кечигиңларни әмәс, бәлки жүрәк-бағриңларни тилип,...» — кона заманларда қаттиқ қайғу-һәсрәтни билдүрүш үчүн хәқләр кийимлирини житатти.
■2:13 Мис. 34:6; Зәб. 85:15; Юн. 4:2
□2:15 «канай челиңлар» — ибраний тилида «бурға челиңлар».
□2:16 «Әлни жиғиңлар, җамаәтни пакландуруңлар» — мошу «пакландуруш» бәлким һәр бир адәмни Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән муқәддәс қанунда бекитилгән һәр бир һарам нәрсидин айриветиш дегәнликтур. «Той қиливатқан жигит өз өйидин, ятлиқ болидиған қиз һуҗрисидин чиқсун» — «Қан.» 20:7, 24:5 билән селиштурсақ, вәзийәтниң җиддийлиғи техиму ениқ көрүниду.
□2:17 «(Ибадәтханидики) айван билән қурбангаһ оттурисида жиға-зерә көтириңлар» — немишкә әшу җайда шундақ қилиш керәк? Пикримизчә, бу әмир бир нәччә жил илгәрки бир вақиә билән зич мунасивәтлик, йәни Йәһуданиң падишаси Йоаш Зәкәрия дегән каһин-пәйғәмбәрни дәл әшу йәрдә өлтүрүвәткән («2Тар.» 24:21 һәм «Мат.» 23:35ни көрүң). «Өз мирасиңни хорлуқтин сақлап... » — «Пәрвәрдигарниң мираси» мошу йәрдә, шүбһисизки, өз хәлқини көрситиду.
■2:17 Зәб. 41:11; 78:10; 114:2
□2:19 «Андин Пәрвәрдигар ... рәһим-шәпқитини көрсәтти (18-айәт)... Өз хәлқигә мундақ деди: ... » — қариғанда хәлиқ Худаниң сөзи бойичә дуа-тилавәт қилған, Худа дәрвәқә уларниң дуасиға һазир җавап бериду. Бәзи алимлар бу сөзләрни: «Андин Пәрвәрдигар ... рәһим-шәпқәтни көрситиду... бәрһәқ мундақ дәйду: ... » дәп тәрҗимә қилиду.
□2:20 «Һәм шималдин кәлгүчини силәрдин жирақ қилип,...» — «шималдин кәлгүчи» болса бәлким бирла вақитта бизгә икки бешарәтни тәң көрситип бериду. Биринчидин, Йоел пәйғәмбәрниң заманидики, шималдин кәлгән «чекәткә қошуни»ни көрситиду; иккинчидин, ахирқи замандики, шималдин келидиған, Исраил хәлқигә һуҗум қилидиған, Шәйтан қозғайдиған чоң бир қошунниму көрситиду. «Қошумчә сөз»имизниму көрүң. «Униң алди қисмини шәрқий деңизға, кәйни қисмини ғәрбий деңизға...» — «шәрқий деңиз» «Өлүк Деңиз»ни, «Ғәрбий Деңиз» «Оттура Деңиз»ни көрситиду. «Чүнки У (Пәрвәрдигар) «чоң ишларни қилғучимән...» — башқа бир хил тәрҗимиси «Чүнки У (Пәрвәрдигар) улуқ ишларни қиливатиду» (21-айәттикидәк).
□2:21 «Чүнки Пәрвәрдигар улуқ ишларни қилған» — яки «чүнки Пәрвәрдигар улуқ ишларни қиливатиду».
□2:23 «Чүнки У һәққанийлиқ бойичә силәргә «авалқи ямғурлар»ни бериду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки У силәргә «һәққанийлиқни үгәткүчи»ни әвитиду, һөл-йеғин бериду». Икки тәрҗимиси бәлким тәң инавәтлик болуши мүмкин; ундақта «һәққанийлиқни үгәткүчи» Қутқузғучи-мәсиһни көрситиши керәк болиду. «У силәргә һөл-йеғин бериду, йәни башта болғандәк «авалқи ямғурлар» һәм «кейинки ямғурлар»ни яғдуриду» — «авалқи ямғурлар» (яки «дәсләпки ямғурлар») Қанаанда 10-айда яғиду вә униң вастиси билән тупрақ юмшитилип, йәр һайдаш андин уруқ чечиш мүмкин болиду. «Кейинки ямғурлар» Исраилда 3- яки 4-айда йеғип, әтиязлиқ зираәтләрни пишириш рольини ойнайду. Шуңа һәр бир дехан «кейинки ямғур»ға тәшнадур, уни бәк қәдирләйду.
□2:28 «Силәрниң оғул-қизлириңлар бешарәт бериду» — яки «силәрниң оғул-қизлириңлар пәйғәмбәрлик қилиду».
■2:28 Йәш. 44:3; Әз. 39:29; Рос. 2:17
■2:31 Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш.13:10; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29; Рос. 2:20; Вәһ. 6:12-13
□2:32 «Пәрвәрдигар чақирмақчи болған «қалдиси»лар...» — яки «Пәрвәрдигар чақириватқан «қалдиси»лар...». «(Пәрвәрдигарниң) «қалдиси»» — Тәвратта, пәйғәмбәрләрниң язмилирида көп көрүлидиған тема яки мавзудур. Исраил хәлқиниң һәм әлләрниң көп қисми Худадин жирақлишип кәткән болсиму, улар арисида Худаниң меһри-шәпқити билән, Өзигә садиқ бир «қалдиси»ниң һаман һәрдайим тепилидиғанлиғи көрситилиду.