□94:3 «... Пәрвәрдигар — бүйүк бир илаһтур, пүткүл илаһлар үстидики бүйүк бир падишадур» — бу айәттики «илаһлар»: (1) таипилар чоқунидиған бутларни (әмәлийәттә уларниң кәйнидә турған җин-шәйтанларни — «Зәб.» 95:4-5, «1Кор.» 8:4-6 вә 10:19-21ни көрүң) яки (2) Худаниң сөзигә мәсъул болған Исраил һакимлирини көрситиши мүмкин.
□94:8 «Әйни чағларда Мәрибаһда болғандәк, чөл-баявандики Массаһда болған күндәк, жүригиңларни җаһил қилмаңлар!» — «Мәрибаһ» вә «Массаһ» дегән җайларда Исраиллар Худадин йүз өрүп, Муса пәйғәмбәргә қарши исян-асийлиқ көтәргән. Бу вақиәләр «Мис.» 17-бап, «Чөл.» 20-бапта хатириләнгән.
■94:8 Мис. 17:7; Чөл. 20:1,3,13; Қан. 6:16
□94:11 «Улар һәргиз Мениң арамгаһимға кирмәйду» — «Мениң арамгаһим» (1) Худа Исраилларға вәдә бәргән Қанаан (Пәләстин) зиминини көрситиду. Мисирдин чиқип чөл-баяванда қириқ жил сәрсан болуп жүргән шу дәвирдә Исраиллар итаәтсизлик қилип у зиминға кирмигән. (2) «Арамгаһ» пәқәт зиминнила әмәс, бәлки йәнә Худаниң панаһи, йетәкчилиги һәм шәпқити астида яшашни өз ичигә алиду (Инҗил, «Ибранийларға», 4-бапниму көрүң).