■4:1 Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 1:23; 11:31; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тес. 2:5; 1Тим. 5:21; 6:13.
□4:2 «Худаниң сөз-каламини җакала; вақит-пурсәт яр бәрсун-бәрмисун, униңға җиддий қара» — «вақит-пурсәт яр бәрсун-бәрмисун» дегәнликниң мәнаси, хәқләр Худаниң сөзини қобул қилсун қилмисун, уларға яқсун яқмисун Худаниң адиминиң вәзиписи һаман амал қилип сөз-каламни уларға йәткүзүштин ибарәт.
□4:3 «... қулақлириға хуш яқидиған сөзләрни аңлаш үчүн әтрапиға өз шәһвәт-һәвәслиригә уйғун тәлим бәргүчиләрни топлайду» — «қулақлириға хуш яқидиған сөзләрни аңлаш үчүн» грек тилида «қулақлири қичишқан болуп,..» дегән ибарә билән ипадилиниду. Бу ибарә: «улар һәрдайим йеңи нәрсиләрни аңлиғачқа» дегән башқа бир хил чүшәнчиниму бериду.
□4:6 «җеним қурбанлиқниң «шарап һәдийә»сидәк төкүлидиған вақит йетип кәлди» — Павлус өзиниң һаятини Тәврат дәвридики қурбанлиқлар үстигә төкүлидиған «шарап һәдийә»гә охшитиду. Диққәт қилишқа әрзийдуки, униң йеқин арида болидиған өлүмини қурбанлиққа әмәс, пәқәт бир «шарап һәдийә»гә охшитиду, халас. Шүбһисизки, униң мәнаси «улуқ қурбанлиқ» Әйса Мәсиһниңкидур.
□4:7 «Гөзәл күрәшни мән қилип болдум» — «күрәш» (қаттиқ елишиш мусабиқиси, грек тилида «агон») дегән сөз тоғрилиқ «Тимотийға (1)»дики (6:12 тоғрилиқ) «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□4:8 «Уни, һәққаний сорақчи болған Рәб шу күнидә маңа, шундақла ялғуз маңила әмәс, Униң келип аян болушиға тәлпүнүп турғанларниң һәммисигә инъам қилип кийгүзиду» — «шу күни» Рәбниң қайта келидиған күни, әлвәттә.
■4:11 Рос. 15:37; Кол. 4:10,14; Флм. 24.
□4:13 «келишиңдә Троас шәһиридә Карпусниң йениға қалдуруп қойған йепинчам билән китапларни, болупму орам терә язмиларни биллә алғач кәлгин» — бу айәт үстидә «қошумчә сөз»имиздә қисқичә тохтилимиз.
□4:16 «Тунҗи қетимлиқ сорақта мениң ақлинишимға ярдәм қилидиған һеч ким чиқмиди, һәммиси мени ташлап кәтти. Бу иш уларға һесапланмиғай!» — бу айәт үстидә «қошумчә сөз»имиздә қисқичә тохтилимиз.
□4:17 «шуниң билән мән ширниң ағзидин қутқузивелиндим» — Павлус Қәйсәр Нерониң биринчи сориғидин қутулди. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
□4:19 «Приска билән Аквилаға вә Онесифорниң аилисидикиләргә мәндин салам ейт» — «Приска» болса «Прискилла»ниң қисқартилған шәкли («Рос.» 18:2). Аквила вә Прискилла әр-аял еди.
□4:22 «Рәб Әйса Мәсиһ роһуң билән биллә болғай! » — бәзи кона көчүрмиләрдә пәқәт «Рәб роһуң билән биллә болғай!» дейилиду.