10
Тигрис, йәни «Диҗлә» дәрияси бойида көргән ғайипанә көрүнүш
Қорәш Парсқа сәлтәнәт қилған үчинчи жили, Даниял (йәнә бир исми Бәлтәшасар болған)ға бир хәвәр вәһий қилинди. У хәвәр ишәшликтур — лекин наһайити қаттиқ җәң җудунлири тоғрисидидур. Даниял бу хәвәрни чүшәнди вә ғайипанә аламәт тоғрисида чүшәнчигә егә болди. «лекин наһайити қаттиқ җәң җудунлири тоғрисидидур» — яки «лекин наһайити қаттиқ синашлар тоғрисидидур».
У чағда мәнки Даниял толуқ үч һәптә аһ-зар көтирип матәм туттум. «толуқ үч һәптә аһ-зар көтирип матәм туттум» — ибраний тилида «толуқ үч һәптә... матәм қилдим» — бу мәлум бир өлгүчи уруқ-туққини үчүн әмәс, бәлки Исраил хәлқиниң өлүк роһий һалитигә болған матәм, әлвәттә. Үч һәптигичә һеч қандақ назу-немәт йемидим, гөш йемидим, шарап ичмидим вә тенимгә пурақлиқ май сүрмидим. «тенимгә пурақлиқ май сүрмидим» — ибраний тилида «өзүмни мәсиһ қилмидим». Биринчи айниң жигирмә төртинчи күни, мән улуқ дәрия, йәни Диҗлә дәриясиниң бойида туруп, Яр. 2:14 бешимни көтирип көзүмни асманға тиктим, канап кийип, белигә Уфаздики сап алтун кәмәр бағлиған бир адәмни көрдүм. Вәһ. 1:13, 14, 15 Униң тени сериқ яқуттәк җулалинип, йүзлири чақмақтәк ялтирлап, көзлири йенип турған оттәк чақнайтти; униң пут-қоллири пақирап туридиған мистәк валилдайтти; авази зор бир топ адәмниң авазидәк җараңлайтти.
Ғайипанә көрүнүшни ялғуз мәнки Даниялла көрдүм, йенимдикиләр аламәтни көрмигән еди. Амма зор бир вәһимә уларни бесип, интайин титрәп кетишти, мөкүнүвалғидәк йәрни издәп қечип кәтти. У йәрдә өзүм ялғуз қелип бу карамәт ғайипанә көрүнүшни көрдүм. Қилчә мағдурум қалмиди, чирайим қаттиқ өзгирип өлүк адәмдәк болуп қалдим, пут-қоллиримда бир азму мағдур қалмиди. «чирайим қаттиқ өзгирип ...» — ибраний тилида «шан-шәривим қаттиқ өзгирип ...» яки «чирайлиқлиғим қаттиқ өзгирип ...».   Дан. 7:28
Лекин униң авазини аңлидим. Униң авазини аңлиған һаман йәргә жиқилип дүм чүштүм, һошумдин кәттим. 10 Мана, туюқсиз бир қол маңа тәгди, мени шуан йөләп йәргә төрт путлуқ қилип турғузди. 11 Шу зат маңа:
— Әй Даниял, интайин сөйүлгән адәм! Сөзлиримни көңүл қоюп аңлап чүшәнгин, өрә турғин! Чүнки мән сениң йениңға әвәтилдим, — деди. У бу сөзни қилиши билән, мән титригән һалда орнумдин турдум.
12 Шуниң билән у маңа мундақ деди:
— «Әй Даниял, қорқма; чүнки сән Худайиңниң алдида чүшинишкә еришишкә, өзүңни төвән тутушқа көңүл қойған биринчи күндин буян сениң дуа-тилавитиң иҗабәт қилинди; ейтқанлириң үчүн мән йениңға әвәтилдим. «... сән Худайиңниң алдида чүшинишкә еришишкә... көңүл қойған» — бу йәрдики «чүшиниш» немини көрситиду? Йәрәмия пәйғәмбәргә йәткүзүлгән «Йерусалимниң харап болидиған җаза мәзгилиниң вақти 70 жил» тошай дегән вақитта Даниял дуа қилишқа башлиди. Даниялниң арзу-истики шуки, 70 жилниң тошуши билән, Худаниң сәлтәнити дәрһал пәйда болсун дегәнликтин ибарәт еди. Лекин 7-, 8- вә 9-баптики ғайипанә аламәтләр униңға, аз дегәндиму йәнә 70 «йәттә вақит»ниң өтүши керәклигини көрсәткән. Шу ишлар униң дегинидәк: «Даниялниң көңлини паракәндә қиливәтти. Униң мәнасини йешәләйдиған адәм йоқ еди». Шуниң билән у үмүтсизләнмәй, бу узун вақиттики «кечиктүрүш»ни чүшиниш үчүн көңүл қойиду. 10-баптики ғайипанә аламәттә болса, бу вақитниң йәнила һәм узун һәм җапалиқ екәнлиги көрситилиду. Шуниң билән, бу хәвәрни қобул қилиш үчүн у ғәйрәтлик, мағдурлуқ болуши керәк. 13 Лекин, «Парс падишалиғиниң әмри» маңа қарши чиқип йолумни жигирмә бир күн тосувалди. Мән Парс падишалириниң йенида өзүм ялғуз қалғачқа, баш әмирләрдин бири Микаил маңа ярдәм қилғили кәлди. «Парс падишалиғиниң әмри» — бәлким интайин күчлүк бир хил җин болуп, Парс районлирида Шәйтанниң планлирини беҗа қилғучи болуши мүмкин. «Парс падишалириниң йенида өзүм ялғуз қалғачқа..» — бу сөзләр мошу пәриштиниң вәзиписиниң шу падишаларниң қилмақчи болған яманлиғини тосуш яки болмиса, уларға яхши тәрәпкә йүзлинишкә тәсир йәткүзүштин ибарәт болғанлиғини көрсәтсә керәк. «мән Парс падишалириниң йенида өзүм ялғуз қалғачқа, баш әмирләрдин бири Микаил маңа ярдәм қилғили кәлди» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «лекин баш әмирләрдин бири Микаил маңа ярдәм қилғили кәлди. Мән уни Парс падишалириниң ишлирини бир тәрәп қилишқа қалдурдум».
«баш әмирләр» — мошу йәрдә Худаниң жуқури мәртивилик пәриштилирини көрсәтсә керәк («Йәһ.» 9-айәтни көрүң).
14 Мән саңа ахирқи заманларда хәлқиңниң бешиға келидиған ишларни чүшәндүргили кәлдим. Чүнки бу ғайипанә аламәт көп күнләр кейинки кәлгүси тоғрисидидур».
 
