Башқа бир хил тәрҗимиси: «Әгәр вақит дегән нәрсини бар десәң, мана Мән Өзүмдурмән».
«Һазир болса Рәб Пәрвәрдигар вә Униң Роһи Мени әвәтти!» — сөзлигүчи йәнә «Әзәлдин тартип Худа билән биллә болуп, Униң сөзини йәр йүзидикиләргә йәткүзгүчи» болуп, ахирда Худа һәм Худаниң Роһи тәрипидин әвәтилип Өзи мошу дунияға келиду (6-бап, 8-айәтни көрүң). Төвәндики 49-бапта мошу Зат, йәни «Пәрвәрдигарниң қули» тоғрисидики мәзмунларда көпрәк ашкарилиниду.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «Һазир болса Рәб Пәрвәрдигар Мени Униң Роһи билән әвәткән!». ■ Пәнд. 8:1-5; Зәк. 2:9; 6:15; 10:12; Юһ. 11:42; 17:21
Бешарәтләр бойичә мошу түгүнни йешиш үчүн, инсанни гунадин қутқузуш үчүн, «Пәрвәрдигарниң қули» әвәтилиду. Униң қилидиған хизмәтлири төвәндики 49-55-баптики бешарәтләрниң темиси болиду.
(Мошу бешарәтләр бәлким иккинчи қетим ахирқи заманлардиму әмәлгә ашурулиду, шу чағда Исраил «йеңи Бабил»дин һәм дуниядики чәт-чәтләрдин Зионға қайтиду). ■ Йәш. 52:11; Йәр. 50:8; 51:6,45; Вәһ. 18:4
□48:3 «Илгәрки ишлар» — мошу айәттики «илгәрки ишлар» шүбһисизки, Худаниң «Қорәш плани»дур (46:12дики изаһатни көрүң). Мошуни җәзмәнләштүрүш үчүн Йәшая «қошумчә сөз»дики 4-мисал (48-бапниң алаһидә шәкли тоғрисида) дегән графини көрүң. Әшу графиға қариғанда, 48-бап икки қисимға бөлүниду. Биринчи қисимдики «илгәрки ишлар» дәл «Қорәш плани»ға баравәр келиду; 6-айәттики «йеңи ишлар» болса, Пәрвәрдигарниң қулиниң ишлирни көрситиду. Мошу тәһлил қилиниш 42-баптикигә охшаш.
□48:4 «йүзүңниң дап екәнлигини...» — сөзмусөз тәрҗимә қилғанда «пешанәңниң мистин екәнлигини...».
□48:6 ««йеңи ишлар»нәни сақлинип йошурунған ишларни баян қилдим,...» — жуқуриқи изаһатта дегинимиздәк, «йеңи ишлар»ни дәл «Пәрвәрдигарниң қули» тоғрилиқ хуш хәвәр дәп билимиз (42-бапниму көрүң).
■48:9 Йәш. 43:21, 25
□48:10 «Күмүчни тавлиғандәк тавландурмидим» — демәк, Исраил күмүчниң барлиқ дашқилини айривалғичә тавланғандәк тавланса, бәлким һеч нәрсә қалмайтти! (1-бап, 22-, 25-айәтниму көрүң). «Азап-оқубәтниң хумданида» — бәлким Бабил империйәсиниң уларға қарита қилған зиянкәшликлирини көрситиду.
■48:12 Йәш. 41:4; 44:6; Вәһ. 1:17; 22:13
□48:14 «Пәрвәрдигар яхши көргән киши» — мошу йәрдә Қорәшни көрситиду.
□48:16 «Маңа йеқин келиңлар, мошуни аңлап қоюңлар; Мән әзәлдин сөзүмни йошурун қилған әмәс; сөзүм әмәлгә ашурулғинидиму йәнила шу йәрдә болғанмән» — демәк, сөзлигүчи Худаниң «Җакарчиси» һәм Униң йенида һазир туруп Униң сөзини беҗа кәлтүргүчидур. Кейинки изаһатниму көрүң. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Әгәр вақит дегән нәрсини бар десәң, мана Мән Өзүмдурмән». «Һазир болса Рәб Пәрвәрдигар вә Униң Роһи Мени әвәтти!» — сөзлигүчи йәнә «Әзәлдин тартип Худа билән биллә болуп, Униң сөзини йәр йүзидикиләргә йәткүзгүчи» болуп, ахирда Худа һәм Худаниң Роһи тәрипидин әвәтилип Өзи мошу дунияға келиду (6-бап, 8-айәтни көрүң). Төвәндики 49-бапта мошу Зат, йәни «Пәрвәрдигарниң қули» тоғрисидики мәзмунларда көпрәк ашкарилиниду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Һазир болса Рәб Пәрвәрдигар Мени Униң Роһи билән әвәткән!».
■48:16 Пәнд. 8:1-5; Зәк. 2:9; 6:15; 10:12; Юһ. 11:42; 17:21
■48:18 Қан. 32:29; Зәб. 80:14-17
□48:20 «Бабилдин чиқиңлар, калдийләрдин қечип кетиңлар!» — Исраил Бабилдин (миладийәдин илгәрки 536-жили) қутулғини билән, әмәлийәттә интайин аз бир қисми қайтип кәлди. Нурғун Йәһудийлар Парс империйәсиниң һөкүмранлиғи астида туруп, өзиниң әшу йәрдики әһвалини яхши дәп қарайтти. Улардин көплигән адәм сода-тиҗарәт билән шуғуллиниш билән бейип кәтти. Улар еришкән параван турмушни ташлап өз жутини қайтидин бәрпа қилиш җапасидин баш тартти. Шуңа улар мошу чақириққа қулақ салмайтти. Адәмләр мошу дуниядики мустәбитлик һөкүмранлиқлардин әмәс, бәлки өз гунайидин, шәхсийәтчилигидин, өзидин «азат қилиниш»и яки «қутқузулуш»и әң муһимдур. Қорәш болса уларниң өз вәтинигә қайтиш йолини ачқан. Бирақ гуналиридин сақит болмиса, һәммиси қуруқ, бекарға кетиду. Бешарәтләр бойичә мошу түгүнни йешиш үчүн, инсанни гунадин қутқузуш үчүн, «Пәрвәрдигарниң қули» әвәтилиду. Униң қилидиған хизмәтлири төвәндики 49-55-баптики бешарәтләрниң темиси болиду. (Мошу бешарәтләр бәлким иккинчи қетим ахирқи заманлардиму әмәлгә ашурулиду, шу чағда Исраил «йеңи Бабил»дин һәм дуниядики чәт-чәтләрдин Зионға қайтиду).
■48:20 Йәш. 52:11; Йәр. 50:8; 51:6,45; Вәһ. 18:4
□48:21 «Улар чөл-баяванлардин өткәндә һеч уссап қалмиди; У суларни таштин аққузуп бәрди; ...сулар униңдин урғуп чиқти!» — «Мис.» 17-бапни көрүң. Шу чағда Исраиллар Худадин нарази болуп қақшап кәтти. Бәлким 22-айәт мошундақ ишларниму көрситиши мүмкин.