63
«Күзәтчиләр» бир адәмниң келиватқанлиғини көриду
«Бозраһ шәһиридин чиққан, үстибеши қениқ қизил рәңлик,
Кийим-кечәклири қалтис-карамәт,
Зор күч билән қол селип меңиватқан,
Едомдин мошу йәргә келиватқучи ким?»
«Һәққанийлиқ билән сөзлигүчи Мән,
Қутқузушқа күч-қудрәткә Егә Болғучидурмән». «Һәққанийлиқ билән сөзлигүчи Мән, қутқузушқа күч-қудрәткә Егә Болғучидурмән» — айәтниң алдинқи қисмидики соалға җавап бәргүчи шүбһисизки, 61:10-11-айәттә «қалтис-карамәт» кийим-кечәк кийивалған», Өзи (62-бапта) күзәтчиләрни бекиткән Мәсиһдур. Бирақ униң кийим-кечәклири башқичә көрүнгәчкә, у жирақтин келиватқан чағда, улар уни тоналмиған.
«Бозраһ» шәһири тоғрилиқ йәнә 34-бапни вә изаһатлирини көрүң.
«Үстибешиңдикиси немишкә қизил,
Қандақсигә кийим-кечәклириң шарап көлчигини чәйлигүчиниңкигә охшап қалди?». «Үстибешиңдикиси немишкә қизил, қандақсигә кийим-кечәклириң шарап көлчигини чәйлигүчиниңкигә охшап қалди?» — Мәсиһ кийивалған кийим әслидә «ниҗатниң, һәққанийлиқниң» кийими (бәлким аппақ) болғандин кейин, «Немишкә қизил болуп қалған» — дәп сорайду.   Вәһ. 19:13
«Мән ялғуз шарап көлчигини чәйлидим;
Бар әл-жутлардин һеч ким Мән билән биллә болғини йоқ;
Мән уларни ғәзивимдә чәйлидим,
Қәһримдә уларни дәссивәттим;
Уларниң қанлири кийим-кечәклирим үстигә чачриди;
Мениң пүтүн үстибешим боялди; «Мән уларни ғәзивимдә чәйлидим» — «улар» (ниҗатни рәт қилған) ят әлләрни көрситиду (6-айәтни көрүң).
Чүнки қәлбимгә қисас күни пүкүлгән еди,
Шундақла Мән һәмҗәмәтлиримни қутқузидиған жил кәлди; «Мән һәмҗәмәтлиримни қутқузидиған жили» — демәк, Худаниң ниҗатини қобул қилған бәндилири мошу дуниядики барлиқ бозәк қилишлардин, барлиқ зиянкәшләрдин азат қилинип әркин болуш вақтидур. Рәзилләрниң җазалиниши билән улар әркин болиду.   Йәш. 61:2
Мән қарисам, ярдәм қилғидәк һеч ким йоқ еди;
Һеч кимниң қоллимайдиғанлиғини көрүп азаплинип көңлүм паракәндә болди;
Шуңа Өз билигим Өзүмгә ниҗат кәлтүрди;
Өз қәһрим болса, Мени қоллап Маңа чидам бәрди; «Өз қәһрим болса, Мени қоллап Маңа чидам бәрди» — мошу сөзләргә қариғанда, инсанларни җазалаш Худа һәм Униң Мәсиһи үчүн көңлигә интайин еғир келидиған тәс бир иштур.   Йәш. 59:16
Шуниң билән әл-жутларни ғәзивимдә дәссивәткәнмән,
Қәһримдә уларни мәс қиливәттим,
Қанлирини йәргә төкүвәттим». «Қәһримдә уларни мәс қиливәттим» — бундақ «мәс қилиш»ни чүшиниш үчүн, 51-бап, 17-, 21-22-айәтләрни йәнә көрүң. Хәлиқләрни мәс қилидиған шарап «Пәрвәрдигарниң қолидики қәһригә толған қәдәһ»тики «шарап»тур.
 