15 У маңа бу гәпни қиливатқанда, пәқәтла йәргә қарғинимчә зуван сүрәлмәй туруп қалдим. 16 Мана, гоя адәмгә охшайдиған бириси қолини узитип ләвлиримни силап қойвиди, мән ағзимни ечип алдимда турғучиға:
— Тәхсир, бу ғайипанә көрүнүштин ич-ичимдин азаплинимән, мағдурумдин кәттим. 17 Тәхсиримниң кәминә қуллири қандақму сили тәхсирим билән сөзлишишкә петиналайттим? Чүнки һазирла мағдурум түгәп, нәпәсим үзүлиду, — дедим.
18 Андин гоя адәмгә охшайдиған бири мени йәнә бир қетим силап, мағдур киргүзди 19 вә:
— И интайин сөйүлгән адәм, қорқма! Саңа аман-хатирҗәмлик болғай. Ғәйрәтлик бол, әнди ғәйрәтлик бол! — деди.
У шу сөзни дейиши биләнла маңа техиму мағдур кирди. Мән:
— Тәхсир йәнә сөз қилғайла, чүнки сили маңа мағдур киргүздила, — дедим.
20 У мундақ деди:
— «Мениң қешиңға немигә кәлгәнлигимни биләмсән? Мән әнди қайтип берип, «Парстики әмир» билән җәң қилимән; мән у йәргә барғандин кейин, «Гретсийәдики әмир» мәйданға чиқиду. 21 Лекин мән бериштин авал һәқиқәтниң китавида пүтүлгән вәһийләрни мән саңа баян қилимән.
Бу ишларда силәрниң әмриңлар Микаилдин башқа, маңа ярдәм беридиған һеч ким йоқ. «һәқиқәтниң китави» — Муқәддәс Китапни көрситиду. Шу чағдики «һәқиқәтниң китави» Даниял пәйғәмбәрниң дәвридин илгири барлиқ назил қилинған Тәврат қисимлиридин тәркиб тапқан, әлвәттә. «силәрниң әмриңлар Микаил» — бу сөз Микаил баш пәриштиниң Исраилға алайитән мәсъул болғанлиғини аян қилиду.
 
