Башқа бир хил тәрҗимиси: «сили салмиғанлирини жиғип елип,...».
□19:2 «шу йәрдә Закай исимлиқ бир киши бар еди» — ибраний тилидики «Закай» грек тилида «Закеус» дәп тәләппуз қилиниду.
□19:7 «Бу ишни көргән халайиқниң һәммиси: У гунакар кишиниңкидә қонғили кирип кәтти! — дәп ғотулдишип кәтти» — халайиқниң нарази болуп һәйран қалғанлиғи әҗәблинәрлик әмәс. Чүнки баҗгирларниң һәммиси дегидәк алдамчи, «баш баҗгир» техиму шундақ болуши керәк еди.
□19:9 «Бүгүн ниҗат бу өйгә кирди» — «Йәш.» 46:13; 51:5, 6; 56:1ни көрүң. «Чүнки бу киши һәм Ибраһимниң оғлидур!» — «Ибраһимниң бир оғлидур» мошу йәрдә дегән мәнаси, у етиқат йолида Ибраһимға «пәрзәнт болған», роһий җәһәттә Ибраһимни үлгә қилип һәқиқий һаятқа еришкән.
■19:10 Мат. 10:6; 15:24; 18:11; Рос. 13:46.
□19:11 « халайиқ: «Худаниң падишалиғи дәрһал намайән болидиғу!?» — дәп ойлашқан еди» — халайиқ (1) Әйсаниң яратқан көп мөҗизилирини көрүп кәлгән еди; (2) Йәһудий рәһбәрләр вә чоңлириниң Әйсаға қарши чиққанлиғини биләтти; (3) шуңа улар: У Йерусалимға йетип барғанда чоқум бу роһий дүшмәнләрни, шундақла «вәтәнимизни ишғал қилған Рим империйәсидики рәзил капирлар»ни йоқитип, Худаниң падишалиғини бәрпа қилиду, дәп ойлиши мүмкин еди.
■19:12 Мат. 25:14; Мар. 13:34.
□19:13 «... У өзиниң он қулини чақирип, уларға он тиллани үләштүрүп берип...» — «тилла» грек тилида «мина». Бу пул бир ишчиниң үч-төрт айлиқ һәққигә баравәр еди.
□19:14 «бирақ өз жут пухралири униңға өч болғачқа, кәйнидин әлчиләрни әвәтип: «бу кишиниң үстимизгә падиша болушини халимаймиз!» дәпту» — бу тәмсилдики падиша «бүйүк Һерод»қа охшап кетиду; «бүйүк Һерод» миладийәдин илгәрки 40-жилида Йәһудийәниң падишалиғиға егә болуш үчүн Римға барди; лекин Исраиллар униңға қарши чиққачқа, пәқәт 37-жилида падиша болди. Униңдин кейинки «Һерод Арқелаус»ниң тарихиму униңға охшишип кетиду.
□19:21 «сили аманәт қилмиғанлиридин пайда үндүрүп,...» — «аманәт қилиш» мошу йәрдә грек тилида адәттә пулни банкиға салғанлиқни көрситиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «сили салмиғанлирини жиғип елип,...».
■19:22 2Сам. 1:16; Мат. 12:37.
□19:26 «кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду...» — «бу әһмийәтлик сөз «Мат.» 13:12, 25:29 вә «Мар.» 4:25диму тепилиду. Бу «бар болса» немини көрситиду? Шүбһисизки, әбәдий әһмийәтлик бирәр нәрсә болса керәк, бу чоқум иман-ишәшни өз ичигә алиду. Биз өзимизгә «әбәдий әһмийәтлик» һәр бир немә болуши үчүн пәқәт Мәсиһдинла тапалаймиз, әлвәттә.
■19:26 Мат. 13:12; 25:29; Мар. 4:25; Луқа 8:18.
□19:28 «у... алдиға қарап маңди» —яки «мухлислар алдида маңди» яки «топниң алдида маңди».
□19:30 «...һеч адәм балиси минип бақмиған, бағлақлиқ бир тәхәйни көрисиләр» — «һеч адәм балиси минип бақмиған бир тәхәй»гә аварисиз миниш адәттә мүмкин әмәс, әлвәттә.
□19:37-38 «Пәрвәрдигарниң намида кәлгән падиша мубарәктур!» — «Зәб.» 117:38. Асманларда тинич-енақлиқ тикләнгәй, әршиәлада шан-шәрәп аян болғай!» — мошу сөзләрни «Луқа» 2:14дики сөзләр билән селиштурушқа болиду. «Асманларда тинич-енақлиқ болғай» дегән сөз интайин сирлиқ гәптур: пикримизчә, бу сөзниң мәнаси бәлким: — (1) Худаниң инсанлар билән яраштурулғанлиғидин чиққан енақлиқ әрштә билиниду («Әф.» 2:1-6. 14ни көрүң); (2) Мәсиһниң өлүми билән Шәйтанниң әршкә чиқип, Худаниң намини һақарәтләп, униң үстидин ялған әрз-шикайәт қилиш йоли мутләқ түгитилиду (мәсилән, «Аюп» 1:6-12, 2:1-6, «Ибр.» 9:23ни көрүң). «пүткүл мухлислар җамаити шатлинип... Асманларда тинич-енақлиқ тикләнгәй, әршиәлада шан-шәрәп аян болғай!» дәп товлишип Худаға мәдһийә оқушқа башлиди» — улар җакалайдиған иш — биз әгәшкән бу Насарәтлик Әйса дәл Худа әвәткән Мәсиһ-Қутқузғучи, Йәһудийларниң, шундақла пүткүн җаһанниң Падишасидур. Шуниң билән бу күнни, Худаниң Өз хәлқи болған Йәһудийларға очуқ һалда: «У, мана Мән силәргә әвәткән Қутқузғучиңлар вә Падишасиңлардур — уни қобул қиламсиләр?» дәп етиқат қилиш пурситини бәргән күн дейишкә болиду.
■19:37-38 Зәб. 117:26; Луқа 2:14; Әф. 2:14.
□19:44 «Худаниң сени йоқлиған пәйти» — демәк, Худа йеқин келип шапаәт көрсәткән пәйт. Мошу айәтләрдә Мәсиһ римлиқларниң миладийә 70-жили Йерусалимни қоршивелип ишғал қилидиғанлиғини алдин-ала ейтип бешарәт бериду.
■19:44 1Пад. 9:7, 8; Мик. 3:12; Мат. 24:1, 2; Мар. 13:2; Луқа 21:6.
□19:46 «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана болиду» дәп пүтүлгән болсиму, лекин силәр уни «булаңчиларниң угиси» — «Йәш.» 56:7, «Йәр.» 7:11ни көрүң.
■19:46 1Пад. 8:29; Йәш. 56:7; Йәр. 7:11; Мат. 21:13; Мар. 11:17.
■19:47 Мар. 11:18; Юһ. 7:19; 8:37.