51
Бабил тоғрилиқ һөкүм — давами
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Бабилни соқидиған һәм «Ләб-камай»да туруватқанларни соқидиған битчит қилғучи шамални қозғап чиқиримән; «Ләб-камай» — Калдийәни бир кинайилик «шифир» арқилиқ көрситиду. Шифирни ипадиләш йоли болса, «Калдийә» дегән сөзниң һәр бир һәрипини ибраний тилиниң елипбә тәртиви бойичә арқидин оқулған һәрип билән алмаштуруштин ибарәт (мәсилән, уйғур тилида болса, «а»ни «й» билән, «ә»ни «и» билән алмаштурғанға охшаш). «Ләб-камай» дегән сөзниң өзи ибраний тилида «тәтүрчилик қилғанларниң қәлби», «асийлиқ қилғанларниң қәлби» дегәнни билдүриду, бу интайин кинайилик гәптур.
«Шамал» болса, бәлким 2-айәттә тилға елинған «ят адәмләр»ни көрситиду.
   Йәр. 4:11 Мән Бабилға ят адәмләрни әвәтимән; улар уни соруветиду, зиминини йәр билән йәксан қиливетиду; униң бешиға күлпәт чүшкән күнидә улар униңға тәрәп-тәрәптин қаршилишишқа келиду. Йәр. 4:11; 15:7 Униң оқячилириға кирични тартқидәк, орнидин турғучиларға дубулға-савут кийгидәк пурсәт бәрмәңлар; униң жигитлириниң һеч қайсисини аяп қоймаңлар; униң пүткүл қошунини битчит қилиңлар. Калдийләрниң зиминида санҗилғанлар, кочилирида қиличланғанлар жиқилсун! Йәр. 49:26 Чүнки Исраил яки Йәһудаму өз Худаси тәрипидин, йәни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар тәрипидин ташливетилгән әмәс; чүнки Бабилниң зимини Исраилдики Муқәддәс Болғучи алдида садир қилған гуна билән толғандур. Барлиқ әлләр, Бабил ичидин қечиңлар, өз җениңларни елип бәдәр қечиңлар! Униң қәбиһлигигә четилип қелип һалак болмаңлар; чүнки бу Пәрвәрдигарниң қисас алидиған вақтидур; У қилмишини өз бешиға қайтуриду. «Барлиқ әлләр, Бабил ичидин қечиңлар, өз җениңларни елип бәдәр қечиңлар! ... чүнки бу Пәрвәрдигарниң қисас алидиған вақтидур; У қилмишини өз бешиға қайтуриду» — бәзи алимлар бу сөзләр «барлиқ әлләр»гә әмәс, бәлки Исраилға ейтилиду, дәп қарайду. 45-айәттә әһвал шундақ болиду, лекин бизниңчә мошу йәрдә Бабилда һәр бир әлләргә ейтилиду. Чүнки 9-айәттә қачқанлар «һәммимиз өз жутимизға қайтайли» дейишиду.   Йәр. 50:8,15,28; Вәһ. 18:4
Бабил Пәрвәрдигарниң қолидики пүткүл җаһанни мәс қилғучи алтун қәдәһ болған; әлләр униң шарибидин ичкән; әлләр шуниң билән сараң болуп кәткән. «әлләр .... сараң болуп кәткән» — бәлким Бабилниң гунайиға четилип, шуниңдәк җазасиғиму четилип қелип толиму дәккә-дүккигә чүшиду.   Вәһ. 18 Бабил туюқсиз жиқилип битчит болиду; униңға аһ-зар көтириңлар! Униң азаплири үчүн тутия елиңлар; у бәлким сақайтилармекин? Йәш. 21:9; Йәр. 8:22; Вәһ. 14:8; 18:2
— «Биз Бабилни сақайтмақчидуқ, лекин у сақаймиди; униңдин ваз кечип һәммимиз өз жутимизға қайтайли; чүнки униң үстигә чиқирилидиған һөкүм җазаси асманға тақишип, көккә йетиду». «Биз Бабилни сақайтмақчидуқ, лекин у сақаймиди; униңдин ваз кечип һәммимиз өз жутимизға қайтайли» — қариғанда бу сөзләр Бабил арисида турған ят әлләрниң ейтидиған сөзлири. «Униң үстигә чиқирилидиған һөкүм җазаси асманға тақишип, көккә йетиду» дегәнни, Худаниң җазалирини қозғиған, кона замандики Бабил (бабәл)лиқлар қурмақчи болған «асманға тақишидиған» мунар билән селиштуруш пайдилиқ иш болиду. («Яр.» 11:1-9ни көрүң).   Йәр. 46:11
10 — «Пәрвәрдигар һәққанийлиғимизни барлиққа кәлтүргәндур; келәйли, Зионда Пәрвәрдигар Худайимизниң қилған ишини җакалайли!» «Пәрвәрдигар һәққанийлиғимизни барлиққа кәлтүргәндур» — бәзи алимлар бу сөзни «Пәрвәрдигар бизни қутқузуп азат қилғандур» дәп тәрҗимә қилиду. Лекин «тсәдәкаһ» (һәққанийлиқ) Тәвраттики башқа һеч йәрдә шундақ мәнидә тепилмайду. Бизниңчә бу сөз Исраилниң (һәммимизгә охшаш) өзиниң һеч қандақ һәққанийлиғи болмиғачқа, Худа уларға һәққанийлиқ елип келиду, дегәнни билдүриду. Бу айәттики һәққанилиқ өзлигидин әмәс, бәлки Худадин келиду; «Пәрвәрдигар Һәққанийлиғимиздур» — бу Мәсиһ-Қутқузғучиниң, шуниңдәк йеңи Йерусалимниң бир намидур. 23:6ни һәм 33:16ни көрүң. «келәйли, Зионда Пәрвәрдигар Худайимизниң қилған ишини җакалайли!» — 9-айәттики сөзләрни кәлгүсидә Бабилдин қачидиған ят әлләр ейтиду; 10-айәттики сөзләрни шүбһисизки, кәлгүсидә Канаан (Пәләстин)ға қайтип келидиған Исраилниң қалдиси ейтиду.
 
