28
Ән-Дордики җадугәр аял
1 У күнләрдә Филистийләр Исраилға қарши җәң қилиш үчүн өз қошунлирини жиғди. Ақиш Давутқа: — Билишиң керәкки, адәмлириңни елип мениң билән җәзмән җәңгә чиқишиң лазим, деди.
2 Давут Ақишқа: — Ундақта сили қуллириниң немә қилалайдиғанлиғини билип қалила — деди. Ақиш Давутқа: — Мана, сени өзүмгә мәңгүлүк пасибан қилай, деди.
3 (Самуил өлгән еди вә пүткүл Исраил униң үчүн матәм тутуп уни өз шәһири болған Рамаһда дәпнә қилған еди. Саул болса җинкәшләр билән палчиларни зиминдин қоғлап чиқарди).
□ ■ 4 Филистийләр топлишип чиқип Шунәмдә чедир тикти. Саулму һәм пүткүл Исраилни жиғип, Гилбоаһда чедир тикти.
5 Саул әнди Филистийләрниң қошун баргаһини көргәндә қорқуп, жүриги су болуп кәтти.
6 Саул Пәрвәрдигардин йол сориди; лекин Пәрвәрдигар я чүш билән я «урим» билән я пәйғәмбәрләр арқилиқ униңға җавап бәрмиди.
□ 7 Шуниң билән Саул хизмәткарлириға: — Маңа палчи җинкәш бир хотунни тепип бериңлар, мән берип униңдин йол сорай, деди. Хизмәткарлири униңға: — Ән-Дорда җинкәш бир хотун бар екән, деди.
□ 8 Саул ниқаплинип, башқа кийимләрни кийип икки адәмни һәмраһ қилип барди. Улар кечиси берип хотунниң қешиға кәлди. У хотунға: — Маңа җин чақирип пал ечип, мән дегән бирисини қешимға кәлтүргин, деди.
9 Хотун униңға: — Мана, Саулниң қилғанлирини, йәни зиминдин җинкәшләрни вә палчиларни йоқатқанлиғини өзүң билисән; немишкә мени өлтүрүшкә җенимға қапқан қойисән, деди.
10 Саул униңға Пәрвәрдигар билән қәсәм қилип: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, бу иш үчүн саңа җаза болмайду, деди.
11 Хотун: — Саңа кимни чиқиримән? — дәп сориди. У: — Маңа Самуилни чиқарғин, деди.
12 Хотун Самуилни көргәндә қаттиқ аваз билән чирқириди, андин Саулға: — Немишкә мени голлайсән? Сән өзүң Саулғу! — деди.
13 Падиша униңға: — Қорқмиғин! Немини көрдүң? — деди. У Саулға: — Мән бир илаһниң йәрдин чиққинини көрдүм, деди.
14 У: — Униң қияпити қандақ екән? деди. Хотун: — Қери бир бовай чиқиватиду; у йепинча кийгән екән, деди. Саул: — У Самуил екән, дәп билип, йүзини йәргә йеқип тазим қилди.
15 Самуил Саулға: — Немишкә мени аварә қилип чиқардиң? — деди. Саул: — Мән толиму пәришан болдум; чүнки Филистийләр маңа қарши җәң қиливатиду, вә Худа мәндин жирақлап, маңа яки пәйғәмбәрләр арқилиқ яки чүшләр арқилиқ һеч җавап бәрмәйватиду. Шуңа мениң немә қилишим керәклигини маңа билдүргәйсән дәп, сени чақирдим, деди.
16 Самуил: — Пәрвәрдигар сәндин жирақлап, дүшминиң болғандин кейин немишкә мәндин мәслиһәт сорайсән? — деди.
17 —Пәрвәрдигар Өзи үчүн мән арқилиқ ейтқинини қилди; Пәрвәрдигар падишалиқни қолуңдин житип елип, хошнаңға, йәни Давутқа бәрди.
□ 18 Сән Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ салмай, униң Амаләкләргә қаратқан қаттиқ ғәзивини жүргүзмигиниң үчүн Пәрвәрдигар бүгүн саңа шу ишни қилди.
19 Пәрвәрдигар өзүң билән Исраилниму Филистийләрниң қолиға тапшуриду; әтә сән вә оғуллириң мениң билән биллә болисиләр; вә Пәрвәрдигар Исраилниң қошуниниму Филистийләрниң қолиға тапшуриду, деди.
20 Саул шуан йәргә дүм жиқилди, Самуилниң сөзлиридин қаттиқ қорқуп кәтти; бир кечә-күндүз тамақму йемигәчкә, мағдуриму қалмиди.
21 Аял әнди Саулниң қешиға берип униң толиму пәришан болғинини көрүп, униңға: — Мана, дедәклири җенини алқиниға елип қоюп тапилиғанлириға бенаән қилдим. 22 Әнди силидин өтүнимән, дедиклириниң сөзигә киргәйла; мени силиниң алдилириға бир чишләм нан кәлтүрүшкә униғайла; шуниң билән сили йәп қувәт тепип андин өз йоллириға кетәләйла, деди.
23 Лекин у рәт қилип: — Йемәймән, дәп унимиди. Униң хизмәткарлири һәм аялму йейишни униңға дәвәт қилишти; у йәрдин қопуп кариватта олтарди. 24 Аялниң өйидә бир бордақ мозай бар еди. У дәрһал уни сойди; һәм хемир жуғуруп петир нан пишүрүп бәрди. 25 У уни Саул билән хизмәткарлириниң алдиға қойди. Улар йәп болуп, шу кечиси кәтти.