«Худани әсләткүчи күзәтчи»ләрдин бири йәнә дуа қилиду
«Мән Пәрвәрдигарниң шәпқәтлири тоғрилиқ әслитип сөзләймән;
Пәрвәрдигарниң мәдһийәгә лайиқ қилғанлири,
Униң рәһимдиллиқлириға асасән,
Униң нурғунлиған шәпқәтлиригә асасән,
Пәрвәрдигарниң бизгә қилған илтипатлири,
Исраил җәмәтигә илтипат қилған зор яхшилиқлири тоғрилиқ әслитип сөзләймән;
У уларни: — «Улар Мениң хәлқим,
Алдамчилиқ қилмайдиған балилар» дәп,
Уларниң Қутқузғучиси болди. «У уларни: — «Улар Мениң хәлқим, алдамчилиқ қилмайдиған балилар» дәп, уларниң Қутқузғучиси болди» — мошу айәтләр Худа Исраилни Мисирдин қутқузуп чиқарған вақитни көрситиду. Шу чағни Исраилниң «туғулуши», йәни «йеңи бир хәлиқ, йеңи бир милләт» болуши дәп һесаплиғили болиду.
Уларниң барлиқ дәрдлиригә Уму дәрддаш еди;
«Униң йүзидики Пәриштиси» болса уларни қутқузған,
У Өз муһәббити һәм рәһимдиллиғи билән уларни һәмҗәмәтлик қилип қутқузған;
Әшу қедимки барлиқ күнләрдә уларни Өзигә артип көтәргән; «Униң (Пәрвәрдигарниң) йүзидики Пәриштиси» — мошу зат дәл Тәврат-зәбурда көп йәрләрдә «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» дәп атилиду.   Қан. 7:7, 8, 9
10 Бирақ улар асийлиқ қилип Униң Муқәддәс Роһиға азар бәрди;
Шуңа улардин йүз өрүп У уларниң дүшминигә айлинип,
Уларға қарши җәң қилди. «бирақ улар асийлиқ қилип униң Муқәддәс Роһиға азар бәрди» — мошу сөзгә қариғанда «Худаниң Муқәддәс Роһи» чоқум Худаниң Өзидин (демәк, ХудаАтидин) айрим бир шәхсдур.   Чөл. 14:11; Зәб. 77:56-59; 94:9-11
11 Бирақ У: — «Муса пәйғәмбирим! Мениң хәлқим!» дәп әйни күнләрни әсләп тохтиди.
Әнди Өз падиси болғанларни падичилири билән деңиздин чиқиривалғучи қени?
Өзиниң Муқәддәс Роһини уларниң арисиға турғузуп қойғучи қени? «Өз падиси болғанлар» — Исраил хәлқи. «Өз ... падичилири» — шүбһисизки, Муса пәйғәмбәр, акиси Һарун һәм һәдиси Мәрйәм, шундақла бәлким Йәшуа пәйғәмбәр еди.
12 Униң гөзәл шәрәплик билиги Мусаниң оң қоли арқилиқ уларни йетәклигүчи болди,
Өзи үчүн мәңгүлүк бир намни тикләп,
Улар алдида суларни бөлүвәткүчи,
13 Уларни далада әркин кезип жүридиған аттәк,