Пәрвәрдигар Медиа қошунлириға, андин Бабилға сөз қилиду
11 — Оқларни учлаңлар! Қалқанларни тутуңлар! Пәрвәрдигар Медианиң падишалириниң роһини урғутти; чүнки Униң нийити Бабилға қаршидур, уни бәрбат қилиш үчүндур; бу Пәрвәрдигарниң қисасидур, йәни Униң ибадәтханиси үчүн алған қисасидур. Йәр. 46:4; 50:28 12 Бабилниң сепиллириға қаритип җәң туғини көтириңлар; күзәтни техиму чиңрақ қилиңлар, күзәтчиләрни Бабилни чөридитип сәптә турғузуңлар; бөктүрмә қоюңлар; чүнки Пәрвәрдигар Бабилдикиләрниң җазаси тоғрилиқ немиләрни дегән болса, У шуни көңлидә пәмләп, уни ада қилиду.
13 — И әлвәк сулар үстидә турғучи, байлиқлири нурғун болғучи, әҗилиң йетип кәлди, җениң өлчинип үзүлүш вақти тошти.
 
14 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өзи билән қәсәм қилип: «Топ-топ чекәткиләрдәк Мән сени адәмләр билән толдуримән; улар сениң үстүңдин ғәлибә тәнтәнилирини көтириду» деди. Ам. 6:8
15 — У болса йәр-зиминни күч-қудрити билән ясап,
Аләмни даналиғи билән бәрпа қилип,
Асманларни әқил-парасити билән яйғучидур; Яр. 1:1; Аюп 9:8; Зәб. 103:2; Йәш. 40:22; 44:24; 51:13; Йәр. 10:12
16 У авазини қоювәтсә, асманларда сулар шавқунлайду;
У йәр чәтлиридин булут-туманларни өрлитиду;
У ямғурларға чақмақларни һәмраһ қилип бекитиду,
Шамални Өз ғәзнилиридин чиқириду. Йәр. 10:13
17 Бу бутпәрәсләрниң һәр бири әқилсиз, билимдин мәһрумлардур;
Һәр бир зәргәр өзи ойған бут тәрипидин шәрмәндигә қалиду;
Чүнки униң қуйма һәйкили ялғанчилиқ,
Уларда һеч тиниқ йоқтур.
18 Улар бимәниләрдур, мазақ объектидур;
Уларниң үстигә җазалиниш вақти кәлгәндә, улар йоқитилиду.
19 Яқупниң несивиси Болғучи булардәк әмәстур;
Чүнки һәммини ясиғучи Шудур;
Исраил болса Униң Өз мираси болған қәбилисидур;
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Униң намидур. «Яқупниң несивиси Болғучи...» — Яқуп мошу йәрдә Яқуп вә униң әвлатлири Исраилниму көрситиду. «Яқупниң несивиси» Худаниң Өзидур, әлвәттә.   Йәр. 10:16
 
