24
Талақ хети бериш тоғрилиқ
1 Әгәр бириси бир аялни әмригә алғандин кейин униңда бирәр сәт ишни билип, униңдин сөйүнмисә, ундақта у талақ хетини пүтүп, униң қолиға бериши керәк; андин уни өз өйидин чиқиривәтсә болиду.
□ ■ 2 Аял униң өйидин чиққандин кейин башқа әргә тәгсә болиду.
3 Бу иккинчи әрму уни яман көрүп, талақ хетини йезип қолиға берип уни өз өйидин чиқиривәтсә яки уни алған иккинчи ери өлүп кәтсә
4 уни қоюп бәргән авалқи ери уни напак һесаплап, иккинчи қетим хотунлуққа алмисун; чүнки ундақ қилса, Пәрвәрдигарниң алдида жиркиничлик иш болиду. Сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа мирас қилип беридиған зиминниң үстигә гуна жүклимигин.
□
Рәһимдиллиқ, мохо кесили вә адаләт тоғрилиқ
5 Әгәр бирким йеңидин хотун алған болса униңға нә җәңгә чиқиш, нә башқа бирәр ишқа буйрулмисун; у бәлки алған хотунини хуш қилиш үчүн бир жилғичә әркин-азат болуп өйидә олтарсун.
■ 6 Һеч ким ярғунчақ яки түгмәнниң үсти тешини капаләткә алмисун; чүнки бу иш бирисиниң һаятини капаләткә алғандәк болиду.
7 Әгәр бирким Исраиллардин болған қериндишиниң бирини булап келип, уни қулдәк ишләтсә вә яки уни сетивәтсә шу булаңчи өлтүрүлсун; силәр шундақ қилсаңлар араңлардин рәзилликни чиқириветисиләр.
■ 8 Песә-мохо вабаси пәйда болса, өзүңларға пәхәс болуңлар, Лавий каһинларниң силәргә барлиқ көрсәткинини қилиңлар; мән уларға қандақ әмир қилған болсам шуниңға көңүл қоюп әмәл қилиңлар.
■ 9 Мисирдин чиққиниңларда Пәрвәрдигар Худайиңларниң йолда Мәрйәмгә қандақ қилғинини әскә елиңлар.
□ ■ 10 Әгәр сән өз бурадәр-хошнаңға қәриз бәрсәң, капаләт елиш үчүн өйигә кирмигин;
11 бәлки ташқирида туруп тур; саңа қәриздар киши өзи саңа беридиған капаләтни ташқириға елип чиқсун.
12 Шу киши йоқсул болса сән униңдин капаләткә алған
кийимни йепинип ухлимиғайсән;
□ 13 Һеч болмиғанда сән бәлки капаләтни күн патқанда униңға қайтуруп бәргин; шундақ қилсаң у өз тонини йепинип ухлиғанда, саңа бәхит-бәрикәт тиләйду. Шундақ қилсаң бу иш саңа Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида һәққанийлиқ санилиду.
■ 14 Аҗиз, намрат мәдикарға наһәқлиқ қилма, мәйли у қериндашлириңлардин болсун яки йеза-шәһәрлириңларда турған мусапирлардин болсун.
■ 15 У намратлиқтин өз һәққигә интизар болғачқа, у ишлигән шу күни күн петиштин бурун һәққини чоқум бәргин; болмиса, у сениң тоғраңда Пәрвәрдигарға пәряд көтириду, бу иш гуна болуп бешиңға чүшиду.
16 Балилириниң җинайити үчүн ата өлтүрүлмисун, балиларму атиниң җинайити үчүн өлтүрүлмисун; бәлки җинайити бар болған һәр бир киши өз гунайи үчүн өлүм җазасини тартсун.
■ 17 Сән мусапир яки житим тоғрисидики һөкүмни бурмилима; тул аялниң кийим-кечәклириниму капаләткә алма,
■ 18 бәлки өзүңниң Мисирда қул болуп Пәрвәрдигар Худайиң сени шу йәрдин һөр қилип қутқузуп кәлгинини ядиңға кәлтүргин. Шуңа мән саңа буниңға әмәл қилғин дәп буйруймән.
19 Сән етизлиғиңниң һосулини жиққиниңда бир бағ өнчини унтуп қалған болсаң, уни елип келиш үчүн йенип бармиғин; у өнчә мусапир, житим-йесир вә тул хотунға тәгсун. Шундақ қилғанда Пәрвәрдигар Худайиң сениң қоллириңниң барлиқ әмгигини бәрикәтләйду.
■ 20 Зәйтун дәриғиңни қаққиниңдин кейин шахлирида қалғанлирини қайта қақма; қалдуқлири мусапир, житим-йесир вә тул хотунға тәгсун.
21 Үзүмзарлиғиңниң үзүмлирини жиғип болғандин кейин вашаң қилмиғин. Қалдуқлири мусапир, житим-йесир вә тул хотунға тәгсун.
22 Өзүңниң Мисир зиминида қул болғиниңни ядиңға кәлтүргин; шуңа мән саңа буниңға әмәл қилғин дәп буйруймән.