19
Талақ қилиш тоғрисида
Мар. 10:1-12
Шундақ болдики, Әйса бу сөзләрни ейтип болғандин кейин, Галилийә өлкисидин айрилип, Йәһудийә өлкисиниң чәт йәрлиригә, йәни Иордан дәриясиниң у қетидики жутларға барди. Мар. 10:1. Топ-топ адәмләр униңға әгишип кәлгән болуп, у уларни шу йәрдила сақайтти.
Әнди бәзи Пәрисийләр униң йениға келип уни қилтаққа чүшүрүш мәхситидә униңдин:
— Бир адәмниң һәр қандақ сәвәптин аялини қоюветиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди. Мар. 10:2.
Шуниң билән у җававән мундақ деди:
Тәвраттин шуни оқумидиңларму, муқәддәмдә инсанларни Яратқучи уларни «Әр вә аял қилип яратти» вә «шуни оқумидиңларму,...?» — Бу Пәрисийләр әң яхши көридиған ибариләрниң бири.   Яр. 1:17; 2:24; 5:2 «Шу сәвәптин әр киши ата-анисидин айрилиду, аяли билән бирлишип иккиси бир тән болиду». Яр. 2:24; 1Кор. 6:16; Әф. 5:31. Шундақ екән, әр-аял әнди икки тән әмәс, бәлки бир тән болиду. Шуниң үчүн, Худа қошқанни инсан айримисун. 1Кор. 7:10.
Пәрисийләр униңдин йәнә:
— Ундақта, Муса пәйғәмбәр немә үчүн Тәврат қанунида әр киши өз аялиға талақ хетини бәрсила андин уни қоюветишкә болиду, дәп буйруған? — дәп сорашти. «Муса пәйғәмбәр немә үчүн Тәврат қанунида әр киши өз аялиға талақ хетини бәрсила андин уни қоюветишкә болиду» — әмирниң тоғриси «Қан.» 24:1дә тепилиду.   Қан. 24:1; Йәр. 3:1.
У уларға: — Таш жүрәклигиңлардин Муса пәйғәмбәр аяллириңларни талақ қилишқа рухсәт қилған; лекин аләмниң башлимида бундақ әмәс еди. Әнди шуни силәргә ейтип қояйки, аялини бузуқлуқтин башқа бирәр сәвәп билән талақ қилип, башқа бирини әмригә алған һәр қандақ киши зина қилған болиду. «Изаһат» — бези кона көчүрүлмиләрдә мошу йәрдә «вә талақ қилинған аялни әмригә алған кишиму зина қилған болиду» дегән сөзләр қошулуди. 5:32ни көрүң.   Мат. 5:32; Мар. 10:11; Луқа 16:18; 1Кор. 7:10.
10 Мухлислар униңға:
— Әгәр әр билән аяли оттурисидики әһвал шундақ болса, ундақта өйләнмәслик яхши екән, — деди. «ундақта өйләнмәслик яхши екән» — демәк, мухлисларниң ойлишичә, талақ қилиш имканийити болмиса («чиқиш йоли болмиса), өйлиниш интайин қорқунучлуқ иштур.
11 У уларға:
— Бу сөзни һәммила адәм әмәс, пәқәт несип қилинғанларла қобул қилалайду. 1Кор. 7:7,17. 12 Чүнки анисиниң балиятқусидин туғма бәзи ағватлар бар; вә инсан тәрипидин ахта қилинған бәзи ағватларму бар; вә әрш падишалиғи үчүн өзини ағват қилғанларму бар. Бу сөзни қобул қилалайдиғанлар қобул қилсун! — деди. «анисиниң балиятқусидин туғма бәзи ағватлар бар» — «туғма ағватлар» бәлким туғма җинсий иқтидари аҗизларни, ишқсиз кишиләрни көрситиду; «башқилар тәрипидин ахта қилинған» кона заманларда хан-падишаларниң ордилирида һәрәмни башқуруш хизмити үчүн пичиветилгән адәмләрни көрситиду. «Әршниң падишалиғи үчүн өз-өзини ағват қилғанлар» бәлким Худаниң хизмитидә көпрәк вақит болай дәп өйлиништин ваз кәчкәнләрни көрситиду.
 