Пәрвәрдигар Исраилға сөз қилиду
20 Сән Исраил Мениң гөрзәм,
Мениң җәң қуралимдурсән;
Сениң билән Мән әлләрни битчит қилимән,
Сениң билән падишалиқларни тар мар қилимән; «Сән Исраил Мениң гөрзәм, Мениң җәң қуралимдурсән; сениң билән Мән әлләрни битчит қилимән, сениң билән падишалиқларни тар мар қилимән...» — әйни тексттә пәқәт «Сән мениң гөрзәм...» дейилиду. Әнди Худаниң бу сөзлири кимгә ейтилиду?
Бәзи алимлар (пеилларни «өткән заман»ға өзгәртип) Бабилға ейтилған, дәп қарайду. Башқилар (кәлгүсидә Бабил империйәсини вәйран қилидиған) Парс империйәсигә ейтилиду, дәп қарайду; бирақ бизниңчә улар Исраилниң өзигә ейтилиду (24-айәтни көрүң). Башқа пәйғәмбәрләрниң сөзлири бойичиму, ахирқи заманларда Исраил хәлқи Худаниң бир җазалаш қурали болиду (мәсилән, «Йәш.» 41:5, «Зәк.» 12:7ни көрүң).
   Йәр. 50:23
21 Сениң билән һәм ат һәм ат мингүчини битчит қилимән;
Сениң билән һәм җәң һарвуси һәм һайдиғучисини битчит қилимән;
22 Сениң билән һәм әр һәм аялни битчит қилимән;
Сениң билән һәм қери һәм яшларни битчит қилимән;
Сениң билән һәм жигит һәм қизни битчит қилимән;
23 Сениң билән һәм падичи һәм қой падисини битчит қилимән;
Сениң билән һәм дехан һәм боюнтуруққа қетилған калилирини битчит қилимән;
Сениң билән һәм валийлар һәм һөкүмранларни битчит қилимән.
24 — Мән көз алдиңларда Бабилниң һәм барлиқ калдийләрниң Зионда қилған барлиқ рәзиллигини өз бешиға чүшүрүп яндуримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
 
25 — Мана, Мән сән Бабилға қаршимән, и пүткүл йәр йүзини һалак қилғучи тағ;
Мән қолумни үстүңгә созуп,
Сени тик ярлардин ғулитип,
Домилитип чүшүрүп, сени көйүп түгигән бир янар тағ қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
26 Шуниң билән улар сәндин бүрҗәк чиқириш үчүнму таш тапалмайду,
Яки һул үчүнму һечйәрдин таш тапалмайду;
Чүнки сән мәңгүгә бир вәйранә болисән, — дәйду Пәрвәрдигар.
 
27 — Зиминда җәң туғини көтириңлар,
Әлләр арисида канай челиңлар;
Бабилға җәң қилишқа әлләрни тәйярлаңлар;
Арарат, минни вә Ашкиназ падишалиқлирини чақирип жиғиңлар;
Униңға һуҗум қилғучи қошунларға бир сәрдар бекитиңлар;
Атларни топ-топ чекәткә лечинкилиридәк зиминға түркүмләп чиқириңлар; «чекәткә лечинкилири» — ибраний тилида бу сөз бәлким чекәткә лечинкисиниң өсүш җәрянидики әң зиянлиқ басқучини көрситиши мүмкин.
28 Униңға җәң қилишқа әлләрни тәйярлаңлар,
— Медиалиқларниң падишалири, валийлири вә барлиқ һөкүмдарлирини, шундақла у һөкүм сүргән зиминларниң барлиқ адәмлирини тәйярлаңлар! 29 Шуниң билән йәр йүзи тәвринип азаплиниду; чүнки Пәрвәрдигарниң Бабилға қарши бағлиған нийәтлири, йәни Бабилниң зиминини һеч адәм турмайдиған чөл-баяван қиливетиш нийити әмәлгә ашмай қалмайду.
 
