□73:1 «И Худа, Сән немишкә мәңгүгә бизни ташливәттиң? Немишкә ғәзивиңни түтүн чиқарғандәк Өз яйлиғиңдики қойлириңға чиқирисән?» — бу күй бәлким Бабил падишаси Небоқаднисар миладийәдин илгәрки 597-жили Йерусалимни, җүмлидин муқәддәс ибадәтханини вәйран қилип, көп Исраилларни әсиргә елип Бабилға сүргүн қилғандин кейин йезилған.
□73:4 «мөҗизатлар сақланған орунға улар (дүшмәнләр) өз туғлирини тикти» — Худаниң ибадәханидики «муқәддәс җай»ида Исраил хәлқиниң тарихидики бир нәччә «мөҗизатлар» сақлинип кәлгән еди. Мәсилән, Муса пәйғәмбәр дәвридики ««манна»ға толған алтун қача», «Һарунниң бихлиған һасиси» қатарлиқлар. Буларни вәйран қилип, дүшмәнләр әшу йәрдә өз туғлирини тикти. Ибраний тилида «туғ» вә «карамәт» дегән сөзләр бирла сөз билән ипадилиниду.
□73:8 «Улар көңлидә: «Биз буларниң һәммисини йоқитайли» дәп, Тәңриниң зиминдики җамаәтгаһлириниң һәр бирини көйдүрүвәтти» — Худаниң пәқәт бирла (Сулайман қурған) ибадәтханиси бар еди. Бирақ униңдин илгириму Худаға ибадәт қилидиған җайлар мәвҗут еди — мәсилән: «Шилоһ» дегән җайда «муқәддәс чедир» бар еди («Йә.» 18:1). Худаниң намини йоқитиш үчүн дүшмәнләр буларниң һәммисини көйдүрүвәтти.
□73:9 «Пәйғәмбәрләрму кәлмәскә кәтти» — Бабил падишаси Небоқаднисар Даниял һәм Әзакиял пәйғәмбәрләрни сүргүн қилип Бабилға балдур елип кәткән еди. Йәрәмия пәйғәмбәр болса бир түркүм лүкчәкләр тәрипидин Мисирға елип кетилгән еди.
□73:12 «Йәр йүзиниң оттурисида қутқузушларни елип барғучи Удур» — «йәр йүзиниң оттуриси» бәлким «оттура шәриқ»ни көрситиши мүмкин.
□73:14 «Деңиздики левиатанниң башлирини чеқип,...» — «левиатан» деңиз чоңқур тәктидә яшайдиған қорқунучлуқ әҗдиһаға охшап кетидиған һайван. Төвәндики изаһатни, «Тәбирләр»ниму көрүң. «...Униң гөшини озуқ қилип чөлдики явайиларға бөлүп бәрдиң» — «әҗдиһалар» (13-айәт) һәм «левиатан» — шүбһисизки, бу йәрдә җин-шәйтанларниң күч-қудрәтлирини көрситиду. Худа Исраилни Мисирдин азат қилғанда, у мошу қудрәтләр үстидин ғәлибә қилди. Мошу айәт бойичә «левиатан»ниң беши көп болиду. Инҗил «Вәһий» қисмида униң беши йәттә екәнлиги көрситилиду. Тәврат «Аюп» 41-бап, 1-айәттики, «Йәш,» 27:1-айәттики изаһатлиримизни һәм Инҗилдики «Вәһий» 12- һәм 13-бапларни көрүң.
□73:15 «Йәрни йерип булақларни, ериқларни аққуздуң, Сән тохтимай еқиватқан дәрияларни қурутувәттиң» — мошу вақиәләрниң тәпсилатлирини чүшиниш үчүн, Тәвраттики «Мисирдин чиқиш» һәм «Йәшуа» дегән қисимларни көрүң.
■73:15 Мис. 17:5, 6; Чөл. 20:11; Йә. 3:13; Зәб. 104:41; Йәш. 48:21