Әйса вә кичик балилар
Мар. 10:13-16; Луқа 18:15-17
13 Қолуңни тәккүзүп дуа қилғайсән дәп, бәзиләр кичик балилирини униң алдиға елип кәлди. Бирақ мухлислар елип кәлгәнләрни әйиплиди. Мар. 10:13; Луқа 18:15. 14 Амма Әйса:
— Балилар мениң алдимға кәлтүрүлсун, уларни тосмаңлар. Чүнки әрш падишалиғи дәл мошундақларға тәвәдур, — деди. «әрш падишалиғи дәл мошундақларға тәвәдур» — яки «әрш падишалиғи дәл мошундақлардин тәркиб тапқандур».   Мат. 18:3; 1Кор. 14:20; 1Пет. 2:2. 15 Вә қоллирини уларға тәккүзгәндин кейин, у у йәрдин айрилди.
 
Пулдарлар Худаниң падишалиғиға кирәләмду?
Мар. 10:17-31; Луқа 18:18-30
16 Мана, бир күни бириси униң алдиға келип:
— Устаз, мән қандақ яхши ишни қилсам, мәңгүлүк һаятқа еришимән? — дәп сориди. Мар. 10:17; Луқа 18:18.
17 У униңға:
— Немишкә мәндин яхшилиқ тоғрисида сорайсән? «Яхши болғучилар» болса пәқәт бирила бар. Амма һаятлиққа киримән десәң, әмирләргә әмәл қил, — деди.
18 Қайси әмирләргә дәйсән? — дәп сориди у.
Әйса униңға:
— «Қатиллиқ қилма, зина қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, Мис. 20:12; Лав. 19:18; Қан. 5:16-20; Рим. 13:9. 19 ата-анаңға һөрмәт қил вә хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — деди. «қатиллиқ қилма, зина қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, ата-анаңға һөрмәт қил вә хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — (18-19-айәт) оқурмәнләр шуниңға диққәт қилған болуши мүмкинки, Әйса «он пәрман» ичидики Худаға мунасивәтлик пәрманларни яки «(хошнаңниң нәрсилирини) тама қилма» дегән пәрманни тилға алғини йоқ.   Лав. 19:17; Мат. 22:39; Мар. 12:31; Гал. 5:14; Яқ. 2:8.
20 Яш жигит униңға: — Буларниң һәммисигә әмәл қилип келиватимән. Әнди маңа йәнә немә кәм? — деди.
21 Әйса униңға:
— Әгәр мукәммәл болушни халисаң, берип бар-йоқуңни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бәргин. Шуниң билән әрштә ғәзнәң болиду. Андин келип маңа әгәшкин, — деди. Мат. 6:19; Луқа 12:33; 16:9; 1Тим. 6:19.
22 Жигит мошу сөзни аңлап, қайғуға чөмүп у йәрдин кетип қалди. Чүнки униң мал-мүлки наһайити көп еди. 23 Әйса мухлислириға:
— Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, байларниң әрш падишалиғиға кириши тәсликтила болиду. Пәнд. 11:28; Мар. 10:23; Луқа 18:24. 24 Вә йәнә шуни силәргә ейтайки, төгиниң йиңниниң көзидин өтүши бай адәмниң Худаниң падишалиғиға киришидин асандур! — деди.
25 Мухлислар буни аңлап интайин бәк һәйран болушуп:
— Ундақта, ким ниҗатқа еришәләйду? — дәп сорашти.
26 Амма Әйса уларға қарап:
— Бу иш инсан билән вуҗудқа чиқиши мүмкин әмәс, лекин Худаға нисбәтән һәммә иш мүмкин болиду, — деди. «Худаға нисбәтән һәммә иш мүмкин болиду» — грек тилида: «Худа билән һәммә иш мүмкин болиду».   Аюп 42:2; Йәр. 32:17; Зәк. 8:6; Луқа 1:37; 18:27.
27 Буниң билән Петрус униңға:
— Мана, биз һәммидин ваз кечип саңа әгәштуқ! Биз буниң үчүн немигә еришимиз? — дәп сориди. Мат. 4:20; Мар. 10:28; Луқа 5:11; 18:28.
28 Әйса уларға мундақ деди:
— Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, аләмдики һәммә қайтидин йеңиланғинида, Инсаноғли шанлиқ тәхтидә олтарған вақтида, маңа әгәшкән силәр он икки тәхттә олтирип, Исраилларниң он икки қәбилисигә һөкүм чиқирисиләр. Луқа 22:30. 29 Мениң намим дәп өйләр, ака-ука, ача-сиңил қериндашлири, ата-аниси, аяли, балилири яки йәр-зиминлардин ваз кәчкәнләрниң һәммиси уларға йүз һәссә артуқ еришиду вә мәңгүлүк һаятқа мирас болиду. «Мениң намим дәп өйләр, ака-ука, ... яки йәр-зиминлардин ваз кәчкәнләр..» — грек тилида «мениң намим үчүн өйләр, ака-ука... яки йәр-зиминлардин ваз кәчкәнләр...».   Қан. 33:9; Аюп 42:12. 30 Лекин шу чағда нурғун алдида турғанлар арқиға өтиду, нурғун арқида турғанлар алдиға өтиду. Мар. 10:31; Луқа 13:30.
 