30 Бабилдики палванлар уруштин қол үзиду;
Улар қорғанлирида амалсиз олтириду;
Уларниң дәрмани қалмайду,
Улар аяллардәк болуп қалиду;
Униң туралғулириға от қоюлиду;
Дәрваза саласунлири сундурулиду. Йәр. 50:37
31 Жүгүрүп келиватқан бир чапармән йәнә бир чапармәнгә, бир хәвәрчи йәнә бир хәвәрчигә Бабил падишасиниң алдидила учришип қелип униңға: —
«Силиниң пүткүл шәһәрлири у чәттин бу чәткичә ишғал қилинди;
32 Дәрия кечиклири егиливелинди,
Қомушлуқлар отта көйдүрүлди,
Палванлири дәккә-дүккигә чүшүшти!»
— дәп җакалишиду. «Дәрия кечиклири егиливелинди, қомушлуқлар отта көйдүрүлди, палванлири дәккә-дүккигә чүшүшти!» — дәп җакалишиду» — Бабилниң қандақ йол билән ишғал қилинғанлиғиниң тәпсилатлири тоғрилиқ «Қошумчә сөз»имизни көрүң. Парс қошуни Әфрат дәриясиниң еқиш йөнилишини өзгәртиветиду, дәрия қисқа вақит ичидила қуруп кетиду. Парслар су йоқ дәриядин меңип шәһәргә кирди. Шуниң билән шәһәр ичидики «дәрия кечиклири» биринчи болуп егиливелинди. Шәһәр әтрапидики «қомушлуқларниң көйдүрүлүши»дин мәхсәт шәһәрдин қачқанларға йошурунғидәк җайлар болмисун үчүн еди.
33 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: —
Бабилниң қизи тәкшилинип чиңдилидиған вақти болған хамандәк бесилиду;
Бирдәмдила, униң һосули орулидиған вақти йетип болиду! «униң һосули орулидиған вақти» — бәлким адәмлири вә имарәтлири жиқитилидиған, йәни униң җазалиниш вақтини көрситиду.
34-35 Зионда турғучи қиз: — «Бабил падишаси Небоқаднәсар мени жутуп,
Мени ғаҗилап әзгән;
У ичимни бошитилған қачидәк қилип қойған;
У әҗдиһадәк мени жутуп,
Өзини назу-немәтлирим билән тойғузған,
Мени қуруқдап пак-пакиз қиливәткән.
Маңа, мениң тенимгә қилған зораванлиғи Бабилниң бешиға чүшүрүлсун» — дәйду,
Вә Йерусалим: «Мениң қанлирим Калдийәдә турғучиларниң бешиға төкүлсун» — дәйду. «Бабил падишаси Небоқаднәсар мени жутуп, мени ғаҗилап әзгән; ...маңа, мениң тенимгә қилған зораванлиғи Бабилниң бешиға чүшүрүлсун» — дәйду, вә Йерусалим: «Мениң қанлирим Калдийәдә турғучиларниң бешиға төкүлсун» — дәйду — бу 34-35-айәттики сөзлигүчи «Зионда турғучи қиз» бәлким «адәмләштүрулгән» Йерусалимға вәкил келиду. «маңа, мениң тенимгә қилған зораванлиғи..» — бәлким Йерусалим вә униң хәлқини көрситиду.
36 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Мана, Мән сениң дәвайиңни сораймән,
Сән үчүн қисас алимән;
Мән униң деңизини қурутимән, булиқини қағҗиритимән. «Мана, Мән сениң дәвайиңни сораймән, сән үчүн қисас алимән; Мән униң деңизини қурутимән, булиқини қағҗиритимән» — Парс қошуни Бабилдин өтидиған Әфрат дәриясини қурутиду. Улар шу йол билән шәһәрни ишғал қилиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.   Йәр. 50:38
37 Бабил болса дога-дога харабиләр,
Чилбөриләрниң туралғуси болиду;
Зимини адәмни дәһшәт басидиған һәм дайим уш-уш қилинидиған объект болиду,
Һеч адәм шу йәрдә турмайду.
38 Уларниң һәммиси яш ширлардәк һувлишиду,
Асланлардәк бир-биригә хирис қилишиду; «Уларниң һәммиси яш ширлардәк һувлишиду, асланлардәк бир-биригә хирис қилишиду» — Бабиллиқлар һарақкәшлигидин атиқи чиққан еди. Бу айәт бәлким шуларниң мәс болуп «шир кәйп» болғанлиғини билдүриду. 39-айәтниму көрүң. Бабилниң падишаси Бәлшазар әмир-вәзирлири билән биллә мәс болғанда, шәһири бөсүлүп ишғал қилинған («Дан.» 5-бапни оқуң).
39 Уларниң кәйпияти қизип кәткәндә, Мән уларға бир зияпәт тәйярлап қойимәнки, уларни мәс қиливетимән; шуниң билән улар яйрап-яшнап кетиду, — андин мәңгүгә уйқиға ғәриқ болуп, қайтидин һеч ойғанмайду, — дәйду Пәрвәрдигар. «Уларниң кәйпияти қизип кәткәндә, Мән уларға бир зияпәт тәйярлап қойимәнки, уларни мәс қиливетимән; шуниң билән улар яйрап-яшнап кетиду, — андин мәңгүгә уйқиға ғәриқ болуп, қайтидин һеч ойғанмайду» — бу бешарәтниң әмәлгә ашурулушини йәнә «Дан.» 5-бапта көрүң. 40 Боғузлашқа йетилигән қозилардәк вә биллә йетиләнгән қочқарлар һәм текиләрдәк Мән уларни боғузлашқа чүшүримән.
 
