7
Бутпәрәс әл-милләтләрни зиминдин йоқитиш
1 Пәрвәрдигар Худайиң сени һазир егиләшкә кетиватқан зиминға башлап киргүзгәндин кейин, алдиңдин көп ят әл-милләтләрни, йәни Һиттийлар, Гиргашийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийлар, Һивийлар, Йәбусийларни — сәндин күчлүк әл-милләтләрни һайдиветиду.
■ 2 Әнди Пәрвәрдигар Худайиң алдиңда уларни қолуңға тапшуруши билән сән уларға һуҗум қилғиниңда, сән уларни тәлтөкүс йоқитишиң керәк; улар билән һеч әһдә түзишиңгә вә уларға һеч рәһим қилишиңға болмайду.
□ ■ 3 Сениң улар билән никаһлишишиңға болмайду; сән қизиңни уларниң оғуллириға беришиңгиму вә уларниң қизини оғлуңға елип беришиңгиму болмайду;
■ 4 чүнки улар оғлуңни Маңа әгишиштин езиқтуриду вә шуниң билән оғуллириң башқа илаһларға чоқуниду; у чағда Пәрвәрдигарниң ғәзиви силәргә қозғилип, силәрни тезла йоқитиду.
5 Сән уларға шундақ муамилә қилғинки, уларниң қурбангаһлирини бузуветиңлар, бут түврүклирини чеқиветиңлар, ашәраһ бутлирини кесиветиңлар вә ойма бутлирини от билән көйдүрүветиңлар;
□ ■ 6 чүнки силәр Пәрвәрдигар Худайиңларға пак-муқәддәс бир хәлиқтурсиләр; Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни йәр йүзидики барлиқ башқа хәлиқләрдин үстүн қилип, Өзигә хас бир хәлиқ болушқа талливалған.
■ 7 Пәрвәрдигарниң силәргә меһир чүшүп силәрни талливалғини силәрниң башқа хәлиқләрдин көп болғанлиғиңлар үчүн әмәс, әмәлийәттә силәр барлиқ хәлиқләр арисида әң аз едиңлар,
8 Пәрвәрдигарниң силәрни сөйгини сәвәвидин вә ата-бовилириңлар алдида бәргән қәсимигә садиқ болғанлиғи үчүн Пәрвәрдигар силәрни күчлүк қол билән қутқузуп, һөрлүк бәдили төләп «қуллуқ макани»дин, йәни Мисир падишаси Пирәвнниң қолидин чиқарған.
□ ■ 9 Шуңа силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң бәрһәқ Худа, вәдисидә турғучи Тәңри екәнлигини билишиңлар керәк; У Өзини сөйүп, әмирлирини тутқанларға миң дәвиргичә өзгәрмәс меһир көрситип әһдисидә турғучидур;
■ 10 лекин Өзигә өчмәнләрниң ишлирини өз бешиға очуқ-ашкарә чүшүрүп, уларни йоқитиду; Өзигә өчмәнләрниң һәр биригә өзи қилған ишлирини уларниң бешиға очуқ-ашкарә қайтурушқа кечиктүрмәйду.
■ 11 Силәр Мән бүгүн силәргә тапилиған әмир, бәлгүлимиләр һәм һөкүмләргә әмәл қилиш үчүн уларни чиң тутуңлар.
Әһдини тутушниң бәхит-бәрикәтлири
12 Чоқум шундақ болидуки, бу бәлгүлимиләргә қулақ селип, көңүл қоюп әмәл қилисаңлар, Пәрвәрдигар Худайиңлар ата-бовилириңларға қәсәм билән вәдә қилған әһдә вә меһирни силәргә көрситип туриду;
■ 13 Сени сөйүп бәрикәтләп, ата-бовилириңға қәсәм билән саңа беришкә вәдә қилған зиминда турғузуп көпәйтиду; шу йәрдә пәрзәнтлириңни, йәр-туприғиңдики мәһсулатларни, буғдийиңни, йеңи шарабиңни, зәйтун мейиңни, калилириңниң нәслини вә қойлириңниң қозилирини бәрикәтләп көпәйтиду.
□ 14 Сән барлиқ әлләрдин зиядә бәхит-бәрикәт көрисән; араңда, әр-аял яки мал-чарваң арисида һеч туғмаслиқ болмайду;
□ ■ 15 Пәрвәрдигар сәндин барлиқ кесәлләрни нери қилиду вә сән өзүң көргән Мисирдики дәһшәтлик вабалардин һеч қайсисини үстүңгә салмайду, бәлки саңа өч болғанларға салиду.
Араңлардики барлиқ бутпәрәслик из-қалдуқлирини йоқитиш керәк
16 Сән Пәрвәрдигар саңа тапшурған барлиқ хәлиқләрни йоқитишиң керәк; сән уларни көргәндә, уларға һеч рәһим қилмаслиғиң керәк, сән уларниң илаһлириниң қуллуғиға кирмәслигиң керәк; әгәр шундақ қилсаң, бу иш саңа қилтақ болиду.
□ 17 Әгәр сән көңлүңдә: «Бу әлләр мәндин күчлүк; мән қандақ қилип уларни зиминидин қоғливетәләймән?» — десәң,
18 улардин қорқма; Пәрвәрдигар Худайиңниң Пирәвн һәм барлиқ Мисирлиқларни қандақ қилғанлиғини әслигин,
19 — йәни Пәрвәрдигар Худайиң сени шу йәрдин чиқириш үчүн васитә қилған, өз көзүң билән көргән дәһшәтлик һөкүм-синақлар, мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләр, күчлүк қол вә созулған биләкни мәһкәм есиңдә тут; Пәрвәрдигар сән қорқуватқан барлиқ хәлиқниму шундақ қилиду.
■ 20 Униң үстигә Пәрвәрдигар Худайиң таки уларниң сәндин йошурунған қалдуқлири йоқитилғичә уларниң арисиға сериқ һәриләрни әвәтиду;
□ ■ 21 Сән улардин қорқмаслиғиң керәк; чүнки Пәрвәрдигар Худайиң араңдидур; У улуқ вә дәһшәтлик бир Илаһдур.
22 Пәрвәрдигар Худайиң шу әлләрни алдиңдин пәйдинпәй һайдайду; сән уларни бирақла йоқитиветәлмәйсән; бирақла йоқитивәткән тәғдирдиму, даладики һайванлар көпийип, үстүңгә бастуруп келиши мүмкин.
23 Лекин алдиңға илгириләп маңғиниңда Пәрвәрдигар Худайиң уларни қолуңға тапшуриду вә уларни паракәндә қилип, йоқитилғичә дәккә-дүккигә салиду. 24 У уларниң падишалирини қолуңға тапшуриду, сән уларниң намлириниму асман астидин йоқ қилисән; уларни йоқатқичә һеч бир адәм алдиңда туралмайду. 25 Силәр уларниң ойма бутини от билән көйдүрүветиңлар; көз қириңларни шуларниң үстидики алтун-күмүчкә салмаңлар, уларни алмаңлар; болмиса у силәргә қилтақ болиду; чүнки у Пәрвәрдигар Худайиң алдида жиркиничлик бир нәрсидур. 26 Сән һеч қандақ жиркиничлик нәрсини өйүңгә елип кәлмә; болмиса сән униңға охшаш ләнәтлик нәрсә болуп қалисән; сән униңдин қаттиқ йиргән, униңға мутләқ нәпрәтлән; чүнки у ләнәтлик бир нәрсидур.