 

19:1 Мар. 10:1.

19:3 Мар. 10:2.

19:4 «шуни оқумидиңларму,...?» — Бу Пәрисийләр әң яхши көридиған ибариләрниң бири.

19:4 Яр. 1:17; 2:24; 5:2

19:5 Яр. 2:24; 1Кор. 6:16; Әф. 5:31.

19:6 1Кор. 7:10.

19:7 «Муса пәйғәмбәр немә үчүн Тәврат қанунида әр киши өз аялиға талақ хетини бәрсила андин уни қоюветишкә болиду» — әмирниң тоғриси «Қан.» 24:1дә тепилиду.

19:7 Қан. 24:1; Йәр. 3:1.

19:9 «Изаһат» — бези кона көчүрүлмиләрдә мошу йәрдә «вә талақ қилинған аялни әмригә алған кишиму зина қилған болиду» дегән сөзләр қошулуди. 5:32ни көрүң.

19:9 Мат. 5:32; Мар. 10:11; Луқа 16:18; 1Кор. 7:10.

19:10 «ундақта өйләнмәслик яхши екән» — демәк, мухлисларниң ойлишичә, талақ қилиш имканийити болмиса («чиқиш йоли болмиса), өйлиниш интайин қорқунучлуқ иштур.

19:11 1Кор. 7:7,17.

19:12 «анисиниң балиятқусидин туғма бәзи ағватлар бар» — «туғма ағватлар» бәлким туғма җинсий иқтидари аҗизларни, ишқсиз кишиләрни көрситиду; «башқилар тәрипидин ахта қилинған» кона заманларда хан-падишаларниң ордилирида һәрәмни башқуруш хизмити үчүн пичиветилгән адәмләрни көрситиду. «Әршниң падишалиғи үчүн өз-өзини ағват қилғанлар» бәлким Худаниң хизмитидә көпрәк вақит болай дәп өйлиништин ваз кәчкәнләрни көрситиду.

19:13 Мар. 10:13; Луқа 18:15.

19:14 «әрш падишалиғи дәл мошундақларға тәвәдур» — яки «әрш падишалиғи дәл мошундақлардин тәркиб тапқандур».

19:14 Мат. 18:3; 1Кор. 14:20; 1Пет. 2:2.

19:16 Мар. 10:17; Луқа 18:18.

19:18 Мис. 20:12; Лав. 19:18; Қан. 5:16-20; Рим. 13:9.

19:19 «қатиллиқ қилма, зина қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, ата-анаңға һөрмәт қил вә хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — (18-19-айәт) оқурмәнләр шуниңға диққәт қилған болуши мүмкинки, Әйса «он пәрман» ичидики Худаға мунасивәтлик пәрманларни яки «(хошнаңниң нәрсилирини) тама қилма» дегән пәрманни тилға алғини йоқ.

19:19 Лав. 19:17; Мат. 22:39; Мар. 12:31; Гал. 5:14; Яқ. 2:8.

19:21 Мат. 6:19; Луқа 12:33; 16:9; 1Тим. 6:19.

19:23 Пәнд. 11:28; Мар. 10:23; Луқа 18:24.

19:26 «Худаға нисбәтән һәммә иш мүмкин болиду» — грек тилида: «Худа билән һәммә иш мүмкин болиду».

19:26 Аюп 42:2; Йәр. 32:17; Зәк. 8:6; Луқа 1:37; 18:27.

19:27 Мат. 4:20; Мар. 10:28; Луқа 5:11; 18:28.

19:28 Луқа 22:30.

19:29 «Мениң намим дәп өйләр, ака-ука, ... яки йәр-зиминлардин ваз кәчкәнләр..» — грек тилида «мениң намим үчүн өйләр, ака-ука... яки йәр-зиминлардин ваз кәчкәнләр...».

19:29 Қан. 33:9; Аюп 42:12.

19:30 Мар. 10:31; Луқа 13:30.