□2:1 «Битчит қилидиған бириси көз алдиңғила кәлди» — демәк, бириси сән Нинәвәниң алдиға келип саңа һуҗум қилиду. «Әнди истиһкам үстидә күзәт қил, йолға қара, белиңни бағла, күчлириңни жиғип техиму күчәйт!» — бу кинайилик, һәҗвий гәп — Нинәвәликләр җәңгә шунчә көп тәйярлиқ қилған болсиму, һәммиси бекар болиду.
□2:2 «Пәрвәрдигар Яқупниң шан-шәривини әслигә кәлтүрди, уни Исраилниң шан-шәривигә лайиқ дәриҗидә әслигә кәлтүрди» — оқурмәнләр бәлким есигә кәлтүридуки, Худа Яқуп пәйғәмбәргә йеңи исим қойди, йәни «Исраил» дәп қойди. «Яқуп»ниң мәнаси «алдамчи» яки «башқиниң орнини басқучи», «Исраил»ниң мәнаси «Худа билән биллә болған шаһзадә». Демәк, Худа Яқупниң әгир-тоқай йоллирини өзгәртип, униңға парлақ келәчәк бәргән. Шуниң билән Муқәддәс Китапта, «Яқуп» бәзи вақитларда Исраилниң «кона тәбиити»ни, йәни Худа өч көргән яман илләтлирини көрситиду. «Чүнки қуруқдиғучилар уларни қуруқдап қойған еди, уларниң үзүм тал шахлирини вәйран қилған еди» — Асурийә Исраил һәм Йәһудани көп қетим һәр хил усул (булаңчилиқ, җазанихорлуқ, баҗ-селиқ қатарлиқлар) билән «қуруқдап қойған еди».
■2:2 Зәб. 79:13-14; Йәш. 10:12
□2:3 «Битчит қилғучиниң палванлириниң қалқанлири қизил боялди» — «қалқанлири қизил боялди» мүмкинчилиги барки, Асурийә ләшкәрлири җәңгә тәйяранғинида қалқанлирини қизил рәңдә бояп қоятти.
□2:5 «Сәрдар әмирлиригә әмир чүшүриду» — «сәрдар» ибраний тилида «у» дейилиду. Бизниңчә дүшмәнләрниң сәрдарини көрситиду (1-айәтни көрүң). Бәзи алимлар «у» Асурийә падишани көрситиду, дәп қарайду. Ундақ болғанда, айәт Асурийәликләрниң җиддий мудапиә тәйярлиғи қиливатқинини көрситиду. «Башлириға болса «муһасирә қалқини» тәйярлиниду» — «муһасирә қалқини» — әскәрләр сепилға һуҗум қилип өрүмәкчи болғанда, башлирини қоғдаш үчүн баш үстигә чоң бир қалқандәк нәрсини көтирип жүрәтти. Башқа бир хил тәрҗимиси: «қалқанлиқ потәй».
□2:6 ««Дәрияларниң дәрвазилири» ечилиду, падишаниң ордиси ерип кетиду» — «дәрияларниң дәрвазилири» дегәнлик немә мәнаси? Тигрис дәриясиниң тармақ-ериқлири Нинәвә шәһиридин өтәтти. Дәриялар сепилдин өткән җайларда кемиләрни өткүзүш-өткүзмәслик үчүн һәм башқа җайларда су еқимлирини тизгинләш үчүн дәрваза-тақақлар бекитилгән еди. Дәл Нинәвә шәһири муһасиригә елинған чағда дәрия тешип, униң ташқи сепилиниң 3 километрлиқ қисмини еқитип кәткән. Шуниң билән Бабил қошуни бөсүп кирип, андин ички сепилға һуҗум қилишқа киришти. «Падишаһниң ордиси ерип кетиду» — Бәлким падиша һәм ордидикиләрниң жүриги қорқунучтин ерип кәткәнлигини көрситиду. Падиша барлиқ байлиқлирини йоған бир гүлхан қилип, өзи вә кенизәклирини гулханниң үстидә көйдүрүвалди. Бәзи алимлар бу сөзни җисманий тәрәптин: «орда (дәрия еқими билән) еқип кетиду» дәп чүшиниду.
□2:7 «Хуззабниң болса уятлири ечилиду» — «Хуззаб» болса бәлким Нинәвә ханишиниң исми (бу исим уларниң бир аял бутиниң исми, йәни «иштар» дегән исим билән мунасивәтлик). Падиша өзини көйдүривалғини билән ханиш өзи тирик қелип рәсва қилинип, дедәклири билән қуллуққа әвәтилиду. Бәзи алимларниң башқа бир хил тәрҗимиси бар — «Мана бу шундақ бекитилгәндур, — униң (Нинәвә шәһириниң) уятлири ечилиду...».
□2:8 «Нинәвә апиридә болғандин бери көл сүйидәк тинич болуп кәлди, бирақ улар һазир қечип кетиду...» — башқа бир хил тәрҗимиси «Нинәвә бир көл сүйидәктур, бирақ һазир сулири йоқап кетиду...».
■2:10 Қан. 1:28; 20:8; Йә. 2:11; 5:1; 7:5; Йәш. 13:7, 8; 21:3; Әз. 21:12.
□2:11 «Қени, ширларниң угиси? Яш ширлар озуқлинидиған җай, шир, чиши шир, шир арслини һеч кимдин қорқмай жүргән җай қени?» — шир Асурийә империйәсиниң символи еди.
□2:13 «Мән сениң җәң һарвулириңни ис-түтәккә айландуруп көйдүриветимән» — ибраний тилида «Мән униң җәң һарвулирини ис-түтәккә айландуруп көйдүриветимән».