Һеч путлаштурмай уларни деңизниң чоңқур йәрлиридин өткүзгүчи қени? Зәб. 104:37
14 Маллар җилғиға отлашқа чүшкәндәк,
Пәрвәрдигарниң Роһи уларға арам бәрди;
Сән Өзүң гөзәл-шәрәплик бир намға еришиш үчүн,
Сән мошу йоллар билән хәлқиңни йетәклидиң.
15 Аһ, асманлардин нәзириңни чүшүргин,
Сениң пак-муқәддәслигиң, гөзәллик-шәривиң турған маканиңдин һалимизға қарап бақ!
Қени отлуқ муһәббитиң вә күч-қудритиң!?
Ичиңни ағритишлириң, рәһимдиллиқлириң қени?
Улар маңа кәлгәндә бесилип қалдиму? Қан. 26:15
16 Чүнки гәрчә Ибраһим бизни тонумисиму,
Яки Исраил гәрчә бизни етирап қилмисиму,
Сән һаман бизниң Атимиз;
Сән Пәрвәрдигар бизниң Атимиздурсән;
Әзәлдин тартип «Һәмҗәмәт-Қутқузғучимиз» Сениң намиңдур. «гәрчә Ибраһим бизни тонумисиму, Яки Исраил гәрчә бизни етирап қилмисиму,...» — Ибраһим һәм Исраил (уларниң ата-бовилири) хелә бурунла аләмдин кәткән еди, әлвәттә. Мошу сөзниң мәнаси, навада атимиз Ибраһим яки Исраил (йәни Яқуп) мошу аләмдә техи турған болса, бизниң начар әһвалимизни, әхлақсизлиғимизни, пәзиләтсизлигимизни көрүпла интайин бизар болуп: «Мошу хәлиқ бизниң әвладимиз болмиса керәк» — дәп бизләрни етирап қилмаслиғи мүмкин, демәкчи.
17 И Пәрвәрдигар, немишкә бизни йоллириңдин аздурғансән?
Немишкә Өзүңдин қорқуштин яндуруп көңлимизни таш қилғансән?!
Қуллириң үчүн, Өз мирасиң болған қәбилиләр үчүн,
Йенимизға йенип кәлгәйсән!
18 Муқәддәс хәлқиң пәқәт азғинә вақитла тәвәлигигә егә болалиған;
Дүшмәнлиримиз муқәддәс җайиңни аяқ асти қилди; «Дүшмәнлиримиз муқәддәс җайиңни аяқ асти қилди» — Йәшаяниң өмридә Худаниң муқәддәс ибадәтханиси техи мәвҗут еди. Шуниң билән пәйғәмбәр бу бешарәттә өзидин кейинки бир дәвирни көздә тутқан болуши керәк. Йерусалимдики шу ибадәтхана миладийәдин илгәрки 586-жили вәйран қилинди. Бешарәт мошу вақиәдин кейинки дәвирниң болидиған һессиятлирини, арзу-хияллирини һәм дуалирини көрсәтсә керәк.   Зәб. 73:3-8
19 Шуниң билән биз узундин буян Сән идарә қилип бақмиған,
Сениң намиң билән атилип бақмиған бир хәлиқтәк болуп қалдуқ!
 
