69
69-күй •••• «Пәрвәрдигар, тез кәлгәйсән!»
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «әслитиш үчүн» оқулсун дәп, Давут язған күй: —
Пәрвәрдигар, мени қутқузушқа алдириғайсән!
Пәрвәрдигар, тез келип маңа ярдәм қилғайсән!■ Зәб. 39:14-18
3 Мениң җенимни издәватқанлар йәргә қаритилип рәсва қилинсун;
Мениң зийинимдин хурсән болғанлар кәйнигә яндурулуп шәрмәндә болғай.■ Зәб. 34:4,26; 70:13
4 Мени: — «Ваһ! Ваһ!» дәп мәсқирә қилғанлар өз шәрмәндилигидин кәйнигә янғай!
5 Бирақ Сени издигүчиләрниң һәммиси Сәндә шатлинип хошал болғай!
Ниҗатлиғиңни сөйгәнләр һемишә: «Худа улуқлансун» дейишкәй.
6 Бирақ мән езилгәнмән, һәм йоқсулмән;
Йенимға тездин кәл, и Худа!
Сән мениң ярдәмчим, мениң азат қилғучим;
И Пәрвәрдигар, кечикмәй кәлгәйсән!