□22:1 «Аламәт көрүнүш берилгән җилға» — интайин сирлиқ бир ибарә. Шүбһисизки, у Йерусалимға қаритилиду (10-айәтни вә төвәндикиләрниму көрүң). Йерусалим Зион теғиниң үстидә болсиму, тағлар билән оралған болуп, җилғиға җайлашқан дәп һесаплиғили болиду. Бирақ бу ибарә немини билдүриду? Йәшая вә башқа пәйғәмбәрләр әлвәттә Йерусалимда нурғун «ғайипанә аламәтләр» яки «аламәт көрүнүшләр»ни көргән. Шуңа мәзкур ибарә нурғун «ғайипанә аламәтләр» вә бешарәтләрниң темиси болған, Худа сөйгән Йерусалим»ни көрситиду; йәнә келип, «җилға» төвән болуп, «хар болуш» яки «кичик пеиллик»ни билдүриду; Худа бешарәтләр вәһий қилса, уларни пәқәт кичик пеилларғила йәткүзиду. Бирақ -2-14-айәтләр бойичә, Йерусалимдикиләр Худаниң агаһлириға кичик пеил болмай, әксичә ерән қилмай тәкәббурлишип кәткән.
□22:4 «Хәлқимниң булинип...» — ибраний тилида «хәлқимниң қизиниң булинип...». «Хәлқимниң булинип кетиши тоғрилиқ маңа тәсәлли беришкә алдирап өзүңларни упратмаңлар» — бу сөзләр бәлким пәйғәмбәрниң өзиниңкидур; бирақ, шүбһисизки, Худа улар арқилиқ Өзиниң көңлини билдүрүватиду.
□22:6 «Елам» — Бабилниң хошниси, бешарәттики вақитларда улар билән иттипақдаш болған («Кир»ниң нәдә екәнлигини билмәймиз). Бу бешарәт бәлким Йәшаяға кәлгүсидә Бабил иттипақдашлири билән Йерусалимға қаттиқ һуҗум қилидиғанлиғини уқтуриду.
□22:8 «Орман сарайи» — «Орман сарайи»ни Сулайман падиша қурған, шу йәрдә көп савут-қураллар сақланған еди («1Пад.» 7-бапни вә 10:14-17-айәтни көрүң).
□22:11 «...суларни икки сепил оттурисиға жиғип амбар қилдиңлар; бирақ ... бурундин бурун буларни Шәкилләндүрүп Бекиткүчигә һеч үмүт бағлимидиңлар» — 8-12-айәтләргә қариғанда, Йерусалимдикиләр дүшмән қошуниниң муһасирисигә тақабил туруш тәдбирлири (мәсилән, савутларни, қалқанларни тәйярлаш, сепилни мустәһкәмләш, йеңи су амбирини қуруш қатарлиқлар)ни қолланғанлиғини тәбрикләшмәктә еди, бәлким буниң үчүн мәхсус бир күнни айриған болуши мүмкин (12-айәтни көрүң — «шу күни...»). Йәшая пәйғәмбәр уларни «тәдбирләр»гә таянмай, «мошуларни Яратқучи» Худағила тайиниш керәк дәп дәвәт қилсиму, улар қәтъий аңлимайду.
□22:12 «жиғлап матәм тутуш..., чачни чүшүрүп пайнәкбаш болуш..., бөз кийим кийиш...» — буларниң һәммиси товва қилишниң ипадилири еди.
■22:13 Йәш. 56:12; 1Кор. 15:32
□22:14 «мошу гуна силәр өлмигичә кәчүрүлмәйду» — ибраний тилида «силәр өлмигичә мошу гуна үчүн кафарәт қилинмайду».
□22:15 «... мошу ғоҗидар, ордини башқуридиған мошу Шәбнаниң йениға киргин...» — мошу айәттики «ғоҗидар» (яки «ғәзничи») «аялчә род» билән кәлгән болуп, бәлким Шәбнаниң хелә бир хушамәтчи, көтәрмичи екәнлигини көрситиши мүмкин.
□22:18 «ғоҗаң» — Исраил падишаси Һәзәкияни көрситиду. «2Пад.» 18-бапни көрүң.
□22:25 «Муқим җайға бекитилгән қозуқ болса,...» — бәзи шәрһчиләр мошу сөзләр Елиакимни көрситиду, дәп қарайду — демәк, «у ишәшлик адәм болғини билән, бәрибир жиқилип кетиду; пәқәт Худағила таянғили болиду». Бирақ мошу иш охшашла «шу күнидә» болиду, дейилиду. Пикримизчә Йәшая йәнә Шәбнаниму көрситиду; у әслидә «муқим җайға бекитилгән» бир қозуқ, йәни ордидики ишларни башқурғучи еди. У бир күн ичидә һоқуқидин қалдурулуп, Елиаким, йәни Худа ейтқан «Мениң қулум», униң орнини басиду.