41 Шешақниң ишғал қилинғанлиғиға қара!
Пүткүл йәр йүзиниң пәхриниң тутулғанлиғиға қара!
Бабилниң әлләр арисида адәмни дәһшәт басидиған объекти болғанлиғиға қара! «Шешақниң ишғал қилинғанлиғиға қара» — «Шешақ» Бабилни көрситидиған һәҗвий, кинайилик бир исим. 25:26тики изаһатни көрүң.   Йәш. 13:19; Йәр. 25:26
42 Деңиз Бабил үстидин өрләп кәтти;
У нурғунлиған долқунлар билән ғәриқ болди. «деңиз ... долқунлар...» — Тәврат-инҗилда көп вақитларда символ сүпитидә топ-топ қошунларни көрситиду.
43 Униң шәһәрлири адәмни дәһшәт басидиған объект,
Қағҗирақ йәр, бир чөл, һеч ким турмайдиған зимин болди;
Һеч қандақ инсан балиси қайтидин шу йәрләрдин өтмәйду.
44 Мән Бабилда Бәлни җазалаймән;
Мән униң ағзидин жутувалғинини яндуривалимән;
Әлләр қайтидин униңға қарап еқип келишмәйду;
Бәрһәқ, Бабилниң сепили ғулап кетиду. «мән Бабилда Бәлни җазалаймән» — «Бәл» — (яки «Мардук») Бабилниң әң муһим бути.
45 Униң оттурисидин чиқиңлар, и хәлқим!
Һәр бириңлар Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзивидин өз җениңларни елип бәдәр қечиңлар!
46 Силәр зиминда аңлиниватқан питнә-иғвадин жүригиңларни су қилмаңлар вә қорқмаңлар;
Бу жил бир питнә-иғва, келәр жили йәнә бир питнә-иғва чиқиду;
Зиминда зулум-зораванлиқ партлайду, һөкүмдарлар һөкүмдарларға қарши чиқиду.
47 Шуңа мана, шу күнләр келидуки,
Мән Бабилдики ойма мәбудларни җазалаймән;
Шуниң билән униң пүткүл зимини хиҗаләткә қалдурулиду,
Униңда өлтүрүлгәнләр униң ичидә жиқилиду; «...Шуниң билән униң пүткүл зимини хиҗаләткә қалдурулиду, униңда өлтүрүлгәнләр униң ичидә жиқилиду» — демәк, Бабил хәлқи зиминидин һеч қачалмайдиған болиду.
48 Шуниң билән асман вә зимин вә уларда бар болғанлар Бабил үстидин шатлиқтин яңрайду;
Чүнки шималдин һалак қилғучилар униңға җәң қилишқа келиду — дәйду Пәрвәрдигар.
49 Бабил түпәйлидин пүткүл йәр йүзидики өлтүрүлгәнләр жиқилғандәк,
Бабил Исраилда өлтүрүлгәнләр түпәйлидин Бабил жиқилмай қалмайду. «Бабил түпәйлидин пүткүл йәр йүзидики өлтүрүлгәнләр жиқилғандәк, Бабил Исраилда өлтүрүлгәнләр түпәйлидин Бабил жиқилмай қалмайду» — айәттики әйни ибраний текстни чүшиниш тәс. Оқурмәнләр башқа тәрҗимиләрни учритиши мүмкин. Лекин умумий мәнаси чоқум тәрҗимимиздәк болуши керәк.
50 Қиличтин қачқанлар, жирақ кетиңлар, һаял болмаңлар;
Чәт йәрләрдин Пәрвәрдигарни сеғиниңлар,
Йерусалимни есиңларға кәлтүрүңлар. «Қиличтин қачқанлар, жирақ кетиңлар, һаял болмаңлар; чәт йәрләрдин Пәрвәрдигарни сеғиниңлар, Йерусалимни есиңларға кәлтүрүңлар» — ениқки, бу сөзләр Бабилда сүргүн болған Исраилларға ейтилиду.
51 «Биз хиҗаләткә қалдуқ, чүнки һақарәткә учридуқ;
Шәрмәндичиликтин йүзимиз төкүлди;
Чүнки ят адәмләр Пәрвәрдигарниң өйидики муқәддәс җайларға бесип кирди!». «Биз хиҗаләткә қалдуқ, чүнки һақарәткә учридуқ; ...чүнки ят адәмләр Пәрвәрдигарниң өйидики муқәддәс җайларға бесип кирди!» — шүбһисизки, бу сөзләр Бабилда сүргүн болғанларниң қайғуруп ейтидиғанлири болиду.
52 Шуңа шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар,
— Мән униңдики ойма мәбудларни җазалаймән;
Униң пүткүл зимини бойида ярилинип җан һәлқумида иңришиду.
53 Бабил асманларға көтирилгән болсиму,
Униң жуқури истиһкам-қорғини мустәһкәмләнгән болсиму,
Лекин Мениңдин униңға һалак қилғучилар йетип баридиған болди, — дәйду Пәрвәрдигар.
54 Бабилдин налә-пәрядниң авази,
Калдийләрниң зиминидин зор һалакәтниң садаси көтирилиду.
55 Чүнки Пәрвәрдигар Бабилни һалак қилмақчи болиду;
У униңдин вараң-чуруңлирини йоқитиду;
Суларниң долқунлири өркәшләватқан сулардәк шарқирайду,
Уларниң авази шавқунлап келиду. «...суларниң долқунлири өркәшләватқан сулардәк шарқирайду, уларниң авази шавқунлап келиду» — «суларниң долқунлири», «уларниң авази» болса бәлким «һалак қилғучилар»ниңки болиду. Улар «деңиз»ға охшитилған (42-айәт); 56-айәт уларниң һәрикитиниму көрситиду.
56 Чүнки һалак қилғучи униңға, йәни Бабилға җәң қилишқа келиду,
Шуниң билән униң палванлири әсиргә чүшиду;
Уларниң оқялири сундурулиду;
Чүнки Пәрвәрдигар — қисаслар алғучи Тәңридур;
У яманлиқни яндурмай қалмайду.
57 — Мән униң әмирлири, данишмәнлири, валийлири, һөкүмдарлири вә палванлирини мәс қилимән;
Улар мәңгүгә ухлайду вә қайтидин һеч ойғанмайду — дәйду Падишаһ, — Нами самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
58 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Бабилниң кәң сепиллири йәр билән йәксан қилиниду,
Униң егиз дәрвазилири пүтүнләй көйдүрүлиду;
Шуниң билән әлләрниң җан тикип тапқан меһнити беһудә болиду,
Әл-жутларниң өзлириниң җапалиқ әҗири пәқәт отқа йеқилғу болиду. «Шуниң билән әлләрниң җан тикип тапқан меһнити беһудә болиду» — әлләрниң бекар ишлигини, «җапалиқ әҗири» бәлким зор шәһәр-империйә болған Бабилни көп меһнәт сиңдуруп қуруп чиққанлиғини көрситиду («Һаб.» 2:13ни көрүң).
 