 

10:1 «лекин наһайити қаттиқ җәң җудунлири тоғрисидидур» — яки «лекин наһайити қаттиқ синашлар тоғрисидидур».

10:2 «толуқ үч һәптә аһ-зар көтирип матәм туттум» — ибраний тилида «толуқ үч һәптә... матәм қилдим» — бу мәлум бир өлгүчи уруқ-туққини үчүн әмәс, бәлки Исраил хәлқиниң өлүк роһий һалитигә болған матәм, әлвәттә.

10:3 «тенимгә пурақлиқ май сүрмидим» — ибраний тилида «өзүмни мәсиһ қилмидим».

10:4 Яр. 2:14

10:5 Вәһ. 1:13, 14, 15

10:8 «чирайим қаттиқ өзгирип ...» — ибраний тилида «шан-шәривим қаттиқ өзгирип ...» яки «чирайлиқлиғим қаттиқ өзгирип ...».

10:8 Дан. 7:28

10:12 «... сән Худайиңниң алдида чүшинишкә еришишкә... көңүл қойған» — бу йәрдики «чүшиниш» немини көрситиду? Йәрәмия пәйғәмбәргә йәткүзүлгән «Йерусалимниң харап болидиған җаза мәзгилиниң вақти 70 жил» тошай дегән вақитта Даниял дуа қилишқа башлиди. Даниялниң арзу-истики шуки, 70 жилниң тошуши билән, Худаниң сәлтәнити дәрһал пәйда болсун дегәнликтин ибарәт еди. Лекин 7-, 8- вә 9-баптики ғайипанә аламәтләр униңға, аз дегәндиму йәнә 70 «йәттә вақит»ниң өтүши керәклигини көрсәткән. Шу ишлар униң дегинидәк: «Даниялниң көңлини паракәндә қиливәтти. Униң мәнасини йешәләйдиған адәм йоқ еди». Шуниң билән у үмүтсизләнмәй, бу узун вақиттики «кечиктүрүш»ни чүшиниш үчүн көңүл қойиду. 10-баптики ғайипанә аламәттә болса, бу вақитниң йәнила һәм узун һәм җапалиқ екәнлиги көрситилиду. Шуниң билән, бу хәвәрни қобул қилиш үчүн у ғәйрәтлик, мағдурлуқ болуши керәк.

10:13 «Парс падишалиғиниң әмри» — бәлким интайин күчлүк бир хил җин болуп, Парс районлирида Шәйтанниң планлирини беҗа қилғучи болуши мүмкин. «Парс падишалириниң йенида өзүм ялғуз қалғачқа..» — бу сөзләр мошу пәриштиниң вәзиписиниң шу падишаларниң қилмақчи болған яманлиғини тосуш яки болмиса, уларға яхши тәрәпкә йүзлинишкә тәсир йәткүзүштин ибарәт болғанлиғини көрсәтсә керәк. «мән Парс падишалириниң йенида өзүм ялғуз қалғачқа, баш әмирләрдин бири Микаил маңа ярдәм қилғили кәлди» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «лекин баш әмирләрдин бири Микаил маңа ярдәм қилғили кәлди. Мән уни Парс падишалириниң ишлирини бир тәрәп қилишқа қалдурдум». «баш әмирләр» — мошу йәрдә Худаниң жуқури мәртивилик пәриштилирини көрсәтсә керәк («Йәһ.» 9-айәтни көрүң).

10:21 «һәқиқәтниң китави» — Муқәддәс Китапни көрситиду. Шу чағдики «һәқиқәтниң китави» Даниял пәйғәмбәрниң дәвридин илгири барлиқ назил қилинған Тәврат қисимлиридин тәркиб тапқан, әлвәттә. «силәрниң әмриңлар Микаил» — бу сөз Микаил баш пәриштиниң Исраилға алайитән мәсъул болғанлиғини аян қилиду.