□7:3 «бәшинчи айда һәр биримиз йәнила өзимизни башқилардин айрип, жиға-зерәға олтиришимиз керәкму?» — «бәшинчи ай»дики роза тутуш болса әслидики ибадәтханиниң вәйран қилинғанлиғиға һәсрәт билдүрүш үчүн еди. Бабил империйәсиниң қошунлири ибадәтханини бәшинчи айниң 9-күнидә вәйран қилған еди, андин хәлиқни 70 жил сүргүн қилип башқурған. Мошу кишиләр: «Ибадәтхана һазир қайтидин қурулуватқан болғачқа, бу розини тутуверишимиз керәкму?» — дәп ойлиниватқан еди.
□7:5 «Силәр мошу йәтмиш жилдин бери бәшинчи ай вә йәттинчи айларда роза тутуп жиға-зерә қилғиниңларда...» — «йәттинчи ай»дики роза, валий Гәдәлияниң қаза қилинғанлиғини әсләш мәхситидә тутулған роза болуп, униң вапатиға һәсрәт билдүрүш үчүн еди (Тәврат, «Йәрәмия», 40-41-баплар). Бу Бабил империйәси Пәләстинни ишғал қилған мәзгилдики әң ахирқи паҗиәлик вақиә еди.
□7:6 «Йегиниңлар, ичкиниңлар, бу пәқәт өзүңлар үчүнла йәп-ичкиниңлардин ибарәт болди әмәсму? » — демәк, силәрниң роза тутушуңлар йәп-ичишиңларға охшаш, пәқәт өзлириңла үчүндур. Роза тутушниң мәхсити Худани издәш әмәс, бәлки «өз-өзигә ичини ағритиш»тин ибарәт болуши мүмкин. Йәнә бир имканийити, бу айәттики «йемәк» вә «ичмәк» бәлким һейт-байрамларни көрситиду. Худа улардин: «мошу һейт-байрамларни өзүңлар үчүн тәбриклидиңларму, яки мән үчүн тәбриклидиңларму?» — дәп сораватиду.
□7:11 «улар җаһиллиқ билән бойнини толғап» — ибраний тилида «улар мүрисини җаһил қилип...».
■7:13 Пәнд. 1:28; Йәш. 1:15; Йәр. 11:11; 14:12
□7:14 «уларни... қара қуюн билән тарқитивәттим» — яки «уларни ... қара қуюн билән тарқитиветимән».