59 Йәһуда падишаси Зәдәкия тәхткә олтарған төртинчи жили, Бабилға барғинида Маһсеяһниң нәвриси, Нерияниң оғли Серая Зәдәкияға һәмраһ болуп барған (Серая баш ғоҗидар еди). Йәрәмия пәйғәмбәр униңға сөз тапилиған. «Нерияниң оғли Серая Зәдәкияға һәмраһ болуп барған (Серая баш ғоҗидар еди),...» — Серая Баруқниң акиси яки укиси еди. 32:12дә униң бовиси «Маасеяһ» дейилиду. 60 Йәрәмия орам қәғәзгә Бабилниң бешиға чүшидиған барлиқ күлпәтләрни, — йәни Бабил тоғрилиқ пүтүклүк бу барлиқ сөзләрни язған еди; 61 вә Йәрәмия Сераяға мундақ деди: — Сән Бабилға йетип барғанда, бу сөзләрниң һәммисини оқуп чиқип вә: —
62 «Пәрвәрдигар, Сән бу җай тоғрилиқ: — Мән уни йәксан қилимәнки, униңда һеч ким, нә инсан нә һайван турмайдиған, мәңгүгә бир вәйранә болиду — дегәнсән» — дәйсән; 63 шундақ қилип бу язмини оқуп чиққандин кейин, униңға таш теңип, Әфрат дәриясиниң оттурисиға чөрүвәт, 64 вә: «Мән униң үстигә чүшүрмәкчи болған күлпәтләр түпәйлидин, Бабил шу ташқа охшашла ғәриқ болуп қайтидин өрлимәйду; улар һалидин кетиду» — дәйсән.
Йәрәмияниң сөзлири мошу йәрдә түгиди.
 
 

51:1 «Ләб-камай» — Калдийәни бир кинайилик «шифир» арқилиқ көрситиду. Шифирни ипадиләш йоли болса, «Калдийә» дегән сөзниң һәр бир һәрипини ибраний тилиниң елипбә тәртиви бойичә арқидин оқулған һәрип билән алмаштуруштин ибарәт (мәсилән, уйғур тилида болса, «а»ни «й» билән, «ә»ни «и» билән алмаштурғанға охшаш). «Ләб-камай» дегән сөзниң өзи ибраний тилида «тәтүрчилик қилғанларниң қәлби», «асийлиқ қилғанларниң қәлби» дегәнни билдүриду, бу интайин кинайилик гәптур. «Шамал» болса, бәлким 2-айәттә тилға елинған «ят адәмләр»ни көрситиду.

51:1 Йәр. 4:11

51:2 Йәр. 4:11; 15:7

51:4 Йәр. 49:26

51:6 «Барлиқ әлләр, Бабил ичидин қечиңлар, өз җениңларни елип бәдәр қечиңлар! ... чүнки бу Пәрвәрдигарниң қисас алидиған вақтидур; У қилмишини өз бешиға қайтуриду» — бәзи алимлар бу сөзләр «барлиқ әлләр»гә әмәс, бәлки Исраилға ейтилиду, дәп қарайду. 45-айәттә әһвал шундақ болиду, лекин бизниңчә мошу йәрдә Бабилда һәр бир әлләргә ейтилиду. Чүнки 9-айәттә қачқанлар «һәммимиз өз жутимизға қайтайли» дейишиду.

51:6 Йәр. 50:8,15,28; Вәһ. 18:4

51:7 «әлләр .... сараң болуп кәткән» — бәлким Бабилниң гунайиға четилип, шуниңдәк җазасиғиму четилип қелип толиму дәккә-дүккигә чүшиду.