 

63:1 «Һәққанийлиқ билән сөзлигүчи Мән, қутқузушқа күч-қудрәткә Егә Болғучидурмән» — айәтниң алдинқи қисмидики соалға җавап бәргүчи шүбһисизки, 61:10-11-айәттә «қалтис-карамәт» кийим-кечәк кийивалған», Өзи (62-бапта) күзәтчиләрни бекиткән Мәсиһдур. Бирақ униң кийим-кечәклири башқичә көрүнгәчкә, у жирақтин келиватқан чағда, улар уни тоналмиған. «Бозраһ» шәһири тоғрилиқ йәнә 34-бапни вә изаһатлирини көрүң.

63:2 «Үстибешиңдикиси немишкә қизил, қандақсигә кийим-кечәклириң шарап көлчигини чәйлигүчиниңкигә охшап қалди?» — Мәсиһ кийивалған кийим әслидә «ниҗатниң, һәққанийлиқниң» кийими (бәлким аппақ) болғандин кейин, «Немишкә қизил болуп қалған» — дәп сорайду.

63:2 Вәһ. 19:13

63:3 «Мән уларни ғәзивимдә чәйлидим» — «улар» (ниҗатни рәт қилған) ят әлләрни көрситиду (6-айәтни көрүң).

63:4 «Мән һәмҗәмәтлиримни қутқузидиған жили» — демәк, Худаниң ниҗатини қобул қилған бәндилири мошу дуниядики барлиқ бозәк қилишлардин, барлиқ зиянкәшләрдин азат қилинип әркин болуш вақтидур. Рәзилләрниң җазалиниши билән улар әркин болиду.

63:4 Йәш. 61:2

63:5 «Өз қәһрим болса, Мени қоллап Маңа чидам бәрди» — мошу сөзләргә қариғанда, инсанларни җазалаш Худа һәм Униң Мәсиһи үчүн көңлигә интайин еғир келидиған тәс бир иштур.

63:5 Йәш. 59:16

63:6 «Қәһримдә уларни мәс қиливәттим» — бундақ «мәс қилиш»ни чүшиниш үчүн, 51-бап, 17-, 21-22-айәтләрни йәнә көрүң. Хәлиқләрни мәс қилидиған шарап «Пәрвәрдигарниң қолидики қәһригә толған қәдәһ»тики «шарап»тур.

63:8 «У уларни: — «Улар Мениң хәлқим, алдамчилиқ қилмайдиған балилар» дәп, уларниң Қутқузғучиси болди» — мошу айәтләр Худа Исраилни Мисирдин қутқузуп чиқарған вақитни көрситиду. Шу чағни Исраилниң «туғулуши», йәни «йеңи бир хәлиқ, йеңи бир милләт» болуши дәп һесаплиғили болиду.

63:9 «Униң (Пәрвәрдигарниң) йүзидики Пәриштиси» — мошу зат дәл Тәврат-зәбурда көп йәрләрдә «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» дәп атилиду.

63:9 Қан. 7:7, 8, 9

63:10 «бирақ улар асийлиқ қилип униң Муқәддәс Роһиға азар бәрди» — мошу сөзгә қариғанда «Худаниң Муқәддәс Роһи» чоқум Худаниң Өзидин (демәк, ХудаАтидин) айрим бир шәхсдур.

63:10 Чөл. 14:11; Зәб. 77:56-59; 94:9-11

63:11 «Өз падиси болғанлар» — Исраил хәлқи. «Өз ... падичилири» — шүбһисизки, Муса пәйғәмбәр, акиси Һарун һәм һәдиси Мәрйәм, шундақла бәлким Йәшуа пәйғәмбәр еди.

63:13 Зәб. 104:37

63:15 Қан. 26:15

63:16 «гәрчә Ибраһим бизни тонумисиму, Яки Исраил гәрчә бизни етирап қилмисиму,...» — Ибраһим һәм Исраил (уларниң ата-бовилири) хелә бурунла аләмдин кәткән еди, әлвәттә. Мошу сөзниң мәнаси, навада атимиз Ибраһим яки Исраил (йәни Яқуп) мошу аләмдә техи турған болса, бизниң начар әһвалимизни, әхлақсизлиғимизни, пәзиләтсизлигимизни көрүпла интайин бизар болуп: «Мошу хәлиқ бизниң әвладимиз болмиса керәк» — дәп бизләрни етирап қилмаслиғи мүмкин, демәкчи.

63:18 «Дүшмәнлиримиз муқәддәс җайиңни аяқ асти қилди» — Йәшаяниң өмридә Худаниң муқәддәс ибадәтханиси техи мәвҗут еди. Шуниң билән пәйғәмбәр бу бешарәттә өзидин кейинки бир дәвирни көздә тутқан болуши керәк. Йерусалимдики шу ибадәтхана миладийәдин илгәрки 586-жили вәйран қилинди. Бешарәт мошу вақиәдин кейинки дәвирниң болидиған һессиятлирини, арзу-хияллирини һәм дуалирини көрсәтсә керәк.

63:18 Зәб. 73:3-8