51:7 Вәһ. 18

51:8 Йәш. 21:9; Йәр. 8:22; Вәһ. 14:8; 18:2

51:9 «Биз Бабилни сақайтмақчидуқ, лекин у сақаймиди; униңдин ваз кечип һәммимиз өз жутимизға қайтайли» — қариғанда бу сөзләр Бабил арисида турған ят әлләрниң ейтидиған сөзлири. «Униң үстигә чиқирилидиған һөкүм җазаси асманға тақишип, көккә йетиду» дегәнни, Худаниң җазалирини қозғиған, кона замандики Бабил (бабәл)лиқлар қурмақчи болған «асманға тақишидиған» мунар билән селиштуруш пайдилиқ иш болиду. («Яр.» 11:1-9ни көрүң).

51:9 Йәр. 46:11

51:10 «Пәрвәрдигар һәққанийлиғимизни барлиққа кәлтүргәндур» — бәзи алимлар бу сөзни «Пәрвәрдигар бизни қутқузуп азат қилғандур» дәп тәрҗимә қилиду. Лекин «тсәдәкаһ» (һәққанийлиқ) Тәвраттики башқа һеч йәрдә шундақ мәнидә тепилмайду. Бизниңчә бу сөз Исраилниң (һәммимизгә охшаш) өзиниң һеч қандақ һәққанийлиғи болмиғачқа, Худа уларға һәққанийлиқ елип келиду, дегәнни билдүриду. Бу айәттики һәққанилиқ өзлигидин әмәс, бәлки Худадин келиду; «Пәрвәрдигар Һәққанийлиғимиздур» — бу Мәсиһ-Қутқузғучиниң, шуниңдәк йеңи Йерусалимниң бир намидур. 23:6ни һәм 33:16ни көрүң. «келәйли, Зионда Пәрвәрдигар Худайимизниң қилған ишини җакалайли!» — 9-айәттики сөзләрни кәлгүсидә Бабилдин қачидиған ят әлләр ейтиду; 10-айәттики сөзләрни шүбһисизки, кәлгүсидә Канаан (Пәләстин)ға қайтип келидиған Исраилниң қалдиси ейтиду.

51:11 Йәр. 46:4; 50:28

51:14 Ам. 6:8

51:15 Яр. 1:1; Аюп 9:8; Зәб. 103:2; Йәш. 40:22; 44:24; 51:13; Йәр. 10:12

51:16 Йәр. 10:13

51:19 «Яқупниң несивиси Болғучи...» — Яқуп мошу йәрдә Яқуп вә униң әвлатлири Исраилниму көрситиду. «Яқупниң несивиси» Худаниң Өзидур, әлвәттә.

51:19 Йәр. 10:16

51:20 «Сән Исраил Мениң гөрзәм, Мениң җәң қуралимдурсән; сениң билән Мән әлләрни битчит қилимән, сениң билән падишалиқларни тар мар қилимән...» — әйни тексттә пәқәт «Сән мениң гөрзәм...» дейилиду. Әнди Худаниң бу сөзлири кимгә ейтилиду? Бәзи алимлар (пеилларни «өткән заман»ға өзгәртип) Бабилға ейтилған, дәп қарайду. Башқилар (кәлгүсидә Бабил империйәсини вәйран қилидиған) Парс империйәсигә ейтилиду, дәп қарайду; бирақ бизниңчә улар Исраилниң өзигә ейтилиду (24-айәтни көрүң). Башқа пәйғәмбәрләрниң сөзлири бойичиму, ахирқи заманларда Исраил хәлқи Худаниң бир җазалаш қурали болиду (мәсилән, «Йәш.» 41:5, «Зәк.» 12:7ни көрүң).

51:20 Йәр. 50:23

51:27 «чекәткә лечинкилири» — ибраний тилида бу сөз бәлким чекәткә лечинкисиниң өсүш җәрянидики әң зиянлиқ басқучини көрситиши мүмкин.

51:30 Йәр. 50:37

51:32 «Дәрия кечиклири егиливелинди, қомушлуқлар отта көйдүрүлди, палванлири дәккә-дүккигә чүшүшти!» — дәп җакалишиду» — Бабилниң қандақ йол билән ишғал қилинғанлиғиниң тәпсилатлири тоғрилиқ «Қошумчә сөз»имизни көрүң. Парс қошуни Әфрат дәриясиниң еқиш йөнилишини өзгәртиветиду, дәрия қисқа вақит ичидила қуруп кетиду. Парслар су йоқ дәриядин меңип шәһәргә кирди. Шуниң билән шәһәр ичидики «дәрия кечиклири» биринчи болуп егиливелинди. Шәһәр әтрапидики «қомушлуқларниң көйдүрүлүши»дин мәхсәт шәһәрдин қачқанларға йошурунғидәк җайлар болмисун үчүн еди.

51:33 «униң һосули орулидиған вақти» — бәлким адәмлири вә имарәтлири жиқитилидиған, йәни униң җазалиниш вақтини көрситиду.

51:34-35 «Бабил падишаси Небоқаднәсар мени жутуп, мени ғаҗилап әзгән; ...маңа, мениң тенимгә қилған зораванлиғи Бабилниң бешиға чүшүрүлсун» — дәйду, вә Йерусалим: «Мениң қанлирим Калдийәдә турғучиларниң бешиға төкүлсун» — дәйду — бу 34-35-айәттики сөзлигүчи «Зионда турғучи қиз» бәлким «адәмләштүрулгән» Йерусалимға вәкил келиду. «маңа, мениң тенимгә қилған зораванлиғи..» — бәлким Йерусалим вә униң хәлқини көрситиду.

51:36 «Мана, Мән сениң дәвайиңни сораймән, сән үчүн қисас алимән; Мән униң деңизини қурутимән, булиқини қағҗиритимән» — Парс қошуни Бабилдин өтидиған Әфрат дәриясини қурутиду. Улар шу йол билән шәһәрни ишғал қилиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.

51:36 Йәр. 50:38

51:38 «Уларниң һәммиси яш ширлардәк һувлишиду, асланлардәк бир-биригә хирис қилишиду» — Бабиллиқлар һарақкәшлигидин атиқи чиққан еди. Бу айәт бәлким шуларниң мәс болуп «шир кәйп» болғанлиғини билдүриду. 39-айәтниму көрүң. Бабилниң падишаси Бәлшазар әмир-вәзирлири билән биллә мәс болғанда, шәһири бөсүлүп ишғал қилинған («Дан.» 5-бапни оқуң).

51:39 «Уларниң кәйпияти қизип кәткәндә, Мән уларға бир зияпәт тәйярлап қойимәнки, уларни мәс қиливетимән; шуниң билән улар яйрап-яшнап кетиду, — андин мәңгүгә уйқиға ғәриқ болуп, қайтидин һеч ойғанмайду» — бу бешарәтниң әмәлгә ашурулушини йәнә «Дан.» 5-бапта көрүң.

51:41 «Шешақниң ишғал қилинғанлиғиға қара» — «Шешақ» Бабилни көрситидиған һәҗвий, кинайилик бир исим. 25:26тики изаһатни көрүң.

51:41 Йәш. 13:19; Йәр. 25:26

51:42 «деңиз ... долқунлар...» — Тәврат-инҗилда көп вақитларда символ сүпитидә топ-топ қошунларни көрситиду.

51:44 «мән Бабилда Бәлни җазалаймән» — «Бәл» — (яки «Мардук») Бабилниң әң муһим бути.

51:47 «...Шуниң билән униң пүткүл зимини хиҗаләткә қалдурулиду, униңда өлтүрүлгәнләр униң ичидә жиқилиду» — демәк, Бабил хәлқи зиминидин һеч қачалмайдиған болиду.

51:49 «Бабил түпәйлидин пүткүл йәр йүзидики өлтүрүлгәнләр жиқилғандәк, Бабил Исраилда өлтүрүлгәнләр түпәйлидин Бабил жиқилмай қалмайду» — айәттики әйни ибраний текстни чүшиниш тәс. Оқурмәнләр башқа тәрҗимиләрни учритиши мүмкин. Лекин умумий мәнаси чоқум тәрҗимимиздәк болуши керәк.

51:50 «Қиличтин қачқанлар, жирақ кетиңлар, һаял болмаңлар; чәт йәрләрдин Пәрвәрдигарни сеғиниңлар, Йерусалимни есиңларға кәлтүрүңлар» — ениқки, бу сөзләр Бабилда сүргүн болған Исраилларға ейтилиду.

51:51 «Биз хиҗаләткә қалдуқ, чүнки һақарәткә учридуқ; ...чүнки ят адәмләр Пәрвәрдигарниң өйидики муқәддәс җайларға бесип кирди!» — шүбһисизки, бу сөзләр Бабилда сүргүн болғанларниң қайғуруп ейтидиғанлири болиду.

51:55 «...суларниң долқунлири өркәшләватқан сулардәк шарқирайду, уларниң авази шавқунлап келиду» — «суларниң долқунлири», «уларниң авази» болса бәлким «һалак қилғучилар»ниңки болиду. Улар «деңиз»ға охшитилған (42-айәт); 56-айәт уларниң һәрикитиниму көрситиду.

51:58 «Шуниң билән әлләрниң җан тикип тапқан меһнити беһудә болиду» — әлләрниң бекар ишлигини, «җапалиқ әҗири» бәлким зор шәһәр-империйә болған Бабилни көп меһнәт сиңдуруп қуруп чиққанлиғини көрситиду («Һаб.» 2:13ни көрүң).

51:59 «Нерияниң оғли Серая Зәдәкияға һәмраһ болуп барған (Серая баш ғоҗидар еди),...» — Серая Баруқниң акиси яки укиси еди. 32:12дә униң бовиси «Маасеяһ» дейилиду.